Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

15-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Территорияңиздики адәмләргә қандақ қарайсиз?

Территорияңиздики адәмләргә қандақ қарайсиз?

«Бешиңларни көтирип етизларға қараңлар: улар орма үчүн пишти» (ЙОҺ. 4:35).

44-НАХША Хошаллиқ билән һосул жиғимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Әйса Йоһан 4:35, 36дики сөзләрни ейтқанда, немә демәкчи болған?

 ӘЙСА Җәлилийәгә кетиватқанда, у әндила өсүп келиватқан буғдай етизи арисида маңған (Йоһ. 4:3—6). Улар тәхминән төрт айдин кейин пишип орма үчүн тәйяр болатти. Шуңа Әйсаниң: «Бешиңларни көтирип етизларға қараңлар: улар орма үчүн пишти»,— дәп ейтқан сөзлири ғәлитә аңланған еди (Йоһан 4:35, 36ни оқуң). У немә демәкчи болған?

2 Бәлким, Әйса буғдай жиғиш тоғрилиқ әмәс, адәмләрни жиғиш тоғрилиқ ейтқан. Авал һазирла немә иш йүз бәргәнлигини көрүп чиқайли. Адәттә, йәһудийлар самарийәликләр билән арилашмисиму, Әйса самарийәлик аялға вәз қилған вә у Әйсаниң сөзлирини тиңшиған. Әйса «улар орма үчүн пишти» дәп ейтиватқанда, бир топ самарийәликләр униңдин көпирәк тәлим елиш үчүн келиватқан еди. Улар Әйса тоғрилиқ шу аялдин аңлиған еди (Йоһ. 4:9, 39—42). Бир алимниң ейтишичә, «адәмләрниң Әйсаниң тәлимини тиңшашқа тәшна болуп, дәрһал униң йениға келиши уларниң пишип ормиға тәйяр болғиниға охшитилған».

Территориямиздики адәмләрни пишип ормиға тәйяр болған буғдайға охшаш дәп қарисақ, немә қилишимиз керәк? (3-абзацқа қараң)

3. Әгәр адәмләргә Әйсадәк қарисиңиз, техиму яхши вәз қилиш үчүн немә қилисиз?

3 Вәз қилидиған территорияңиздики адәмләргә қандақ қарайсиз? Уларни пишип, жиғишқа тәйяр болған буғдай дәп ойламсиз? Әгәр шундақ ойлисиңиз, төвәндики үч нәрсини қилисиз. Биринчидин, сиз вәз иши муһим дәп қарайсиз. Орма жиғиш вақти чәклик, шуңа вақитни бош өткүзмәслик керәк. Иккинчидин, адәмләрниң хуш хәвәрни тиңшаватқанлиғини көрүп, хошал болисиз. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, адәмләр һосул алғанда шатлиққа толған (Йәшая 9:3). Үчинчидин, һәрбир адәмни келәчәктики шагирт дәп қарайсиз, шуниң үчүн уни қизиқтуридиған нәрсиләрни нәзәрдә тутуп, улар билән сөһбәт башлалайсиз.

4. Бу мақалидә әлчи Паулдин немини үгинимиз?

4 Әйсаниң бәзи әгәшкүчилири самарийәликләр һечқачан Әйсаниң шагирти болалмайду дәп ойлиған болуши мүмкин. Лекин Әйса ундақ ойлимай, әксинчә, уларға келәчәктики шагиртлири сүпитидә қариған еди. Шуниңдәк, бизму территориямиздики адәмләргә Мәсиһниң келәчәктики шагиртлири дәп қаришимиз лазим. Мошу тәрәптин әлчи Паул әң яхши үлгә қалдурған. Униңдин немини үгинәләймиз? Бу мақалидә Паул өзи вәз қилған адәмләрниң немигә ишинидиғанлиғи вә немигә қизиқидиғанлиғини қандақ ениқлиғанлиғини, һәмдә уларни Әйсаниң келәчәктики шагиртлири дәп қариғанлиғини көрүп чиқимиз.

УЛАР НЕМИГӘ ИШИНИДУ?

5. Немә үчүн Паул йәһудий ибадәтханисидики тиңшиғучиларни яхши чүшәнгән?

5 Әлчи Паул пат-пат йәһудий ибадәтханида вәз қилған. Мәсилән, Салоникидики ибадәтханида Паул «Муқәддәс Язмилар асасида үч шәнбә улар билән музакирә қилди» (Әлч. 17:1, 2). Бәлким, әлчи Паул ибадәтханида өзини әркин-азадә һис қилған. Сәвәви у йәһудий аилисидә чоң болған (Әлч. 26:4, 5). Паул йәһудийларни яхши чүшәнгәнликтин, уларға ишәнчлик вәз қилалиған (Флп. 3:4, 5).

6. Афинадики базар мәйдан алдидики адәмләр Паул вәз қилған ибадәтханидики адәмләрдин қандақ пәриқләнгән еди?

6 Дүшмәнләрниң зиянкәшлиги сәвәплик Паулға авал Салоникидин вә кейин Бериядин кетишкә тоғра кәлгәчкә, у Афинаға кәлгән еди. Шу йәрдә «у йәһудиларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә Худаға ибадәт қилидиған башқа адәмләр билән... мулаһизә қилди» (Әлч. 17:17). Амма базар мәйданда вәз қилғанда, Паулниң тиңшиғучилири башқичә бир топ кишиләр болған еди. Уларниң арисида пәлсәпичиләр вә Паулниң хәвирини «йеңи тәлимат» дәп қобул қилған ят хәлиқ кишилири болған. Улар Паулға: «Сән бизниң қулиғимиз үчүн ғәлитә сөзләрни ейтиватисән»,— дәп ейтқан (Әлч. 17:18—20).

7. Әлчиләр 17:22, 23кә асасән, Паул хуш хәвәр ейтиш усулини қандақ маслаштурған?

7 Әлчиләр 17:22, 23ни оқуң. Паул Афинадики ят хәлиқ адәмлиригә вә синагогидики йәһудийларға охшаш усулда вәз қилмиған. Бәлким, у өзидин: «Афинадики бу кишиләр немигә ишинидиғанду?»— дәп сориған. У өп-чөрисидики вәзийәтни байқап, адәмләрниң диний урп-адәтлиригә нәзәр салған. Кейин у уларниң ибадити билән Язмиларниң арисидики бирәр ортақ нәрсини издигән. Бир алимниң ейтишичә, «Паул йәһудий хәлқидин чиққан мәсиһий болғачқа, ялған тәңриләргә ибадәт қилған грекларниң йәһудийлар вә Мәсиһ әгәшкүчилиридәк һәқиқий Худаға ибадәт қилмайдиғанлиғини чүшәнгән. Амма у өзи ейтип жүргән Худаниң әсли улар үчүн натонуш әмәслигини ейтқан». Шуңа, Паул хуш хәвәр ейтиш усулини маслаштурушқа тәйяр болған. Паул афиналиқларға у ейтип жүргән хәвәр өзлири ибадәт қилишқа тиришқан «намәлум Худадин» кәлгәнлигини ейтқан. Ялған илаһларға ибадәт қилған кишиләр Язмиларни билмисиму, Паул улар һечқачан Мәсиһниң әгәшкүчилири болмайду дәп ойлимиған. Әксинчә, у уларни орма үчүн пишип тәйяр болған буғдайдәк дәп қарап, хуш хәвәр ейтиш усулини шуниңға маслаштурған.

Әлчи Паулдин үлгә елип, диққәтчан болуң, сөһбәт башлаш усулиңизни вәзийәткә маслаштуруң вә адәмләргә Әйсаниң келәчәктики шагиртлири сүпитидә қараң (8, 12, 18-абзацларға қараң) c

8. а) Территорияңиздики адәмләрниң немигә ишинидиғанлиғини қандақ билишкә болиду? ә) Әгәр бирси өз диним бар десә немә десиңиз болиду?

8 Паулдин үлгә елип, диққәтчан болуң. Территорияңиздики адәмләрниң немигә ишинидиғанлиғини көрситидиған нәрсиләргә зәң қоюң. Өй егиси өйини қандақ безигәнлигигә вә машинисиға есивалған нәрсиләргә немә үчүн диққәт қилишимиз муһим? Униң исмиға, кийгән кийимигә, ташқи көрүнүшигә вә униң сөзлиригә қарап, у қандақ динда екәнлигини билишкә боламду? Еһтимал, қандақ динда екәнлигини адәмниң өзи ейтип қалар. Флютура исимлиқ мәхсус пионер бу тоғрилиқ мундақ дегән: «Мән сизни өзүм ишинидиған нәрсиләргә ишәндүрүш үчүн кәлмидим, лекин мону мавзу тоғрилиқ сөзлишип бақай дегән едим».

9. Өз дини бар адәм билән қандақ мавзуда сөзлишәләйсиз?

9 Өз дини бар адәм билән қандақ мавзуда сөзләшсиңиз болиду? Ортақ мавзу тепишқа тиришиң. Бәлким, у бир Худаға ибадәт қилидиғанду, яки болмиса Әйсаниң пәйғәмбәр екәнлигигә яки ахир заманда яшаватқанлиғимизға ишинидиғанду. Шундақ ортақ мавзуни таллап, Муқәддәс китаптики хәвәрни униңға қизиқарлиқ қилип ейтип бериң.

10. Биз немә қилишқа тиришишимиз керәк вә немә үчүн?

10 Адәм өз дини үгәткән нәрсиләрниң һәммисигә ишәнмәслиги мүмкинлигини есиңиздә тутуң. Шуңа адәмниң қандақ динда екәнлигини биливалғандин кейинму, униң өзиниң шәхсән немигә ишинидиғанлиғини билишкә тиришиң. Австралиядә яшайдиған мәхсус пионер Дейвид мундақ дәйду: «Көплири диний көзқаришини пәлсәпә билән арилаштурувәткән». Албаниядики Дональта исимлиқ қериндаш: «Биз учритидиған бәзи адәмләр динға мәнсүп екәнлигини ейтсиму, кейинирәк Худаға ишәнмәйдиғанлиғини етирап қилиду»,— дәп ейтқан. Аргентинада миссионер болуп хизмәт қилидиған бир бурадәрниң ейтишичә, Үчбирликкә ишинимиз дегән адәмләрниң бәзилири әмәлийәттә, Ата, Оғул вә муқәддәс роһ бир Худа екәнлигигә ишәнмәйду. Шу сәвәптин, адәмләр шәхсән өзи немигә ишинидиғанлиғини биливелишкә тиришиң. Шу чағда сизму Паулға охшаш, «һәрқандақ адәмләргә һәммә нәрсә» болалайсиз (Кор. 1-х. 9:19—23).

УЛАР НЕМИГӘ ҚИЗИҚИДУ?

11. Әлчиләр 14:14—17гә асасән, Паул Листрада яшайдиғанларға хуш хәвәрни қандақ қизиқарлиқ қилип йәткүзгән?

11 Әлчиләр 14:14—17ни оқуң. Паул тиңшиғучилириниң немигә қизиқидиғанлиғини чүшинип, сөзлирини шуниңға маслаштурған. Мәсилән, Паулни тиңшиған Листрадики адәмләр Муқәддәс Язмилар тоғрилиқ бәк аз биләтти яки тамамән билмәтти. Шуңа, Паул улар чүшинидиған усулда сөзлигән. У үнүмлүк һосул вә һаяттин қанаәт тепиш тоғрилиқ гәп қилған. Паул тиңшиғучилириға чүшинишлик сөзләр билән мисалларни ейтқан.

12. Адәмләрниң немигә қизиқидиғанлиғини қандақ биләләйсиз вә сөһбәт башлаш усулиңизни қандақ өзгәртәләйсиз?

12 Сиз вәз қилидиған адәмләр немигә қизиқидиғанлиғини билиш үчүн зерәк болуң вә сөһбәт башлаш усулиңизни әһвалға қарап өзгәртиң. Адәмниң өзигә яки униң өйигә қарап, немигә қизиқидиғанлиғини қандақ билишкә болиду? Буниң үчүн диққәтчан болуң. Бәлким, адәм беғида ишләватиду, китап оқуватиду, машинисини ясаватиду яки қандақту бир башқа ишни қиливатқанду. Шу адәм қиливатқан иш тоғрилиқ гәп қилип, сөһбәтни башлисақ болиду (Йоһ. 4:7). Адәмниң кийимидин униң миллитини, ишини яки яхши көридиған спорт командисини биливелишкә болиду. Густаво мундақ дәйду: «Мән 19 яшлиқ бир жигит билән сөзлишишкә башлидим. Униң кийимидә мәшһур бир нахшичиниң сүрити болған. Мән униңдин шу тоғрилиқ сориғанда, у маңа шу нахшичини немә үчүн яхши көридиғанлиғини ейтип бәрди. Бу сөһбәттин кейин шу жигит Муқәддәс китапни үгинишни башлиди вә һазир у Йәһва гувачиси».

13. Қандақ қилип Муқәддәс китап үгинишниң пайдисини көрситәләйсиз?

13 Бирсини Муқәддәс китап үгинишигә дәвәт қилсиңиз, униң шуниңға җәлип қилиң. Үгинишниң униң үчүн қандақ пайдиси барлиғини ейтиң (Йоһ. 4:13—15). Мәсилән, Поппи исимлиқ қериндишимиз бир аялға вәз қилғанда, у аял қизиқиш көрситип, өйигә тәклип қилған еди. Поппи шу аялниң тәлим-тәрбийә бериш саһасида тәтқиқ елип баридиған мутәхәссис екәнлигини көрситидиған гуванамини көргән. Шу чағда у шу аялға бизниңму Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш программиси вә җамаәт учришишлиримиз арқилиқ адәмләргә билим беридиғанлиғимизни ейтқан. Шу аял Муқәддәс китапни үгинишни башлап, әтиси учришишқа вә кейинирәк наһийилик конгрессқа кәлгән еди. Бир жилдин кейин у чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән. Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: Мән қайта баридиған адәмләр немигә қизиқиду? Муқәддәс китап үгинишни қизиқарлиқ қилип көрситимәнму?

14. Һәрбир үгиниш дәрисигә қандақ тәйярлиқ қилсиңиз болиду?

14 Муқәддәс китап үгиниш дәрисини башлиғандин кейин, һәр қетим дәрискә яхши тәйярлиқ қилиң. Үгәнгүчиниң келип чиқиши, униң немигә қизиқидиғанлиғи тоғрилиқ пухта ойлиниң. Тәйярлиқ қилғанда, Муқәддәс китап һәқиқәтлирини чүшәндүрүш үчүн қайси айәтни оқуш, қайси видеони көрситиш вә қандақ мисални кәлтүрүшкә болидиғанлиғини ойлап беқиң. Өз-өзүңиздин: «Үгәнгүчиниң қәлбигә болупму немә бәкирәк тәсир қилиши мүмкин?»— дәп сораң (Пәнд н. 16:23). Албаниядики Флора исимлиқ пионер билән Муқәддәс китапни үгиниватқан бир аял: «Маңа тирилиш тоғрилиқ тәлимгә ишиниш интайин қийин болған»,— дәп ейтқан. Лекин Флора уни бу тәлимни дәрһал қобул қилишқа мәҗбурлимиди. Флора мундақ дәйду: «Авал у тирилдүрүшни вәдә қилған Худани йеқинирақ тонуши зөрүр дәп ойлидим». Шуңа Флора һәрбир үгиниш дәрисидә Йәһва Худаниң меһир-муһәббити, даналиғи вә күч-қудритини көпирәк тәкитлигән. Кейинирәк шу аял тирилишкә ишинидиған болди. Һазир у аял қизғинлиқ билән Йәһва Худаға хизмәт қиливатиду.

УЛАРҒА КЕЛӘЧӘКТИКИ ШАГИРТЛАР СҮПИТИДӘ ҚАРАҢ

15. Әлчиләр 17:16—18гә асасән, Афинадики қандақ әһвал Паулни беарам қилған, лекин у афиналиқларға немә үчүн вәз қилишни тохтатмиған?

15 Әлчиләр 17:16—18ни оқуң. Афина шәһири бутпәрәсликкә, әхлақсизлиққа вә пәлсәпигә толған болсиму, Паул афиналиқлардин үмүт үзмигән. Улар Паулни һақарәтлисиму, у уларға хуш хәвәрни ейтишни тохтатмиған. Һәтта Паул өтмүштә «Худаға күпүрлүк қилғучи, тәқиплигүчи [зиянкәшлик қилғучи] һәм һакавур» болсиму, у кейинирәк өзгирип, Әйсаниң шагирти болған (Тим. 1-х. 1:13). Әйса Паулниң өз шагирти болалайдиғанлиғиға ишәнгинидәк, Паулму афиналиқларниң келәчәктә Әйсаниң шагирти болалайдиғанлиғиға ишәнгән. Униң бу ишәнчи йәрдә қалмиған (Әлч. 9:13—15; 17:34).

16, 17. Келип чиқиши һәр түрлүк адәмләр Әйсаниң шагирти болаламду? Мисал кәлтүрүң.

16 Биринчи әсирдә келип чиқиши һәр түрлүк адәмләр Әйсаниң шагирти болған. Грекияниң Коринт шәһиридә туридиған мәсиһийләргә язған хетидә Паул җамаәттики бәзиләрниң бурун җинайәтчи болғанлиғини вә учиға чиққан әхлақсиз һаят кәчүргәнлигини ейтқан. Кейин у: «Бәзилириңлар шундақ болғандиңлар. Лекин Яратқучимизниң роһи билән силәр жуюлдуңлар»,— дәп қошуп қойған (Кор. 1-х. 6:9—11). Сиз шундақ адәмләр Әйсаниң шагирти болалайдиғанлиғиға ишинәмсиз?

17 Бүгүн адәмләрниң көпинчиси Әйсаниң шагирти болуш үчүн өзгиришләрни қиливатиду. Мәсилән, Австралиядә мәхсус пионер болуп хизмәт қиливатқан Юкина Муқәддәс китаптики хуш хәвәрни һәр түрлүк адәмләр қобул қилалайдиғанлиғини байқиған. Бир қетим у йәр-мүлүк идарисидә бәдинигә сүрәт чекилгән вә өзидин йоған кийим кийивалған бир яш қизни көргән. Юкина мундақ дәйду: «Авал мән немә қилишни билмәй қалдим, лекин кейин сөзни башлидим. Шу қиз Муқәддәс китапқа шундақ қизиқтики, тенигә Зәбурдин елинған бәзи айәтләр чекилгән екән». Шу қиз Муқәддәс китап үгинишигә мақул болуп, учришишларға келишкә башлиди b.

18. Адәмләргә немә үчүн алдин-ала һөкүм чиқармаслиғимиз керәк?

18 Әйса униң кәйнидин нурғун адәмләрниң маңиду дәп ойлиғачқа, уларни орма үчүн пишип тәйяр болған буғдай дәп қариғанму? Әлвәттә, яқ. Язмиларда униңға аз сандики адәм ишинидиғанлиғи алдин-ала ейтилған еди (Йоһ. 12:37, 38). Әйса адәмләрниң жүригидә немә барлиғини билгән (Мәт. 9:4). Шундақ болсиму, у униңға ишинидиған аз сандики адәмләргә көңүл бөлүп, һәрбир адәмгә қизғинлиқ билән вәз қилған. Биз адәмләрниң жүригини көрәлмигәчкә, қандақту бир районда яки қандақту бир адәм хуш хәвәрни қобул қилмайду дәп хуласә чиқармаслиғимиз керәк. Әксинчә, уларға келәчәктики Әйсаниң шагирти сүпитидә қаришимиз лазим. Буркино-Фасо дегән дөләттә миссионер болуп хизмәт қилидиған Марк мундақ дәйду: «Роһий җәһәттин алға басмайду дәп ойлиған адәмләр адәттә роһий җәһәттин дәрһал өсиду, әксинчә роһий җәһәттин өсиду дәп ойлиғанлар болса, үгинишни тохтитиду. Шу сәвәптин, Йәһва Худаға тайиниш қанчилик муһим екәнлигини чүшәндим».

19. Территориямиздики адәмләргә қандақ қаришимиз керәк?

19 Территориямиздә пишип тәйяр болған буғдайға охшайдиған адәмләр көп әмәстәк көрүнүши мүмкин. Амма Әйсаниң шагиртлириға ейтқан сөзлирини әстә тутуң. Буғдай пишти вә һосул жиғиш үчүн тәйяр. Адәмләр өзгирип, Әйсаниң шагирти болалайду. Йәһваниң көзқариши бойичә шундақ адәмләр «әтивар нәрсиләрдәк» (Һагай 2:7, КТ). Адәмләргә Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ қариғандәк қарисақ, уларниң келип чиқишини вә қизиқишлирини чүшинишкә тиришимиз. Шундақ қилсақ, биз уларни келәчәктики етиқатдишимиз дәп қарайдиған болимиз.

142-НАХША Һәрхил инсанларға вәз қилимиз

a Территориямиздә яшайдиған адәмләргә болған көзқаришимиз уларға қандақ вәз қилишимизға вә тәлим беришимизгә тәсир қиламду? Әйса вә әлчи Паул тиңшиғучилириға қандақ көзқарашта болғанлиғиға диққәт қилайли. Шундақла, улардин үлгә елип, тиңшиғучилиримизниң немигә ишинидиғанлиғи вә немигә қизиқидиғанлиғини қандақ ениқлашқа болидиғанлиғини вә қандақларчә уларни келәчәктики шагирт дәп қаралайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.

b «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» дегән бир қатар мақалиләрдә көпирәк мисалларни тапалайсиз. Бу мақалиләр 2017-жилғичә «Күзитиш мунарида» (рус) нәшир қилинған. Һазир болса jw.org® торбетидә чиқиду (БИЗ ҺӘҚҚИДӘ > СӨҺБӘТЛӘР ВӘ ВАҚИӘЛӘР дегән топламға қараң.).

c СҮРӘТТӘ: Әр-аял өйму өй вәз қилип, 1) бәк пакиз вә рәтлик, гүлләр билән безәлләнгән өйгә, 2) кичик балилири бар яш аилиниң өйигә, 3) ичиму, тешиму паскина өйгә вә 4) динға ишинидиған адәмләрниң өйигә сәп селиватиду. Һәрбир өйгә киргәндә сөһбәт башлаш үчүн тәвсийәңизни қандақ маслаштуралайсиз?