Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилири, Тимотийдин үлгә елиңлар

Ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилири, Тимотийдин үлгә елиңлар

ӨТКӘН ЖИЛИ дунияниң һәрқайси җайлиридики Йәһва гувачилири арисидики миңлиған әр кишиләр ақсақал яки хизмәт ярдәмчиси болушқа тәйинләнгән. Сизму шуларниң бири болсиңиз, Йәһваға вә қериндашларға хизмәт қилишниң бу пурсити үчүн хошал болғанлиғиңиз сөзсиз.

Амма азирақ әнсирисиңиз, бу тәбиий әһвал. Джейсон исимлиқ яш ақсақал мундақ дәйду: «Мени ақсақал қилип тәйинлигәндә, йеңи мәсъулийәтни өз үстүмгә алғанда, қаттиқ бесим астида болғандәк һис қилдим». Муса һәм Йәрәмия Йәһвадин йеңи вәзипини тапшурувалғанда, өзлирини бу ишқа лайиқ әмәстәк һис қилишқан еди (Чиқиш 4:10; Йәрәмия 1:6). Сизму шундақ һис-туйғуда болсиңиз, өзүңизгә болған ишәнчиңизни йетилдүрүп, давамлиқ алға бесишиңиз үчүн немә қилалайсиз? Тимотийниң үлгисини көрүп чиқайли (Әлчиләр 16:1—3).

ТИМОТИЙДИН ҮЛГӘ ЕЛИҢ

Тимотий әлчи Паул билән дәсләпки қетим сәпәргә атланғанда, тәхминән 20 яшларда болған. У сәпәр қилишқа тәклип қилинғанда бәк яш болғачқа, өзини башқиларға тәлим вә мәслиһәт беришкә лайиқ кәлмәймән дәп ойлиғанду (Тимотийға 1-хәт 4:11, 12; Тимотийға 2-хәт 1:1, 2, 7). Амма у алға илгириләшни тохтатмиған еди. Буниңдин он жил өткәндин кейин, Паул филипиликләргә язған хетидә: «Йеқин арида Тимотийни Һакимдар Әйсаниң йолида силәргә әвәтишни үмүт қиливатимән»,— дәп язған. Паул немә үчүн шундақ қилмақчи болған? У: «Мениңда униңға охшаш, силәрниң ишлириңлар тоғрилиқ сәмимий ғәмхорлуқ қилидиған, һечким йоқ»,— дәп чүшәндүргән (Филипиликләргә 2:19, 20).

Тимотий немә сәвәптин ақсақаллар үчүн наһайити яхши үлгә? Келиңлар, буниң алтә сәвәвини көрүп чиқайли.

1. У адәмләргә сәмимий ғәмхорлуқ қилған. Паул Филипи шәһиридики қериндашларға Тимотийниң уларға һәқиқий көңүл бөлидиғанлиғини ейтқан (Филипиликләргә 2:20). Тимотий қериндашларниң Йәһва билән йеқин мунасивәттә болушини халиған. Шуңа, у қериндашларға ярдәм бериш үчүн вақти билән күчини сәрип қилишқа тәйяр болған.

Вәзипигә тәйинләнгән әрләр худди йолувчиларни елип кетишни әмәс, бәлки пәқәт өз вақтида бекәтләргә йетип беривелишнила ойлайдиған автобус шоферлириға охшимаслиғи керәк. 20 жилдин көпирәк ақсақал болуп хизмәт қиливатқан Уильям йеңидин тәйинләнгән ақсақал вә хизмәт ярдәмчилиригә дайим мундақ мәслиһәт бериду: «Қериндашларни сөйүңлар. Диққитиңларни пәқәт җамаәтни тәшкилләш ишлириға қаритипла қоймай, қериндашларниң еһтияҗлириға көпирәк қаритиңлар».

2. У Йәһваға хизмәт қилишни биринчи орунға қойған. Паул ейтқандәк, Тимотий «Мәсиһ Әйсаға яқидиғинини әмәс, бәлки өз мәнпәитини көзләйдиған» кишиләрдин пәриқләнгән (Филипиликләргә 2:21). Паул әтрапидики қериндашларниң өз тирикчилиги билән бәнт болғанлиғини байқиған. Бәзидә улар өз мәнпәитини Йәһваға хизмәт қилиштинму үстүн қойған. Бирақ Тимотий ундақ қилмиған! Көпирәк хизмәт қилишниң пурсити пәйда болғанда, у «Мана мән! Әвәткәйсән, мени!» дегән Йәшаяға охшаш тәйярлиқ роһини көрсәткән (Йәшая 6:8, 9, КТ).

Шәхсий еһтияҗлар вә җамаәтниң еһтияҗлириға ғәмхорлуқ қилғанда қандақ қилип тәңпуң көзқарашни сақлалайсиз? Биринчи, Паулниң «муһимирақ нәрсигә» көз йәткүзүңлар дегән мәслиһитини қобул қилиң (Филипиликләргә 1:10). Йәһваға хизмәт қилишни биринчи орунға қоюң. Иккинчи, көп вақтиңиз билән күчиңизни алидиған ишлардин жирақ туруң. Паул Тимотийға: «Яшлиққа хас арзу-һәвәсләрдин қачқин, әксичә... течлиққа, меһир-муһәббәткә, етиқатқа, һәққанийлиққа интилгин»,— дегән (Тимотийға 2-хәт 2:22).

3. У Йәһваға тәр төкүп хизмәт қилған. Паул Тимотий һәққидә: «У мениң билән ата-балидәк хуш хәвәрни тарқитишта қул болди»,— дәп ейтқан (Филипиликләргә 2:22). Тимотий һорун болмиған. У Паул билән бар күчини селип хизмәт қилған. Бу уларниң достлуғини мустәһкәмлигән.

Бүгүнки күндә Йәһваниң тәшкилатида ишлар наһайити көп. Бу ишларға қатнишиш сизни һәқиқий қанаәткә ериштүрүп, қериндашлар билән техиму йеқин болушқа ярдәм бериду. Шуңа, «һәрдайим Пәрвәрдигарниң хизмитидә көп ишләң» (Коринтлиқларға 1-хәт 15:58).

4. У үгәнгәнлирини әмәлийәттә қолланған. Паул Тимотийға мундақ язған: «Сән тәлимдә, һаят тәрзиңдә, мәхсәттә, етиқатта, узақ сәвирликтә, меһир-муһәббәттә, тәқабиллиқта [бәрдашлиқ бериштә] маңа тәқлит қилдиң» (Тимотийға 2-хәт 3:10). Тимотий билимини әмәлийәттә ишләткәнликтин, техиму көп вәзипиләргә егә болған (Коринтлиқларға 1-хәт 4:17).

Сизму тәҗрибилик ақсақаллардин үгинишни халамсиз? Том исимлиқ қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. Бир тәҗрибилик ақсақал униңға көңүл бөлүп, уни яхши тәрбийилигән. Том мундақ дәйду: «Мән дайим униңдин мәслиһәт сорап, униң мәслиһити бойичә иш қилдим. Шуниң билән аста-аста өз-өзүмгә болған ишәнчим күчәйди».

5. У пишип йетилишни давамлаштурған. Паул Тимотийға: өзүңни ихласмәнлик йолида йетилдүргин дегән мәслиһәт бәргән (Тимотийға 1-хәт 4:7). Спортчиниң тренери болсиму, у өзи һәм чиниқишни давамлаштуруши керәк. Паул Тимотийни йәнә мундақ үндигән: «Өзүңни җамаәткә Муқәддәс язмилар оқуп бериш, нәсиһәт қилиш вә тәлим беришкә беғишлиғин... Бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзүңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун» (Тимотийға 1-хәт 4:13—15).

Сизму өз қабилийәтлириңизни ашуруш үчүн давамлиқ тиришишиңиз керәк. Роһий җәһәттин бир орунда тохтап қалмай, давамлиқ тәшкилатниң җамаәтни тәшкилләш үчүн бәргән әң йеңи көрсәтмиләрдин хәвәрдар болушқа тиришиң. Өз-өзүңизгә һәддидин зиядә ишәнмәң. Һәрқандақ мәсилини һәл қилишқа тәҗрибәм йетәрлик, издиниш қилмисамму болиду, дәп ойлаштин пәхәс болуң. «Дайим өзәңгә бақ һәм қандақ тәлим бериватқиниңға диққәтлик бол»,— дегән нәсиһәткә қулақ салған Тимотийни үлгә қилиң (Тимотийға 1-хәт 4:16).

6. У Йәһваниң роһиға таянған. Паул Тимотийниң хизмити һәққидә сөз қилғанда униңға: «Саңа аманәт қилинған шу әҗайип яхшилиқни, биздә яшаватқан муқәддәс роһниң ярдими билән сақлиғин»,— дегән (Тимотийға 2-хәт 1:14). Тимотий Худаниң роһиға тайиниши керәк еди.

Көп жил ақсақал болуп хизмәт қиливатқан Дональд мундақ дәйду: «Тәйинләнгән әр кишиләр Худа билән болған мунасивитини қәдирлиши керәк. Шундақ қилған қериндашлар “күчни-күчкә улап маңивериду”. Худаниң роһини сорап дуа қилса вә муқәддәс роһниң мевисини йетилдүрсә, улар қериндашлар үчүн һәқиқий бәрикәт болиду» (Зәбур 84:7; Петрусниң 1-хети 4:11).

ВӘЗИПИҢИЗНИ ҚӘДИРЛӘҢ

Силәргә охшаш йеңидин тәйинләнгән ақсақаллар билән хизмәт ярдәмчилириниң роһий җәһәттин йетилгәнлигини көрүш биз үчүн чоң илһам. Жуқурида тилға елинған Джейсон мундақ дәйду: «Ақсақал болуп хизмәт қиливатқандин бу ян, мән көп нәрсиләрни үгәндим, өз-өзүмгә болған ишәнчимму күчәйди. Һазир мән бу вәзипәмдин бәкму хошалмән, бу мән үчүн чоң имтияз!»

Сиз давамлиқ роһий җәһәттин өсүп йетиливатамсиз? Әгәр сизму Тимотийни үлгә қилсиңиз, әзиз қериндашлириңиз үчүн һәқиқий бәрикәт болисиз!