Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Justin Paget/​Stone via Getty Images

Ялғузлуқ дәрди. Уни қандақ йеңишкә болиду?

Ялғузлуқ дәрди. Уни қандақ йеңишкә болиду?
  •    «Америкидики чоңларниң тәхминән йерими ялғузлуқ һис қиливатқанлиғини ейтти. Ялғузлуқ дәрдини тартиватқан һәммә кишиләрниң арисида яшларниң сани әң көп». (Ялғузлуқ дәрди: Америка ташқи кесәлликләр дохтуриниң иҗтимаий алақилишиш вә җәмийәтниң шипалиқ тәсири тоғрисидики мәслиһәтлири, 2023-жил).

  •    «[Дуния сәһийә тәшкилати] җәмийәтниң иҗтимаий саһасида ишләйдиған комитетниң қурулғанлиғини елан қилди. Бу комитетниң мәхсәтлири шуки, ялғузлуқ дәрди кишиләрниң сағламлиғиға йәткүзүватқан зиянлиғини тәтқиқ қилиш, кишиләрниң арисидики иҗтимаий мунасивитини күчләндүрүш вә төвән яки жуқури киримлик дөләтләрдики ялғузлуқ мәсилисини һәл қилишниң әң үнүмлүк йоллирини издәш» (Дуния сәһийә тәшкилати, 2023-жил, 15-ноябрь).

 Муқәддәс китапта башқилар билән яхши мунасивәтни қандақ риваҗландуруш һәққидики әмәлий мәслиһәтләр бар. Улар кишигә өзини ялғуз һис қилмаслиққа ярдәм бериду.

Ярдәм берәләйдиған Муқәддәс китаптики принциплар

 Сизни башқилардин жирақлаштуридиған иш-паалийәтләрниң санини азайтиң. Бу иш-паалийәтләр иҗтимаий алақә торлирини һәддидин зиядә ишлитишни өз ичигә алиду. Униң орниға, кишиләр билән үзму-үз көрүшүп, сөһбәтлишиш вә һәқиқий дост тепиш йоллирини издәң.

  •    Муқәддәс китаптики принцип: «Һәқиқий дост сөйгү-муһәббәт көрситәр һәрқачан, қериндаш еғир күнләрдә һәмдәрт болушқа туғулған» (Пәнд-нәсиһәтләр 17:17, ЙД).

 Башқиларға ярдәм бериш пурсәтлирини издәң: Башқиларға яхшилиқ қилсиңиз, улар билән мунасивитиңизни күчәйтипла қоймай, бәлки өзүңизни бәхитлигирәк һис қилисиз.

  •    Муқәддәс китаптики принцип: «Елиштин көрә бериш бәхитлигирәк» (Әлчиләр 20:35).

 Торбетимиздин һәқиқий достларни қандақ тепишқа болидиғанлиғи һәққидә Муқәддәс китап немә дәйдиғанлиғини биливелиң.