СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Көңүл беарамлиғини һис қиливатқан яш өсмүрләрниң сани барғансири көпәймәктә. Муқәддәс китап немә дәйду?
2023-жили 13-февраль дүшәнбә күни «Америкидики кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизлири» (CDC) Америкидики яш өсмүрләрниң һис-туйғу җәһәттин сағламлиғи тоғрисида баянат елан қилди. Бу баянатта толуқ оттура мәктәп оқуғучилири арисида 40 проценттин көпирәк балиларниң дайим көңли йерим вә үмүтсиз жүридиғанлиғи хәвәр қилинди.
Шу мәркәзлириниң «Өсмүрләр вә мәктәп сағламлиғи бөлүми» (DASH) мудири, доктор Кэтлин Этье мундақ деди: «Йеқинки 10 жилниң ичидә яшларниң һис-туйғу җәһәттин сағламлиғи начарлишип кәткәнлигини көрүватимиз. Илгирики һәрқандақ бир вақитқа қариғанда, һазир өсмүр қизлар арисида һис-туйғу җәһәттин сағламлиғи начарлишип, өзини өлтүрүвелишни ойлайдиған, һәтта план түзүп өзини өлтүрүвелишқа һәрикәт қилидиғанларниң сани техиму көпийип кәтмәктә».
Баянатта:
Өсмүр қизларниң һәр 10ниң 1дин көпирәги (14 пронцент) халимиған әһвалда зораванлиқ билән җинсий мунасивәт қилишқа мәҗбурланған. Доктор Этье: «Бу һәқиқәтән кишини интайин чөчитиду. Сиз тонуйдиған он қиздин кам дегәндә бири, бәлким униңдинму көпирәги җинсий хорлашқа учриған болуши мүмкин»,— деди.
Үч өсмүр қиздин бири (30 процент) өзини өлтүрүвелиш тоғрилиқ әстаидил ойланған.
Бәш өсмүр қизниң үчи (57 процент) һәрдайим көңли беарам вә үмүтсиз жүридикән.
Бу статистика учури һәқиқәтән кишиниң көңлини наһайити ечиндуриду. Әслидә яшлар ойнап күлүп жүрүши керәк. Бүгүнки күндә яш өсмүрләрниң дуч келиватқан бесимға тәқабил турушиға немә ярдәм берәләйду? Муқәддәс китап немә дәйду?
Муқәддәс китап әмәлий ярдәм бериду
Муқәддәс китап һазир биз яшаватқан бу еғир күнләр һәққидә тәсвирләп, уни «интайин тәс вақитлар» дәп атиған (Тимотийға 2-хәт 3:1—5, ЙД). Қандақла болсун, Муқәддәс китап һечқачан вақти өтүп кәтмәйдиған дана мәслиһәт бериду. Шу мәслиһәт пүтүн дунияниң җай-җайлиридики яш өсмүрләрниң өзлири дуч келидиған қийинчилиқларға оңушлуқ тәқабил турушиға ярдәм берип келиватиду. Төвәндики Муқәддәс китапқа асасланған мақалиләрни көрүп чиқиң:
Өзини өлтүрүвелиш һис-туйғулири бар яш өсмүрләргә ярдәм
Чүшкүнлүк, қайғу-һәсрәт яки сәлбий һис-туйғулирини баштин өткүзидиған яш өсмүрләргә ярдәм
Қайғуни йеңәләйсиз (фломастерлиқ анимация)
Бозәккә яки интернетта бозәккә учриған өсмүрләргә ярдәм
Лөкчәкләрни муш көтәрмәй йәңгин! (фломастерлиқ анимация)
Җинсий хорлашқа вә зораванлиққа учриған өсмүрләргә ярдәм
Җинсий хорлаш һәққидә немини билишим керәк? (1-қисим). Қоғдиниш чарилири
Җинсий хорлаш һәққидә немини билишим керәк? (2-қисим). Қоғдиниш чарилири
Муқәддәс китап ата-аниларға әмәлий мәслиһәт бериду
Муқәддәс китап ата-аниларғиму әмәлий мәслиһәт бериду. Бу мәслиһәт арқилиқ улар балилириниң һаяттики қийинчилиқларға тәқабил турушиға ярдәм берәләйду. Төвәндики Муқәддәс китапқа асасланған мақалиләрни көрүп чиқиң.
Немә үчүн яш өсмүрләр чүшкүнлүккә чүшиду. Уларға немә ярдәм берәләйду?
Балилар вә иҗтимаий алақә тори (1-қисим). Балам иҗтимаий алақә торини ишлитиши керәкму?
Балилар вә янфон (2-қисим). Балиларға янфонни тоғра усулда ишлитишни үгитиш?
Шәһваний мәзмундики учурни әвәтиштин сақлиниш һәққидә балиларға ярдәм бериш