Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

31-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Җасаритимизни йоқатмайли!

Җасаритимизни йоқатмайли!

«Шуңа бизниң роһумиз чүшмәйду» (КОР. 2-Х. 4:16).

24-НАХША Көзүң болсун мукапатта

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Мусабиқиниң ахириғичә жүгүрүш үчүн немә қилишимиз керәк?

 ХУДАНИҢ һәммә хизмәтчилири һаят үчүн жүгүрүш мусабиқисигә қатнишиду. Йәһваға хизмәт қилишни йеқинда башлиған болайли яки узун жиллардин бу ян хизмәт қилип келиватқан болайли, һәммимиз мусабиқиниң ахириғичә жүгүрүшимиз керәк. Әлчи Паулниң филипиликләргә бәргән нәсиһити ахирғичә жүгүрүшни тохтатмаслиғимизға күч бериду. Филипидики бәзи етиқатдашлар Йәһваға көп жиллар хизмәт қилип кәлгән. Улар Йәһваға садиқ хизмәт қилған болсиму, Паул сәвир-тақәтлик билән давамлиқ хизмәт қилиш керәклигини уларниң есигә селип қойған. Паул қериндашларниң униңдин үлгә елип, шу мәхсәткә интилишини халиған (Флп. 3:14).

2. Паулниң нәсиһити немә үчүн дәл вақтида ейтилған еди?

2 Әлчи Паулниң филипиликләргә бәргән нәсиһити дәл вақтида ейтилған. Қериндашлар җамаәт тәшкил қилинғандин тартип қаршилиқларға дуч кәлгән еди. Қаршилиқлар тәхминән миладий 50-жили Паул билән Силас Худаниң йол-йоруғи бойичә «Македонийәгә өтүп кәлгәндә» башланған еди (Әлч. 16:9). Улар Македонийәдә Лидия исимлиқ аялға хуш хәвәрни ейтқан. Шу аял хуш хәвәрни қобул қилған вә Йәһва униң жүригини ачқан (Әлч. 16:14). Көп өтмәй, Лидия өйдикилири билән чөмдүрүлүштин өткән. Лекин Шәйтан дәрру уларға зиянкәшлик қилишқа башлиған еди. Шу шәһәрдики әр кишиләр Паул һәм Силасни тутувелип, базар мәйданидики башлиқларниң алдиға сөрәп келишти вә уларни шәһәрниң тинчлиғини бузуватиду дәп әйиплиди. Нәтиҗидә Паул билән Силасни зинданға ташлап, кейин уларниң шәһәрдин кетишини сориди (Әлч. 16:16—40). Улар җасаритини йоқаттиму? Яқ! Йеңидин тәшкил болған җамаәттики қериндашларчу? Бәхиткә яриша, уларму синақларға бәрдашлиқ бәргән. Уларға Паул билән Силасниң үлгиси қаттиқ тәсир қилғанлиғи сөзсиз.

3. Паул немини чүшәнгән вә бу мақалидә қандақ соалларға җавап тапимиз?

3 Паул қаршилиқларға бәрдашлиқ беришкә бәл бағлиған (Кор. 2-х. 4:16). Амма у мусабиқиниң ахириғичә жүгүрүш үчүн мукапатқа көз тикиш керәклигини чүшәнгән. Паулниң үлгисидин биз немини үгинәләймиз? Бүгүнки күндики садиқ етиқатдашларниң үлгиси синақларға бәрдашлиқ бериш мүмкин екәнлигини қандақ испатлайду? Келәчәккә болған үмүтимиз җасаритимизни йоқатмаслиққа қандақ ярдәм бериду? Бу мақалидә мошу соалларға җавап тапимиз.

ПАУЛНИҢ ҮЛГИСИДИН НЕМИНИ ҮГИНИМИЗ?

4. Қийин вәзийәттә болғанлиғиға қаримастин, Паул қандақ қилип қизғинлиқ билән вәз қилған?

4 Паул филипиликләргә хәт язғанда қандақ вәзийәттә болғанлиғини ойлап көрүң. Шу чағда Паул Римда өйидә назарәт астида болған. Паулниң әркинлиги чәкләнгән болсиму, у өйигә кәлгәнләргә вәз қилған вә җамаәтләргә хәт язған. Бүгүнки күндә саламәтлиги начар яки яшинип қалған нурғун қериндашлар өйидин чиқалмисиму, уларға кәлгән кишиләргә вәз қилиш пурситини қолдин чиқармайду. Шундақла улар һәрдайим өйидә болмайдиған кишиләргә илһам беридиған хәтләрни йезип вәз қилиду.

5. Филипиликләргә 3:12—14тики сөзләргә асасән Паулға хизмәттин диққитини бурмаслиққа немә ярдәм бәргән?

5 Паул еришкән утуқлири яки өтмүштә өткүзгән хаталиқлириниң хизмәттин диққитини бурушиға йол бәрмигән. У «келәчәккә интилиш», йәни мукапатқа еришиш үчүн, «өтмүшни унтуш» керәклигини язған (Филипиликләргә 3:12—14ни оқуң). Паулниң мәхситигә көз тикишигә немә тосалғулуқ қилалиған? Биринчидин, Әйсаниң әгәшкүчиси болуштин авал йәһудийларниң арисида еришкән чоң утуқлардур. Лекин у буларни әхләт дәп қариған (Флп. 3:3—8). Иккинчидин, бурун мәсиһийләргә зиянкәшлик қилғанлиғи үчүн өзини әйипкар һис қилған. Амма Паул яман ойларға берилмиди. Үчинчидин, у Йәһваға көп хизмәт қилдим дәп ойлиса болатти, бирақ у хизмәттә бар күчини чиқиришқа давамлаштурған. Паулни чивиқлап, таш билән урсиму, у кемә апитигә учрап, озуқ-түлүк билән кийим-кечәккә муһтаҗ болсиму, хизмәттә утуқлуқ болған (Кор. 2-х. 11:23—27). Паул баштин көп қийинчилиқларни өткүзгинигә вә хизмәттә көп утуқларға еришкинигә қаримастин, Йәһваға хизмәт қилишни тохтатмиған. Биз Паулдин үлгә елишимиз керәк.

6. Унтушимиз керәк «өтмүштики» нәрсиләргә немә кириду?

6 Паулға охшаш «өтмүшни унтуш» үчүн биз немә қилалаймиз? Бәлким, қилған гунайимиз үчүн өз гөшимизни өзүмиз йәйдиғандимиз. Әгәр сиздә шундақ һис-туйғулар болса, Әйсаниң төләм қурванлиғи тоғрилиқ көпирәк үгинип, мулаһизә қилсиңиз болиду. Әгәр илһам беридиған мавзулар тоғрилиқ оқуп, чоңқур ойлансақ вә дуа қилсақ, өзүмизни яхширақ һис қилишимиз мүмкин. Һәтта Йәһваниң гуналиримизни кәчүргәнлигини һис қилип, өзүмизни әйипләшни тохтитишимиз мүмкин. Паулниң үлгисидин йәнә немини үгинәләймиз? Бәлким, Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн мааши жуқури ишни рәт қилғандимиз. Ундақта, маддий нәрсиләрдин ваз кәчкәнлигимизгә пушайман қилмай, «өтмүшни» унталаймизму? (Сан. 11:4—6; Вәз 7:10). «Өтмүштики» нәрсиләргә Йәһва үчүн қилған хизмитимиздики утуқлар вә бешимиздин өткүзгән қийинчилиқлиримизму кириду. Әлвәттә, Йәһва бизгә бәргән бәрикәтләрни вә бизгә яр-йөләк болғанлиғини есимизгә алсақ, асмандики Атимизға техиму йеқин болумиз. Бирақ Йәһваға йетәрлик хизмәт қилдим дәп ойлашни халимаймиз (Кор. 1-х. 15:58).

Һаят үчүн мусабиқидә биз һечнәрсигә диққәт бурмай, мукапатқа көз тикишимиз керәк (7-абзацқа қараң)

7. Коринтлиқларға 1-хәт 9:24—27гә асасән, һаят үчүн мусабиқидә утуш үчүн немә қилиш керәк? Мисал кәлтүрүң.

7 Әлчи Паул Әйсаниң «барлиқ күчлириңларни селиңлар», дегән сөзлириниң мәнасини яхши чүшәнгән (Луқа 13:23, 24). Паулму Әйсаға охшаш, һаятиниң ахирғичә бар күчи билән хизмәт қилиш керәклигини билгән. Шу сәвәптин, у Худа хизмәтчилириниң һаятини жүгүрүш мусабиқиси билән селиштурған (Коринтлиқларға 1-хәт 9:24—27ни оқуң). Мусабиқигә қатнашқан киши диққитини башқа нәрсиләргә қаратмай, ахирқи нишанға йетиш тоғрилиқла ойлайду. Мәсилән, у дуканлар бар кочида жүгүрүши мүмкин. Дуканға қараш үчүн тохтап қалған жүгүргүчини тәсәввур қилаламсиз? Әлвәттә, әгәр у утувелишни халиса, ундақ қилмайду. Бизму диққитимизни җәлип қилидиған көп нәрсиләргә учраймиз. Паул ейтқандәк, әгәр мәхситимизгә көз тикип, бар күчимизни чиқарсақ, мукапатқа еришимиз.

ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРҒА ҚАРИМАСТИН ДАВАМЛИҚ ЙӘҺВАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛАЙЛИ

8. Қандақ үч вәзийәтни көрүп чиқимиз?

8 Роһумизни чүшириши мүмкин үч вәзийәтни көрүп бақайли. Үмүт билән тәлмүрүп күтүш, саламәтликниң начарлиши вә узун вақитқа созулған синақлар. Башқиларниң шундақ қийинчилиқларға қандақ бәрдашлиқ беридиғанлиғини билиш бизгә көп пайда әкелиду (Флп. 3:17).

9. Үмүтимиз ақланмиса, бу бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?

9 Үмүт билән тәлмүрүп күтүш. Биз Йәһва бәргән вәдиләрниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтиватимиз. Һабаккук пәйғәмбәрму шундақ қилған. У Йәһва Худаниң Йәһудадики рәзилликни йоқитишини бәкму халайдиғанлиғини ейтқан. Лекин Йәһва униңға «күткин» дегән (Һаб. 2:3). Арзу-үмүтлиримиз узақ вақит орунланмиғандәк көрүнсә, қизғинлиғимизни йоқитишимиз, һәтта роһумиз чүшиши мүмкин (Пәнд н. 13:12). XX-әсирниң бешида қериндашлар дәп шундақ әһвалға дуч кәлгән. Шу вақитта майланған қериндашларниң көпинчиси 1914-жили асманға чиқип кетип, өз мукапитимизни алимиз дәп үмүт қилған. Уларниң үмүти орунланмиғанда, садиқ қериндашлар бу қийинчилиқни қандақ йәңгән?

Ройал вә Пёрл Спац қериндашларниң үмүти 1914-жили әмәлгә ашмиған болсиму, улар Йәһваға давамлиқ садиқ хизмәт қилған (10-абзацқа қараң)

10. Үмүти ақланмиғанда бир әр-аялға давамлиқ хизмәт қилишқа немә ярдәм бәргән?

10 Шундақ қийинчилиқларни баштин кәчүргән икки садиқ қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. Ройал Спац 1908-жили 20 йешида чөмдүрүлүштин өткән. У асмандики мукапитини пат арида алидиғанлиғиға ишәнгән. Шуниң үчүн 1911-жили өйлинидиған қизи Пёрлға мундақ дегән: «1914-жили қандақ муһим вақиә болидиғанлиғини билисиз. Шуңа тезирақ өйләнсәк яхши болатти!». Бирақ 1914-жили күткән вақиә йүз бәрмигәндә, улар хизмәт қилишни тохтаттиму? Яқ, сәвәви улар биринчи новәттә асмандики мукапатқа еришишни әмәс, Йәһваға садиқ болуп қелишни ойлиған. Улар мусабиқидә жүгүрүшни тохтатмаслиққа бәл бағлиған. Ройал билән Пёрл қизғинлиқ билән нәччә он жил хизмәтни давамлаштуруп, йәрдики һаятиниң ахирғичә Йәһваға садиқ болуп қалған еди. Шәк-шүбһисизки, сизму Йәһваниң Өз исмини улуқлап, һөкүмранлиғини тикләп, вәдилирини әмәлгә ашурушини көрүшкә тәшна. Буларниң һәммиси Йәһва бәлгүлигән вақитта әмәлгә ашидиғанлиғиға гуман қилмаң. Амма шу вақит кәлмигичә, Худаға давамлиқ хизмәт қилайли! Техи әмәлгә ашмиған вәдиләрни үмүт билән тәлмүрүп күткинимиздә, роһумизниң чүшишигә йол бәрмәйли!

Артур Секорд яшанғандиму, Йәһваға бар күчи билән хизмәт қилишни халиған. (11-абзацқа қараң)

11, 12. Саламәтлигимиз бурунқидәк яхши болмисиму, немә үчүн Йәһваға давамлиқ садиқ хизмәт қилалаймиз? Мисал кәлтүрүң.

11 Саламәтликниң начарлиши. Мусабиқигә қатнишиш үчүн жүгүргүчигә көп күч керәк. Бирақ роһий җәһәттин күчлүк болуш тән саламәтликкә бағлиқ әмәс. Нурғун қериндашларниң саламәтлиги начарлашсиму, улар роһий җәһәттин мәһкәм болуп, Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштурмақта (Кор. 2-х. 4:16). Мәсилән, Артур Секорд 55 жил Бәйтәлдә хизмәт қилған. У 88 яшқа толғанда, аҗизлишип, саламәтлиги начарлашқан. Бир күни униңға ғәмхорлуқ қилидиған Бәйтәлдики қериндаш: «Артур ака, сиз Йәһва Худаға көп хизмәт қилдиңиз. Бу һаятта көрмигиниңиз қалмиди, шундақ әмәсму»,— дәп уни махтиди. Бирақ у өтмүштә қилған хизмити билән қанаәтлинип қалмиған еди. Артур бурадәр униңға қарап, күлүмсирәп, мундақ җавап бәрди: «Һә, бу раст. Лекин бизниң өтмүштә қилған хизмитимиз әмәс, һазир садиқ болуп қелишимиз муһимирақ».

12 Бәлким, сиз Йәһва Худаға көп жиллардин бу ян хизмәт қилип келиватисиз. Бирақ һазир саламәтлигиңиз начарлишип, бурунқидәк хизмәт қилишқа мүмкинчилигиңиз йоқ болуши мүмкин. Шундақ болса, роһуңиз чүшмисун. Йәһва Худа өтмүштә қилған хизмитиңизни унтумайдиғанлиғиға ишәнч қилиң (Ибр. 6:10). Йәһвани қанчилик яхши көргәнлигимиз Униңға қанчә узун хизмәт қилишимиз билән өлчәнмәйдиғанлиғини әстә тутуң. Әксинчә, Худаға болған меһир-муһәббитимизни иҗабий көзқарашни сақлап, қолумиздин кәлгән һәммини қилишимиз билән көрситимиз (Кол. 3:23). Йәһва Худа имканийитимиз чәклик екәнлигини чүшиниду вә биздин қолумиздин кәлмигән нәрсиләрни тәләп қилмайду (Марк 12:43, 44).

Анатолий билән Лидия Мельник көплигән қийинчилиқларни баштин өткүзсиму, садиқ болуп қалған (13-абзацқа қараң)

13. Көп синақларға дуч кәлсәкму, Йәһваға давамлиқ хизмәт қилалайдиғанлиғимиз Мельник аилисиниң үлгисидин қандақ көрүниду?

13 Узаққа созулған синақлар. Бәзи етиқатдашлиримиз көп жиллардин бу ян синақлар билән зиянкәшликкә дуч кәлгән. Анатолий Мельник b бурадиримизниң мисалини алайли. У техи бар йоқи 12 яшта болғанда, дадиси қамаққа елинип, Молдовада яшайдиған аилисидин 7000 километр жирақлиқтики Сибирьгә сүргүн қилинған. Бир жилдин кейин Анатолий аписи, бовиси вә момиси билән Сибирьгә әвәтилгән. Кейин улар җамаәт учришишлириға бериш үчүн, қаттиқ соғларда 30 километр жирақлиқта җайлашқан башқа йезиға баратти. Кейин Анатолий бурадәр үч жил түрмидә олтарған. Униң аяли Лидия бир яшлиқ қизи билән ялғуз қалған. Шундақ қийинчилиқларға қаримастин Анатолий бурадәр аилиси билән Худаға садиқ хизмәт қилишни давамлаштурған. Һазир у 82 яшта вә Оттура Азиядики филиал комитетида хизмәт қилиду. Келиңлар, бизму Анатолий вә Лидия қериндашларға охшаш Йәһва Худаға хизмәт қилиш үчүн бар күчимизни чиқирип, синақларға бәрдашлиқ берәйли (Гал. 6:9).

КЕЛӘЧӘКТИКИ ҮМҮТКӘ КӨЗ ТИКӘЙЛИ

14. Паул мәхситигә йетиш үчүн чоқум немә қилиш керәклигини чүшәнгән?

14 Әлчи Паул мусабиқиниң ахириғичә жүгүрүп, мәхситигә қол йәткүзәләйдиғанлиғиға ишәнч қилған. У майланған болғанлиқтин, асмандики мукапитиға еришишни тақәтсизлик билән күткән. Бирақ Паул «мәхсәткә интилиш» үчүн һаят мусабиқисидә жүгүрүшни тохтамаслиғи керәклигини яхши чүшәнгән (Флп. 3:14). Шу сәвәптин, Филипидики қериндашларға мәхсәткә көз тикишкә ярдәм бериш үчүн, хетидә қизиқарлиқ мисал кәлтүргән.

15. Паул филипиликләрни «мәхсәткә интилишкә» дәвәт қилиш үчүн пухралиқ тоғрилиқ мисални қандақ қолланған?

15 Паул филипиликләргә уларниң асмандики пухралиғи тоғрилиқ әсләткән (Флп. 3:20). Улар өзлириниң пухралиғини немә үчүн унтумаслиғи керәк еди? Шу заманда адәмләр Рим пухраси болушни халатти, чүнки бу уларни алаһидә артуқчилиқларға ериштүрәтти c. Бирақ майланған мәсиһийләр униңдинму яхширақ бир һөкүмәтниң пухралири болған. Бу һөкүмәтниң артуқчилиқлири һәммидин ешип чүшкән! Шу сәвәптин Паул филипиликләрни «Мәсиһ һәққидики хуш хәвәргә лайиқ иш қилиңлар» дәп үндигән (Флп. 1:27). Бүгүнму майланған қериндашлар асмандики мукапатқа еришиш үчүн тохтимай жүгүрүп, яхши үлгә көрсәтмәктә.

16. Асманда яки йәрдә яшашқа үмитигә егә болушимиздин қәтъийнәзәр, Филипиликләргә 4:6, 7гә асасән биз немә қилишимиз керәк?

16 Мәйли асманда яки йәрдә яшаш үмитигә егә болушимиздин қәтъийнәзәр, давамлиқ мәхсәткә интилиш үчүн көп күч чиқиришимиз керәк. Қандақ вәзийәткә дуч кәлмәйли, биз өтмүштики нәрсиләрни ойлимай, һечнәрсиниң Йәһваға хизмәт қилишимизни тохтитишиға йол бәрмәслигимиз керәк (Флп. 3:16). Үмүтимиз әмәлгә ашмиғандәк көрүнүши яки саламәтлигимиз начарлишиши мүмкин. Биз синақларға вә зиянкәшликкә дуч келишимиз мүмкин. Мәйли қандақ вәзийәткә дуч келәйли, «һечнәрсидин әндишә қилмаңлар» дегән сөзләрни әстә тутайли. Һәммә нәрсидә Худаға дуа һәм илтиҗа қилайли, шу чағда У бизгә һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған течлиқни бериду (Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуң).

17. Кейинки мақалидә немини көрүп чиқимиз?

17 Мусабиқиниң ахириғичә жүгүрүп чиқиш үчүн, жүгүргүчи бар күчини чиқирип жүгүргинигә охшаш, бизму һаят мукапитиға еришиш үчүн мәхсәткә көз тикишимиз керәк. Мусабиқиниң ахирқи пәллисигә йеқинлашқансири, биз бар диққитимизни келәчәктики әҗайип бәрикәтләргә ағдуримиз. Тоғра йолда жүгүрүшни давамлаштуруш үчүн немә қилишимиз керәк? Кейинки мақалидин һаятимизда немини биринчи орунға қойишимиз керәклигини вә неминиң әң муһим екәнлигини биливалимиз (Флп. 1:9, 10).

139-НАХША Уларни чиң турушқа үгәткин

a Йәһва Худаға қанчә жил хизмәт қилишимиздин қәтъийнәзәр, роһий җәһәттин йетилип, Униңға техиму яхши хизмәт қилишқа интилишимиз керәк. Әлчи Паул Филипиликләргә язған хетидә етиқатдашларни шундақ қилишни тохтатмаслиққа дәвәт қилған. Униң сөзлири бизгиму һаят мусабиқисини ахириғичә жүгүрүшкә ярдәм бериду. Бу мақалидин Паулниң сөзлирини әмәлийәттә қандақ қоллинишни биливалимиз.

b Анатолий Мельникниң «С детства научен любить Бога» намлиқ тәрҗимиһали «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 2004-жил, 22-октябрь санида нәшир қилинған.

c Филипиликләр Рим империясиниң территориясидә яшиғанлиқтин, Рим пухралири егә болған бәзи һоқуқлардин пайдиланған. Шу сәвәптин филипиликләр Паулниң мисалини яхши чүшәнгән.