Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Бир-биримизни болупму һазир илһамландурайли

Бир-биримизни болупму һазир илһамландурайли

«Бир-биримизгә диққәтчан болайли... бир-биримизни илһамландурайли, болупму шу күнниң йеқинлашқанлиғини байқиған екәнмиз, техиму шундақ қилайли» (ИБРАНИЙЛАРҒА 10:24, 25).

НАХШИЛАР: 53, 20

1. Немә үчүн әлчи Паул мәсиһийләрни бир-биригә техиму көп тәсәлли беришкә дәвәт қилған?

БИРИНЧИ ӘСИРДӘ әлчи Паул ибраний мәсиһийләргә мундақ мәслиһәт бәргән: «Меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилиш үчүн, бир-биримизгә диққәтчан болайли. Бәзиләр адәтләнгәндәк, бизниң умумий учришишлиримизни қалдурмайли, әксичә бир-биримизни илһамландурайли, болупму шу күнниң йеқинлашқанлиғини байқиған екәнмиз, техиму шундақ қилайли» (Ибранийларға 10:24, 25). Бәлким, қериндашлар Паулниң немә сәвәптин бир-биригә техиму көп тәсәлли беришни ейтқанлиғини чүшәнмигәнду. Тәхминән бәш жилдин кейин буниң бир сәвәви ениқ көрүнди. Қериндашлар Йәһваниң Йерусалимға һөкүм чиқиридиған күни йеқин болғанлиғини көрди. Улар Әйса буйриғандәк, шәһәрдин қечиш керәклигини чүшәнди (Луқа 21:20—22; Әлчиләр 2:19, 20). Римлиқлар б.м. 70-жили Йерусалимни вәйран қилғанда, Йәһваниң күни кәлди.

2. Бүгүнки күндә биз қериндашларға немә үчүн техиму диққәтчан болушимиз керәк?

2 Бүгүн бизниңму әһвалимиз дәл шундақ. Йәһваниң «улуқ һәм интайин вәһший» күни йеқинлашмақта (Йоел 2:11). Зәфания пәйғәмбәрниң төвәндики сөзлири бизниң күнимизгиму тегишлик ейтилған: «Пәрвәрдигарниң улуқ күни йеқиндур. Бәрһәқ, у йеқинлашқан, интайин тез йетип келиду» (Зәфания 1:14). Шу сәвәптинму, биз «меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилиш үчүн, бир-биримизгә диққәтчан болушимиз» керәк (Ибранийларға 10:24). Биз қериндашларға техиму диққәтчан болсақ, уларға һаҗәт чағда тәсәлли берәләймиз.

ТӘСӘЛЛИГӘ КИМЛӘР МУҺТАҖ?

3. Әлчи Паул тәсәлли бериш һәққидә немә ейтқан? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

3 «Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр, лекин бир яхши сөз кишини роһландурар» (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25). Бәзидә һәммимиз тәсәллигә муһтаҗ. Паул башқиларни илһамландурушқа җавапкар болғанларму тәсәллигә муһтаҗ екәнлигини ениқ көрсәткән. У Римдики қериндашларға мундақ дегән: «Мән силәрни бирәр роһий һәдийәгә егә қилиш арқилиқ мустәһкәмләш үчүн, силәр билән көрүшүшкә интайин интизармән, йәни, мән араңларда болуп, бир-биримизниң етиқадидин өз ара илһам алалаймиз демәкчимән» (Римлиқларға 1:11, 12). Шуңа һәтта әлчи Паулму бәзидә тәсәллигә муһтаҗ болған (Римлиқларға 15:30—32ни оқуң).

4, 5. Бүгүнки күндә кимләр тәсәллигә муһтаҗ вә немә үчүн?

4 Бүгүнки таңда биз Йәһваға толуқ вақит хизмәт қилидиған қериндашларни, мәсилән хизмитини садиқ атқуруватқан толуқ вақитлиқ хизмәтчиләрни, илһамландуралаймиз. Уларниң көпинчиси пионер болуш үчүн өзигә яқидиған нәрсиләрдин ваз кәчкән. Миссионерлар, наһийилик назарәтчиләр билән уларниң аяллири, шундақла филиалларда яки жирақлаштурулған тәрҗимә идарилиридә хизмәт қилидиған қериндашларму шундақ қилған. Уларниң һәммиси Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн қурбанлиқлар қилмақта. Шуңа биз уларни илһамландурушимиз лазим. Буниңдин башқа, толуқ вақитлиқ хизмитини давамлаштурушни халайдиған, лекин әнди қилалмайдиған қериндашларму бар. Уларниму илһамландурсақ, улар бәк рази болиду.

5 Тәсәллигә йәнә кимләр муһтаҗ? Йәһваға бойсунуп, «пәқәт Һакимдарниң избасари» билән той қилишни халайдиған қериндашлар. Улар Йәһва гувачиси әмәсләр билән нека қурмиғанлиғи үчүн махташқа лайиқ (Коринтлиқларға 1-хәт 7:39). Әгәр әрләр аяллириға яхши көридиғанлиғини ейтип, қилған һәммә ишлири үчүн разилиғини көрсәтсә, аяллири илһам алиду (Пәнд-нәсиһәтләр 31:28, 31). Тәқипләргә яки ағриққа дуч кәлгән қериндашларму тәсәллигә муһтаҗ (Салоникилиқларға 2-хәт 1:3—5). Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ бу садиқ хизмәтчиләрниң һәммисини илһамландуриду (Салоникилиқларға 2-хәт 2:16, 17ни оқуң).

АҚСАҚАЛЛАР БАШҚИЛАРНИ ИЛҺАМЛАНДУРАЛАЙДУ

6. Йәшая 32:1, 2дин ақсақалларниң хизмити һәққидә немини билимиз?

6 Йәшая 32:1, 2ни оқуң. Биз қийин вақитта яшаватқанлиқтин, үмүтсизлинип, чүшкүнлүккә берилишимиз мүмкин. Әйса Мәсиһ бизни «әмирләр», йәни майланған бурадәрләрниң вә башқа қойларниң арисидики ақсақаллар, арқилиқ илһамландуриду. Җамаәттики ақсақаллар бизгә «һөкүмранлиқ қилмай», әксичә хошал болушимиз үчүн, «һәмкарлиримиз» сүпитидә хизмәт қилиду. Улар бизгә бәхитлик болушқа вә садиқлиғимизни сақлашқа ярдәм беришни халайду (Коринтлиқларға 2-хәт 1:24).

7, 8. Ақсақаллар башқиларни өз сөзлири вә ишлири билән қандақ илһамландуралайду?

7 Ақсақаллар һәрдайим қериндашлирини илһамландурушқа тиришқан әлчи Паулға тәқлит қилалайду. Паул Салоникидики тәқипкә дуч кәлгән мәсиһийләргә мундақ язған: «Силәргә назук туйғуларни һис қилип, биз пәқәт Пәрвәрдигарниң хуш хәвиринила әмәс, амма җанлиримизниму беришкә хурсән болдуқ, чүнки силәрни сөйгән едуқ» (Салоникилиқларға 1-хәт 2:8).

8 Ақсақаллар өз сөзлири билән зор тәсәлли берәләйду. Амма бәзидә бу йетәрлик әмәс. Паул Әфәстики ақсақалларға: «Силәргә һәммә нәрсидә аҗизларға қандақ ярдәм қилиш керәклигини вә Һакимдаримиз Әйсаниң: “Елиштин көрә бериш бәхитлигирәк”, дегән сөзлирини әстә тутушни көрсәттим»,— дәп язған (Әлчиләр 20:35). Паул қериндашлар үчүн өзини «ахириғичә сәрип қилишқа бәк хурсән болди» вә улар үчүн әң яхшисини қилишқа тәйяр болғанлиғини һәрикәтлири билән испатлиған (Коринтлиқларға 2-хәт 12:15). Шуниңға охшаш, ақсақалларму башқиларни пәқәт сөзлири билән әмәс, ишлири биләнму илһамландуруши керәк. Шундақ қилип улар бизгә һәқиқәтән ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрситиду (Коринтлиқларға 1-хәт 14:3).

9. Ақсақаллар қандақларчә нәсиһәтни илһамландуридиған усулда берәләйду?

9 Қериндашларни мустәһкәмләш үчүн, ақсақаллар бәзидә нәсиһәт бериши керәк. Улар нәсиһәтни илһамландуридиған усулда беришни Муқәддәс китаптин үгинәләйду. Әйса өлүп, тирилгәндин кейин Кичик Асиядики җамаәтләргә хәтләрни әвәткәндә, нәсиһәт беришкә тегишлик әҗайип үлгә көрсәтти. У Әфәс, Пәргам вә Тиятирадики җамаәтләргә бирнәччә җиддий нәсиһәт бәрмәкчи болған. Бирақ нәсиһәт бериштин авал, Әйса уларни яхши ишлири үчүн махтиған (Вәһий 2:1—5, 12, 13, 18, 19). Әйса Лаодикиядики җамаәткә мундақ дегән: «Маңа қәдирлик болғанларниң һәммисини паш қилимән вә җазалаймән. Шу сәвәптин қизғин болғин вә товва қилғин» (Вәһий 3:19). Ақсақаллиримиз нәсиһәт бәргәндә, Әйсадин үлгә елишқа тиришиду.

БАШҚА ҚЕРИНДАШЛАРНИҢ ЯРДИМИ

Ата-анилар, балилириңларни башқиларни илһамландурушқа үгитәмсиләр? (10-абзацқа қараң)

10. Һәммимиз бир-биримизни қандақ мустәһкәмләләймиз?

10 Башқиларни илһамландуруш пәқәт ақсақалларниң вәзиписи әмәс. Әлчи Паул һәммә мәсиһийләрни «пайдилиқ сөз» ейтишқа дәвәт қилған. Бу сөзләр башқиларни «керәк вақитта» мустәһкәмләтти (Әфәсликләргә 4:29). Башқиларға ярдәм бериш үчүн, һәрбиримиз уларниң немигә муһтаҗ екәнлигини байқишимиз керәк. Паул ибраний мәсиһийләргә: «Һалсизланған қоллириңларни вә аҗизлашқан тизлириңларни чиңдаңлар, токулиған аяқниң чиқип кәтмәслиги, әксичә сақийип кетиши үчүн, аяқлириңларға түз йолларни ясаңлар»,— дәп ейтти (Ибранийларға 12:12, 13). Һәммимиз, һәтта яшларму, бир-биримизни илһамландуруп, мустәһкәмләләймиз.

11. Мәрийәм чүшкүнләккә берилгәндә униңға немә ярдәм бәрди?

11 Мәрийәм исимлиқ қериндаш бир чағда чүшкүнлүккә чүшүп жүргән еди * (Изаһәткә қараң). У мундақ дегән: «Бир күни мән Худадин тәсәлли сорап, дуа қилғандин кейин, йеши чоң бир қериндашни учраштурдум. Буниңға алаһидә муһтаҗ болғинимда, у маңа көңүл бөлүп, ич ағритти. Андин мениңкидәк синаққа уму дуч кәлгәнлигини ейтип бәрди. Шу чағда ялғуз әмәслигимни чүшәндим». Бу қериндаш униң сөзлири Мәрийәмгә қанчилик ярдәм бәргәнлигини билмәслигиму мүмкин!

12, 13. Филипиликләргә 2:1—4тики мәслиһәтни қандақ қоллиналаймиз?

12 Паул Филипидики мәсиһийләргә мундақ язған: «Әгәр силәрдә Мәсиһтики қандақту бир илһам болса, қандақту бир меһир-муһәббәтниң тәсәллиси, муқәддәс роһқа қандақту бир сирдашлиқ болса, әгәр қандақту бир назук сезимләр һәм ич ағритиш болса, у чағда хошаллиғимни толтуруңлар: ой-пикирләрдики бирликни сақлаңлар, охшаш меһир-муһәббитиңлар болсун, бир қәлбтә, бир нийәттә болуңлар. Һечнәрсини талаш-тартиштин яки шөһрәтпәрәсликтин қилмаңлар, әксичә әқил мулайимлиғидин башқиларни өзүңлардин артуқ дәп санаңлар. Пәқәт өз мәнпәәтлириңларға ғәмхорлуқ қилмай, башқиларниңму мәнпәитлирини ойлаңлар» (Филипиликләргә 2:1—4).

13 Һәммимиз бир-биримизгә ярдәм беришниң мүмкинчилигини издәп жүрүшимиз керәк. Қериндашлиримизға меһир-муһәббәт билән тәсәлли бериш, ғәмхорлуқ қилиш вә назук сезимләрни көрситип, ич ағритиш арқилиқ уларни илһамландуралаймиз.

ТӘСӘЛЛИ БЕРИШНИҢ БӘЗИ УСУЛЛИРИ

14. Тәсәлли беришниң бир усули қандақ?

14 Өз вақтида биз ярдәм бәргән қандақту бир адәмниң садиқлиғини сақлап жүргәнлигини аңлиғанда, бәк хошал болумиз. Әлчи Йоһан: «Балилиримниң һәқиқәттә меңиватқинини аңлаштин башқа, мениң миннәтдар болушқа артуғирақ сәвәвим йоқ»,— дәп язған (Йоһанниң 3-хети 4). Көплигән пионерлар бурун өзлири һәқиқәтни тонушқа ярдәм бәргән кишиниң давамлиқ Йәһваға садиқ хизмәт қиливатқанлиғини билсә, шатлиниду. Ундақта, пионерлар чүшкүнлүккә берилсә, уларниң башқиларға қилған һәммә яхшилиғини есиға салсақ болиду.

15. Йәһваға садиқ хизмәт қиливатқанларға тәсәлли бериш үчүн немә қилсақ болиду?

15 Көп наһийилик назарәтчиләрниң ейтишичә, бир җамаәткә сәпәр қилғандин кейин қисқичә миннәтдарлиқ хәт елиш уларниму, аяллириниму роһландуриду. Йәһваға садиқ хизмәт қиливатқан ақсақаллар, миссионерлар, пионерлар вә бәйтәлликләр тоғрисидиму шундақ ейтишқа болиду. Миннәтдарлиғимизни билдүрүш арқилиқ уларға өзүмиз ойлиғандинму көп тәсәлли берәләймиз.

ҺӘММИМИЗ БИР-БИРИМИЗНИ ҚАНДАҚ ИЛҺАМЛАНДУРАЛАЙМИЗ?

16. Бирсини илһамландурушниң қандақ аддий усуллири бар?

16 Башқиларға болған һис-туйғуңизни очуқ билдүрүшкә тартинсиңизчу? Растини ейтқанда, башқиларни илһамландуруш анчә қийин әмәс. Бәзидә бирсигә күлүмсирәп қарашниң өзи йетәрлик. Әгәр шу адәм сизгә күлүмсүримисә, бәлким у қандақту бир қийинчилиққа дуч келип, муңдишидиған адәмгә муһтаҗ болуп жүргәнду. Уларни диққәт билән тиңшисиңиз, дәрдигә дәрман болалайсиз (Яқуп 1:19).

17. Бир яш бурадәрни немә илһамландурди?

17 Әнвәр исимлиқ яш бурадәрниң бирнәччә йеқин туққини Йәһваға хизмәт қилишни тохтатқанда, у қайғуға патқан. Уларниң ичидә ақсақал болуп хизмәт қилған дадисиму болған. Бир наһийилик назарәтчи Әнвәрниң чүшкүн һалда жүргәнлигини байқап, уни биллә қәһвә ичишкә чақирған. Әнвәр сезимлири билән бөлүшкәндә, у диққәт билән тиңшиди. Шу чағда Әнвәр өзи садиқ болуп қалсила, аилисигә Йәһваға қайтип келишкә ярдәм берәләйдиғанлиғини чүшәнди. Шундақла униңға Зәбур 46-баптики, Зәфания 3:17 вә Марк 10:29, 30дики сөзләр тәсәлли бәрди.

Башқиларға тәсәлли бериш һәммимизниң қолумиздин келиду (18-абзацқа қараң)

18. а) Сулайман падиша тәсәлли бериш һәққидә немә язған? ә) Әлчи Паул қандақ мәслиһәт бәргән?

18 Мәрийәм вә Әнвәрниң вақиәлиридин қандақ савақ алимиз? Һәрбиримиз илһамландурушқа муһтаҗ болған қериндашларниң роһини көтирәләймиз. Сулайман падиша мундақ язған: «Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур! Хуш көзләр көңүлни шатландурар, хуш хәвәр болса, җанға озуқ берәр» (Пәнд-нәсиһәтләр 15:23, 30). Бирсиниң роһи чүшкән яки қайғулуқ екәнлигини байқидиңизму? Униңға «Күзитиш мунаридин» яки торбетимиздин бирнәрсә оқуп берәләмсиз? Паулниң ейтишичә, Падишалиқ нахшиларни биллә ейтқандиму, көңлүмиз орниға чүшиду. У: «Бир-бириңларға тәлим беришни һәм жүрәклириңларда Йәһваға саз челип, йеқимлиқ роһий нахшилар, Худани мәдһийиләйдиған сөзләр, зәбур-нәғмиләр билән җемиләшни давамлаштуруңлар»,— дәп язған (Колосилиқларға 3:16; Әлчиләр 16:25).

19. Немә үчүн пат арида тәсәлли беришниң муһимлиғи барғансири ашиду вә биз немә қилишимиз керәк?

19 Йәһваниң күни йеқинлашқансири, бир-биримизгә тәсәлли бериш техиму муһим болиду (Ибранийларға 10:25). Паулниң: «Шуңлашқа қиливатқиниңлардәк, бир-бириңларға тәсәлли бериңлар вә бир-бириңларни мустәһкәмләңлар»,— дегән мәслиһитигә қулақ салсақ, хошаллиққа еришимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:11).

^ 11-абзац Бәзи исимлар өзгәртилгән.