Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Яшлар, роһий мәхсәтләргә интиламсиләр?

Яшлар, роһий мәхсәтләргә интиламсиләр?

«Қилмақчи болған ишиңни Пәрвәрдигарға тапшурғин, ундақ қилғанда планлириң пишип чиқар» (ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 16:3).

НАХШИЛАР: 11, 24

1—3. а) Яшларниң һәммисигә немә қилиш керәк вә буни немә билән селиштурушқа болиду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Мундақ вәзийәттә яш мәсиһийләргә немә ярдәм бериду?

СИЗ жирақ бир шәһәрдә өтидиған муһим жиғинға бармақчи дәйли. Шу йәргә йетиш үчүн автобусқа олтирип беришиңиз керәк. Автобус бекитигә кәлгәндә, миғ-миғ адәм вә тиқма-тиқма автобусни көрүп, азирақ һодуқуп қалисиз. Лекин бәхиткә яриша, сиз нәгә баридиғанлиғиңизни вә қайси автобусқа олтириш керәклигини ениқ билисиз. Сиз башқа һечқандақ автобусқа олтармайсиз, чүнки у сизни тамамән башқа тәрәпкә апиридиғанлиғини чүшинисиз.

2 Һаятни сәяһәт билән селиштурушқа болиду. Яшлар болса, автобус бекитидә турған адәмләргә охшайду. Бәзидә һаяттики қарарлар билән таллашларниң көплигидин, яшлар немә қиларини билмәй, қаттиқ әнсириши мүмкин. Амма сиз көзлигән мәхситиңизни яхши билсиңиз, тоғра қарар қилиш асанирақ болиду. Ундақта, сиз қайси тәрәпкә йол тутушиңиз керәк?

3 Бу мақалә мошу соалға җавап берип, сизни Йәһваниң мақуллишиға еришишкә дәвәт қилиду. Бу билим елиш, ишқа кириш, нека қуруш вә балилиқ болушқа охшаш һәр түрлүк мәсилиләрдә Йәһваниң йол-йоруғиға тайинишни билдүриду. Йәһваға йеқинлишишқа ярдәм беридиған мәхсәтләргә интилишму буниңға кириду. Әгәр Йәһваға хизмәт қилиш һаятиңиздики әң муһим нәрсә болса, Униң сизгә мол бәрикәт төкүп, утуққа еришишиңизгә ярдәм беридиғанлиғи сөзсиз (Пәнд-нәсиһәтләр 16:3ни оқуң).

НЕМИШКӘ РОҺИЙ МӘХСӘТЛӘРНИ ҚОЮШ КЕРӘК?

4. Мошу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

4 Роһий мәхсәтләрни қоюшниң пайдиси зор. Немә үчүн? Буниң үч сәвәвини көрүп чиқимиз. Биринчи вә иккинчи сәвәптин роһий мәхсәтләргә интилиш Йәһва билән болған мунасивитиңизни техиму қоюқлаштуридиғанлиғини көрисиз. Үчинчи сәвәптин мундақ мәхсәтләргә яш чеғиңиздин башлап интилишниң немә үчүн пайдилиқ екәнлигини биливалисиз.

5. Роһий мәхсәтләрни қоюшниң әң муһим сәвәви немә?

5 Роһий мәхсәтләрни қоюшниң әң муһим сәвәви — Йәһваниң меһир-муһәббитигә вә биз үчүн қилған һәммә яхшилиғиға миннәтдарлиқ билдүрүш. Зәбур язғучилириниң бири: «Пәрвәрдигарға шүкүр қилиш... әладур. Чүнки Сән, Пәрвәрдигар, Өз қилғиниң арқилиқ мени хурсән қилдиң, қоллириң қилғанлири билән мән роһлинип нахша ейтимән»,— дегән (Зәбур 92:1, 4). Йәһва Худа бәргән һәммә нәрсиләр һәққидә ойлап көрүң. У сизгә һаят, етиқат, Муқәддәс китап, җамаәт вә җәннәттә мәңгү яшаш үмүтини бәрди. Сиз роһий мәхсәтләрни қоюп, уларға интилғанда, Йәһваға барлиқ изгү ишлири үчүн миннәтдар екәнлигиңизни көрситисиз вә Униңға техиму йеқинлишисиз.

6. а) Роһий мәхсәтләр Йәһва билән болған мунасивитиңизгә қандақ тәсир қилиду? ә) Яш чеғиңизда қоялайдиған мәхсәтләрниң бәзилири қандақ?

6 Иккинчи сәвәви болса, роһий мәхсәтләрни қоюш үчүн һәрикәт қилғанда, сиз Йәһваға яқидиған ишларни қилисиз. Буму сизни Униңға йеқинлаштуриду. Әлчи Паул мундақ вәдә бәргән: «Униң исмиға көрситилгән меһир-муһәббитиңларни һәм... әмгигиңларни унтуп қалғидәк, Худа һәққанийсиз әмәстур» (Ибранийларға 6:10). Мәхсәтләрни қоюш үчүн мән техи бәк яш дәп ойлимаң. Мәсилән, Кристин 10 яшқа киргәндә, садиқ қериндашларниң тәрҗимиһаллирини оқушни мәхсәт қилди. Тоби чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүштин авал Муқәддәс китапни толуқ оқуп чиқиш мәхситини қойған. Максим 11 яшта вә сиңлиси Ноеми 10 яшта болғанда, чөмдүрүлгән. Иккилиси Бәйтәлдә хизмәт қилишқа интилди. Бу мәхситини дайим есида сақлаш үчүн, улар Бәйтәлдә хизмәт қилишқа арналған илтимас хетини тамға есип қойған. Сизчу? Сизниң қандақ мәхсәтлириңиз бар? Уларға қол йәткүзүш үчүн немә қилалайсиз? (Филипиликләргә 1:10, 11ни оқуң).

7, 8. а) Немә үчүн мәхсәт қойсиңиз, қарар қобул қилиш асанирақ болиду? ә) Немишкә бир қериндаш өсмүр вақтида университетта оқумаслиқни таллиди?

7 Яшларниң мәхсәт қоюши пайдилиқ екәнлигиниң үчинчи сәвәви қандақ? Яш болғанлиқтин, сизгә көп қарар қобул қилиш лазим. Мәсилән, сиз қандақ билим елишни, қандақ ишқа киришни вә башқиму көп қарарларни қобул қилишиңиз керәк. Бу қарарлар алдиңиздики төрт кочиға охшаш. Нәгә маңмақчи болғанлиғиңизни ениқ билсиңиз, қайси йол билән беришни қарар қилиш асан болиду. Шуниңға охшаш, мәхсәтлириңизниң қандақ екәнлигини билсиңиз, дана қарар чиқириш асанирақ болиду. Пәнд-нәсиһәтләр 21:5тә: «Әстаидил кишиләрниң ойлири уларни пәқәт молчилиққа йетәкләр»,— дәп йезилған. Балдур яхши мәхсәт қоюп, әтигәнирәк реҗә түзсиңиз, тезирақ утуққа еришисиз. Дамарис дегән қериндишимизниң вәзийити шундақ болған. Өсмүр вақтида у муһим бир қарар қилған.

8 Дамарис мәктәпни әла баһалар билән тамамлиғанлиқтин, алий мәктәптики қанун факультетиға чүшүп, һәқсиз оқалатти. Лекин буниң орниға, у аддий ишқа киришкә қарар қилди. Немә сәвәптин? Чүнки у кичигидин пионер болуп хизмәт қилишқа интилди. У мундақ дәйду: «Буниң үчүн көп вақит тәләп қилмайдиған ишқа турушум керәклигини чүшәндим. Әлвәттә, университет дипломи билән көп пул тапаттим, лекин йерим күнлүк ишни тепишим икки тайин». Дамарис 20 жилдин ошуқ вақит пионер болуп хизмәт қилмақта. У қойған мәхсити вә өсмүр чеғида қилған қарари һәққидә һазир немә ойлайду? У тоғра қарар қилдим дәп һесаплайду. Ишида у көп қануншунасларни учраштуридекән. Университетта оқуған һалда, Дамарисму уларға охшаш ишләтти. У ейтқандәк, уларниң көплири ишидин қанаәт алмайду. Дамарис пионер болуп хизмәт қилиштин жиллар давамида көп хошаллиқ тапқанлиғини вә бу қарар униңға шу адәмләрдәк бәхитсиз болмаслиққа ярдәм бәргәнлигини ейтқан.

9. Яшлар немә үчүн махташқа лайиқ?

9 Дуния йүзидики миңлиған яшлар тоғра һәрикәт қилмақта. Улар махташқа лайиқ. Йәһва билән болған мунасивити вә роһий мәхсәтлири уларниң һаятидики әң муһим нәрсиләр. Бу яшлар һаяттин һәқиқий хошаллиқ тапмақта. Шундақла улар билим, иш яки аиләвий һаятқа охшаш мәсилиләрниң һәммисидә Йәһваниң рәһбәрлигигә тайинишқа үгиниду. Сулайман падиша: «Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин. Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил, У саңа тоғра йолларни көрситиду»,— дәп ейтқан (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5). Яшлар, Йәһва силәрни бәк яхши көриду! Силәр Униң үчүн наһайити баһалиқ вә У силәрни қоғдайду, йетәкләйду вә мол бәрикәт бериду.

БАШҚИЛАРҒА ЙӘҺВА ТОҒРИСИДА ЕЙТИШҚА ЯХШИ ТӘЙЯРЛИНИҢ

10. а) Немә сәвәптин вәз иши биз үчүн әң муһим ишларниң бири болуши керәк? ә) Башқиларға көзқаришиңизни яхширақ чүшәндүрүш үчүн немә қилсиңиз болиду?

10 Йәһваниң мақуллишиға еришмәкчи болсиңиз, У һәққидә башқиларға ейтишни халайдиғансиз. Әйса Мәсиһ «авал... хуш хәвәр вәз қилиниши лазим» екәнлигини ейтқан (Марк 13:10). Вәз иши җиддий болғанлиқтин, биз үчүнму әң муһим ишларниң бири болуши керәк. Сиз адәттикидин көпирәк вәз қилишни мәхсәт қилаламсиз? Пионер болуп хизмәт қилаламсиз? Вәз қилишни анчә яқтурмисиңизчу? Башқиларға көзқаришиңизни яхширақ чүшәндүрүш үчүн немә қилалайсиз? Сизгә икки нәрсә ярдәм берәләйду: биринчидин, яхши тәйярлиқ көрүң вә иккинчидин, һеч берилмәстин Йәһва һәққидә билгәнлириңизни башқиларға ейтишни давамлаштуруң. Шу чағда вәз қилиш қанчилик көп хурсәнлик әкеләләйдиғанлиғини көрүп, һәйран қелишиңиз мүмкин.

Башқиларға Йәһва һәққидә ейтишқа қандақ тәйярлинисиз? (11, 12-абзацларға қараң)

11, 12. а) Башқиларға Йәһва һәққидә ейтиш үчүн қандақ тәйярлансиңиз болиду? ә) Бир яш бурадиримиз мәктәптә Йәһва тоғрисида ейтишниң мүмкинчилигини қандақ пайдиланди?

11 Әң авал, синипдашлириңиз сорап қелиши мүмкин соалларниң җававини тәйярлаң. Мәсилән, улар сиздин: «Худаға немишкә ишинисиз?» дәп сориши мүмкин. Бизниң jw.org торбетимиздә бу соалға җавап беришкә ярдәм беридиған мақалиләр бар. МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМЛИРИ > ӨСМҮРЛӘР дегән йәргә кирсиңиз, «Мән немишкә Худаға ишинимән?» дегән иш варақчисини тапалайсиз. Өзүңизниң шәхсий җававиңизни тәйярлаш үчүн бу иш варақчисидики һәрбир қәдәмни орунлап чиқиң. Шу йәрдә қоллинишқа болидиған үч айәтни көрисиз: Ибранийларға 3:4, Римлиқларға 1:20 вә Зәбур 139:14. Торбетимиздә көплигән соалларға җавап тәйярлашқа ярдәм беридиған башқиму иш варақчилири бар (Петрусниң 1-хети 3:15ни оқуң).

12 Синипдашлириңизға jw.org торбетигә өзлири кирип көрсә болидиғанлиғини ейтиң. Лука исимлиқ бурадиримиз шундақ қилған. Бир қетим дәристә һәр түрлүк динлар қараштурулғанда, у дәрисликтә Йәһва гувачилири һәққидә ялған мәлумат йезилғанлиғини көргән. Лука һодуқсиму, муәллимдин йезилған мәлуматниң немә үчүн натоғра екәнлигини синипқа чүшәндүрүшкә рухсәт сориди. Рухсәт алғандин кейин у һәммә синипдашлириға етиқади һәққидә ейтип бәрди һәм jw.org торбетини көрсәтти. Муәллими оқуғучиларға өй тапшуруғи сүпитидә «Лөкчәкләрни муштумсиз йәңгин!» (рус) дегән видеони көрүшкә тапшурди. Лука мәктәптә Йәһва Худа тоғрисида ейтқиниға қанчилик хошал болғанлиғини тәсәввур қилаламсиз?

13. Немә үчүн қийинчилиқларға дуч кәлгәндә һеч берилмәслигимиз керәк?

13 Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә чүшкүнлүккә берилмәй, давамлиқ мәхсәтлириңизгә интилиң (Тимотийға 2-хәт 4:2). Катарина 17 яшта болғанда, хизмәтдашлириниң һәммисигә вәз қилишни мәхсәт қилған. Уларниң бирси бирнәччә қетим ағзини яман қилип, уни һақарәтлиди. Амма Катарина өз мәхситини әстин чиқармайду. Униң үлгилик жүрүш-туруши Ханс дегән бир хизмәтдишиға қаттиқ тәсир қилди. У әдәбиятлиримизни оқушқа вә Муқәддәс китапни үгинишкә башлап, кейин чөмдүрүлүштин өтти. Катарина шу чағда башқа йәргә көчүп кәткәнликтин, буни билмигән. Шуңа 13 жил өткәндин кейин, Катарина аилиси билән җамаәт учришишиға кәлгәндә, аммивий нутуқни ейтқан бурадәр Ханс екәнлигини көрүп, бәк һәйран қалди! У өз вақтида хизмәтдашлириға гувалиқ бериш мәхситидин ваз кәчмигәнлигигә наһайити хошал болди.

МӘХСӘТЛИРИҢИЗНИ ӘСТИН ЧИҚАРМАҢ

14, 15. а) Бесимға учриғанда немини унтумаслиғиңиз керәк? ә) Башқиларниң бесимиға берилмәслик үчүн немә қилалайсиз?

14 Көргинимиздәк, бу мақалә сизни Йәһваниң мақуллишини елишқа интилишқа вә роһий мәхсәтләрни қоюшқа дәвәт қилди. Лекин тәңдашлириңизниң көпинчиси пәқәт оюн-тамашә һәққидила ойлайду. Бәлким, улар сизниңму шундақ қилишиңизни халайдиғанду. Бүгүнму, әтиму мәхсәтлириңизгә қол йәткүзүш сиз үчүн қанчилик муһим екәнлигини башқиларға көрситишиңиз керәк болиду. Һечкимниң сизгә бесим қилип, мәхсәтлириңизни унтулдурушиға йол қоймаң. Мақалиниң бешида тилға елинған автобус бекитидә турсиңиз, ичидики адәмләр вақитни көңүллүк өткүзиватиду дәп, һәрқандақ автобусқа олтираттиңизму? Әлвәттә, яқ!

15 Башқилар сизни өзигә әгишишкә мәҗбурлиғанда, бесимға берилмәслик үчүн немә қилалайсиз? Бесимға қарши туруш қийин вәзийәтләрдин нери туруң (Пәнд-нәсиһәтләр 22:3). Яман ишларниң ечинишлиқ ақивети һәққидә ойлиниң (Галатилиқларға 6:7). Дана мәслиһәткә муһтаҗ болғанлиғиңизни кәмтәрлик билән иқрар қилиң. Ата-аниңиз вә җамаәттики тәҗрибилик қериндашларниң гепигә кириң (Петрусниң 1-хети 5:5, 6ни оқуң).

16. Кристофниң вақиәсидин кәмтәр болушниң муһимлиғи қандақ көрүниду?

16 Кристоф исимлиқ бурадәргә кәмтәрлик хислити мәслиһәтни қобул қилишқа ярдәм бәрди. Чөмдүрүлүштин кейин көп вақит өтмәй, у тән-тәрбийә мәркизигә беришни башлайду. Шу йәрдики яшлар уни өзлириниң топиға қошулушқа чақирған. Кристоф бу тоғрисида бир ақсақал билән сөзләшти. Ақсақал уни риқабәтчилик роһниң пәйда болушидәк бәзи хәтәрләр һәққидә агаһландурди. Буниңға қаримастин, у шу топқа киришни қарар қилди. Бирақ вақит өтүп, Кристоф бу спорт түриниң зораван вә һәтта хәтәрлик екәнлигини чүшәнди. Шу чағда у йәнә бир қетим ақсақаллар билән сөзлишип, улар униңға Муқәддәс китапқа асасланған мәслиһәт бәрди. Кристоф мундақ дәйду: «Йәһва маңа яхши мәслиһәтчиләрни әвәтти. Мәслиһәтни қобул қилиш үчүн бираз вақит кәтсиму, мән Униңға қулақ салдим». Сизчу, яхши мәслиһәткә кәмтәрлик билән қулақ саламсиз?

17, 18. а) Йәһва Худа яшлар үчүн немини халайду? ә) Чоң болғанда қарарлириңизға пушайман қилмаслиқ үчүн немә қилалайсиз? Мисал кәлтүрүң.

17 Муқәддәс китапта: «Яшлиғиңдин һузур ал, әй жигит, яшлиғиңда көңлүң өзүңгә хошаллиқни йәткүзгәй»,— дәп ейтилған (Вәз 11:9). Йәһва Худа сизниң яш чеғиңизда шат-хорам болушиңизни халайду. Бу мақалидин билгиниңиздәк, бәхиткә еришиш үчүн роһий мәхсәтлириңизгә көз тикишиңиз вә план түзүп, қарар қилғанда дайим Йәһваниң йол-йоруғиға тайинишиңиз керәк. Буни қанчә әтигән қилсиңиз, Йәһваниң қоғдайдиғанлиғини, рәһбәрлик вә бәрикәт беридиғанлиғини шунчә тезирақ һис қилисиз. Өзиниң Сөзидә Йәһваниң сизгә қанчилик көп мәслиһәт бәргәнлиги һәққидә ойлиниң вә бу сөзләргә риайә қилиң: «Яшлиғиңда Яратқучиңни есиңда чиң тут» (Вәз 12:1).

18 Яшлар тез өсүп, чоң болиду. Бәк әпсуски, көплигән яшлар натоғра мәхсәтләргә интилгәнлигигә яки тамамән мәхсәт қоймиғанлиғиға қолини чишләп қалиду. Амма роһий мәхсәтлириңизни әстин чиқармисиңиз, чоң болғанда һазир қилған қарарлириңиздин пәхирлинисиз. Мирьяна исимлиқ қериндишимиз буниңға көз йәткүзгән. Өсмүр болғанда у бәк яхши спортчи болған. У һәтта қишлиқ Олимпиада оюнлириға тәклип қилинған. Бирақ у бу тәклипни рәт қилип, Йәһваға толуқ вақит хизмәт қилишни таллиди. Буниңдин 30 жилдин ошуқ вақит өтсиму, йолдиши иккиси техичә толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатиду. У ейтқандәк, даңқ, атақ-аброй вә байлиқни қоғлиған адәмләр һечқачан һәқиқий бәхит-саадәткә еришәлмәйду. Шундақла Мирьяна Худаға хизмәт қилишни вә У һәққидә адәмләргә ейтип беришни һаяттики әң яхши мәхсәт дәп һесаплайду.

19. Немә үчүн яш чеғиңизда роһий мәхсәтләргә интилишиңиз пайдилиқ?

19 Яшлар, қийинчилиқларға қаримастин, Йәһваға хизмәт қилишни әң биринчи орунға қойғанлиғиңлар үчүн, силәр махташқа лайиқ. Силәр роһий мәхсәтләргә интилип, вәз ишини һаятиңлардики әң муһим ишларниң бири дәп санайсиләр. Шуниң билән, бу дунияниң мәхсәтлириңларни унтулдурушиға йол бәрмәйсиләр. Әмгигиңлар беһудә әмәс екәнлигигә ишәнчиңлар камил болсун. Силәрни яхши көридиған вә дайим қоллашқа тәйяр қериндашлириңлар бар. Шуңа, «қилмақчи болған ишлириңларни Пәрвәрдигарға тапшуруңлар, ундақ қилғанда планлириңлар пишип чиқар».