Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли. Видеолар
Оқуш вә тәлим бериш маһаритини риваҗландуруң.
3-ДӘРИС
Соал қоюш
Тиңшиғучилар билән мулаһизә қилиш, давамлиқ диққитини тартиш, муһим ой-пикирләрни тәкитләш үчүн қандақ соалларни қойсиңиз болиду?
4-ДӘРИС
Айәтләргә мувапиқ кириш сөзини ишлитиш
Тиңшиғучилар сиз оқуған айәттин әмәлий пайдиға еришәлиши үчүн, уларниң айәткә болған қизиқишини қандақ ойғиталайсиз?
6-ДӘРИС
Муқәддәс китаптики айәтләрни ениқ чүшәндүрүп бериш
Айәтни оқуғанда, тиңшиғучиларға айәтни оқуғанлиғимизниң сәвәвини чүшәндүрүш үчүн немә қилалайсиз?
9-ДӘРИС
Көрүш сезимигә тәсир қилидиған материалларни ишлитиш
Тиңшиғучиларға муһим ой-пикирни чүшинишкә ярдәм бериш үчүн, әдәбияттики сүрәтләрни яки көрүш сезимигә тәсир қилидиған башқа материалларни қандақ ишлитәләйсиз?
10-ДӘРИС
Аваз аһаңини өзгәртиш
Авазимизни өзгәрткәнлигимиз тиңшиғучиларға ой-пикримизни техиму ениғирақ вә тәсирлик йәткүзүшкә қандақ ярдәм бериду?
11-ДӘРИС
Қизғинлиқни ипадиләш
Тиңшиғучиларни иш-һәрикәткә дәвәт қилиш үчүн қизғинлиқни қандақ ипадиләләйсиз?
12-ДӘРИС
Мулайимлиқ вә һисдашлиқ көрситиш
Тиңшиғучиларға сәмимий һис-туйғуларни мулайимлиқ вә һисдашлиқ билән қандақ көрситәләйсиз?
13-ДӘРИС
Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш
Ой-пикирни оттуриға қоюп чүшәндүргәндә, униң әмәлий пайдисини көрситип, иш-һәрикәткә қандақ дәвәт қилалаймиз?
14-ДӘРИС
Муһим ой-пикирни тәкитләш
Асасий ой-пикирләрдә тохтап сүкүт қилсиңиз, тиңшиғучиларға диққәтлик болушқа, чүшинишкә һәм есидә сақлашқа ярдәм берәләйсиз.
16-ДӘРИС
Иҗабий сөзләрни ишлитиш
Тиңшиғучиларниң диққитини қийинчилиқларға әмәс, бәлки уларниң ишәнчисини күчәйтидиған ишларға қаритишниң қандақ үч усули бар?
17-ДӘРИС
Чүшинишлик сөзләш
Тиңшиғучиларниң чүшәнмәй яки қаймуқуп қелишидин сақлиниш үчүн немә қилалайсиз?
18-ДӘРИС
Тиңшиғучиларни көпирәк мәлуматларға егә қилиш
Тиңшиғучиларни ойлинишқа дәвәт қилиш вә уларни пайдилиқ мәлуматқа егә болғандәк һис қилдуруш үчүн немә қилалайсиз?
19-ДӘРИС
Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш
Тиңшиғучиларниң үгәнгәнлири үчүн миннәтдарлиқ билдүрүшигә вә шуларни өз һаятида қоллинишиға қандақ ярдәм берәләйсиз?
20-ДӘРИС
Нәтиҗилик хуласиләш
Мәйли җамаәт учришишида яки вәз хизмитидә хуласиңиздә қандақ мәхсәткә қол йәткүзүшиңиз керәк?
Буларғиму қизиқишиңиз мүмкин
КИТАПЛАР ВӘ КИТАПЧИЛАР
Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
Бу китапчә сизниң көпчилик алдида оқуш, сөзләш вә тәлим бериш маһаритиңизни өстүрүшкә ярдәм бериду.