Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Әркинликниң Худаси болған Йәһваға хизмәт қилайли

Әркинликниң Худаси болған Йәһваға хизмәт қилайли

«Йәһва Худа — Роһ, Йәһваниң роһи болған җайда әркинлик бардур» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 3:17).

НАХШИЛАР: 11, 137

1, 2. а) Немишкә әркинлик вә қуллуқ Паулниң заманида муһим мәсилә болған? ә) Паулниң ейтишичә һәқиқий әркинликниң Мәнбәси ким?

ДӘСЛӘПКИ мәсиһийләр Рим империясидә яшиди. Шу йәрдә яшиған адәмләр қанун, сот түзүми вә әркинлигидин бәк пәхирләнгән. Шундақ болсиму, еғир ишниң көпинчисини қуллар қилатти. Бир вақитта, Рим империясидики үч адәмниң бири қул болған. Әркинлик вә қуллуқ мәсилиси аддий хәлиқни, шу җүмлидин мәсиһийләрниму, қизиқтурған.

2 Әлчи Паул әркинлик һәққидә пат-пат язған. Амма у шу вақитта яшиған көп адәмләргә охшаш, бу дуниядики мәсилиләрни һәл қилишқа тиришмиған. Буниң орниға, Паул вә башқа мәсиһийләр көп тәр төкүп, адәмләргә Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни йәткүзгән вә Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи қанчилик баһалиқ екәнлигини чүшинишкә ярдәм бәргән. Паул мәсиһийләргә һәқиқий әркинликниң Мәнбәси ким екәнлигини ейтқан. У: «Йәһва Худа — Роһ, Йәһваниң роһи болған җайда әркинлик бардур»,— дәп язған (Коринтлиқларға 2-хәт 3:17).

3, 4. а) Коринтлиқларға 2-хәт 3:17ниң алдидики айәтләрдә Паул немә һәққидә ейтқан? ә) Йәһвадин кәлгән әркинликкә егә болуш үчүн немә қилишимиз керәк?

3 Паул коринтлиқларға язған иккинчи хетидә Муса пәйғәмбәр Синай теғидин чүшкәндә немә болғанлиғини ейтқан. Шу йәрдә Йәһва Худа Муса билән пәриштиси арқилиқ сөзләшкән. Мусаниң үзидин нур яғди! Исраиллиқлар буни көрүп қорқуп кәткәнликтин, Муса үзини япқуч билән йепивалди (Чиқиш 34:29, 30, 33; Коринтлиқларға 2-хәт 3:7, 13). Паул: «Лекин Йәһваға мураҗиәт қилғанда, япқуч елиниду»,— дәп чүшәндүргән (Коринтлиқларға 2-хәт 3:16). Паул немә демәкчи болған?

4 Авалқи мақалидин билгинимиздәк, пәқәт Яратқучимиз Йәһва чәксиз әркинликкә егә. Демәк, «Йәһваниң роһи болған җайда әркинлик бардур». Әгәр биз мошундақ әркинликкә еришишни халисақ, Паул ейтқандәк, Йәһваға мураҗиәт қилишимиз керәк. Бу Униң билән яхши мунасивәттә болушни билдүриду. Чөлдә болған исраиллиқлар һәммигә Йәһваниң әмәс, инсаний көзқараш билән қариған. Уларниң жүрәклири вә әқиллири япқуч билән йепилғандәк болған. Улар йеңидин пәйда болған әркинлигини өзиниң һәвәслирини қанаәтләндүрүш үчүн ишлитишни халиған (Ибранийларға 3:8—10).

Һәтта қуллуқта яки түрмидә болған адәмниң өзи азатлиққа еришәләйду

5. а) Йәһваниң роһи бизни қандақ азатлиққа йәткүзәләйду? ә) Бирси қуллуқта яки түрмидә олтарсиму, Йәһва беридиған әркинликкә еришәләйдиғанлиғини нәдин билимиз? б) Қандақ соалларниң җававини көрүп чиқимиз?

5 Йәһваниң роһи беридиған әркинлик қуллуқтин азат болуштинму әҗайип. Бу роһ инсанлар һечқачан берәлмәйдиған әркинликни бериду. У бизни гуна билән өлүмдин, ялған дин билән униңға бағлиқ урп-адәтләрниң қуллиғидин азат қилиду (Римлиқларға 6:23; 8:2). Бу немә дегән әҗайип азатлиқ! Һәтта қуллуқта яки түрмидә болған адәмниң өзи бу азатлиққа еришәләйду (Яритилиш 39:20—23). Хорст Хеншель билән Эрих Фрост бурадәрләр етиқади үчүн бирнәччә жил қамақта олтарсиму, уларда мундақ әркинлик болған. Уларниң өз һаяти тоғрисида ейтип бәргәнлигини JW Broadcasting телевизиясидин көрәләйсиз (СӨҺБӘТЛӘР ВӘ ВАҚИӘЛӘР > СИНАҚЛАРҒА БӘРДАШЛИҚ БЕРИШ дегән топламға қараң). Һазир икки соалниң җававини көрүп чиқайли: Әркинлигимиз биз үчүн бәк баһалиқ екәнлигини қандақ испатлалаймиз? Әркинлигимизни қандақ даналиқ билән қоллиналаймиз?

ЙӘҺВА БЕРИДИҒАН ӘРКИНЛИК БӘК БАҺАЛИҚ

6. Исраиллиқларниң Йәһва бәргән әркинлик үчүн миннәтдар болмиғанлиғи немидин көрүниду?

6 Бирси бизгә баһалиқ соғини бәргәндә, биз шу адәмгә миннәтдар болимиз. Исраиллиқлар болса, Йәһва бәргән әркинликни қәдирлимигән. Мисирниң қуллиғидин азат болғиниға бирнәччә ай болғанда, улар шу йәрдә йәп-ичкән тамақни сеғинишқа башлиди. Улар Йәһва бәргән маннини яқтурмай, наразилиқ билдүрди. Һәтта Мисирға қайтқуси кәлди! Исраиллиқлар үчүн Йәһваға ибадәт қилишқа мүмкинчилик беридиған әркинликтин «белиқ билән хаңга, қоғун билән гүди, пияз билән самсақ» муһимирақ болған. Шуңа Йәһваниң уларға ғәзәпләнгәнлиги һәйран қалдурмайду (Санлар 11:5, 6, 10; 14:3, 4). Бу биз үчүн муһим савақ.

7. Коринтлиқларға 2-хәт 6:1дики нәсиһитини Паул өзи қандақ қолланди вә биз уни қандақ қоллиналаймиз?

7 Паул һәммә мәсиһийләрни Йәһва Худа Оғли Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән әркинликни қәдирлимәсликтин агаһландурған (Коринтлиқларға 2-хәт 6:1ни оқуң). Паул мукәммәлсиз, гунаниң вә өлүмниң қули болған, шуңа өзини бәк начар сәзгән. Амма у: «Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға шүкүр!»— дәп ейтти. У немә үчүн шундақ дегән? Паул буни қериндашлириға чүшәндүрүп: «Роһниң қануни Мәсиһ Әйса билән бирликтә һаятлиқ берип, сени гуна вә өлүм қанунидин азат қилди»,— дегән (Римлиқларға 7:24, 25; 8:2). Бизму Паулға охшаш, Йәһваниң бизни гуна билән өлүмниң қуллиғидин азат қилғанлиғини һечқачан унтумаслиғимиз керәк. Төләм бизгә Худаға пак виждан билән хизмәт қилишқа йол ечип, һәқиқий хошаллиқ бериду (Зәбур 40:8).

Таллаш әркинлигиңизни Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн қоллинамсиз, яки өз арзу-истәклиримиз бойичә һәрикәт қиламсиз? (8—10 абзацларға қараң)

8, 9. а) Әркинлигимизни қандақ қоллинишимизға тегишлик әлчи Петрус қандақ агаһландуруш ейтқан? ә) Бирси әркинлигини қандақ қилип натоғра қоллиниши мүмкин?

8 Йәһваға миннәтдар екәнлигимизни ейтипла қоймай, әркинлигимизни натоғра қоллиништин еһтият болушимиз керәк. Мәсилән, әлчи Петрус әркинлигимизни яман ишларни ақлаш үчүн пайдилиништин агаһландурған (Петрусниң 1-хети 2:16ни оқуң). Бу агаһландуруш чөлдә исраиллиқлар билән немә болғанлиғини есимизға салиду. Бүгүнки күндә биз үчүн бу агаһландурушниң муһимлиғи бурунқидинму зор. Сәвәви Шәйтан вә униң дунияси бизгә кийиниш, йәп-ичиш, көңүл көтириш үчүн көплигән йеқимлиқ нәрсиләр билән қизиқтуриватиду. Чевәр елан чиқарғучилар келишкән адәмләрни қоллинип, бизни өзүмизгә керәк әмәс қандақту бир нәрсини сетивелишимиз һаҗәт дегәнгә ишәндүриду. Бу дунияниң тузиғиға чүшүп, әркинлигимизни натоғра қоллинишқа башлаш асан болуши мүмкин.

9 Петрусниң нәсиһити билим елиш, ишқа кириш вә мәнсәп қоғлаштәк җиддий мәсилиләргиму тегишлик. Мәсилән, бүгүн яшларға яхши университетқа чүшүш үчүн көп тәр төкүш керәк дәп, һәр тәрәптин бесим көрситиливатиду. Көпчилик уларға алий билим алса, яхши ишқа кирип, көп пул тапидиған вә һөрмәткә егә адәм болидиғанлиғини ейтиду. Бу адәмләр университетта оқуғанлар мәктәптә оқуғанларға қариғанда, көпирәк пул тапидиғанлиғини испатлайдиған мәлуматни кәлтүрүши мүмкин. Пүткүл һаятиға тәсир қилидиған қарар қобул қилғанда, алий билим елиш яшларға яхши мүмкинчилик болуп көрүнидиғанду. Лекин яшлар вә ата-анилири немини әстә тутуши керәк?

10. Шәхсий мәсилиләргә тегишлик қарар қилғанда, немини әстә тутушимиз керәк?

10 Бирлири: «Бу һәркимниң шәхсий мәсилиси, шуңа виждани азаплимиса, адәм өзи халиған нәрсини таллиса болиду»,— дәп ойлиши мүмкин. Улар Паулниң: «Немә үчүн мениң әркинлигимни башқа бирсиниң виждани һөкүм қилишиға йол қоюшум керәк?»— дегән сөзлирини кәлтүридиғанду (Коринтлиқларға 1-хәт 10:29). Қандақ билим елип, қандақ ишқа турушни таллаш һоқуқимиз болсиму, әркинлигимизниң чәклик екәнлигини вә қарарлиримизниң ақивети болидиғанлиғини унтумаслиғимиз керәк. Шу сәвәптин Паул мундақ дегән: «Һәммә нәрсә қануний, амма барлиғи пайдилиқ әмәс. Һәммә нәрсә қанунлуқ, бирақ барлиғи мустәһкәмлимәйду» (Коринтлиқларға 1-хәт 10:23). Шуңа, шәхсий мәсилиләрдә қарар қилиш әркинлигимиз болсиму, хаһишлиримиз әң муһим орунда турмаслиғи керәк.

ХУДАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛСАҚ, ӘРКИНЛИГИМИЗНИ ДАНА ҚОЛЛИНИМИЗ

11. Йәһва бизни немә үчүн азат қилди?

11 Петрус әркинлигимизни натоғра қоллиништин агаһландурғанда, уни «Рәбниң қуллиридәк» қоллинишимиз тоғра болидиғанлиғини ейтқан. Йәһва пүткүл һаятимизни Униңға хизмәт қилишқа беғишлишимиз үчүн, бизни Әйса арқилиқ гуна билән өлүмниң қуллиғидин азат қилди.

Әркинлигимизни қоллинишниң әң яхши усули — вақтимиз вә күчимизни Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлаш

12. Нуһ вә униң аилиси биз үчүн қандақ үлгә қалдурған?

12 Әркинлигимизни қоллинишниң әң яхши усули — вақтимиз билән күчимизни Йәһваға пүтүнләй хизмәт қилишқа беғишлаш. Шундақ қилсақ, бу дунияға хас болған мәхсәтләр вә шәхсий һәвәсләр һаятимизда биринчи орунда болмайду (Галатилиқларға 5:16). Нуһ вә униң аилиси немә қилғанлиғи һәққидә ойлиниң. Улар вәһший вә әхлақсиз дунияда яшиған. Бирақ улар әтраптики адәмләрниң мәхсәтлири билән ишлириға қатнашмиди. Улар Йәһва буйриған иш билән бәнт болған. Нуһ вә униң аилиси кемини ясап, өзлиригә вә һайванатларға озуқ жиғип тәйярлиған вә башқиларни Топан су һәққидә агаһландурған. «Нуһ һәммини Худа униңға буйриғандәк қилди. У нәқ шундақ қилди» (Яритилиш 6:22). Буниң нәтиҗисидә, шу дуния вәйран қилинғанда, Нуһ аилиси билән аман қалди (Ибранийларға 11:7).

13. Йәһва бизгә қандақ буйруқ бәргән?

13 Бүгүнки күндә Йәһва бизгә қандақ буйруқ бәрди? Биз Әйсаниң әгәшкүчилири болғанлиқтин, Худа бизгә вәз қилишни буйриғанлиғини билимиз (Луқа 4:18, 19ни оқуң). Бүгүн Шәйтан көплигән адәмләрниң әқиллирини қарғу қиливәтти. Шу сәвәптин улар ялған дин, мал-дуния вә сәясий түзүминиң қули болғанлиғини чүшәнмәйду (Коринтлиқларға 2-хәт 4:4). Әйсаға охшаш, биз адәмләргә әркинликниң Худаси Йәһвани тонуп-билишкә вә Униңға хизмәт қилишқа ярдәм бериш шан-шәрипигә егә (Мәтта 28:19, 20). Башқиларға вәз қилиш асан әмәс. Бәзи йәрләрдә кишиләр Худа һәққидә билим елишни халимайду, һәтта биз уларға вәз қилғанда, гайибирлири ғәзәплиниду. Бирақ Йәһва бизгә вәз қилишни буйриғанлиқтин, өзүмиздин: «Әркинлигимни Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн қоллинимәнму?»— дәп соришимиз керәк.

14, 15. Худаниң көп хизмәтчиси қандақ қарар қилған? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

14 Йәһваниң көп хизмәтчилири бу дунияниң ахири бәк йеқин екәнлигини чүшинип, һаятини аддийлаштурушни вә толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни таллиғанлиғи бизни илһамландуриду (Коринтлиқларға 1-хәт 9:19, 23). Бәзи пионерлар өзлири турған йәрдә хизмәт қилип, башқилири болса, ярдәмгә муһтаҗ җамаәтләргә көчүп бариду. Ахирқи бәш жил ичидә 250 000дин ошуқ қериндаш толуқ вақитлиқ хизмәтни башлиди вә һазир 1 100 000дин ошуқ қериндаш пионер болуп хизмәт қилмақта. Шунчилик көп қериндаш өз әркинлигини Йәһваға шундақ хизмәт қилиш үчүн ишләткәнлиги немә дегән әҗайип! (Зәбур 110:3).

15 Уларға әркинлигини даналиқ билән қоллинишқа немә ярдәм бәрди? Ахирқи 30 жил давамида бирнәччә дөләттә хизмәт қилған Джон билән Джудитниң мисалини қараштурайли. Уларниң ейтишичә, 1977-жили Пионерлар мәктиви башланғанда, оқуғучилар җакалиғучилар аз йәрләргә көчүп, шу йәрдә хизмәт қилишқа дәвәт қилинған. Бу мәхсәткә йетиш үчүн Джон билән Джудитқа һаятини аддийлаштуруш керәк еди. Шуңа Джон ишини пат-пат йөткәп туратти. Ахири, улар чәт әлгә вәз қилиш үчүн көчүп кәтти. Уларға йеңи тилни үгинишкә вә һава райиға көнүшкә немә ярдәм бәрди? Джон билән аяли Йәһваға дуа қилип, Униң ярдимигә таянған. Улар көп жиллар бойи Худаға хизмәт қилған вақти һәққидә немә ойлайду? Джон: «Бу һаятимдики берилип орунлиған әң әҗайип иш болди дәп ойлаймән. Йәһва мән үчүн һәқиқий шәхс болуп, худди меһрибан атидәк болуп кәтти. Яқуп 4:8дики: “Худаға йеқинлишиңлар һәм Уму силәргә йеқинлишиду” дегән сөзләрни яхширақ чүшинидиған болдум. Һаятниң мәнасини издәп таптим»,— дәп ейтқан.

16. Миңлиған қериндаш өз әркинлигини қандақ ишләткән?

16 Бәзилири Джон билән Джудитқа охшаш узақ вақит давамида пионер болуп хизмәт қилалайду. Башқилар мүмкинчилигигә қарап, қисқа вақит давамида пионер болалайду. Көп қериндашлар пидаий сүпитидә дунияниң һәрхил җайлиридики қурулуш лайиһилиригә қатнишиду. Мәсилән, Уорвиктики (Нью-Йорк) дуниявий баш идариниң қурулушиға тәхминән 27 000 қериндаш катнашти. Бирлири икки һәптигә, йәнә бирлири бирнәччә айға, башқилири болса, бир жилға яки униңдин узун вақитқа кәлгән. Көплигән қериндашлар Уорвикта хизмәт қилиш үчүн қурбанлиқларни қилған. Улар өз азатлиғини әркинликниң Худаси Йәһвани мәдһийиләш үчүн пайдилинип, әҗайип үлгә көрсәтти!

17. Әркинлигимизни даналиқ билән қоллансақ, немини тақәтсизлиқ билән күтәләймиз?

17 Йәһвани тонуп-билгәнлигимиз вә Униңға ибадәт қилиш арқилиқ еришкән әркинлигимиз үчүн чәксиз миннәтдармиз. Қандақ қарар қилғанлиғимиз билән бу әркинлик биз үчүн наһайити баһалиқ екәнлигини көрситәйли. Уни натоғра қоллинишниң орниға, Йәһваға бар күчимизни селип хизмәт қилайли. Шу чағда биз Йәһваниң «яратма өзиму чириклишиш қуллуғидин қутулуп, Худаниң пәрзәнтлириниң шәрәплик әркинлигигә чиқиду» дегән вәдиси орунланғанда, бәрикәтләрдин һузурлиналаймиз (Римлиқларға 8:21).