СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Алимлар қиямәт күниниң саат тилини алдиға йөткиди. Муқәддәс китап немә дәйду?
Алимлар 2023-жили 24-январьда қиямәт күниниң саати a йерим кечигә дунияниң ахирлишиш вақтиға техиму йеқинлишип кетиватқанлиғини ейтти.
Бу йәрдә тилға елинған «қиямәт күни саати» инсанийәтниң өз-өзини вәйран қилиш хәвп-хәтиригә символ қилинған. Сешәнбә күни алимлар қиямәт күниниң саат тилини йерим кечигә техиму йеқинлаштурди. Чүнки Украинадики уруш, ядро қурали уруши йүз бериш еһтималлиғи вә йәр шари муһит булғиниши илгирики һәрқандақ вақитқа қариғанда, техиму яман вәзийәткә йүзлинип кетиватиду (AFP International Text Wire).
Сешәнбә күни алимлар қиямәт күниниң саат тили йерим кечигә, йәни инсанийәт өз-өзини һалак қилидиған вақитқа 90 секунд қалған йәргә келип қалғанлиғини ашкарилиди (ABC News).
Хәлиқаралиқ бир группа алимлар инсанийәт илгирики һәрқандақ вақитқа қариғанда, өз-өзини һалак қилидиған әң чоң хәтәргә йүзләнгәнлиги һәққидә агаһландурди (The Guardian).
Инсанийәт вә йәр шариниң гумран болуш вақти йеқинлишиватамду? Келәчәктә йүз беридиған ишлардин қорқушимиз керәкму? Муқәддәс китап немә дәйду?
Келәчәктә йүз беридиған ишлар
Муқәддәс китапта «йәр-зимин болса мәңгү қалиду» вә адәмләр «әбәдил-әбәт яшайду» дәп йезилған (Вәз 1:4; Зәбур 37:29). Шуңа инсанлар йәр йүзини вәйран қилмайду яки йәр шари яшаш имкансиз бир җайға айлинип қалмайду.
Амма Муқәддәс китап бир ахирлишишни тилға алиду. Мәсилән, униңда «дунияму... өтүп кетиду» дәп йезилған (Йоһанниң 1-хети 2:17).
Муқәддәс китапта тилға елинған дунияниң ахирлишиши әслидә немини билдүридиғанлиғини биливелиш үчүн «Дунияниң ахирлишиш вақти келиватамду? Ахирәт күни дегән немә?» намлиқ мақалини оқуң.
Муқәддәс китап келәчәктә дунияда йүз беридиған иш-вақиәләрниң вақит-саати һәққидә немиләрни дәйдиғанлиғини биливелиш үчүн «Бу дуния қачан ахирлишиду?» намлиқ мақалини оқуң.
Үмүтвар болушқа тиришиң
Бүгүнки күндики қийинчилиқларға қаримастин, бизниң үмүтвар болушимизға Муқәддәс китап ярдәм берәләйду. Қандақ?
Муқәддәс китап күндилик турмушимизда әмәлий қоллинишчан мәслиһәтләрни бериду (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Мәсилән, һаяттики қийинчилиқларға қаримастин, иҗабий көзқаришиңизни сақлашқа Муқәддәс китап қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини биливелиш үчүн «Ғәм-тәшвишләргә қандақ тәқабил туруш?» намлиқ мақалини оқуң.
Муқәддәс китап келәчәккә болған ишәнчлик бир үмүтни бериду (Римлиқларға 15:4). У бүгүнки күндә һәм келәчәктә қандақ ишларниң бизни күтүп турғанлиғини ениқ чүшәндүриду вә бу дунияда қандақ ишларниң йүз беришидин қәтъийнәзәр давамлиқ үмүтвар болушимизға ярдәм бериду.
Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишиниң көпирәк пайдисини көрүшиңиз үчүн сизни Муқәддәс Язмилардин һәқсиз билим ашурушқа тәклип қилимиз.
a «Қиямәт күниниң саати — бу кишиләрни агаһландуридиған бир лайиһә. Бу өз қолимиз билән ясиған хәтәрлик технология арқилиқ бу дунияни вәйран қилишқа қанчилик йеқинлап кетиватқанлиғимизни агаһландуруп туриду. У бир охшитиш болуп, бизгә йәр йүзидә һаят қелиш үчүн чоқум һәл қилиш зөрүр болған хәвп-хәтәрләрни әскәртиду» (Bulletin of the Atomic Scientists).