Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

YURI LASHOV/AFP via Getty Images

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Әйсаниң әгәшкүчилири вә урушлар. Муқәддәс китап немә дәйду?

Әйсаниң әгәшкүчилири вә урушлар. Муқәддәс китап немә дәйду?

 Көплигән христиан диний рәһбәрлири Украинадики урушни қоллап-қувәтләватиду. Улар һәр иккила тәрәпни қандақ қоллаватқанлиғиға диққәт қилиң:

  •   «Дөлитимиз Украинани қоғдаватқан һәммә әскәрләргә чоңқур һөрмитимизни вә миннәтдарлиғимизни билдүримиз. Силәр үчүн Худаға дуа-тилавәт қиливатимиз вә қәлбимиз силәр билән биллә, һәрдайим силәрни қоллап-қувәтләймиз» (Киев чоң шәһири баш роһанийси Епифамус «Йерусалим почта гезити», 16-март, 2022-жил.)

  •   «Москва Украинадики һәрбий һуҗумни давамлаштуриватқанда, Рус проваславия чиркосиниң рәһбири йәкшәнбә күнидә рус әскәрлири үчүн алаһидә диний мәрасим өткүзгән. У рус әскәрлирини өз дөлитини қоғдашқа үндигән» (Рейтер хәвәр агентлиғи, 3-апрель, 2022-жил.)

 Мәсиһ әгәшкүчилири урушқа қатнишиши керәкму? Муқәддәс китап немә дәйду?

Муқәддәс китапта һәқиқәтән немә йезилған?

 Муқәддәс китап Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилириниң урушқа қатнашмайдиғанлиғини көрситиду.

  •   «Қиличиңни орниға қайтурғин, чүнки қилич көтәргәнләрниң һәммиси қиличтин өлүду» (Мәтта 26:52).

     Урушларға қатнишидиған яки уни қоллайдиған киши һәқиқәтән Әйсаниң сөзигә қулақ саламду?

  •   «Силәргә йеңи әмир беримән: бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болуңлар. Силәрни мән сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни дәл шундақ сөйүңлар. Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (Йоһан 13:34, 35).

     Әгәр киши урушта мәлум бир тәрәпни қоллиса, Әйса ейтқандәк, униң шагиртлириға хас сөйгү-муһәббәтни көрситәмду?

 Көпирәк мәлуматқа еришиш үчүн, «Мәсиһ әгәшкүчилири урушқа қатнашса боламду?» намлиқ мақалигә қараң.

Әйсаниң әгәшкүчилири вә бүгүнки күндики урушлар

 Бүгүнки күндә Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири урушқа қатнишиштин ваз кечәмду? Һә. Муқәддәс китапта заман ахирида һәрхил милләттин чиққан бир топ кишиләрниң уруш қилишни үгәнмәй, Әйсаниң тәлимлиригә мас яшайдиғанлиғи бәшарәт қилинған (Йәшая 2:2, 4)

  •   «Күзитиш мунаридики» «Худа урушларға қандақ қарайду» мақалигә қараң.

 «Хатирҗәмликниң Худаси» Йәһва a пат йеқинда асмандики Падишалиғи арқилиқ адәмләрни зулумлуқ вә зораванлиқтин қутқузиду (Филипиликләргә 4:9; Зәбур 72:14).

a Йәһва — Худаниң хас исми (Зәбур 83:18).