Һәрдайим Йәһва билән биллә хизмәт қилайли
«Биз — Худаниң хизмәтдашлири» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 3:9).
НАХШИЛАР: 44, 28
1. Биз қандақ қилип Йәһваға хизмәтдаш болалаймиз?
ЙӘҺВА адәмләрни яратқанда, уларниң Өзигә хизмәтдаш болушини халиған. Гәрчә һазир адәмләр намукәммәл болсиму, садиқ адәмләр йәнила һәр күни Йәһва билән биргә хизмәт қилалайду. Мәсилән, Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни ейтқанда вә шагиртларни тәйярлиғанда, биз «Худаниң хизмәтдашлири» болалаймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 3:5—9). Һәммигә Қадир Худайимизниң бизгә бу муһим вәзипини тапшурғанлиғи немә дегән чоң имтияз-һә! Амма вәз иши Йәһваға хизмәтдаш болушниң ялғуз усули әмәс. Бу мақалидә биз йәнә өйүмиздикиләр вә җамаәттикиләргә ярдәм бериш, меһмандост болуш, тәшкилатимизниң дуниявий иш-паалийәтлиригә қатнишиш вә хизмәт даирисини кәңәйтиш арқилиқму Йәһваға хизмәтдаш болалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз (Колосилиқларға 3:23).
2. Немә үчүн биз һәргизму өзүмизни башқилар билән селиштурмаслиғимиз керәк?
2 Мошу мақалини муһакимә қилғанда, һәммимиз бир-биримиздин пәриқлиқ екәнлигимизни унтумайли. Бизниң йешимиз, саламәтлигимиз, шараитимиз һәм қабилийәтлиримиз һәр түрлүк. Шуниң үчүн, өзүңизниң Йәһва үчүн қилалайдиған ишиңизни башқилар билән селиштурмаң. Әлчи Паул мундақ дегән: «Һәрким өзиниң шәхсий ишини көрсәтсун, шу вақитта униң өзини һечким билән селиштурмай, пәқәт өзигә қарапла хурсән болушқа сәвәви болиду» (Галатилиқларға 6:4).
ӨЙҮҢИЗДИКИЛӘР ВӘ ҖАМАӘТТИКИЛӘРГӘ ЯРДӘМ БЕРИҢ
3. Немә үчүн аилисигә ғәмхорлуқ қилидиған адәмни Худа билән хизмәтдаш болуватиду дейишкә болиду?
3 Йәһва биздин аилимизгә ғәмхорлуқ қилишни тәләп қилиду. Мәсилән, аилиңизни тәминләш үчүн пул тепишиңиз керәк. Көплигән анилар кичик балилириға қараш үчүн өйдә олтириду. Һәмдә яшанған ата-анимиз ярдәмгә муһтаҗ болса, уларға ғәмхорлуқ қилишимиз зөрүр болиду. Буларниң һәммиси наһайити муһим вәзипиләр. Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Кимду-ким йеқинлириниң, болупму өз өйдикилириниң, еһтияҗлири һәққидә ғәмхорлуқ қилмиса, у етиқадидин ваз кәчкән, һәтта ишәнчиси йоқ адәмдинму яман болиду» (Тимотийға 1-хәт 5:8). Сиз аилидә шундақ мәсъулийәтләрни үстиңизгә алған болсиңиз, Йәһваға өзүңиз халиғандәк көп хизмәт қилалмаслиғиңиз мүмкин. Амма һәргизму үмүтсизләнмәң! Чүнки Йәһва өз аилиңиздин хәвәр алғанлиғиңизни көрүп хурсән болиду (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31).
4. Ата-анилар қандақ қилип Падишалиқ ишлирини биринчи орунға қоялайду вә буниң нәтиҗиси қандақ болиду?
4 Ата-анилар балилириниң роһий мәхсәтләр қоюшиға ярдәм бериш арқилиқ Худа билән хизмәтдаш болалайду. Көп ата-анилар шундақ қилған. Нәтиҗидә балилири кейинирәк Йәһваға толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни қарар қилип, һәтта өйидин жирақ җайларда хизмәт қилған. Уларниң бәзилири миссионер болуп, йәнә бәзилири җакалиғучилар аз йәрләргә берип, пионер болуп хизмәт қилмақта. Йәнә бирлири Бәйтәлдә хизмәт қилиду. Әлвәттә, балилири жирақта болғачқа, ата-анилири улар билән өзи халиғандәк көп вақит өткүзәлмәйду. Лекин балилири қәйәрдә болмисун, ата-анилар уларни давамлиқ Худаға хизмәт қилишқа дәвәт қилиду. Немә үчүн? Чүнки улар балилириниң Йәһвани һаятида биринчи орунға қойғанлиғидин бәкму хурсән болиду (Йоһанниң 3-хети 4). Бу ата-аниларниң көпинчиси өзлирини худди өз оғли Самуилни Йәһваға тәғдим қилған Һаннаға охшаш һис қилишиду. Улар Йәһва билән хизмәтдаш болуш имтиязини бәк қәдирләйду (Самуилниң 1-язмиси 1:28).
5. Сиз җамаәттики қериндашларға қандақ ярдәм берәләйсиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
5 Әгәр сиз аилидә еғир мәсъулийәтләрни үстиңизгә алмиған болсиңиз, ағриқ яки яшанған етиқатдашларға яки башқа муһтаҗлиқта болған қериндашларға ярдәм берәләмсиз? Вә яки шуларға қараватқанларниң қолини йениклитиш үчүн күч чиқираламсиз? Җамаитиңиздә шундақ ярдәмгә кимниң муһтаҗ болуватқанлиғиға диққәт қилиң. Мәсилән, яшанған ата-анисидин хәвәр алидиған бир қериндаш болуши мүмкин. Униң башқа ишларни қиливелиши үчүн, сиз униң ата-аниси билән олтирип тураламсиз? Яки болмиса, бирсини җамаәт учришишиға яки базарға апирип әкеләләйдиғансиз яки дохтурханида ятқан қериндашни йоқлалайдиғансиз. Сиз шундақ қилғанда, Йәһва сиз арқилиқ бир қериндашниң дуасиға җавап қайтуруши мүмкин. Демәк, бу усулда Худаға хизмәтдаш болалайсиз (Коринтлиқларға 1-хәт 10:24ни оқуң).
МЕҺМАНДОСТ БОЛУҢ
6. Биз меһмандостлуқни қандақ көрситәләймиз?
6 Худаниң хизмәтдашлири меһмандостлуғи билән тонулиду. Муқәддәс китаптики «меһмандостлуқ» дегән грек сөзи «натонуш адәмгә меһрибанлиқ көрситиш» дегәнни билдүриду (Ибранийларға 13:2). Муқәддәс Язмиларда меһмандостлуқ көрсәткән кишиләрниң мисаллири бар. Улардин башқиларға меһрибан болушни үгинәләймиз (Яритилиш 18:1—5). «Етиқатдашлиримизға» һәм башқиларға ярдәм бериш пурсити кәлгәндә, биз уларға ярдәм қолумизни суналаймиз вә чоқум сунушимиз керәк (Галатилиқларға 6:10).
7. Толуқ вақитлиқ хизмәтчиләргә меһмандостлуқ көрситиш қандақ бәрикәтләргә ериштүриду?
7 Толуқ вақитлиқ хизмәтчиләргә вақтинчә туридиған қоналғу җай керәк болса, уларға меһмандостлуқ көрситиш арқилиқ Йәһваниң хизмәтдиши болаламсиз? (Йоһанниң 3-хети 5, 8ни оқуң). Шундақ қилсақ, буниң пайдисини уларму, бизму көримиз. Муқәддәс китапта бу «өз ара илһам» дәп аталған (Римлиқларға 1:11, 12). Олаф исимлиқ қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. Олаф яш вақтида униң җамаитини бир бойдақ наһийилик назарәтчи зиярәт қилған вә униңға қоналғу җай керәк болған. Амма җамаәттә ярдәм берәләйдиған һечким тепилмиған еди. Шу чағда Олаф Гувачи әмәс ата-анисидин наһийилик назарәтчиниң уларниң өйидә меһман болушиға рухсәт сориған. Улар рухсәт бәргән, бирақ Олафниң диванда йетишиға тоғра келидиғанлиғини ейтқан. Олаф шуниңға келишип, қурбанлиқ бәргинигә һеч өкүнмигән. Сәвәви у наһийилик назарәтчи билән бу һәптини наһайити көңүллүк өткүзгән еди. Улар һәр күни әтигәндә туруп тамақ йегәндә һәрхил қизиқарлиқ мавзулар һәққидә параңлашқан. Наһийилик назарәтчи Олафқа көп илһам бәргән, кейин у толуқ вақитлиқ хизмәтни башлашни қарар қилған. У 40 жил җәриянида бирнәччә дөләттә миссионер болуп хизмәт қилған.
8. Әгәр бәзиләр дәсләптә миннәтдарлиқ билдүрмисиму, немә үчүн биз чоқум меһрибан болушимиз керәк? Мисал кәлтүрүң.
8 Биз натонуш кишиләргә һәрхил йоллар билән меһир-муһәббәт көрситәләймиз. Бу һәққидә бир мисални көрүп чиқайли. Испаниядики бир қериндаш Эквадордин көчүп кәлгән Эсика исимлиқ аял билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған. Бир күни үгиниш қиливатқанда һелиқи аял жиғлап, көз йешини туталмиған еди. Қериндаш униң немә сәвәптин жиғлаватқанлиғини сориғанда, у техи Испаниягә кәлмигәндә өзиниң наһайити кәмбәғәл болғанлиғини ейтип бәргән. Бир күни һәтта қизиға қуруқ судин башқа беридиған һечқандақ нәрсиси болмиған екән. Эсика кичик қизини ухлитиватқанда, дуа қилип Худадин ярдәм сорапту. Узун өтмәй униңға икки Йәһва гувачиси келип, журнал бәргән. Лекин Эсика уни житиветип, уларға: «Бу журнал билән қизимниң қосиғи тояттиму?»— дәп вақириған екән. Қериндашлар униңға тәсәлли беришкә тиришсиму, Эсика тиңшимиған еди. Кейинирәк қериндашлар униң ишиги алдида бир севәт озуқ-түлүк қалдуруп кетипту. Шу чағда у дуасиға Худаниң җавап бәргәнлигини чүшәнмигән. Әнди шу ишлар есигә келип, көз яш қилған еди. Кейин Эсика Йәһваға хизмәт қилишни қарар қилған. Буниңдин көрүвелишқа болидуки, шу икки қериндишимизниң сехийлиғи яхши нәтиҗә елип кәлгән (Вәз 11:1, 6).
ТӘШКИЛАТНИҢ ИШ-ПААЛИЙӘТЛИРИГӘ ҚАТНИШИҢ
9, 10. а) Исраиллиқлар қандақ қилип пидаий хизмәт қилалиған? ә) Бүгүнки күндә қериндашлар җамаәттә қандақ хизмәт қилалайду?
9 Қедимда исраиллиқларда пидаий хизмәт қилишниң һәрхил пурсәтлири болған (Чиқиш 36:2; Тарихнамә 1-язма 29:5; Нәһәмия 11:2). Бүгүнки күндә сизниңму вақтиңизни чиқирип, мал-мүлкиңизни вә қабилийәтлириңизни ишлитип, етиқатдашларға пидаий ярдәм беридиған көп пурсәтлириңиз бар. Шундақ қилғиниңизда, сиз шат-хорамлиққа чөмисиз вә Худа сизни бәрикәтләйду.
10 Худа Сөзи җамаәттики әр кишиләрни хизмәт ярдәмчиси вә ақсақал болуп хизмәт қилишқа үндәйду. Бу арқилиқ улар Йәһваға хизмәтдаш болалайду (Тимотийға 1-хәт 3:1, 8, 9; Петрусниң 1-хети 5:2, 3). Бу әр кишиләр башқиларға әмәлий ярдәм қолини сунуп қалмастин, роһий җәһәттин ярдәм бериду (Әлчиләр 6:1—4). Җамаәттә ақсақаллар сиздин ярдәмчи болуп, әдәбиятларға, участкиларға, Ибадәт өйини асрап-күтүшкә мунасивәтлик ишларда ярдәм беришни сориғанму? Йә болмиса башқа ишларда ярдәм сориғанму? Шундақ ишларға қатнашқан қериндашлар өзлириниң бәкму хошал болғанлиғини ейтишқан.
11. Бир қериндаш қурулуш ишлириға қатнишип, қандақ пайда алған?
11 Қурулуш ишлириға қатнишидиған қериндашлар һәрдайим йеңи достларни тапиду. Марджи исимлиқ аял қериндаш 18 жил Ибадәт өйлириниң қурулуш ишлириға қатнашқан. У қурулушларға қатнашқан яш қизларға көңүл бөлүп, уларни қурулуш ишлириға үгәткән. Марджи ейтқандәк, қурулушта пидаий хизмәтчиләр бир-бирини илһамландуралайду (Римлиқларға 1:12). Марджи қийинчилиқларни баштин кәчүргәндә, қурулушта тонушқан достлири униңға тәсәлли бәргән. Сиз қурулуш ишиға қатнишип көргәнму? Һәтта алаһидә бир қабилийитиңиз болмисиму, қурулуш ишлириға қатнишалайсиз.
12. Тәбиий апәткә учрап, қийинчилиқ тартқан қериндашларға сиз қандақ ярдәм берәләйсиз?
12 Йәһваға хизмәтдаш болушниң йәнә бир йоли — тәбиий апәткә учрап, қийинчилиқ тартқан қериндашларға ярдәм бериш. Мәсилән, улар үчүн ианә пуллирини берәләймиз (Йоһан 13:34, 35; Әлчиләр 11:27—30). Йә болмиса, апәт болған йәрни тазилаш яки қайта қуруш ишлириға қатнишалаймиз. Польшида яшайдиған Габриела исимлиқ қериндишимизниң өйи кәлкүн сүйидин бузулуп кәткән. Хошна җамаәтләрдики қериндашларниң униңға ярдәмгә кәлгәнлигини көрүп, у бәк хошал болған еди. Габриела бу вақиә һәққидә ойлиғанда, шу апәттә йоқатқан мал-мүлки һәққидә ғәм қилишниң орниға, еришкән бәрикәтлиригә диққәт ағдурған. У мундақ дәйду: «Кәлкүндин кейин җамаәтниң әзаси болуш чоң шан-шәрәп вә хошаллиқ екәнлигигә көзүм йәтти». Апәттин кейин ярдәм алған башқа нурғун қериндашларму охшаш һис-туйғуда болған. Йәһва билән хизмәтдаш болуп, апәткә учриған қериндашларға ярдәм бәргән шу пидаий хизмәтчиләрму хошаллиққа еришип, қанаәт тепишқан (Әлчиләр 20:35; Коринтлиқларға 2-хәт 9:6, 7ни оқуң).
13. Пидаий хизмәт қилғанда Йәһваға болған меһир-муһәббитимизни қандақ күчәйтәләймиз? Мисал кәлтүрүң.
13 Стэфани вә униң билән бир райондики етиқатчилар Йәһваға башқа бир усулда хизмәтдаш болған. Улар уруш болуватқан дөләтләрдин Қошма Штатларға қечип кәлгән қериндашлиримизға туралғу җай вә өй-җиһазларни тепишқа ярдәм бәргән. Стэфани мундақ дәйду: «Биз уларниң дуниявий қериндашлиқниң меһир-муһәббити үчүн билдүргән миннәтдарлиғини аңлап, хошаллиғини көргәндә, бәкму тәсирләндуқ. Қийинчилиқ тартқан қериндашлар уларға биз ярдәм бәрдуқ дәп ойлайду, бирақ әмәлийәттә болса биз әмәс, улар бизгә ярдәм бәрди. Биз уларниң меһир-муһәббити, инақлиғи, етиқади вә Йәһваға таянғанлиғини көргәндә, Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз күчәйди. Бу арқилиқ Худа тәшкилати тәминләп бәргән барчә нәрсә үчүн техиму миннәтдар болдуқ».
ХИЗМӘТ ДАИРИСИНИ КӘҢӘЙТИҢ
14, 15. а) Йәшая пәйғәмбәр тәйярлиқ роһини қандақ көрсәткән? ә) Мәсиһийләр Йәшаядин қандақ үлгә алалайду?
14 Йәһваға хизмәтдаш болуп техиму көпирәк хизмәт қилишни халамсиз? Вәз ейтқучиларға муһтаҗ йәрләргә көчүп бараламсиз? Әлвәттә, мәртлик көрситиш үчүн, жирақ йәрләргә көчүш шәрт әмәс. Лекин бәзи қериндашларниң көчүшкә мүмкинчилиги бар. Улар Йәшая пәйғәмбәргә охшаш тәйярлиқ роһини көрситиду. Йәһва: «Мән кимни әвәтимән вә ким Бизгә вәкил болуп бариду?»— дәп сориғанда, Йәшая: «Мана мән! Әвәткәйсән, мени!»— дәп җавап бәрди (Йәшая 6:8, 9, КТ). Йәһваниң тәшкилатини қоллашни халамсиз? Халисиңиз, мүмкинчилигиңиз барму? Шундақ қилиш үчүн немә қилалайсиз?
15 Әйса вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш иши һәққидә мундақ дегән: «Һосул мол, лекин ишчилар аз. Шуңлашқа һосул Егисидин ормиға ишчиларни әвәтишини сораңлар» (Мәтта 9:37, 38). Сиз вәзчиләргә муһтаҗ йәрдә пионер болуп хизмәт қилаламсиз? Өзүңиз баралмисиңиз, башқиларниң беришиға ярдәм қолуңизни суналамсиз? Нурғун қериндашлар Худаға һәм йеқинлиримизға болған сөйгү-муһәббәтни көрситишниң әң яхши усули — вәз ейтқучиларға муһтаҗ йәрләрдә пионер болуп хизмәт қилиштур дәп ойлайду. Өз хизмәт даирисини кәңәйтишниң башқа йоллири һәққидә ойлап баққанмусиз? Әгәр шундақ қилсиңиз, көп хошаллиққа еришисиз.
16, 17. Йәһваға йәниму көп хизмәт қилиш пурситигә қандақ еришәләйсиз?
16 Сиз Бәйтәлдә яки қурулуш ишлирида вақитлиқ яки һәптисигә бир нәччә күн хизмәт қилишқа тәйярму? Йәһваниң тәшкилати һәтта бирәр ишта тәҗрибиси йоқ болсиму, бирақ һәрдайим әвәтилидиған йәрдә хизмәт қилишқа вә тапшурулған ишни орунлашқа тәйяр хизмәтчиләргә муһтаҗ. Йәһва ярдәмгә муһтаҗ болған җайларда хизмәт қилиш үчүн қурбанлиқ беришкә тәйяр болған һәрбир адәмни қәдирләйду (Зәбур 110:3).
17 Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн, көпирәк тәлим-тәрбийигә еришишни халамсиз? Падишалиқ вәзчилиригә арналған мәктәптә оқуш үчүн илтимас хетини толдуралайсиз. Бу мәктәптә аллиқачан Йәһваға толуқ вақит хизмәт қиливатқан йетилгән қериндашлар тәлим-тәрбийә алиду. Кейин улар Йәһваниң тәшкилатида көпирәк хизмәт қилалайду. Бу мәктәпкә оқуғанларни қәйәргә әвәтсә, улар шу йәргә беришқа тәйяр болуши шәрт. Сиз шундақ тәлим-тәрбийигә егә болуп, Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш пурситигә еришишни халамсиз? (Коринтлиқларға 1-хәт 9:23).
18. Һәр күни Йәһва билән биргә хизмәтдаш болсақ қандақ бәрикәтләргә еришимиз?
18 Биз Йәһваниң хәлқи болғанлиқтин, мәртлик, меһрибанлиқ һәм сөйгү-муһәббәт билән башқиларға һәр күни көңүл бөлимиз. Бу бизгә хошаллиқ, течлиқ вә бәхит елип келиду (Галатилиқларға 5:22, 23). Шараитимиз қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Йәһваниң сехийлиғини үлгә қилип, Униң хизмәтдиши болсақ көп бәрикәтләргә еришимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 3:9, 10).