Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

34-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһваниң җамаитидә орниңиз бар!

Йәһваниң җамаитидә орниңиз бар!

«Тән бирла болған билән униң әзалири көптур. Гәрчә әзалар көп болсиму, улар бирла тәнни тәшкил қилиду. Мәсиһнң тениму шундақтур» (КОР. 1-Х. 12:12, ЙД).

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Биз қандақ шан-шәрәпкә егә?

 БИЗ үчүн Йәһва Худаниң җамаитиниң әзаси болуш немә дегән чоң шан-шәрәп-һә! Җамаәттә қериндашлар билән Худаға ибадәт қилғанда, течлиқ вә шат-хорамлиқтин һузурлинимиз. Җамаәттә һәрбиримизгә орун бар. Қандақ?

2. Муқәддәс китаптики әлчи Паулниң бәзи хәтлиридә қандақ мисаллар ишлитилгән?

2 Биз Муқәддәс китаптики әлчи Паул язған бәзи хәтлиридин бу һәққидә көпирәк биләләймиз. Паул һәрбир хетидә җамаәтни инсан тени билән селиштурған. Йәнә у җамаәттики һәрбир етиқатчини шу тәнниң әзалири билән селиштурған (Рим. 12:4—8; Кор. 1-х. 12:12—27; Әфәс. 4:16).

3. Бу мақалидә қандақ үч муһим савақни көрүп чиқимиз?

3 Бу мақалидә, Паулниң мисалидин биз қандақ үч муһим савақни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Биринчидин, һәрбиримиз Йәһва Худаниң җамаитидә өз орнумиз барлиғини биливалимиз. Иккинчидин, җамаәттә өз орнумизни тепиш қийин болса, немә қилишимиз керәклигини муһакимә қилимиз. Үчинчидин, һәрбиримиз Худаниң җамаитидә өз ролимизни орунлаш үчүн немә сәвәптин алдираш хизмәт қилишимиз керәклигини көрүп чиқимиз.

ЙӘҺВАНИҢ ҖАМАИТИДӘ ҺӘРКИМНИҢ ӨЗ ОРНИ БАР

4. Римлиқларға 12:4, 5-айәтләр бизни немигә үгитиду?

4 Паулниң мисалидин үгәнгән биринчи савақ — һәрбиримизниң Йәһва Худаниң аилисидә муһим орнумиз бар. Паул бу мисални мундақ башлиған. «Бизниң тенимиздә көплигән әзалар болуп, амма һәммиси бир ишни қилмиғандәк, бизму гәрчә көп болсақму,— Мәсиһ билән бирликтә бир тән, айрим түрдә — бир-биримизгә мәнсүп әзалар» (Рим. 12:4, 5). Бу айәттә Паул немә демәкчи болған? Һәрбиримизниң җамаәттики роли охшаш әмәс болсиму, лекин һәммимиз охшашла қәдир-қиммәтлик.

Җамаәттә һәрбиримизниң һәрхил орни болсиму, һәммимиз охшаш баһалиқ (5—12 абзацларға қараң) b

5. Йәһва Худа җамаәткә қандақ «һәдийәләрни» бәргән?

5 Җамаәттә орни бар кишиләр һәққидә ойлиғанда, каллиңизға дәрһалла йетәкчилик қилишни зиммисигә алғанлар келиду (Сал. 1-х. 5:12; Ибр. 13:17). Йәһва Худа дәрвәқә Мәсиһ арқилиқ өз җамаитигә «һәдийәләр» сүпитидә инсанларни бәргән (Әфәс. 4:8). Бу һәдийәләр қатариға Рәһбәрлик кеңәш әзалири, уларниң ярдәмчилири, филиал комитетиниң әзалири, наһийилик назарәтчиләр, Муқәддәс китап мәктәплиридики тәлим бәргүчиләр, җамаәттики ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилири кириду. Бу бурадәрләр Йәһва Худаниң қиммәт-баһалиқ қойлириға ғәмхорлуқ қилип, җамаәтни мустәһкәмләш үчүн муқәддәс роһ арқилиқ тәйинләнгән (Пет. 1-х. 5:2, 3).

6. Салоникилиқларға 1-хәт 2:6—8 айәтләргә асасән, муқәддәс роһ билән тәйинләнгән бурадәрләр немә қилиши үчүн бар күчни салиду?

6 Бурадәрләр һәртүрлүк вәзипиләрни орунлаш үчүн муқәддәс роһ билән тәйинлиниду. Худди тәнниң һәртүрлүк әзалири, йәни путлар вә қоллар бир пүтүн тән үчүн хизмәт қилғанға охшаш, әшу тәйинләнгән қериндашлар пүткүл җамаәтниң пайдиси үчүн тәр төкмәктә. Улар өзлири үчүн башқилардин шан-шәрәп күтмәйду. Әксинчә, улар қериндашларға көңүл бөлүп, уларни мустәһкәмләш үчүн бар күчини салиду (Салоникилиқларға 1-хәт 2:6—8ни оқуң). Биз әшу җан көйдүрәр роһий җәһәттин йетилгән бурадәрләр үчүн Йәһва Худаға миннәтдармиз.

7. Көплигән толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқан қериндашлар қандақ бәрикәтләргә еришиду?

7 Җамаәттә бәзиләр миссионер, пионер, мәхсус пионер сүпитидә тәйинлиниши мүмкин. Һәқиқәтән дунияниң җай-җайлирида қериндашлар вәз қилиш вә шагиртларни тәйярлаш үчүн пүтүн вақтини беғишлиған. Шундақ қилип, улар көплигән адәмләргә Әйсаниң шагирти болушқа ярдәм берәләйду. Гәрчә толуқ вақитлиқ вәз қилидиғанларниң пули көп болмисиму, Йәһва Худа уларни бәрикәтләргә толған һаят билән мукапатлап келиватиду (Марк 10:29, 30). Биз бу қәдирлик қериндашларни яхши көримиз вә уларниң җамаәтниң әзалири болғанлиғиға бәкму миннәтдар.

8. Немә үчүн вәз ейтқучиларниң һәммиси Йәһва Худа үчүн қәдир-қиммәтлик?

8 Пәқәт тәйинләнгән бурадәрләр вә толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқанларниңла җамаәтә орни барму? Яқ, ундақ әмәс. Һәрбир вәз ейтқучи Худа вә җамаәт үчүн бәк муһим (Рим. 10:15; Кор. 1-х. 3:6—9). Әмәлийәттә җамаәтниң бир муһим мәхсити — Әйсаниң шагиртлирини тәйярлаш (Мәт. 28:19, 20; Тим. 1-х. 2:4). Вәз қилғанларниң һәммиси чөмдүрүлүштин өткәнләр яки өтмигәнләр болсун, шагирт тәйярлаш ишини һаятида әң муһим дәп һесаплайду (Мәт. 24:14).

9. Немә үчүн биз җамаәттики аял кишиләрни қәдирләймиз?

9 Йәһва Худа җамаитидики аял кишиләргә алаһидә орун бәргән. У Өзигә садақәтмәнлик билән хизмәт қиливатқан аялларни, аниларни, тул аялларни вә турмушқа чиқмиған қизларни қәдирләйду. Муқәддәс китапта, Худани хурсән қилидиған нурғун аялларниң мисаллири тилға елинған. Улар даналиғи, ишәнчиси, қизғинлиғи, батурлуғи, мәртлиги вә яхши ишлири үчүн махташқа еришкән (Луқа 8:2, 3; Әлч. 16:14, 15; Рим. 16:3, 6; Флп. 4:3; Ибр. 11:11, 31, 35). Бизниң җамаитимиздә әнә шундақ есил пәзиләтлири бар аял қериндашлар үчүн Йәһва Атимизға бәк миннәтдармиз!

10. Немә үчүн яшанғанлар биз үчүн қәдир-қиммәтлик?

10 Җамаәттә яшанғанларниң болушиму биз үчүн чоң бәрикәт. Бәзи җамаәтләрдә Йәһва Худа өмүр бойи садақәтмәнлик билән хизмәт қиливатқан яшанғанлар бар. Бәзи яшанғанлар һәқиқәтни йеқинда тонуған. Көпинчә яшанғанлар қерилиқта болидиған түрлүк ағриқ-силақлар билән күрәш қилиши мүмкин. Бу қийинчилиқлар сәвәвидин, улар җамаәттә вә вәз хизмәттә бурунқидәк көпирәк ишларни қилалмайду. Буниңға қаримастин, улар вәз хизмәттә вә башқиларға илһам вә тәлим бериш үчүн қолидин кәлгиничә бар күчини чиқириду. Уларниң тәҗрибисиниң җамаәт үчүн пайдиси зор! Улар Йәһва үчүн вә биз үчүнму һәқиқәтән қәдир-қиммәтлик (Пәнд н. 16:31).

11, 12. Җамаитиңиздики яшлар сизгә қандақ илһам бәргән?

11 Әнди биз яшлиримиз тоғрилиқ ойлайли. Улар Шәйтан Иблис вә униң рәзил пәлсәпәлири тәрипидин башқуруватқан дунияда яшаватқанлиғи түпәйли нурғун қийинчилиқларға дуч келиду (Йоһ. 1-х. 5:19). Бизниң яшлиримиз учришишта җавап бәргәндә, вәз қилишқа чиққанда вә батурлуқ билән өз иман-етиқадини қоғдиғанда биз улардин пәхирлинип илһам алимиз! Яшлар, силәрниңму Йәһва Худаниң җамаитидә муһим орнуңлар бар! (Зәб. 8:2)

12 Амма бәзи қериндашлар үчүн өзлириниң җамаәттә муһим орни барлиғиға ишиниш қийин. Җамаәттә бизниң шәхсий орнумиз бар екәнлигини чүшинишкә немә ярдәм бериду? Буни һазир көрүп бақайли.

ҖАМАӘТТИКИ ӨЗ ОРНУҢИЗНИ КӨРҮҢ

13, 14. Немә үчүн бәзи қериндашлар өзини җамаәттә муһим әмәстәк һис қилиши мүмкин?

13 Әнди Паулниң мисалидин биз үгинәләйдиған иккинчи саваққа көңүл бөләйли. У бүгүнки күндә адәмләр дуч келиватқан қийинчилиқларға диққитини ағдурған. Көплигән қериндашлар үчүн өзлириниң җамаәтә муһим орни бар екәнлигигә ишиниш қийин. Әлчи Паул мундақ язған: «Әгәр пут: Мән қол болмиғанлиғим үчүн тәнгә мәнсүп әмәсмән”,— десә, бу униң тәнниң бир қисми әмәслигини билдүрмәйду. Һәм әгәр қулақ: Мән көз болмиғанлиғим үчүн тәнгә мәнсуп әмәсмән”,— десә, бу униң тәнниң бир қисми әмәслигини билдүрмәйду» (Кор. 1-х. 12:15, 16, ЙД). Паул бизни немигә үгәтмәкчи?

14 Әгәр сиз өзүңизни башқилар билән селиштурушқа башлисиңиз җамаәттә орнуңизни һечбир пайдиси йоқтәк һис қилишиңиз мүмкин. Җамаәттә һәр кишиниң өзигә яриша қабилийәтлири бар. Мәсилән, бәзиләр яхши тәлим бәргүчиләр, башқилири яхши уюштурғучилар, йәнә бирлири тәҗрибилик падичилар болуши мүмкин. Бәлким, сиз мәндә уларға охшаш қабилийәт йоқ, дәп ойлайдиғансиз. Бу сизниң кичик пеил вә кәмтәр екәнлигиңизни көрситиду (Флп. 2:3). Бирақ еһтиятчан болуң. Әгәр сиз дайим өзүңизни қабилийәтлик қериндашлар билән селиштурувәрсиңиз көңлүңиз йерим болуп кетиду. Сиз һәтта Паул ейтқандәк җамаәттә өзүңизни керәксиздәк һис қилишиңиз мүмкин. Бундақ һис-туйғуларни йеңишкә немә ярдәм бериду?

15. Коринтлиқларға 1-хәт 12:4—11 айәтләргә асасән, биз һәрхил һәдийәләр һәққидә немә билишимиз керәк?

15 Биринчи әсирдә болған вәзийәтни мулаһизә қилайли. Йәһва бәзи етиқатчиларға муқәддәс роһ арқилиқ әҗайип һәдийәләрни бәргән. Лекин уларниң һәммисила бу һәдийәләргә егә болмиған (Коринтлиқларға 1-хәт 12:4—11ни оқуң). Йәһва Худа Өз хизмәтчилиригә һәрхил һәдийәләр вә қабилийәтләрни бәрсиму, лекин һәрбир мәсиһийни қәдирлигән еди. Бүгүнки күндә биз муқәддәс роһ арқилиқ әҗайип һәдийәләрни алмаймиз. Бирақ бу айәтләрдики принцип һазирму биз үчүн пайдилиқ. Бәлким һәммимиз охшаш қабилийәтләргә егә әмәс, шундақтиму Йәһва һәрбиримизни қәдирләйду.

16. Әлчи Паулниң қандақ мәслиһитигә әмәл қилишимиз керәк?

16 Өзүмизни башқилар билән селиштурушниң орниға, әлчи Паулниң мәслиһитигә қулақ селиң. «Лекин һәрким өзиниң иш-һәрикәтлирини тәкшүрүп көрсун, шу чағда өзини башқилар билән селиштуруштин әмәс, бәлки өзлириниң қилғанлиридин хурсәнлик тапиду» (Гал. 6:4, ЙД).

17. Әлчи Паулниң мәслиһитигә қулақ салсақ, қандақ пайдисини көрәләймиз?

17 Әгәр биз әлчи Паулниң мәслиһитигә қулақ салсақ вә өз иш-һәрикәтлиримизни тәкшүрсәк, биздә башқиларда йоқ алаһидә һәдийәләр вә қабилийәтләр барлиғини байқашқа башлаймиз. Мәсилән, ақсақал сәһнидә нутуқ ейтишқа маһир болмисиму, лекин шагирт тәйярлаш ишида уста болуши мүмкин. Йә болмиса, у башқа ақсақалларға қариғанда, унчилик яхши уюштурғучи болмисиму, бирақ қериндашлар келип униңдин әркин-азадә мәслиһәт соралайдиған көйүмчан падичидәк тонулған болуши мүмкин. Йә болмиса, уни һәммиси меһмандост дәп тонуйду (Ибр. 13:2, 16). Әгәр биз өзүмизниң күчи, һәдийәлири вә қабилийәтлирини ениқ көрсәк, шундила җамаәткә өз һәссимизни қошулайдиғанлиғимиздин хошал болушқа сәвәвимиз болиду. Бизниңкидин пәриқлиқ қабилийәтлири бар қериндашларға һәсәтхорлуқ қилмаймиз.

18. Қабилийәтлиримизни қандақ ашуралаймиз?

18 Җамаәттики орнумизниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, һәрқайсимиз хизмәтниң сүпитини вә қабилийәтлиримизни ашурушқа интилишимиз керәк. Йәһва бу җәһәттин бизгә ярдәм бериш үчүн Өз тәшкилат арқилиқ әҗайип тәрбийиләшләрни елип бериватиду. Мәсилән, һәптә арилиғидики учришишларда вәз хизмәттә техиму үнүмлүк болуш үчүн көрстәмиләрни алимиз. Җамаәтә үгәнгәнлириңизни әмәлий турмушиңизда ишлитиватамсиз?

19. Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә оқуш үчүн қойған мәхсәтлириңизгә қандақ йетәләйсиз?

19 Йәнә бир тәлим бериш программиси бу Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәп. Бу мәктәптә 23тин 65 яшқичә болған толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқан қериндашлар оқалайду. Бәлким сиз мән һәргизму бу мәктәптә оқушқа баралмаймән дәп ойлишиңиз мүмкин. Лекин бу мәктәпкә немә үчүн баралмайдиғанлиғиңиз тоғрилиқ сәвәпләр үстидә әмәс, немә үчүн беришни халайдиғанлиғиңизниң сәвәплири һәққидә ойлиниң. Андин кейин мәктәпкә беришқа лаяқәтлик болуш үчүн қилишқа тегишлик зөрүр ишларни тизимлап, ениқ план түзүң. Йәһваниң ярдими вә сиз өзүңизниң тиришчанлиғи билән мүмкин әмәстәк көрүнгән нәрсә, реаллиққа яки һәқиқәткә айлиниши мүмкин.

ҚАБИЛИЙИТИҢИЗНИ ҖАМАӘТНИ МУСТӘҺКӘМЛӘШ ҮЧҮН ИШЛИТИҢ

20. Римлиқларға 12:6—8 айәтләрдин немини үгинәләймиз?

20 Паулниң мисалидин үгинәләйдиған үчинчи савақ Римлиқларға 12:6—8 (оқуң) айәтләрдә йезилған. Бу айәтләрдә җамаәттикиләрниң һәрхил һәдийәләргә егә екәнлигини йәнә бир қетим көрсәткән. Лекин у бизгә егә болған һәрқандақ һәдийәләрни җамаәтни мустәһкәмләш үчүн ишлитишимиз керәклигини тәкитлигән.

21, 22. Роберт яки Фелисниң үлгисидин қандақ савақ алалайсиз?

21 Роберт исимлиқ бурадәрниң мисалини көрүп чиқайли. У чәт әлдә бираз вақит хизмәт қилғандин кейин өз дөлитидики Бәйтәлгә тәйинләнгән. Гәрчә бурадәрләр униң вәзиписиниң өзгиришидә, у һеч бир ишни хата қилмиғанлиғини ейтқан болсиму, униңға бәрибир қийин болған еди. У мундақ дегән: «Мән өз вәзипимни тоғра орунлалмидим, дәп һис-туйғуда болуп, бирнәччә айғичә көңлүм йерим болуп жүрдүм. Бәйтәлдики хизмәтни тохтитишни халиған вақитлирим болған еди». У қайтидин хошал болуш үчүн немә қилған? Бир ақсақал униңға шундақ дегән: «Йәһва Худа илгири тапшурған хизмәтләр арқилиқ бизни тәрбийилигән. Шуңа һазирқи тапшурулған хизмәтләрни яхши орунлаш үчүн биз өз һәссимизни техиму бәкирәк қошалаймиз». Роберт өзиниң өтмүштики хизмитигә әмәс, һазирниң өзидә қиливатқан хизмитигә диққитини ағдуруши керәклигини чүшәнгән.

22 Фелис Епкископо исимлиқ бурадәр охшаш қийинчилиққа дуч кәлгән. 1956-жили у аяли билән биргә Гилиад мәктәпни тамамлап, Боливиядә наһийилик назарәтчи болуп хизмәт қилған. 1964-жил улар балилиқ болуп қалған. Фелис мундақ дәйду: «Өзүмиз шунчә яхши көридиған хизмәттин айрилиш қийин болди. Мән үмүтсизликкә толуп, бир жил вақтимни бекар өткүздүм. Лекин, Йәһва Худаниң ярдими билән мән көзқаришимни өзгәртип, пүтүн диққитимни ата-ана болуш йеңи вәзиписигә ағдурдум». Сиз Роберт яки Фелисқа охшаш һис-туйғуда болдиңизму? Бурун қилған хизмитиңизни һазир қилалмайватқанлиғиңиз үчүн көңлиңиз йерим болуп жүриватамсиз? Әгәр шундақ болса, көзқаришиңизни өзгәртип, Йәһваға вә қериндашлириңизға хизмәт қилиш үчүн дәл һазир немә қилалайдиғанлиғиңизға диққитиңизни ағдурсиңиз хошалирақ болисиз. Һәдийәлириңиз вә қабилийәтлириңизни һәрдайим башқиларға ярдәм бериш үчүн ишләтсиңиз, җамаәтни мустәһкәмләп, хошал-хорамлиқ тапалайсиз.

23. Биз немигә вақит бөлүшимиз керәк вә келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

23 Һәрбиримиз Йәһваниң алдида қиммәт-баһалиқ. У бизниң Униң аилиси болушимизни халайду. Әгәр биз вақит чиқирип қериндашларни мустәһкәмләш үчүн немә қилалайдиғанлиғимиз һәққидә ойлансақ вә қолумиздин кәлгиничә һәрикәт қилсақ, биздә җамаәттә өзүмизниң орни йоқтәк һис-туйғу пәйда болмайду. Сизниң җамаәттикиләргә болған көзқаришиңиз қандақ? Уларни яхши көридиғанлиғимизни вә һөрмәтләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз. Келәрки мақалидә, бу муһим соалларға җавап тапимиз.

16-НАХША Жүгрәңлар Худаниң Шаһлиғиға

a Һәрқайсимиз Йәһва Худа үчүн қәдир-қиммәтлик екәнлигимизни һис қилишни халаймиз. Лекин бәзидә биз «Мениң бир пайдам барму?»,— дәп ойлишимиз мүмкин. Бу мақалидин, җамаәттә һәрбиримизниң қәдир-қиммәтлик екәнлигини көрүп чиқимиз.

b СҮРӘТТӘ: Бу үч сүрәттә җамаәт учришиштин илгири, учришиш вақтида вә униңдин кейин болуватқан вәзийәтләр көрситилгән. 1-сүрәт. Ақсақал учришишқа кәлгән кишини иллиқ қарши еливатиду. Яш бурадәр аваз күчәйтиш қурулмилирини орнитиватиду. Бир қериндишимиз яшанған қериндишимиз билән сөзлишиватиду. 2-сүрәт. «Күзитиш мунари» мақалиси тәтқиқ қилиниватқан вақитта, яш вә яшанған қериндаш җавап беришкә тиришиватиду. 3-сүрәт. Бир әр-аял Ибадәт өйини тазилаватиду. Аписи қизиниң ианә сандуғиға пул селишиға ярдәм бериватиду. Яш бурадәр материалларни рәтләватиду. Бурадәр яшанған қериндашқа илһам беридиған сөзләрни ейтиватиду.