Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

JenkoAtaman/stock.adobe.com

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

2023-жили, үмүтвар болуш үчүн сәвәпләр бар. Муқәддәс китап немә дәйду?

2023-жили, үмүтвар болуш үчүн сәвәпләр бар. Муқәддәс китап немә дәйду?

 2023-жили башлиниши билән биз һәммимиз өзүмиз вә аилимиздикиләрниң яхши арзу-арманлириға йетишини үмүт қилимиз. Немә үчүн келәчәккә шундақ үмүт билән йүзлинәләймиз?

Муқәддәс китап үмүт бериду

 Муқәддәс китапта бүгүнки күндә биз дуч келиватқан қийинчилиқларниң вақитлиқ екәнлиги вә уларниң пат йеқинда йоқ қилинидиғанлиғи һәққидә хуш хәвәр бар. Шәк-шүбһисизки, Муқәддәс китап «тәлим елишимиз үчүн йезилған. Шуңа... Язмилардин алған тәсәлли арқилиқ үмүткә егә болалаймиз» (Римлиқларға 15:4, ЙД).

  •   Муқәддәс китаптики вәдиләр һәққидә көпирәк билим елиш үчүн «Гөзәл келәчәккә болған һәқиқий үмүт» намлиқ мақалигә қараң.

Һазир сизгә ярдәм берәләйдиған үмүт

 Муқәддәс китаптики үмүт «һаятимиз үчүн худди кемә ләңгиридәк» (Ибранийларға 6:19, ЙД). Бу үмүт бизгә бүгүнки күндики қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериш, иҗабий көзқарашни сақлаш вә бәхит-саадәткә еришишкә ярдәм берәләйду. Мәсилән:

  •   Бир әр кишигә яман адитини ташлашқа Муқәддәс китаптики үмүт қандақ ярдәм бәргәнлигини биливелиң. «Һаятимдин тойған едим» намлиқ видеони көрүң.

  •   Йеқин кишимиздин айрилғанда, Муқәддәс китаптики үмүт бизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини биливелиң. «Йеқинидин айрилип қалғанлар үчүн тәсәлли» намлиқ видеони көрүң.

Үмүтиңизни күчәйтиң

 Нурғун кишиләр яхши ишларниң йүз беришини үмүт қилиду, амма шу үмүтиниң реаллиққа айлинишиға ишәнч қилмаслиғи мүмкин. Лекин Муқәддәс китап вәдә қилған үмүт билән кишиләрниң үмүти арисида пәриқ бар. Немә үчүн? Чүнки Муқәддәс китаптики вәдиләр болса, Өзигә «ялған ейталмайдиған» Худадин кәлгән (Титқа 1:2). Пәқәт Яратқучи Йәһва a Өз вәдилириниң һәммисини әмәлгә ашуруш күч-қудритигә егә болғач, У халиған һәрқандақ ишни қилиду (Зәбур 135:5, 6).

 Биз сизни Муқәддәс китаптики ишәнчилик үмүтниң пайдисини көрүшкә тәклип қилимиз. Муқәддәс Язмиларни тәкшүрүп чоңқур издәнсиңиз, үмүтиңизни күчәйтәләйсиз (Әлчиләр 17:11). Буни қилиш үчүн Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини башлаң. 2023-жилиға үмүтварлиқ билән қәдәм ташлаң!

a «Исми Йәһва болған Сән» (Зәбур 83:18, ЙД).