Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Немә үчүн Йәһва гувачилири нәшир қилған материалларни башқа торбәтләргә яки иҗтимаий алақә торлириға чиқириш мәнъий қилинған?

Биз нәшир қилған материаллар һәқсиз болғанлиқтин, бәзи адәмләр уларни көчүрүп, башқа торбәтләрдә яки иҗтимаий алақә торлирида тарқитишқа рухсәт қилинған дәп ойлайду. Бирақ бу торбәтлиримиздики «Пайдилиниш шәртлиригә» зит иш-һәрикәт болуп, еғир қийинчилиқларни пәйда қилалайду a (Изаһәткә қараң.). «Пайдилиниш шәртлиридә» бу торбәттики «рәсимләрни, электронлуқ әдәбиятларни, музыка, сүрәтләрни, текстни вә видеоларни... интернетқа (һәрқандақ торбәткә, тарқитиш торбетигә яки иҗтимаий торға)» чиқириш мәнъий қилинғанлиғи ениқ көрситилгән. Немә үчүн мундақ шәртләр бәлгүләнгән?

Торбетимиздики һәммә мәлуматлар нәшир һоқуқиға егә, йәни қанун бойичә қоғдилиду. Бу наһайити муһим, чүнки нәшрий материаллиримиздин натоғра пайдилинишниң алдини алиду. Мунапиқлар вә паалийитимизгә зиянкәшлик қилмақчи болған кишиләр, Йәһва гувачилири вә башқа адәмләрниң диққитини җәлип қилиш үчүн материаллиримизни өз торбәтлиригә чиқириду. Йәнә улар шу торбәтләргә адәмләрдә гуман пәйда қилидиған материалларниму чиқириду (Зәбур 26:4; Пәнд-нәсиһәтләр 22:5). Йәнә бәзиләр бизниң материалларни яки jw.org дегән бәлгүни еланларда, программиларда вә өзи сатидиған мәһсулатларда ишлитиду. Нәшрий материаллиримиз вә бәлгүмиз қанун тәрипидин һимайә қилинғанлиқтин, биз уларни рухсәтсиз ишләткәнләрни сотқа әриз қилалаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 27:12). Бирақ бәзи адәмләргә, һәтта қериндашлиримизға, нәшрий материаллиримизни башқа торларда елан қилишқа яки jw.org бәлгүсини сода-сетиқ үчүн қоллинишқа рухсәт қилсақ, биз сотқа барғанда, улар бизни қоллимаслиғи мүмкин.

Нәшрий материаллиримизни jw.org торбетидин әмәс, башқа торбәтләрдин көчириш хәтәрлик. Йәһва роһий озуқни пәқәт «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» арқилиқ тәминләйду (Мәтта 24:45). Бу «қул» роһий озуқлуқни пәқәт рәсмий торбәтлиримиз арқилиқ йәткүзиду. Улар: www.pr418.com, tv.pr418.com вә wol.pr418.com. Электронлуқ қурулмилар үчүн тәшкилатимиз пәқәт үч рәсмий программини нәшир қилған: «JW Language®», «JW Library®», вә «JW Library Sign Language®». Бу торбәтләр билән программиларда еланлар яки Шәйтан дуниясиға тәвә һечқандақ нәрсә тепилмайду. Материаллиримизни башқа торбәттин яки программилардин көчириш хәтәрлик, сәвәви уларниң мәзмуни өзгәртилгән яки бурмиланған болуши мүмкин (Зәбур 18:26; 19:8).

Униңдин башқа, әгәр нәшрий материаллиримиз адәмләр өз ой-пикрини язалайдиған торбәтләргә чиқирилса, һәқиқәттин чәтнәп кәткәнләр яки башқа адәмләр үчүн Йәһваниң тәшкилатини тәнқит қилишқа йол ечилиши мүмкин. Бәзи қериндашлар шундақ адәмләр билән талаш-тартиш қилип, нәтиҗидә Йәһваниң исмиға техиму көп дағ кәлтүриду. Торда талаш-тартиш қилиш адәмләрниң көзқаришини өзгәртиш вә «һәқиқәтни дурус чүшинишигә» ярдәм беришниң мувапиқ усули әмәс (Тимотийға 1-хәт 6:3—5; Тимотийға 2-хәт 2:23—25). Бәзи адәмләр тәшкилатниң нами яки Рәһбәрлик кеңәшниң намидин торбәтләрни ясайду яки иҗтимаий алақә торлирида әза болуп тизимлитиду. Лекин буларниң һәммиси сахта. Рәһбәрлик кеңәшниң һечбир әзасиниң шәхсий торбети йоқ яки иҗтимаий алақә ториға әза болмиған.

Биз адәмләрниң диққитини jw.org торбетигә ағдурғанда, «хуш хәвәрни» җакалашқа өз һәссимизни қошумиз (Мәтта 24:14). Тәшкилатимиз нәшир қилған программилар билән торбәтләр барғансири яхшилиниватиду. Биз һәммә адәмләрниң шулардин пайда елишини халаймиз. Шуңа материаллиримизниң көчүрмә нусхиси яки торбәтниң уланмисини әвәтишимизгә рухсәт. Биз қизиққучиларға рәсмий торбетимизни тонуштуруш арқилиқ уларниң һәқиқәтни тепишиға ярдәм берәләймиз, чүнки «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» тәминлигән материаллар — роһий озуқлуқниң бирдин-бир мәнбәси.

a «Пайдилиниш шәртлириниң» уланмисини jw.org баш бетиниң әң астида тапалайсиз. Бу шәртләр торбетимиздики һәммә нәшрий материалларға қаритилған.