Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

15-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Әйсадин үлгә елип, хатирҗәм болуңлар

Әйсадин үлгә елип, хатирҗәм болуңлар

«Һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи жүрәклириңларни һәм әқиллириңларни Мәсиһ Әйсада сақлайду» (ФЛП. 4:7).

39-НАХША Теч-аманлиқтин бәһримән бол

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Әйса немә сәвәптин қаттиқ әнсиригән?

 ЙӘР ЙҮЗИДИКИ һаятиниң ахирқи күни Әйсаниң көңли қаттиқ беарам болған. У рәзил адәмләрниң қолидин азаплинип өлүши керәк еди. Лекин Әйсани өлүмдин башқа йәнә бир нәрсә тәшвишкә салған. У Атисини бәк яхши көргән вә Униң жүригини хошал қилишни халиған. Әйса бу еғир синақта Худаға садақәтмән болуп қалса, Худаниң исмини ақлашқа өз һәссисини қошидиғанлиғини билгән. Әйса адәмләрниму яхши көргән. У Йәһваға ахирғичә садиқ болуп қалса, адәмләрниң йәрдә мәңгү яшаш пурсити болидиғанлиғини чүшәнгән.

2 Қаттиқ бесим астида болсиму, Әйса көңүл хатирҗәмлигини сақлап қалған. У шагиртлириға: «Силәргә течлиқ қалдуриватимән»,— дегән (Йоһ. 14:27). Әйса «Тәңриниң течлиғи», йәни адәм Йәһва Худа билән достлуқ мунасивәттә болғанда һис қилидиған хатирҗәмликкә егә болған (Флп. 4:6, 7).

3. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

3 Әлвәттә, һечбиримиз Әйсадәк еғир қийинчилиқларға дуч кәлмәймиз. Лекин Әйсаға әгәшкәнләрниң һәммисини синақ күтиду (Мәт. 16:24, 25; Йоһ. 15:20). Әйсаға охшаш бизму бәзидә ғәм-әндишә қилимиз. Һәддидин зиядә ғәм қилмаслиқ вә хатирҗәмликни йоқатмаслиқ үчүн немә қилалаймиз? Йәрдә хизмәт қилғанда, Әйса қайси үч сәвәп түпәйлидин синақларға бәрдашлиқ берәлигән? Биз Әйсадин қандақ үлгә алалаймиз? Келиңлар, бу соалларниң җававини биллә көрәйли.

ӘЙСА ДАЙИМ ДУА ҚИЛҒАН

Дуа қилиш арқилиқ биз тинч-хатирҗәмликни сақлалаймиз (4—7 абзацларға қараң)

4. Һаятиниң ахирқи күни Әйса қайси вәзийәтләрдә дуа қилған? Салоникилиқларға 1-хәт 5:17дә бизгә қандақ мәслиһәт берилгән?

4 Салоникилиқларға 1-хәт 5:17ни оқуң. Йәрдики һаятиниң ахирқи күни Әйса қайта-қайта дуа қилған. Шагиртлириға униң өлүмини хатириләшни буйриғанда, Әйса нан билән шарапни қолиға елип, Атисиға дуада илтиҗа қилған (Кор. 1-х. 11:23—25). Өтүп кетиш һейтини өткүзүп болғандин кейинму, у шагиртлири билән биллә дуа қилған (Йоһ. 17:1—26). Шу кечиси улар Гетсиманә беғиға барғандиму, Әйса қайта-қайта дуа-тилавәт қилған (Мәт. 26:36—39, 42, 44). Һәтта җан үзүшниң алдида ейтқан ахирқи бирқанчә еғиз сөзи дуа болған (Луқа 23:46). Әйса шу күни йүз бәргән һәммә вәзийәтләрни Йәһваға ейтип дуа қилған.

5. Әйсаниң шагиртлири немә үчүн җасур болалмиған?

5 Әйса Атисиға тайинип, пат-пат Униңдин ярдәм сорап дуа қилған. Шу сәвәптин, у синақларға бәрдашлиқ берәлигән. Лекин шагиртлири һошияр болуп, дуа қилишниң орниға, шу муһим кечиси ухлап қалған. Шуңа улар синақ вақтида җасур болалмиған (Мәт. 26:40, 41, 43, 45, 56). Синақларға дуч кәлгәндә, Әйсадин үлгә елип, садиқ болуп қелиш үчүн қайта-қайта дуа қилишимиз керәк. Немә тоғрисида дуа қилсақ болиду?

6. Етиқадимиз көңүл хатирҗәмлигини сақлашқа қандақ ярдәм бериду?

6 Биз Йәһвадин етиқадимизни күчәйтишни соралаймиз (Луқа 17:5; Йоһ. 14:1). Бизгә мәһкәм етиқат керәк, чүнки Шәйтан Әйсаниң әгәшкүчилирини синап туриду (Луқа 22:31). Қийинчилиқлар кәйни кәйнидин кәлгәндә, етиқадимиз көңүл хатирҗәмлигини сақлашқа қандақ ярдәм бериду? Қийинчилиқни һәл қилиш үчүн қолумиздин кәлгән һәммини қилғандин кейин, етиқат бизни шу қийинчилиқни Йәһваға тапшурушқа дәвәт қилиду. Йәһва һәрқандақ қийинчилиқни йешишниң әң яхши усулини билидиғанлиғи сөзсиз. Шуңа биз һеч әнсиримәй, ой-пикир вә қәлбимиздә хатирҗәм болимиз (Пет. 1-х. 5:6, 7).

7. Роберт бурадәр ейтқан сөзләрдин қандақ савақ алдиңиз?

7 Мәйли қандақ синаққа дуч келәйли, дуа қилсақ, көңүл хатирҗәмлигини йоқатмаймиз. 80 яшлиқ Роберт исимлиқ ақсақал мундақ дәйду: «Филипиликләргә 4:6, 7дики нәсиһәт һаятимдики һәрхил қийинчилиқларни йеңишкә ярдәм бәргән. Пул тәрәптин қисилған, ақсақал болуп хизмәт қилиштинму айрилған чағлирим болған». Роберт бурадәргә көңүл хатирҗәмлигини сақлашқа немә ярдәм бәргән? У мундақ дәйду: «Әнсирәшкә башлиғанда, дәрһал дуа қилимән. Қанчә көп вә чин жүрәктин дуа қилсам, шунчә хатирҗәм болидиғанлиғимға ишәнчим камил».

ӘЙСА ҚИЗҒИНЛИҚ БИЛӘН ВӘЗ ҚИЛҒАН

Вәз қилиш арқилиқ биз тинч-хатирҗәмликни сақлалаймиз (8—10 абзацларға қараң)

8. Йоһан 8:29да йезилғандәк, Әйса немә үчүн көңүл хатирҗәмлигини сақлалиған?

8 Йоһан 8:29ни оқуң. Әйсаниң садақәтмән болуп қелиши Атисиниң жүригини хошал қилидиғанлиғини билиш, униңға синақ вақтидиму көңүл хатирҗәмлигини сақлашқа ярдәм бәргән. Һәтта бәк қийин пәйттиму, у Худаға итаәтчан болуп қалған. Әйса Атисини яхши көргән вә Униңға хизмәт қилишни һаятида әң биринчи орунға қойған. Әйса йәргә келиштин илгири Худаниң йенидики «уста һүнәрвән» болған (Пәнд н. 8:30). Йәргә кәлгәндә, у Атиси тоғрилиқ қизғинлиқ билән башқиларға тәлим бәргән (Мәт. 6:9; Йоһ. 5:17). Бу иш Әйсани бәкму хошал қилған (Йоһ. 4:34—36).

9. Вәз қилғанда немә үчүн өзүмизни хатирҗәм һис қилимиз?

9 «Пәрвәрдигарниң хизмитидә көп ишлисәк» вә Униңға итаәт қилсақ, Әйсадин үлгә алимиз (Кор. 1-х. 15:58). Өзүмизни вәз қилишқа пүтүнләй беғишлисақ, қийинчилиқлиримизға қарита иҗабий көзқарашта болумиз (Әлч. 18:5). Биз вәз хизмитидә учритидиған адәмләрниң қийинчилиқлири бизниңкидинму еғир болуши мүмкин. Бирақ улар Йәһвани тонуп-билгәндә вә нәсиһәтлирини әмәлийәттә қоллинишни башлиғанда, һаяти яхши тәрәпкә өзгирип, өзлирини техиму хошал-хорам һис қилиду. Бундақ өзгиришләрни көргәндә, Йәһваниң бизгә һәқиқәтән ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға көзүмиз йетиду вә бу хатирҗәм болуп қелишимизға ярдәм бериду. Өзини һечнемигә ярамсиз һис қилған вә өмүр бойи роһий чүшкүнлүк билән күрәш қилип кәлгән бир қериндаш буниң растлиғиға көз йәткүзгән. У мундақ дәйду: «Вәз хизмитигә көп чиққанда, һис-туйғулиримни башқуруш оңайирақ болиду вә хошал болуп қалимән. Чүнки вәз қилғанда, Йәһваға алаһидә йеқин болумән».

10. Бренданиң мисалидин немини үгәндиңиз?

10 Бренда исимлиқ қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. Униң өзиму, қизиму еғир бир ағриққа гириптар болған. Бренданиң мағдири йоқ вә у мейиплар һарвусиға бағлинип қалған. Чамиси йәткәндә өйму өй вәз қилиду, лекин адәттә у хәт йезип гувалиқ бериду. У мундақ дәйду: «Йеңи дуния кәлмигичә, саламәтлигимниң яхши болмайдиғанлиғини чүшәнгинимдә, өзүмни вәз хизмитигә толуқ беғишлидим. Вәз қилғанда, мән қийинчилиқлиримни унтуп, ғәм-әндишилирим бир чәттә қалиду. Мән пәқәт адәмләргә ярдәм бериш тоғрилиқ ойлаймән. Уларға үмүт беридиған хәвәрни йәткүзгәнсири, өзүмниңму үмүтүм ялқунлайду».

ӘЙСА ДОСТЛИРИНИҢ ЯРДИМИНИ ҚОБУЛ ҚИЛҒАН

Яхши достлар билән арилишиш арқилиқ биз тинч-хатирҗәмликни сақлалаймиз (11—15 абзацларға қараң)

11—13. a) Әлчиләр вә башқа адәмләр Әйсаниң һәқиқий достлири болғанлиғини қандақ испатлиған? ә) Достлириниң ярдими Әйсаға қандақ тәсир қилған?

11 Әйса йәрдә вәз қилған чағда әлчиләр униң һәқиқий достлири болған. Улар «қериндаштинму артуқ яхши көрүдиған дост болиду» дегән сөзләрниң растлиғини испатлиған (Пәнд н. 18:24). Әйса шундақ достларни бәк қәдирлигән. Әйсаниң өз қериндашлириниң һечқайсиси униңға ишәнмигән (Йоһ. 7:3—5). Бир қетим, һәтта улар Әйса әқлидин езипту дәп ойлиған (Марк 3:21). Әйса достлири тоғрилиқ мундақ дегән: «силәр мениң билән синақлиримда биллә болдуңла» (Луқа 22:28).

12 Бәзидә әлчилири Әйсани үмүтсизләндүрсиму, у уларниң хаталиқлириға әмәс, әксичә уларниң етиқадиға диққәт ағдурған (Мәт. 26:40; Марк 10:13, 14; Йоһ. 6:66—69). Өлүминиң алдидики кечидә Әйса садиқ әлчилиригә: «Силәрни достлирим дәймән, чүнки Атамдин аңлиғанлиримниң һәммисини силәргә аян қилдим»,— дегән (Йоһ. 15:15). Достлириниң Әйсани илһамландурғанлиғи сөзсиз. Улар Әйсаға яр-йөләк болуп, вәз ишида ярдәм бәргән вә уни хошал қилған (Луқа 10:17, 21).

13 Әйсаниң әлчилиридин башқа көп достлири болған. Уларниң арисида униң хизмитини қоллап-қувәтлигән вә башқа тәрәптин ярдәм бәргән әрләр вә аяллар болған. Бәзиләр Әйсани өйигә чақирип, меһман қилған (Луқа 10:38—42; Йоһ. 12:1, 2). Йәнә бәзиләр униңға әгишип жүргән вә қолда барини униң билән бөлүшкән (Луқа 8:3). Әйса өзи яхши дост болғанлиқтин, униң яхши достлири болған. Әйса уларға яхшилиқ қилған вә улардин чамиси йәтмигән ишларни қилишни күтмигән. У мукәммәл болсиму, мукәммәлсиз достлириниң ярдимини қәдирлигән. Наһайити ениқки, достлири Әйсаниң көңүл хатирҗәмлигини сақлишиға ярдәм бәргән.

14, 15. Яхши достларни тутуш үчүн немә қилсақ болиду вә улар бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

14 Һәқиқий достлар Йәһваға садиқ болуп қелишимизға ярдәм бериду. Шундақ яхши достларни тутуш үчүн, өзүмиз яхши дост болушимиз керәк (Мәт. 7:12). Мәсилән, Муқәддәс китап бизни башқиларниң мәнпәити үчүн күчимизни вә вақтимизни айимаслиққа чақириду (Әфәс. 4:28). Җамаитиңиздә сизниң ярдимиңизгә муһтаҗ бирси барму? Бәлким, өйдин сиртқа чиқалмайдиған қериндашқа дукандин керәк нәрсиләрни әкелип берәләмсиз? Ихтисат тәрәптин қийналған аилини тамаққа чақираламсиз? Яки болмиса jw.org® торбетини вә «JW Library®» программисини ишлитишни билмәйдиған қериндашларға ярдәм берип, роһий гөһәрләргә йол ечип берәләмсиз? Башқиларға ярдәм бәргәндә, өзүмизму хошаллиққа еришимиз (Әлч. 20:35).

15 Достлиримиз бешимизға күн чүшкәндә, бизгә яр-йөләк болуп, хатирҗәмликни сақлашқа ярдәм бериду. Аюп дәрдини төккәндә, сәвир-тақәт билән тиңшап олтарған Елихуға охшаш, ич-бағримизни төккәндә, достлиримиз бизни сәвирчанлиқ билән тиңшайду (Аюп 32:4). Әлвәттә, достлар биз үчүн қарар қилмайду. Лекин биз уларниң Язмиларға асасланған нәсиһитигә қулақ селишимиз керәк (Пәнд н. 15:22). Давут падиша кәмтәрлик билән достлириниң ярдимини қобул қилғинидәк, бизму достлиримизниң ярдәм қолини қайтурмайли (Сам. 2-яз. 17:27—29). Һәқиқәтән, шундақ достлар — Йәһвадин кәлгән соға (Яқуп 1:17).

ТИНЧ-ХАТИРҖӘМЛИКНИ САҚЛАҢ

16. Филипиликләргә 4:6, 7гә бенаән, тинч-хатирҗәмликкә қандақ егә болалаймиз? Чүшәндүрүп бериң.

16 Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуң. Йәһва Худа немә үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ тинч-хатирҗәмликкә егә болалаймиз дәп ейтқан? Чүнки Йәһваниң ирадисиниң әмәлгә ешишида Әйса қандақ әһмийәтлик роли барлиғини чүшәнсәк вә униңға ишәнсәк, ой-пикримиздә вә қәлбимиздә тинч-хатирҗәмликни сақлалаймиз. Мәсилән, Әйса биз үчүн җенини пида қилғанлиқтин, бизниң һәммә гуналиримиз кәчүрүлиду (Йоһ. 1-х. 2:12). Буни билиш бизгә тәсәлли бериду, шундақ әмәсму? Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә Әйса Шәйтанниң вә униң қол астидики бу дуния кәлтүргән барлиқ зиян-зәһмәтләрни пүтүнләй йоқ қилиду (Йәшая 65:17; Йоһ. 1-х. 3:8; Вәһ. 21:3, 4). Бу бизгә әҗайип үмүт бериду! Әйсаниң тапшуруғини орунлаш қийин болсиму, у бу заманниң ахириғичә бизни қоллап-қувәтләйду (Мәт. 28:19, 20). Бу һәммимизгә зор илһам-мәдәт бериду! Тәсәлли, үмүт вә мәдәт — көңүл хатирҗәмлигини сақлашқа ярдәм беридиған үч мустәһкәм һул-асас.

17. a) Биз көңүл хатирҗәмлигини қандақ сақлалаймиз? ә) Йоһан 16:33тә йезилғандәк, бизму Әйсаға охшаш немә қилалаймиз?

17 Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, көңүл хатирҗәмлигини қандақ сақлалайсиз? Әйсадин үлгә елиң. Биринчидин, қайта-қайта дуа қилиң. Иккинчидин, Йәһваға итаәт қилиң вә қийин пәйттиму, қизғинлиқ билән вәз қилиң. Үчинчидин, бешиңизға күн чүшкәндә достлириңизниң ярдимини қобул қилиң. Шу чағда Тәңриниң течлиғи ой-пикир вә қәлбиңизни тинч-хатирҗәмликтә сақлайду. Худди Әйсаға охшаш сизму һәрқандақ синаққа бәрдашлиқ берәләйсиз (Йоһан 16:33ни оқуң).

6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси

a Һәммимиз үчүн һәр түрлүк қийинчилиқлар түпәйли, көңүл хатирҗәмлигини сақлаш асан әмәс. Бу мақалидә Әйсаниң көңүл хатирҗәмлигини сақлишиға қандақ үч нәрсә ярдәм бәргәнлигини вә биз еғир синақларға дуч кәлгәндә, униңдин қандақ үлгә алалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.