«Һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи»
«Һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи жүрәклириңларни һәм әқиллириңларни Мәсиһ Әйсада сақлайду» (ФИЛИПИЛИКЛӘРГӘ 4:7).
НАХШИЛАР: 39, 141
1, 2. Филипидә Паул вә Силас билән немә йүз бәрди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
МУНДАҚ вәзийәтни тәсәввур қилип көрүң. Йерим кечә. Паул вә Силас дегән икки миссионер Филипи шәһиридики бир түрминиң әң қараңғу йеридә олтармақта. Путлири кишәнләнгәнликтин, улар һәтта мидирлалмайду вә дүмбиси йеқинда қамчиланғанлиқтин қаттиқ ағриватиду (Әлчиләр 16:23, 24). Шу күни күндүзи бир топ адәм Паул билән Силасни базар мәйданидики башлиқларниң алдиға сөрәп апарди. У йәрдә улар бирдин сотланди. Йәрлик башлиқлар уларниң сиртқи кийимлирини жулуп, чивиқ билән урушни буйриди (Әлчиләр 16:16—22). Немә дегән адаләтсизлик! Паул Рим пухраси болғанлиқтин, башқичә мунасивәткә лайиқ болған * (Изаһәткә қараң.).
2 Түрмидә олтарғанда, Паул шу күни болған вақиәләр вә Филипиниң турғунлири һәққидә ойлиғанду. Паул барған көплигән шәһәрләрдә йәһудийларниң ибадәтханилири болған, бу шәһәрдә болса буму йоқ еди. Шу сәвәптин Әлчиләр 16:13, 14). Демәк, бу шәһәрдә ибадәтханиниң болуши үчүн тәләп қилинған һәтта он йәһудий әр киши болмиғанму? Шундақла Филипиниң турғунлири Рим пухралири болушидин пәхирләнгән (Әлчиләр 16:21). Бәлким, шу сәвәптинму улар йәһудий болған Паул билән Силасни Рим пухраси дәп ойлимиғанду. Әлвәттә, буни дәл шундақ болди дәп ейталмаймиз, лекин Паул билән Силасниң түрмигә адаләтсиз ташланғанлиғини нәқ билимиз.
бу йәрдики йәһудийлар шәһәр сиртидики дәрияниң йенида ибадәт қилишқа мәҗбур болған (3. Түрмигә ташланғанда Паулни қандақ ойлар тәшвишләндүрүши мүмкин еди, лекин у қандақ көзқарашта болди?
3 Буниңдин ташқири, Паул Филипигә қандақ келип қалғанлиғи һәққидиму ойлиши мүмкин еди. Буниңдин бирнәччә ай бурун у Эгей деңизиниң башқа тәрипидики Кичик Азияда болған. Шу йәрдә жүргәндә Әйса Мәсиһ муқәддәс роһ арқилиқ бәлгүлүк җайларға беришигә бирнәччә қетим тосалғу қилған. Бу қетим болса, у Паулни бирәр йәргә беришқа дәвәт қилғандәк болди (Әлчиләр 16:6, 7). Амма қәйәргә? У Троадида болғанда, вәһий көргән вә униңға: «Македонийәгә өтүң»,— дәп ейтилди. Бу Йәһваниң ирадиси екәнлиги ениқ еди. Шуңа Паул дәрру Македонийәгә атланди (Әлчиләр 16:8—10ни оқуң). Андин кейин немә болди? У Македонийәгә келиши биләнла, түрмигә қамалди! Немишкә Йәһва Худа буниңға йол бәрди? У түрмидә қанчә вақит олтармақ? Паул бу мәсилиләр һәққидә ойлисиму, униң ишәнчиси аҗизланмиди вә у хошаллиғини йоқатмиди. Силас иккиси «дуа қилип, Худани мәдһийиләп, һәмдусәна ейтишти» (Әлчиләр 16:25). Худадин кәлгән течлиқ уларниң жүрәклири билән әқиллирини хатирҗәм қилди.
4, 5. а) Бизниң вәзийитимиз қайси җәһәттин Паулниңкигә охшаш болуши мүмкин? ә) Паулниң вәзийити қандақ қилип күтмигән йәрдин өзгәрди?
4 Сизму Паулға охшаш һис-туйғуда болғанму? Бәлким, һаятиңизда Худадин қарар қилишқа ярдәм сориғандин кейин, муқәддәс роһниң рәһбәрлигигә мас һәрикәт қиливатимән дәп ойлиған вақтиңиз болғанду. Амма кейинирәк көп қийинчилиқларға дуч кәлгәнсиз яки һаятиңизда чоң өзгиришләрни қилишқа тоғра кәлгәнду (Вәз 9:11). Һазир шу вәзийәтләр һәққидә ойлиғанда, Йәһваниң немә сәвәптин буниңға йол қойғанлиғини чүшәнмәйдиғансиз. Йәһва Худаға пүтүнләй тайинип, давамлиқ сәвир-тақәтлик болушиңизға немә ярдәм берәләйду? Бу соалға җавап бериш үчүн, келиң, Паул вә Силас билән кейин немә йүз бәргинини қараштурайли.
5 Паул билән Силас нахша ейтиватқанда, адәм күтмигән вақиәләр йүз бәрди. Авал, йәр қаттиқ тәврәнди. Шу чағда түрминиң ишиклири ечилип, түрмидикиләрниң кишәнлири чүшүп кәтти. Андин Паул күзәтчини өз-өзини өлтүрүштин сақлап қалди вә кейин униң пүтүн өй ичи чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти. Әтиси әтигәнлиги шәһәр башлиқлири Паул билән Силасни түрмидин чиқириш үчүн әскәрләрни әвәтип, уларни шәһәрдин течлиқ билән кетишини сориди. Бирақ уларниң Рим пухралири екәнлигини билгәндә, бәк чоң хаталиқ өткүзгәнлигини чүшинип, уларни йолға селип қоюш үчүн өзлири Әлчиләр 16:26—40). Вәзийәт қанчилик тез өзгирип кәтти-һә!
барди. Лекин кетиштин авал Паул билән Силас өз сөзидә турувелип, йеқинда чөмдүрүлгән Лидия исимлиқ қериндаш билән хошлишип қайтти. Шу йәрдә Филипидики башқа қериндашларниму көрүп, уларни қувәтләш мүмкинчилигини қолдин чиқармиди («ҺӘРҚАНДАҚ ОЙ-ПИКИРДИН ҮСТҮН»
6. Һазир немини қараштуримиз?
6 Биз бу вақиәләрдин қандақ савақ алимиз? Йәһва Худа биз күтмигән нәрсини қилалайду, шуңа қийинчилиқларға дуч болғанда, ғәм-тәшвишкә берилишниң һаҗити йоқ. Бешидин өткүзгәнлири Паулға қаттиқ тәсир қилди. Бу Паулниң кейинирәк Филипидики қериндашларға ғәм-әндишә вә Худаниң течлиғи һәққидә язған сөзлиридин көрүниду. Бу мақалидә Паулниң шу сөзлирини, йәни Филипиликләргә 4:6, 7ни (оқуң) көрүп чиқимиз. Андин кейин Муқәддәс китаптики Йәһваниң биз күтмигәндәк һәрикәт қилалайдиғанлиғини испатлайдиған башқиму вақиәләрни қараштуримиз. Әң ахирида «Тәңриниң течлиғи» қандақларчә Йәһваға пүтүнләй тайинип, қийинчилиқларда бәрдашлиқ беришкә ярдәм беридиғанлиғини көримиз.
Йәһва Худа биз күтмигән нәрсини қилалайду, шуңа қийинчилиқларға дуч болғанда, ғәм-тәшвишкә берилишниң һаҗити йоқ
7. Паул Филипидики қериндашларға язған хетидә немигә үгәтмәкчи болған вә биз қандақ савақ алалаймиз?
7 Филипидики қериндашлар Паулниң хетини оқуғанда, ойлириға немә кәлди? Бәлким, уларниң көпинчиси Паул билән Силасниң вақиәсини вә Йәһваниң уларға һечким күтмигәндәк ярдәмләшкәнлигини есиға алғанду. Паул хетидә уларни немигә үгәткиси кәлгән? У «һечнәрсидин әндишә қилмаңлар», бәлки дуа қилиңлар, шу чағда «һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғиға» егә болисиләр демәкчи болған. Бу ибариниң мәнаси немә? Паул «Тәңриниң течлиғи» биз ойлиғандинму күчлигирәк екәнлигини ейтқуси кәлгән. Бәзидә бешимизға чүшкән қийинчилиқни қандақ һәл қилишни билмисәкму, Йәһва Худа билиду. У биз күтмигән нәрсини қилалайду (Петрусниң 2-хети 2:9ни оқуң).
8, 9. а) Паул Филипидә адаләтсизликкә учрашсиму, буниң қандақ яхши нәтиҗиси болди? ә) Немишкә Филипидики қериндашлар Паулниң сөзлиригә пүтүнләй ишәнч қилалиған?
8 Филипиликләр Паул язған хәтни оқуғанда, ахирқи он жил давамида Йәһваниң улар үчүн қилған ишлири һәққидә мулаһизә қилип, мустәһкәмләнгән болса керәк. Һәтта Йәһва Худа Паул билән Силасниң адаләтсизликтин азап чекишигә йол қойсиму, буниң нәтиҗисидә «хуш хәвәрни һимайә қилип, қануний һалда тәстиқләш» мүмкин болди (Филипиликләргә 1:7). Әнди Филипиниң шәһәр башлиқлири йеңидин пәйда болған җамаәтни тәқипләшкә петиналмиди. Бәлким, Паул өзиниң Рим пухраси екәнлигини тилға алғанлиқтин, Луқа Филипи шәһиридә Паул билән Силас кәткәндин кейинму әркин-азадә туралиған. Шуниң үчүн у йеңидин мәсиһий болғанларға көп ярдәм берәлигән.
9 Қериндашлар Паулниң хетини оқуғанда, униң сөзлириниң пәқәт өз ой-пикри әмәс екәнлигини билгән. Паул шиддәтлик қийинчилиқларға учриған. Филипиликләргә арналған хетини у Римдики өйидә қамақта олтарғанда язған. Лекин шундақ болсиму, у «Тәңриниң течлиғиға» егә болғанлиғини көрсәткән (Филипиликләргә 1:12—14; 4:7, 11, 22).
«ҺЕЧНӘРСИДИН ӘНДИШӘ ҚИЛМАҢЛАР»
10, 11. Қандақту бир қийинчилиқни ойлап әнсирисәк, немә қилишимиз керәк вә биз немигә үмүтләнсәк болиду?
10 «Тәңриниң течлиғиға» егә болуп, «һечнәрсидин әндишә қилмаслиққа» немә ярдәм бериду? Паулниң филипиликләргә язған сөзлиридин көргинимиздәк, қандақту бир қийинчилиқни ойлап әнсиригинимиздә әң яхшиси — дуа қилиш. Шуңа вайимға берилгәндә, дуада ич-бағримизни Йәһваға төкәйли (Петрусниң 1-хети 5:6, 7ни оқуң). Йәһваға дуа қилғанда, униң ғемиңизни ойлайдиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун. Униңға һәрбир яхшилиғи үчүн рәхмәт ейтиң. Шундақла Йәһва Худаниң «биз илтимас қилғинимиздин яки пәқәт ойлиғинимиздинму өлчигүсиз артуқ» берәләйдиғанлиғини һечқачан унтумаң (Әфәсликләргә 3:20).
11 Паул билән Силасқа охшаш, бизму Йәһваниң бизгә қандақ ярдәм бәргәнлигигә һәйран қелишимиз мүмкин. У бизгә мөҗүзәвий һалда ярдәм бәрмисиму, һәрқачан бизгә дәл һаҗәт болғанни бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13). Лекин бу Йәһваниң әһвалимизни оңшишини яки мәсилимизни һәл қилишини «алма пиш, ағзимға чүш» дәп көк асмандин үмүт күтүп жүрүш керәклигини билдүрмәйду. Биз дуалиримизға мас һәрикәт қилишимиз керәк (Римлиқларға 12:11). Һәрикәтлиримиз бизниң сәмимий екәнлигимизни көрситип, Йәһваниң бизгә бәрикәт беришигә асас болиду. Йәһваниң биз сориғандинму, күткәндинму көпирәк қилалайдиғанлиғини унтумайли. Бәзидә У һәргиз күтмигән нәрсини қилип, бизни һаң-таң қалдуриду. Һазир Йәһваниң биз күтмигән нәрсиләрни қилалайдиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтидиған бирнәччә мисални көрүп чиқайли.
ЙӘҺВАНИҢ АДӘМ КҮТМИГӘННИ ҚИЛҒАН ЧАҒЛИРИ
12. а) Санхериб Хизқияни попуза қилғанда у немә қилди? ә) Йәһваниң қийинчилиқни қандақ һәл қилғанлиғидин немигә үгинимиз?
12 Муқәддәс китапта Йәһваниң адәм күтмигән нәрсиләрни қилғанлиғиниң көп мисаллири бар. Мәсилән, Хизқия Йәһуданиң падишаси болғанда, Ассур падишаси Санхериб Йәһудаға һуҗум қилип, Йерусалимдин башқа һәммә шәһәрләрни бесивалди (Падишалар 2-язма 18:1—3, 13). Андин кейин у Йерусалимға һуҗум қилмақчи болди. Шу чағда Хизқия немә қилди? Авал у Йәһвадин ярдәм сорап, дуа қилди һәм Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Йәһвадин мәслиһәт сориди (Падишалар 2-язма 19:5, 15—20). Кейин у Санхериб тәләп қилған һәқни төләш арқилиқ әқил-парасәтни көрсәтти (Падишалар 2-язма 18:14, 15). Ахирида у шәһәрни узаққа созулидиған қоршавға тәйярлиди (Тарихнамә 2-язма 32:2—4). Бу немә билән аяқлашти? Йәһва бир пәриштисини әвәтип, у бир кечидила Санхерибниң 185000 әскирини қирип ташлиди. Һәтта Хизқияниң өзи мундақ болидиғанлиғини күтмигән! (Падишалар 2-язма 19:35).
13. а) Йүсүпниң вақиәсидин қандақ савақ алимиз? ә) Сарәниң һаятида қандақ күтүлмигән вақиә йүз бәрди?
13 Йүсүп исимлиқ яш жигит билән болған вақиәни қараштурайли. Мисирда зиндан орисида олтуруп, келәчәктә шу дөләтниң әң қудрәтлик иккинчи адәм болидиғанлиғи яки Йәһваниң у арқилиқ аилисини ачарчилиқтин аман қалдуридиғанилиғи Йүсүпниң ухлисиму чүшигә кирмигәнду (Яритилиш 40:15; 41:39—43; 50:20). Йәһваниң қилғини Йүсүпниң күткәнлигидинму ешип чүшкәнлиги сөзсиз. Шуниң билән Йүсүпниң чоң момиси Сарә һәққидиму ойлап көрүң. Яшанған Сарә Йәһваниң униңға пәқәт чакар қизи арқилиқ әмәс, бәлки өзи пәрзәнт көрүшигә мүмкинчилик беридиғанлиғини тәсәввур қилалиғанму? Исһақниң туғулуши Сарәниң арман қилғинидинму ешип чүшти (Яритилиш 21:1—3, 6, 7).
14. Йәһваға қайси җәһәттин ишәнсәк болиду?
Малаки 3:6ни оқуң). Шуниң үчүн биз униңға пүтүнләй ишинимиз. Униң ирадисини орунлишимиз үчүн, У бизгә һаҗәт күчни беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7—9). Хизқия, Йүсүп вә Сарәниң мисаллиридин қандақ савақ алимиз? Йәһваға садиқлиғимизни сақлисақ, у бизгә һәтта әң қийин вәзийәтләрдиму ярдәм берәләйду.
14 Йәһва Худа йеңи дуния кәлмәй туруп һәммә қийинчилиқлиримизни мөҗүзәвий һалда йоқ қилиду дәп күтмәймиз. Шуниң билән, Униң һаятимизда һәйран қалдуридиған нәрсиләрни қилишини тәләп қилмаймиз. Лекин қедимда Худа өз садиқ хизмәтчилиригә әҗайип усулда ярдәм бәргәнлигини билимиз. У өзгәрмиди (15. Қийинчилиқлиримизға қаримастин қандақларчә «Тәңриниң течлиғиға» егә болалаймиз вә бу немә арқилиқ мүмкин?
15 Қандақларчә қийинчилиқлиримизға қаримастин, «Тәңриниң течлиғиға» егә болалаймиз? Буниң үчүн Йәһва Худа билән давамлиқ зич мунасивәттә болушимиз керәк. Мундақ мунасивәткә пәқәт Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғиниң асасида егә болушимиз мүмкин. Төләм — Йәһваниң әҗайип ишлириниң бири. Төләм арқилиқ Худа гуналиримизни кәчүрәләйду вә биз пак вижданға еришип, униңға йеқинлишалаймиз (Йоһан 14:6; Яқуп 4:8; Петрусниң 1-хети 3:21).
У ЖҮРӘКЛИРИМИЗ БИЛӘН ӘҚИЛЛИРИМИЗНИ САҚЛАЙДУ
16. «Тәңриниң течлиғиға» еришкәнлигимизниң нәтиҗиси қандақ болиду? Мисал кәлтүрүң.
16 «Һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғиға» еришкинимиздә немә болиду? Муқәддәс китапта йезилғандәк, у жүрәклиримиз һәм әқиллиримизни «сақлайду» (Филипиликләргә 4:7). Бу йәрдә «сақлайду» дәп тәрҗимә қилинған сөз түп нусха тилда әскәрдә ишлитилгән сөз болған. Бу сөз шәһәрни һимайә қилишқа тайинланған әскәрләргә тегишлик еди. Филипидикиләрни шундақ бир топ қоғдиған. Шуни билгәнликтин, шәһәр турғунлири кечиси хатирҗәм ухлалиған. Шуниңға охшаш, биздә «Тәңриниң течлиғи» болса, биз ғәмсиз болуп, жүрәклиримиз билән әқиллиримиз хатирҗәм болиду. Чүнки Йәһваниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини вә бәхитлик һаят кәчүрүшимизни халайдиғанлиғини билимиз (Петрусниң 1-хети 5:10). Бу бизни ғәмгә берилиштин вә сәлбий һис-туйғулардин һимайә қилиду.
17. Бүйүк апәттә Йәһваға тайинишимизға немә ярдәм бериду?
17 Пат арида пүткүл инсанийәтниң бешиға бүйүк апәт келиду (Мәтта 24:21, 22). Шу чағда шәхсән һәрқайсимиз билән дәл немә болидиғанлиғини билмәймиз. Амма шу вақит тоғрилиқ һәддидин ташқири вайим қилишниң һаҗити йоқ. Һәтта Йәһваниң немә қилидиғанлиғини тәпсилий билмисәкму, биз Йәһваниң қандақ Худа екәнлигини вә қедимдики садиқ хизмәтчилири үчүн немә қилғанлиғини билимиз. Вәзийәт қандақ болмисун, У өз нийитини әмәлгә ашуридиғанлиғиға көз йәткүздуқ. У буни һечким күтмигән усул билән қилалайду! Шуңа Йәһва биз үчүн бирәр нәрсә қилғанда, биз «һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғини» һәр қетим охшимайдиған бир йеңи усулда һис қилимиз.
^ 1-абзац Силасму Рим пухраси болған охшайду (Әлчиләр 16:37).