Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Ташқи көрүнүшкә қарап баһа бәрмәң

Ташқи көрүнүшкә қарап баһа бәрмәң

«Түригә қарап һөкүм қилишни тохтитиңлар, һөкүмиңлар адил болсун» (ЙОҺАН 7:24).

НАХШИЛАР: 54, 43

1. Йәшая Әйса һәққидә немини алдин-ала ейтқан вә бу немә үчүн бизгә тәсәлли бериду?

 ЙӘШАЯ ПӘЙҒӘМБӘРНИҢ Әйса һәққидики алдин-ала ейтқан сөзлири бизни илһамландуруп, бизгә үмүт бериду. Йәшая Әйса һәққидә мундақ дегән: «У көзи билән көргинигә асасән һөкүм чиқармайду, яки қулиғи билән аңлиғиниға асасән кесим қилмайду» (Йәшая 11:3, 4, КТ). Бу сөзләр немә үчүн бизгә тәсәлли бериду? Чүнки биз адәмләр бир-бирини камситидиған вә ташқи көрүнүшкә қарап һөкүм чиқиридиған дунияда яшаватимиз. Шу сәвәптин биз ташқи көрүнүшкә қарап сотлимайдиған камил Сотчи Әйсаға бәкму муһтаҗ!

2. Әйса бизгә қандақ буйруқ бәргән вә бу мақалидә биз немини муһакимә қилимиз?

2 Һәр күни биз башқилар һәққидә ой-пикирләрни йәкүнләймиз. Бирақ биз Әйсаға охшаш камил әмәс, шуңа башқа адәмләргә нисбәтән мукәммәл ой-пикирдә болалмаймиз. Көргәнлиримиз бизгә асанла тәсир қилиду. Бирақ Әйса мундақ дәп буйриған: «Түригә [ташқи көрүнүшигә] қарап һөкүм қилишни тохтитиңлар, һөкүмиңлар адил болсун» (Йоһан 7:24). Шуңа Әйса бизниң уни үлгә қилишимизни вә башқиларниң сиртқи қияпитигә қарап һөкүм чиқармаслиғимизни халайду. Бу мақалидә ой-пикримизгә тәсир қилидиған үч нәрсини муһакимә қилимиз: адәмниң ирқи яки миллити, байлиғи вә йеши. Шу һәрбир вәзийәттә Әйсаниң буйруғиға қандақ қулақ селип, башқиларни ташқи көрүнүшигә қарап һөкүм қилмаслиқни үгинимиз.

МИЛЛИТИГӘ ҚАРАП ҺӨКҮМ ҚИЛМАҢ

3, 4. а) Немә сәвәптин Петрус ят хәлиқләргә болған көзқаришини өзгәрткән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Йәһва Петрусқа қандақ йеңи һәқиқәтни ечип бәргән?

3 Әлчи Петрус Қәйсәрийәдә башқа милләттин болған Корнилийниң өйигә чақирилғанда, қандақ һис-туйғуда болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң (Әлчиләр 10:17—29). Петрус кичигидин башқа милләтләрни напак дәп һесаплиған. Амма йүз бәргән вақиәләр униң көзқаришини өзгәрткән. Худа Петрусқа ғәлитә бир көрүнүш көрсәткән (Әлчиләр 10:9—16). Петрус асмандин йоған напак җаниварларға толған дәстиханниң чүшиватқанлиғини көргән еди. Кейин у асмандин бир авазни аңлиған: «Петрус, буларни союп йә!» Лекин Петрус буни рәт қилған. Кейин бу аваз мундақ деди: «Худа тазилап, һалал қилған нәрсини, әнди һарам демә». Петрус көргәнлириниң мәнасини чүшәнмәй ойлинип турғанда, Корнилий әвәткән кишиләр униң алдиға йетип кәлгән. Шу чағда муқәддәс роһ Петрусқа Корнилийниң өйигә беришни буйриди, шуңа Петрус шу кишиләр билән биллә йолға чиқти.

4 Әгәр Петрус ташқи көрүнүшигә қарап һөкүм қилған болса, у һәргизму Корнилийниң өйигә барматти. Сәвәви йәһудийлар ят хәлиқләрниң өйиниң босуғисини атлиматти. Ундақта, Петрус немә үчүн униң өйигә барған? Гәрчә Петрус ят хәлиқләрни камситқан болсиму, көргән ғәлитә көрүнүш вә Муқәддәс роһниң көрсәтмиси арқисида у өз көзқаришини өзгәрткән еди. Корнилийниң сөзини тиңшап болғандин кейин, Петрус: «Худаниң һәқиқәтән үз-хәтир қилмайдиғанлиғини, амма һәр хәлиқтин Униңдин қорқудиған һәм һәққаний иш қилидиған киши Униңға яқидиғанлиғини көрдүм»,— дәп ейтқан (Әлчиләр 10:34, 35). Мошу йеңи көрсәтмә Петрусни бәкму һаяҗанландурған еди. Бу өзгиришләр барлиқ мәсиһийләргә қандақ тәсир қилиду?

5. а) Йәһва барлиқ мәсиһийләрниң немини чүшинишини халайду? ә) Биз һәқиқәтни билсәкму, қәлбимиздә қандақ һис-туйғуларниң йилтизи қелип қалған болуши мүмкин?

5 Йәһва Петрусниң мисали арқилиқ Өзиниң һәммә кишини тәң көридиған Худа екәнлигини барлиқ мәсиһийләргә чүшәндүргән. Йәһва адәмләргә уларниң ирқи, миллити, қәбилиси яки тилиға қарап муамилә қилмайду. Биз Йәһвадин әйминсәк вә Униң нәзәридә тоғра болған ишларни қилсақ, У бизни қобул қилиду (Галатилиқларға 3:26—28; Вәһий 7:9, 10). Бәлким, сиз буни аллиқачан билисиз. Бирақ сиз башқиларни камситишни адәт қиливалған аилидә яки дөләттә чоң болған болсиңизчу? Гәрчә сиз һәммисини тәң көримән дәп ойлисиңизму, башқиларни камситиш һис-туйғуси қәлбиңиздә йилтизидин пүтүнләй қомурулмай қалдиму? Һәтта Петрус башқиларға Худаниң һәммә кишини тәң көридиғанлиғини чүшинишигә ярдәм бәргән болсиму, у өзи йәнила башқиларни камситқан (Галатилиқларға 2:11—14). Шуңа башқиларниң ташқи көрүнүшигә қарап һөкүм чиқиришни тохтитип, Әйсаниң буйруғиға қандақ бойсуналаймиз?

6. а) Камситишни йилтизидин қомуруп ташлишимизға немә ярдәм берәләйду? ә) Ақсақалниң хети у һәққидә немини ашкарилиди?

6 Биздә камситиш һис-туйғулири азирақ болсиму бар-йоқлиғини байқаш үчүн, өз-өзүмизни тәкшүрүшимиз керәк. Худа Сөзидин алған билимимиз билән өзүмизниң көзқаришимизни селиштуруп көрүшимиз лазим (Зәбур 119:105). Биз өзүмиз һис қилалмиған қандақту бир камситиш һис-туйғулири биздә бар-йоқлиғини йеқин бир достлиримиздин сорап көрсәк болиду (Галатилиқларға 2:11, 14). Бу яман илләт қәлбимиздә чоңқур йилтиз тартип кәткәнлигини өзүмизму байқимай қелишимиз мүмкин. Бир ақсақал шундақ бир вәзийәткә дуч кәлгән. У филиалға толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқан әр-аял һәққидә хәт әвәткән. Аилә беши нурғун адәмләр төвән көридиған қәбилидин чиққан еди. Бу ақсақал шу қериндаш һәққидә көп яхши сөзләрни йезип болғандин кейин, мундақ дәп қошуп қойған: «Гәрчә бу қериндаш [мошу милләттин] чиққан болсиму, униң һаят тәрзи вә иш-һәрикитидин башқилар шуни көрүвелиши мүмкинки, [мошу милләткә] тәвә адәмләрниң һәммиси паскина муһитта яки начар турмуш шараитида яшимайду». Бу вақиәдин қандақ савақ алалаймиз? Йәһваниң тәшкилатида мәйли қанчә көп мәсъулийәтләрни өз үстимизгә алмайли, қәлбимизниң чоңқур қатламлирида қандақту бир камситиш һис-туйғулириниң қелип қалғанлиғини ениқлаш үчүн, биз өз-өзүмизни тәкшүрүшкә вә башқиларниң ярдимини қобул қилишқа тәйяр болушимиз керәк. Йәнә немә иш қилалаймиз?

7. «Бағримизни кәң» ачқанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

7 Әгәр «бағримизни кәң ачсақ», камситишниң орнини меһир-муһәббәт егиләйду (Коринтлиқларға 2-хәт 6:11—13). Сиз пәқәт өзүңизгә охшаш ирқ, милләт, қәбилә яки тилда сөзләйдиған адәмләр билән вақит өткүзүшни халамсиз? Шундақ болса, қучақ йейип, һәрхил милләттин чиққан қериндашлар билән хизмәт қилсиңиз яки уларни меһманға чақирсиңиз болиду (Әлчиләр 16:14, 15). Шундақ қилсиңиз, вақти кәлгәндә қәлбиңиз меһир-муһәббәткә толуп, камситишниң изиму қалмайду. Һазир ташқи көрүнүшигә қарап, һөкүм қилишниң йәнә башқа тәрипини муһакимә қилимиз.

БАЙ-КӘМБӘҒӘЛЛИГИГӘ ҚАРАП ҺӨКҮМ ҚИЛМАҢ

8. Лавийлар 19:15тин байлиқ яки кәмбәғәллик адәмләргә болған қөзқаришимизға қандақ тәсир қилидиғанлиғи һәққидә немини биливалалаймиз?

8 Адәмләрниң бай яки кәмбәғәл болуши бизниң башқиларға болған қөзқаришимизға тәсир қилиши мүмкин. Лавийлар 19:15тә: «Сән болсаң кәмбәғәлгә ян басмай, байға үз-хәтирму қилмай, бәлки растлиқ билән өз хошнаңға һөкүм қилғин»,— дәп йезилған.

9. Сулайман қандақ аччиқ һәқиқәтни көрсәткән вә бу бизгә немини үгитиду?

9 Бир кишиниң бай яки кәмбәғәл болуши башқиларға болған көзқаришимизға қандақ тәсир қилиду? Сулайман Муқәддәс роһниң йетәкчилиги билән мону аччиқ һәқиқәтни көрсәткән: «Гадайни һәтта униң йеқинлириму өч көриду, байниң болса, ағинилири көп» (Пәнд-нәсиһәтләр 14:20). Бу тәмсил бизгә немини үгитиду? Әгәр биз еһтиятчан болмисақ, кәмбәғәл қериндашлиримиздин қечип, бай қериндашлар билән дост болушқа тиришимиз. Немә үчүн адәмләрниң бай яки кәмбәғәллигигә қарап, һөкүм чиқириш бәкму хәтәрлик?

10. Яқуп мәсиһийләрни немә һәққидә агаһландурған?

10 Биз қериндашлиримизни бай-кәмбәғәллигигә қарап һөкүм қилсақ, җамаәттә бөлгүнчиликниң пәйда болушиға сәвәпчи болумиз. Биринчи әсирдә бәзи җамаәтләрдә шундақ ишлар йүз бәргән. Шуңа Яқуп мәсиһийләрни бу һәққидә агаһландурған (Яқуп 2:1—4ни оқуң). Җамаәттә бөлгүнчиликләрниң пәйда болушиға йол бәрмәслигимиз керәк. Шуңа адәмләрниң бай-кәмбәғәллигигә қарап һөкүм қилиштин қандақ сақлиналаймиз?

11. Кишиләрниң мал-дунияси униң Йәһва билән болған мунасивитигә тәсир қиламду? Чүшәндүрүп бериң.

11 Биз чоқум қериндашлиримизға Йәһваға охшаш көзқарашта болушимиз керәк. Йәһва бир адәмгә униң бай яки кәмбәғәллигигә қарап муамилә қилмайду. Пулимизниң яки мал-мүлкимизниң көп болуши Йәһва билән болған мунасивитимизгә һечқандақ тәсир қилмайду. Раст, Әйса мону сөзләрни ейтқан: «Бай адәмгә асман Падишалиғиға кирмәк тәс болиду». Бирақ у байлар һәргизму кирәлмәйду демигән (Мәтта 19:23). Әйса йәнә: «Кәмбәғәлләр, бәхитликсиләр, чүнки Худаниң Падишалиғи силәргә мәнсүп»,— дәп ейтқан еди (Луқа 6:20). Лекин бу кәмбәғәл адәмләрниң һәммиси Әйсаниң сөзигә қулақ селип, алаһидә бәрикәткә еришидиғанлиғини билдүрмәйду. Әйсаға әгәшмигән кәмбәғәл адәмләрму нурғун болған. Шуңа наһайити ениқки, бир кишиниң мал-дуниясиға қарап, униң Йәһва билән болған мунасивитигә һөкүм қилалмаймиз.

12. Язмилар бай-кәмбәғәл һәр иккисигә немә үгитиду?

12 Йәһваниң хәлқи арисида байларму, кәмбәғәлләрму бар. Бирақ уларниң һәммиси Йәһвани яхши көриду вә Униңға чин қәлбидин хизмәт қилиду. Язмиларда бай адәмләргә мону нәсиһәт йезилған: «Өзгиридиған байлиққа таянмай, бәлки... Худаға тайиниң» (Тимотийға 1-хәт 6:17—19ни оқүң). Худа Сөзи йәнә Униң һәммә хизмәтчилирини, мәйли бай яки гадай болсун, пулпәрәсликтин агаһландуриду (Тимотийға 1-хәт 6:9, 10). Биз қериндашлиримизға Йәһваға охшаш көзқарашта болсақ, уларниң бай-кәмбәғәллигигә қарап һөкүм чиқармаймиз. Амма адәмниң йешиға қарап һөкүм чиқириш тоғриму? Буни һазир көрүп чиқимиз.

АДӘМНИҢ ЙЕШИҒА ҚАРАП ҺӨКҮМ ҚИЛМАҢ

13. Муқәддәс китапта чоңларни һөрмәтләш һәққидә немә ейтилған?

13 Муқәддәс китапта яшанған кишиләрни һөрмәтләш дайим тилға елинған. Лавийлар 19:32дә: «Ақ чачлиқ кишиниң алдида қопуп туруп, қери кишиниң иззитини қилип, Тәңриңдин қорқуп турғин»,— дәп йезилған. Пәнд-нәсиһәтләр 16:31дә (КТ) болса: «Һәққанийәт йолида ақарған чач адәмниң шөһрәт таҗидур»,— дейилгән. Шундақла әлчи Паул Тимотийға яшанған қериндашларға қопал сөзлимәсликни вә уларни өз атисидәк көрүшни ейтқан еди (Тимотийға 1-хәт 5:1, 2). Гәрчә Тимотий йеши чоң қериндашларға мәлум дәриҗидә йетәкчилик қилиш һоқуқиға егә болсиму, уларға һәрдайим меһрибанлиқ билән һөрмәт көрситиши керәк еди.

14. Қандақ вәзийәттә өзүмиздин чоң кишини түзитиш орунлуқ болиду?

14 Әгәр яшанған бир етиқатчи билип туруп гуна қилса яки Йәһвани хурсән қилмайдиған бир ишни тәрғип қилсичу? Бири яшанған яки һөрмәткә сазавәр киши болсиму, әгәр улар қәстән гуна қилса, Йәһва һәргизму уларниң гунасиға көз жуммайду. Йәшая 65:20дики (ЙД) принципқа диққәт қилайли: «Гунакар йүз яшқа кирсиму, ләнәткә учрайду». Әзәкиял пәйғәмбәр көргән вәһийдинму шуниңға охшаш принципни көрүвелишқа болиду (Әзәкиял 9:5—7). Биринчидин, биз «Әзәлдин Болғучи» Йәһваға һөрмәт көрситишимиз лазим (Даниял 7:9, 10, 13, 14). Шундақ қилсақ, җасур болуп, нәсиһәткә муһтаҗ адәмни, һәтта у яшта чоң болсиму, түзитиштин қорқмаймиз (Галатилиқларға 6:1).

Яш бурадәрләргә һөрмәт көрситәмсиз? (15-абзацқа қараң)

15. Паулниң яш қериндашларға көрсәткән һөрмитидин биз қандақ савақ алалаймиз?

15 Әгәр бир қериндаш техи яш болсичу? У һөрмәткә сазавәрму? Әлвәттә. Әлчи Паул Тимотийға: «Һечким сени яш дәп камситмисун. Амма садиқлар үчүн гепиңдә, жүрүш-турушиңда, меһир-муһәббитиңдә, етиқатиңда вә паклиғиңда үлгә-ибрәт болғин»,— дәп ейтқан (Тимотийға 1-хәт 4:12). Паул бу сөзләрни Тимотийға язғанда, у тәхминән 30 яшта еди. Тимотийниң йешиға қаримастин, Паул униңға муһим вәзипиләрни тапшурған. Буниңдин қандақ савақ алимиз? Яш қериндашларниң йеши уларға болған көзқаришимизға тәсир қилмаслиғи керәк. Ойлап көрүң, Әйса 33 яшқа киргичә қанчилик көп ишларни қилған!

16, 17. а) Әгәр бир қериндаш хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болушқа лайиқ болса, ақсақаллар буни қандақ қарар қилиду? ә) Қандақ әһвалда шәхсий көзқараш вә йәрлик урп-адәтләр Муқәддәс Язмиларға қарши болуп қелиши мүмкин?

16 Бәзи хәлиқләрниң мәдәнийитидә жигитләр һөрмәткә сазавәр болалмайду. Шу сәвәптин, бәзи ақсақаллар һәтта тәләпләргә мас болған яшларниң хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болушиға йол бәрмәйду. Лекин Муқәддәс китапта қанчә яштин башлап хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болуш һәққидә һечнәрсә ейтилмиған (Тимотийға 1-хәт 3:1—10, 12, 13; Титқа 1:5—9). Әгәр ақсақал өз мәдәнийитигә қарап, бу һәққидә қаидә-өлчәмләрни орнатса, у Худа Сөзи бойичә иш тутмиған болиду. Ақсақаллар өзиниң көзқаришиға яки йәрлик урп-адәтләргә әмәс, бәлки Худаниң тәләплиригә асасән яшларға һөкүм чиқириши керәк (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17).

17 Әгәр ақсақаллар хизмәт ярдәмчиси яки ақсақалларни тәйинләштә Муқәддәс китапниң өлчәмлиригә таянмиса, тәйинлинишкә лайиқ болған бурадәрләр тәйинләнмәй қелиши мүмкин. Бир дөләттә хизмәт ярдәмчиси вәзипилирини яхши орунлиған. Җамаитидики ақсақаллар бу яш бурадәр ақсақал болуш үчүн Муқәддәс китаптики тәләпләргә мас келиду дәп мақул көрсиму, бирақ униң ақсақал болушини тәвсийә қилмиған. Чүнки җамаәттики яшта чоң ақсақаллар бу бурадәр ақсақал болуш үчүн бәк яш көрүниду дәп һесаплиған. Бәкму әпсус, бу бурадәрниң сиртқи көрүнүшигә қарап, уни вәзипигә тәйинлимиди. Өзүмизниң көзқаришиға яки йәрлик урп-адәтләргә әмәс, Муқәддәс китапқа тайиниш бәк муһим. Шуңа, Әйсаниң сөзигә қулақ селип, башқиларниң ташқи көрүнүшигә қарап һөкүм қилиштин қәтъий нери болушимиз керәк.

АДИЛ ҺӨКҮМ ҚИЛИҢ

18, 19. Қериндашларға Йәһваниң көзқариши билән қарашқа немә ярдәм бериду?

18 Биз намукәммәл болсақму, Йәһвадин үлгә елип, башқиларни камситмаслиқни үгинәләймиз (Әлчиләр 10:34, 35). Шуңа, биз һәрдайим Худа Сөзидики агаһландурушларни әстә тутушимиз муһим. Шу нәсиһәтләргә мас һәрикәт қилсақ, Әйсаниң: «Түригә қарап һөкүм қилишни тохтитиңлар»,— дегән буйруғиға итаәт қилимиз (Йоһан 7:24).

19 Йеқинда Падишамиз Әйса Мәсиһ пүткүл адәмзат үстидин һөкүм чиқириду. Шу вақитта «у көзи билән көргинигә... яки қулиғи билән аңлиғиниға асасән» әмәс, Худаниң адил тәләплиригә мас һөкүм чиқириду (Йәшая 11:3, 4). Биз бу әҗайип вақитни тақәтсизлик билән күтиватимиз!