Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

35-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Башқиларниң җамаәттики орнини һөрмәтләң

Башқиларниң җамаәттики орнини һөрмәтләң

«Көз қолға: “Сән маңа керәк әмәс”, дәләлмәйду, яки баш путларға: “Силәрниң маңа керигиңлар йоқ”, дәләлмәйду» (КОР. 1-Х. 12:21).

18-НАХША Худаниң чин муһәббити

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Йәһва Худа һәр бир садақәтмән хизмәтчисигә немини бәргән?

 МЕҺИР-ШӘПҚӘТЛИК Яратқучи Йәһва һәрбир садақәтмән хизмәтчисигә Өз җамаитидә орун бәргән. Гәрчә һәрбиримизниң вәзипимиз һәрхил болсиму, биз һәммимиз қәдир-қиммәтлик вә бир-биримизгә муһтаҗ. Әлчи Паул бу муһим савақни чүшинишимизгә ярдәм бериду. Қандақ ярдәм бериду?

2. Әфәсликләргә 4:16-айәткә асасән, немә үчүн биз бир-биримизни қәдирлишимиз вә бир-биримиз билән һәмкарлишимиз керәк?

2 Мошу мақалиниң асасий айитидә Паул ейтқандәк, һечқайсимиз Йәһваниң хизмәтчисигә: «Сән маңа керәк әмәс»,— дәп ейталмаймиз (Кор. 1-х. 12:21). Әгәр биз җамаәтниң инақ-иттипақлиғини сақлашни халисақ, биз чоқум бир-биримизни қәдирлишимиз вә бир-биримиз билән һәмкарлишимиз керәк (Әфәсликләргә 4:16ни оқуң). Әгәр бирликтә инақ-иттипақ хизмәт қилсақ, һәммә қериндашлар өзиниң қәдир-қиммәтлик екәнлигини һис қилиду вә җамаитимиз гүллинип мустәһкәм болиду.

3. Бу мақалидә биз немини көрүп чиқимиз?

3 Җамаәттә етиқатдашлиримизни һөрмәтләйдиғанлиғимизни қайси усулда көрситәләймиз? Бу мақалидә, ақсақалларниң өз ара һөрмәтни қандақ көрситәләйдиғанлиғини көрүп чиқимиз. Шуниң билән биргә биз техи турмуш қурмиғанларға вә бизниң тилимизда раван сөзләлмәйдиғанларға һөрмитимизни вә меһир-муһәббитимизни қандақ көрситәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

АҚСАҚАЛЛАРНИҢ ӨЗ АРА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИШИ

4. Ақсақаллар Әлчи Паулниң Римлиқларға 12:10-айәттики қандақ мәслиһитигә қулақ селиши керәк?

4 Җамаәттә һәрбир ақсақал Йәһваниң муқәддәс роһи билән тәйинлиниду. Уларниң қабилийәтлири һәрхил (Кор. 1-х. 12:17, 18). Бәзиләр техи йеқиндила ақсақаллар болғачқа, уларниң тәҗрибиси унчә көп әмәс. Башқилар болса, начар саламәтлиги яки яшинип қалғач көп ишларни қилалмайду. Амма, һечбир ақсақал һәргизму башқа ақсақалларға қарап көңлидә: «Саңа еһтияҗим йоқ»,— дәп ойлимайду. Әксинчә, һәрбир ақсақал әлчи Паулниң Римлиқларға 12:10-айәттә (оқуң) язған нәсиһәт сөзигә қулақ селиши керәк.

Ақсақаллар башқа ақсақалларни зәң қоюп тиңшиғанда, уларға һөрмәт көрситиду (5, 6-абзацқа қараң)

5. Ақсақаллар өз ара һөрмәт көрситиш үчүн қандақ қилиду вә уларниң шундақ қилиши немә үчүн муһим?

5 Ақсақаллар башқа ақсақалларни зәң қоюп тиңшаш арқилиқ өз һөрмитини көрситиду. Болупму ақсақаллар муһим мәсилиләрни муһакимә қилғанда, бир-биригә һөрмәт көрситиши бәкму муһим. Немә үчүн? «Күзитиш мунари» (рус) 1988-жил, 1-март, 16-бәт, 8-абзацта мундақ дәп йезилған: «Ақсақаллар шуни яхши чүшинидуки, Әйса Мәсиһ муқәддәс роһ арқилиқ ақсақаллар кеңәшниң һәрқандақ бир әзасиниң Муқәддәс китаптики принципларни есигә чүширишигә ярдәм берип, қандақту бир чоң мәсилини һәл қилиш яки муһим қарарни чиқиришиға йетәкчилик қилалайду» (Әлч. 15:6—15). Муқәддәс роһ пәқәт бир ақсақалға әмәс, барчә ақсақалларға ярдәм бериду.

6. Ақсақалларниң өз ара инақ-иттипақ, бирликтә хизмәт қилишиға немә ярдәм бериду вә бу җамаәт үчүн қандақ пайда елип келиду?

6 Башқа ақсақалларни һөрмәтлимәйдиған ақсақал, уларниң кеңәш жиғилишида башқиларниң сөз қилишини күтүп, авал сөз қилишқа алдиримайду. Башқиларға сөз бәрмәй өзила сөзләштин өзини тартиду вә өзиниңкинила раст дәп туривалмайду. Әксинчә, у кәмтәрлик билән өз көзқаришини оттурға қойиду вә башқиларниң ой-пикирлирини зәң қоюп тиңшайду. Әң муһими, у Муқәддәс китаптики принципларни көрүп чиқишқа вә «садиқ һәм әқил-парасәтлик қулниң» мәслиһитигә әмәл қилишқа тәйяр (Мәт. 24:45—47). Ақсақаллар мәсилиләрни муһакимә қилғанда, өз ара меһир-муһәббәт вә һөрмәт көрсәтсә, муқәддәс роһ уларниң арисида болуп, җамаәтни мустәһкәмләйдиған қарарларни чиқиришқа ярдәм бериду (Яқуп 3:17, 18).

ТУРМУШ ҚУРМИҒАН ЕТИҚАТДАШЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ

7. Әйса той қилмиғанларға қандақ көзқарашта болған?

7 Бүгүнки күндә җамаәттә балилиқ вә балисиз әр-аяллар бар. Шундақла җамаәттә турмуш қурмиғанларму бар. Биз той қилмиғанларға қандақ көзқарашта болушимиз лазим? Әйсаниң уларға қарита қандақ көзқарашта болғанлиғини көрүп чиқайли. Әйса йәр йүзидә вәз хизмәт қилған мәзгилидә өйләнмигән еди. У бойдақ болуп, пүтүн диққитини вә вақтини өз вәзиписини орунлашқа чиқарған. У әгәшкүчилири чоқум турмуш қуруши яки ялғуз бойдақ өтүши керәк, дәп ойлимиған. Лекин, Әйса бәзиләрниң той қилмай ялғуз өтүшни таллайдиғанлиғини ейтқан еди (Мәт. 19:11, 12, 12). Әйса той қилмиғанларни һөрмәтлигән. У той қилмиғанларни той қилғанлардин төвәнирәк яки мәлум бир нәрсидин айрилип қалған, дәп қаримиған еди.

8. Коринтлиқларға 1-хәт 7:7—9 айәтләргә асасән, әлчи Паул мәсиһийләрни немә һәққидә ойлашқа дәвәт қилған?

8 Әлчи Паул Әйсаға охшаш бойдақ яшап, вәз хизмити билән бәнт болған. У һәргизму мәсиһийләрниң той қилишини хата, дәп тәлим бәрмигән. Той қилиш-қилмаслиқ һәрбир кишиниң шәхсий қарари, дәп қариған. Бирақ, у башқиларни той қилмай яшап, Худаға көпирәк хизмәт қилалаймәнму, дәп ойлинишқа дәвәт қилған (Коринтлиқларға 1-хәт 7:7—9ни оқуң). Ениқки, әлчи Паул той қилмиған етиқатчиларға сәл қаримиған. Лекин, у муһим вәзипиләрни орунлашни яш бойдақ жигит Тимотийниң қолиға тапшурған b (Флп. 2:19—22). Шуңа, наһайити ениқки, бурадәрләрниң өйләнгәнлиги-өйләнмигәнлигигә асасән, бир бурадәр йәнә биригә қариғанда бәкирәк лаяқәтлик яки лаяқәтлик әмәс, дәп ойлаш хата (Кор. 1-х. 7:32—35, 38).

9. Биз некалиқ турмуш вә бойдақлиқ тоғрисида немә десәк болиду?

9 Әйса яки Паул мәсиһийләр той қилиши яки қилмаслиғи керәк, дәп тәлим бәрмигән. Ундақта, никалиқ турмуш вә бойдақ яшаш тоғрисида немә десәк болиду? «Күзитиш мунари» (рус) 2012-жил, 1-октябрь санида мундақ дәп йезилған: «Һәқиқәтән, некалиқ турмуш һәм бойдақ яшаш һәр иккилиси Йәһваниң соғитидур. У той қилмиғанларни номус қилиши яки һәсрәт чекишкә лайиқ, дәп қаримайду». Буни әстин чиқармай, биз той қилмиғанларниң җамаәттики орнини һөрмәтлишимиз керәк.

Ялғуз өтүп той қилмиғанларниң һис-туйғулирини һөрмәтләш үчүн немә қилмаслиғимиз керәк? (10-абзацқа қараң)

10. Той қилмиғанларға болған һөрмитимизни қандақ көрситәләймиз?

10 Биз той қилмиған қериндашлиримизниң һис-туйғулири вә вәзийәтлиригә һөрмитимизни қандақ көрситәләймиз? Бәзи етиқатдашлиримизниң той қилмай өтүшни өзи шәхсән қарар қилғанлиғини унтуп қалмаслиғимиз керәк. Башқилар той қилишни халисиму, өзигә лайиқ адәмни техи тапалмиди. Йәнә бәзиләрниң өмүрлүк һәмраси өлүп кәткән болуши мүмкин. Мәйли қандақ болмисун, җамаәттикиләр шундақ қериндашлардин: «Өйләнмәмсиз яки турмушқа чиқмамсиз? Йә болмиса, җүптиңизни тепишқа ярдәм берәйлиму?»— дәп сораш керәкму? Әлвәттә, бәзи той қилмиғанлар бундақ ярдәм сориши мүмкин. Бирақ, улар әгәр бундақ ярдәмгә муһтаҗ болмисичу? Әшундақ соаллар уларни қандақ һис қилдуриду? (Сал. 1-х. 4:11; Тим. 1-х. 5:13) һазир той қилмиған бәзи қериндашларниң немә дәйдиғанлиғини көрүп бақайли.

11, 12. Той қилмиған қериндашларни қандақ үмитсизләндүрүп қоюшимиз мүмкин?

11 Өз вәзиписини бәк яхши орунлайдиған бир бойдақ наһийилик назарәтчи той қилмай яшашниң нурғун пайдиси барлиғини һис қилған. Бирақ, у яхши нийәтлик қериндашларниң: «Немишкә той қилмайсиз?»— дәп сориған соалниң өзини бәкму хиҗаләттә қалдурғанлиғини ейтқан. Бәйтәлдә хизмәт қиливатқан бойдақ бир бурадәр мундақ дәйду: «Қериндашлар бәзидә мени той қилмиғанлар бәк бечарә кишиләрдәк һис-туйғуға кәлтүриду. Бу той қилмай яшашни соғат әмәс, әксичә еғир жүктәк көрситиду».

12 Бәйтәлдә хизмәт қиливатқан турмушқа чиқмиған аял қериндаш мундақ дәйду: «Бәзи қериндашлар той қилмиғанлар һәққидә, мундақ дәп ойлайду: той қилмиғанларниң һәммиси җүптини издәватиду яки барғанла йеридә өзигә җүп тепишниң бир пурсити дәп қарайду. Бир қетим мән бир Бәйтәл хизмитини орунлаш үчүн дөләтниң башқа бир райониға барғинимда, кәчқурун җамаәт жиғилишиға үлгәрдим. Мени өйидә меһман қилған қериндаш униң җамаитидә мениң билән йеши тәң дегидәк икки бойдақ бурадәрниң барлиғини ейтти. У мән үчүн бир җүпни тапмайдиғанлиғиға мени ишәндүрүшкә тиришти. Бирақ, мән Ибадәт өйигә кирип узун өтмәйла, у мени икки бурадәр билән тонуштуруш үчүн сөрәп апарди. Бу вәзийәттә үчимизла хиҗаләт болуп қалдуқ».

13. Кимниң үлгилири той қилмиған бир қериндашни илһамландурған?

13 Бәйтәлдә хизмәт қиливатқан турмушқа чиқмиған башқа аял қериндаш мундақ деди: «Мән пионер болуп, хелә узақ жиллар хизмәт қиливатқан, тәңпуңлуқни сақлайдиған, өз алдиға яхши мәхсәтләрни қойған вә башқиларға ярдәм беридиған, бәхитлик йеши чоң қериндашларни билимән. Улар җамаәт үчүн бәрикәт. Улар турмуш қурмай, ялғуз өтүшкә қарита тоғра көзқарашни сақлимақта. Улар той қилмиғачқа, өзини башқилардин яхширақ дәп ойлимайду яки җүпти йоқ, балилиқ болмиғини үчүн һәсрәт чекип жүрмәйду». Һәрбир адәмни һөрмәтләйдиған вә қәдирләйдиған җамаәткә немә йәтсун!? Сизгә ич ағритип, бечаридәк қаримайдиған, һәсәтхорлуқ қилмайдиған, сәл қаримайдиған вә өзлирини башқилардин үстүн қоймайдиған қериндашларниң арисида болғанлиғиңизни һис қилисиз. Уларниң сизни яхши көридиғанлиғини билисиз.

14. Той қилмиған қериндашларға болған һөрмитимизни қандақ көрситәләймиз?

14 Қериндашларниң той қилған яки қилмиғанлиғиға қаримай, уларниң яхши пәзиләтлирини қәдирлисәк, улар миннәтдар болиду. Уларға бечаридәк қарашниң орниға, уларниң садақәтмәнликни қәдирлишимиз лазим. Шундақ қилсақ, той қилмиған қериндашлар башқилар уларға «саңа еһтияҗим йоқ» дәватқандәк һис-туйғуға келип қалмайду (Кор. 1-х. 12:21). Буниң орниға, улар бизниң уларни һөрмәтләйдиғанлиғимизни вә җамаәттики орнини қәдирләйдиғанлиғимизни һис қилиду.

СИЗНИҢ ТИЛИҢИЗДА РАВАН СӨЗЛӘЛМӘЙДИҒАНЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ

15. Бәзи қериндашлар көпирәк хизмәт қилиш үчүн қандақ өзгиришләрни қилған?

15 Ахирқи жиллар көплигән қериндашлар башқа милләт кишилири арисида вәз қилиш үчүн башқа тил үгинишни мәхсәт қилған. Шу сәвәптин, улар нурғун өзгиришләрни қилған. Бу қериндашлар ана тилида сөзләйдиған җамаитидин айрилип, башқа тилда сөзләйдиған һәм вәз ейтқучилар аз җамаәттә хизмәт қилиду (Әлч. 16:9). Шундақ қериндашлар Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн шәхсән өзлири қарар қилиду. Гәрчә уларға йеңи тилни үгиниш үчүн узақ вақит кәтсиму, улар җамаәткә көп ярдәм бериватиду. Уларниң гөзәл пәзиләтлири вә тәҗрибиси җамаәтни мустәһкәмләйду. Биз бундақ пидакар қериндашларни бәк қәдирләймиз.

16. Ақсақаллар бир бурадәрниң ақсақал яки хизмәт ярдәмчиси болушқа лаяқәтлик болғанлиғини қандақ ениқлайду?

16 Ақсақаллар кеңиши бир бурадәрни йеңи тилни техи раван сөзләлмигини үчүн ақсақал яки хизмәт ярдәмчиси болушқа тәвсийә қилмаслиқтин сақлиниши керәк. Ақсақаллар бир бурадәрниң ақсақал яки хизмәт ярдәмчиси болушқа лаяқәтлик яки әмәслигини, униң йәрлик җамаәтниң тилни қанчилик яхши билгинигә қарап әмәс, Муқәддәс китаптики принципларға асасән баһалап, тәвсийә қилишни қарар қилиду (Тим. 1-х. 3:1—10, 12, 13; Тит. 1:5—9).

17. Бәзи аилиләр башқа дөләткә көчкәндә, қандақ соаллар пәйда болуши мүмкин?

17 Бәзи аилиләр башқа дөләтләргә пана издәш яки иш тепиш үчүн көчүшкә тоғра келиду. Уларниң балилири йеңи дөләттики мәктәпләрдә йәрлик тилда билим алиду. Ата-аниларму иш тепиш үчүн йеңи тилни үгиниши керәк. Әгәр шу йәрдә уларниң ана тилидики җамаәт яки группа болсичу? Аилиләр қайси җамаәткә қатнишиши керәк? Улар шу дөләтниң тилидики җамаәткә яки ана тилидики җамаәткә берип туруши керәкму?

18. Галатилиқларға 6:5-айәткә асасән, аилә бешиниң чиқарған қарариға һөрмитимизни қандақ көрситәләймиз?

18 Аилә беши униң аилиси қайси җамаәткә қатнишиш керәклигини қарар қилиши керәк. Бу шәхсий қарар, аилә беши өз аилисиниң һәрбир әзаси үчүн немә әң пайдилиқ болидиғанлиғини ойлиши керәк (Галатилиқларға 6:5ни оқуң). Биз аилә бешиниң чиқарған қарарини һөрмәтлишимиз лазим. Мәйли у қандақ қарар қилмисун, униң қарарини қобул қилайли вә җамаитимиздә шу аилини қизғин қарши елип, уларға меһир-муһәббәт көрситәйли (Рим. 15:7).

19. Аилә беши немә һәққидә дуа қилип яхши ойлинип көрүши керәк?

19 Бәзи вәзийәтләрдә балилири ата-анисиниң тилидики җамаәткә қатнишиши мүмкин. Бирақ балилири шу тилида раван сөзләлмәслиги мүмкин. Әгәр балилири мәктәптә оқуватқан йәрлик тилида әмәс, бәлки ата-анисиниң тилидики җамаәткә қатнашса, еһтимал учришишни чүшиниши вә роһий җәһәттин өсүши қийин болиду. Немә үчүн? Чүнки, улар ата-анисиниң тилидики әмәс, шу йәрниң тилидики мәктәпкә бариду. Шундақ вәзийәтләрдә, аилә беши балилириниң Йәһваға һәм униң хәлқигә йеқинлишишиға ярдәм бериш үчүн қандақ қилиш керәклиги һәққидә дуа қилип, яхширақ ойлиниши лазим. Йә болмиса, ата-аниси балилирини өзлириниң ана тилда раван сөзләшни үгинишигә ярдәм бериши яки балилири яхши чүшинидиған тилидики җамаәткә улар билән биргә бериши тоғрисида ойлап көрүши лазим. Аилә беши қандақ қарар қилмисун, униң аилиси бериватқан җамаәттә өзиму һәм аилисиму қәдирлинидиғанлиғини вә һөрмәтлинидиғанлиғини һис қилиши керәк.

Йеңи тилни үгиниватқанларни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? (20-абзацқа қараң)

20. Йеңи тилни үгиниватқан қериндашларға һөрмитимизни қандақ көрситиләймиз?

20 Бу мәсилини муһакимә қилишниң сәвәви: көплигән җамаәтләрдә йеңи тилни үгиништә қийиниливатқан қериндашлар бар. Уларға өз ой-пикирни ипадиләш қийин болуши мүмкин. Әгәр биз пәқәтла уларниң бу йеңи тилида қандақ сөзләватқанлиғи һәққидә ойлимисақ, уларниң Йәһваға болған меһир-муһәббитини вә Униңға хизмәт қилиш истигини көрәләймиз. Әгәр уларниң есил пәзиләтлиригә нәзәр салсақ, уларни қәдирләймиз вә чоңқур һөрмәтләймиз. Улар бизниң тилимизда раван сөзләлмигәнлиги үчүн уларға сән «маңа керәк әмәс» дәп ейтмаймиз.

БИЗ ЙӘҺВА ҮЧҮН ҚӘДИР-ҚИММӘТЛИК

21, 22. Биздә қандақ шан-шәрәп бар?

21 Йәһва Худа бизгә Өз җамаитидә орун берип бизни әҗайип шан-шәрәпкә ериштүрди. Сиз әр яки аял, той қилған яки той қилмиған, яшанған яки яш болуң, башқа тилда сөзләң яки сөзлимәйдиған болуң, һәммимиз Йәһваға вә бир-биримизгә қәдир-қиммәтлик (Рим. 12:4, 5; Кол. 3:10, 11).

22 Әлчи Паулниң тән әзалири һәққидики мисалидин көплигән савақларға еришәләймиз, әшу үгәнгәнлиримизни әмәлий һаятимизда давамлиқ қоллинайли. Шундақ қилиш арқилиқ Йәһваниң җамаитидә өзүмизниң вә башқиларниң орнини қәдирләш үчүн йәниму көпирәк пурсәтләрни издәймиз.

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

a Йәһва Худаниң хизмәтчилириниң келип чиқиши вә вәзипилири һәр түрлүк. Бу мақалә Йәһва Худаниң аилисиниң һәрбир әзасини һөрмәтләш немә үчүн муһим екәнлигини чүшинишкә ярдәм бериду.

b Тимотий һаятини бойдақ өткүзгән, дәп кесип ейталмаймиз.