Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Немишкә Мәтта билән Луқа Әйса Мәсиһниң йәрдики һаятиниң дәсләпки жиллирини һәр түрлүк тәсвирлигән?

Мәтта язған хуш хәвәрдә Әйсаниң туғулуши билән һаятиниң дәсләпки жиллири һәққидә йезилғанлар Луқаниңкидин башқичә, чүнки һәрбир язғучи охшимайдиған икки адәмниң ойлири билән тәҗрибисигә диққәт қилған.

Мәтта китавида Йүсүп билән йүз бәргән вақиәләр һәққидә йезилған. Униңда Йүсүп Мәрийәмниң һамилдар екәнлигини билгәндә немә қилғанлиғи, пәриштиниң униңға чүшидә бәргән чүшәндүрмиси вә униң пәриштиниң көрсәтмилиригә мас һәрикәт қилғанлиғи тоғрисида баян қилинған (Мәтта 1:19—25). Шундақла пәриштә Йүсүпни чүшидә агаһландуруп, аилиси билән Мисирға қечиш буйруғи вә униң қандақ итаәт қилғанлиғи йезилған. Андин йәнә бир чүшидә пәриштиниң униңға Исраилға қайтишқа буйриғанлиғи, Йүсүпниң қулақ селип қайтқини вә аилиси билән Насирә шәһиридә орунлашқанлиғиму тәсвирләнгән (Мәтта 2:13, 14, 19—23). Мәтта язған хуш хәвәрниң илгирики икки бапта Йүсүпниң исми 8 қетим, Мәрийәмниң болса 7 қетим учрайду.

Амма Луқаниң китавида Мәрийәмгә көпирәк көңүл ағдурулған. Униңда Мәрийәмгә Җәбраил пәриштиниң кәлгәнлиги, Мәрийәмниң туққини Елизабетқа барғини вә Йәһвани мәдһийиләп ейтқан сөзлири йезилған (Луқа 1:26—56). Шуниң билән Симеон Әйсаниң келәчәктә қандақ азапларни баштин кәчүридиғанлиғини Мәрийәмгә ейтқанлиғи тәсвирләнгән. Кейин Луқа Әйсаниң 12 йешида аилиси билән мәркизий ибадәтханиға барған вақиәсиму тилға алиду. Бу вақиәни тәсвирлигәндиму Луқа Йүсүпниң әмәс, Мәрийәмниң сөзлирини кәлтүргән вә бу вақиәниң Мәрийәмгә қаттиқ тәсир қилғанлиғиниму язған (Луқа 2:19, 34, 35, 48, 51). Хуш хәвириниң илгирики икки бабида Луқа Мәрийәмниң исмини 13 қетим, Йүсүпниң исмини пәқәт 3 қетим ейтиду. Демәк, Мәтта көпинчә Йүсүпниң ойлири билән һәрикәтлири һәққидә ейтса, Луқа Мәрийәмгә көпирәк диққәт қилиду.

Бу икки китапта Әйсаниң ата-бовилириниң тизимиғиму тегишлик пәриқ бар. Мәтта Йүсүпниң әвладини тизимини йезиш арқилиқ Йүсүпниң беқивалған оғли сүпитидә Әйсада Давутниң падишалиқ һөкүмранлиғиға қануний һоқуқ болғанлиғини көрситиду. Немишкә? Сәвәви Йүсүп Давут падишаниң әвлади болған, йәни Давутниң оғли Сулайманниң нәслидин чиққан (Мәтта 1:6, 16). Амма Луқа Мәрийәмниң нәсәпнамисини кәлтүрүп, Әйсаниң «җисманий җәһәттин» Давутниң падишалиқ һөкүмранлиғиға тәбиий һоқуқи болғанлиғини ениқ көрсәткән (Римлиқларға 1:3). Немишкә? Чүнки Мәрийәм Давут падишаниң әвлади болған, йәни Давутниң оғли Натанниң нәслидин чиққан еди (Луқа 3:31). Лекин немә сәвәптин Луқа китавидики тизимда Мәрийәм дадиси Илийниң қизи сүпитидә аталмиған? Рәсмий һөҗҗәтләрдә әсли пәқәт аилидики әр кишиләр йезилған. Шу сәвәптин Луқа өз тизимида Йүсүпни Илийниң оғли дәп атиғанда, адәмләр униң күйоғли болғанлиғини чүшәнгән (Луқа 3:23).

Мәтта вә Луқа язған Хуш хәвәрләрдә кәлтүрүлгән Әйсаниң нәсәпнамиси униң Худа вәдә қилған Мәсиһ екәнлигини испатлайду. Әйсаниң Давут падишаниң әвлади екәнлиги мәлум болған вә буни һәтта пәрисийләр билән садуқийлар рәт қилалмиған. Мәтта вә Луқа китаплиридики нәсәпнамиләр бизниңму ишәнчимизни мустәһкәмләйду һәм Худаниң башқиму вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғиға болған ишәнчимизни ашуриду.