Ата-анилар, балилириңларға «қутқузуш үчүн дана болушқа» ярдәм бериңлар
«Бовақ чеғиңдин Муқәддәс Язмилар билән тонуш болғиниң, сени Мәсиһ Әйсадики етиқат арқилиқ қутқузуш үчүн дана қилалайду» (ТИМОТИЙҒА 2-ХӘТ 3:15).
НАХШИЛАР: 1, 41
1, 2. Балилири Йәһваға беғишлинип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халиса, бәзи ата-анилар немә сәвәптин әнсириши мүмкин?
ҺӘР ЖИЛИ Муқәддәс китапни тәтқиқ қилидиған миңлиған адәм Йәһва Худаға беғишлинип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтиду. Уларниң арисида һәқиқәттә чоң болған яшларму бар. Улар әң яхши һаят йолини таллиған (Зәбур 1:1—3). Мәсиһий ата-ана болсиңиз, оғлиңизниң яки қизиңизниң чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшини тақәтсизлик билән күтидиғансиз (Йоһанниң 3-хети 4 селиштуруң).
2 Шундақ болсиму, балиңиз үчүн әнсиришиңиз мүмкин. Еһтимал, чөмдүрүлгән бәзи яшларниң вақит өтүп, Худаниң тәләплиригә мас яшашниң улар үчүн пайдилиқ екәнлигигә гуман қилишқа башлиғанлиғини көргәнсиз. Бәзилири һәтта һәқиқәтни ташлап кетип қалғанду. Шуңа сизниңму балиңиз Йәһваға хизмәт қилишни башлап, кейин һәқиқәткә болған меһир-муһәббитини йоқитивелишидин қорқидиғансиз. У биринчи әсирдики әфәслик мәсиһийләрдәк болуп кетиши мүмкин. Әйса улар «дәсләптә Вәһий 2:4). Балиңизға меһир-муһәббитини мәһкәм сақлап, роһий җәһәттин «өсүп, ниҗатқа еришишигә» ярдәм берәләйсиз? (Петрусниң 1-хети 2:2). Биз Тимотийниң үлгисидин савақ алсақ болиду.
болған меһир-муһәббитини» йоқитивалди дәп ейтқан («МУҚӘДДӘС ЯЗМИЛАР БИЛӘН ТОНУШУШ»
3. а) Тимотий қандақ қилип мәсиһий болди вә у алған билими билән немә қилди? ә) Паул Тимотийға үгинишниң қандақ үч тәрипини көрсәтти?
3 Әлчи Паул Листра шәһиригә биринчи қетим б.м. 47-жили барған. Бәлким, шу чағда, өсмүр болған Тимотий Әйсаниң тәлимлирини үгәнгән. У биливалғанлирини әмәлийәттә қоллинип, икки жилдин кейин Паул билән биллә сәпәргә чиқишқа башлиди. Тәхминән 16 жил кейин Паул Тимотийға мундақ язған: «Сән кимдин тәлим алғиниңни билип, үгәнгиниңдә һәм көз йәткүзгиниңдә турғин вә бовақ чеғиңдин Муқәддәс Язмилар [Ибраний язмилар] билән тонуш болғиниң, сени Мәсиһ Әйсадики етиқат арқилиқ қутқузуш үчүн дана қилалайду» (Тимотийға 2-хәт 3:14, 15). Байқисиңиз, Паул Тимотийниң 1) Муқәддәс Язмилар билән тонуш болғинини, 2) үгәнгинигә көз йәткүзгинини, вә 3) Мәсиһ Әйсадики етиқат арқилиқ қутқузуш үчүн дана болалайдиғанлиғини ейтқан.
4. Кичик балилириңизға ярдәм бериш үчүн қандақ қураллардин пайдилинисиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң).
4 Мәсиһий ата-ана сүпитидә сиз балиңизниң бүгүнки күндә Ибраний язмилар вә Мәсиһий грек язмилиридин ибарәт Муқәддәс Язмиларни билишини халайдиғанлиғиңиз сөзсиз. Һәтта бәк кичик балиларму Муқәддәс китаптики адәмләр билән вақиәләр һәққидә үгинәләйду. Йәһваниң тәшкилати ата-аниларниң балилириға ярдәм берәлиши үчүн көплигән китаплар, китапчилар вә видеоларни нәшир қилди. Буларниң қайсиси сизниң тилиңизда бар? Балиңиз Йәһва билән йеқин мунасивәтни риваҗландуруши үчүн Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғини билиши керәк.
«КӨЗ ЙӘТКҮЗҮШ»
5. а) Тимотийниң немигә «көзи йәтти»? ә) Тимотийниң Әйса һәққидики хуш хәвәргә ишәнгәнлигини нәдин билимиз?
5 Балиңизға Муқәддәс китаптики адәмләр билән вақиәләр һәққидә билим беришла йетәрлик әмәс. Есиңизда болса, Тимотий үгәнгәнлиригә «көз йәткүзгән», йәни уларниң һәқиқәт екәнлигигә ишәнчи камил болған. У Ибраний язмиларни «бовақ чеғидин», йәни кичигидин, билип өскән. Кейинирәк у Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә көз йәткүзди. Тимотийниң етиқади күчлүк болғанлиғи шуки, у чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүп, Паул билән миссионерлиқ хизмәт атқурди.
6. Балилириңизниң Муқәддәс китапқа болған етиқадини риваҗландурушиға қандақ ярдәм берәләйсиз?
6 Сизниңму балилириңиз билгәнлиригә Тимотийға охшаш «көз йәткүзүши» үчүн, уларға етиқадини мустәһкәмләшкә қандақ ярдәм берәләйсиз? Әң авал, сәвирчан болуң. Мәһкәм етиқатни риваҗландуруш вақитни тәләп қилиду. Сиз бирәр нәрсигә ишәнсиңиз, бу балилириңизниңму чоқум шуниңға ишинидиғанлиғини билдүрмәйду. Муқәддәс китапқа болған ишәнчини ашуруш үчүн һәрбир бала өзиниң «әқлини ишлитиши» лазим (Римлиқларға оқуң). Ата-ана сүпитидә сиз балилириңизға, болупму улар соал қойғанда, ишәнчини риваҗландурушқа зор ярдәм берәләйсиз. Һазир, бир атиниң мисалидин қандақ савақ алалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли. 12:1ни
7, 8. а) Бир бурадәр қизиға тәлим бәргәндә қандақларчә сәвирлик көрситиду? ә) Сизгә қачан балиңизға сәвирчанлиқ көрситиш керәк?
7 Томас 11 яшлиқ қизиниң униңға бәзидә төвәндикидәк соалларни қойидиғанлиғини ейтти: «Йәһва йәрдә һаятлиқни пәйда қилиш үчүн тәдриҗий тәрәққиятни ишлитиши мүмкинму?» яки «Немишкә биз йәр йүзидики әһвални яхшилитиш үчүн сайламға охшаш җәмийәтлик ишларға қатнашмаймиз?» Мундақ чағда Томас асан йолни издәп, қизиға немигә ишиниш керәклигини удул ейтипла қоюштин қачиду. Чүнки у адәмниң қандақту бир нәрсиниң растлиғиға көз йәткүзүш үчүн бир чоң һәқиқәтни әмәс, көплигән кичик испатларни көрүши керәклигини чүшиниду.
8 Шундақла, Томас тәлим бәргәндә сәвирчан болуш керәклигиниму билиду. Әмәлийәттә, Худа хизмәтчилириниң һәммиси сәвирчан болуши лазим (Колосилиқларға 3:12). Томас қизиға етиқадини риваҗландурушқа ярдәм бериш үчүн, бираз вақит кетидиғанлиғини вә униң билән көп параңлишиш керәклигини чүшиниду. У қизи билән Муқәддәс китапта йезилғанлар һәққидә мулаһизә қилиш һаҗәтлигини билиду. У мундақ дәйду: «Муһим мавзуларға кәлгәндә, аялим иккимиз қизимизниң буниңға һәқиқәтән ишинидиғанлиғиға вә яхши чүшәнгәнлигигә көз йәткүзүшни халаймиз. Қизимизниң соаллири болса, хошал болимиз. Әгәр соал қоймастин, бир нәрсә билән келишсә, мән әнсирәттим».
9. Балилириңизға Худа Сөзигә ишәнчни риваҗландурушқа қандақ ярдәм берәләйсиз?
9 Ата-анилири сәвирчанлиқ билән тәлим бәргәндә, вақит өтүп балилири һәқиқәтниң «кәңлик, узунлуқ, егизлик һәм чоңқурлуғини» чүшинишкә башлайду (Әфәсликләргә 3:18). Тәлим бәргән чағда балиларниң йеши билән ойлаш қабилийитини нәзәрдә тутушимиз керәк. Үгинип билгәнлиригә ишәнчи мустәһкәмләнгәндә, улар башқиларниң, мәсилән синипдашлириниң, алдида көзқаришини асан чүшәндүрәләйду (Петрусниң 1-хети 3:15). Мәсилән, балилириңиз адәм өлгәндин кейин униң билән немә болидиғанлиғини Муқәддәс китапниң асасида чүшәндүрүп берәләмду? Униңда йезилғанларни өзлири яхши чүшинәмду? * (Изаһәткә қараң.) Балилириңизға Худа Сөзигә ишәнчни риваҗландурушқа ярдәм бериш үчүн сәвирчанлиқ керәклигини унтумаң. Лекин сиз буниңға һеч өкүнмәйсиз (Қанун шәрһи 6:6, 7).
10. Тәлим беришниң йәнә қандақ муһим бир тәрипи бар?
10 Әлвәттә, балилириңизға етиқатни риваҗландурушқа ярдәм бериш үчүн, өзүңизниңму үлгиңиз наһайити муһим. Үч қизниң аниси Стефани мундақ дәйду: «Қизлирим кичик болғанда һәрдайим ойлиғиним: “Балилиримға Йәһваниң бар екәнлигигә, бизни яхши көридиғанлиғиға вә Униң йоллири әң
яхши екәнлигигә өзүмниң немишкә ишинидиғанлиғимни ейтимәнму? Мениң Йәһвани һәқиқәтән сөйидиғанлиғимни улар ениқ көрәләмду?” Өзүм ишәнмисәм, балилирим қандақларчә ишиниду?».«ҚУТҚУЗУШ ҮЧҮН ДАНА БОЛУШ»
11, 12. Даналиқ дегинимиз немә вә у адәмниң йешиға бағлиқ әмәслигини нәдин билимиз?
11 Биз Тимотийниң 1) Язмиларни билгәнлигини вә 2) үгәнгәнлиригә мәһкәм ишәнгәнлигини биливалдуқ. Ундақта, Муқәддәс Язмилардики даналиқ Тимотийни қутқузушқа ериштүридиғанлиғини ейтқанда, Паул немә демәкчи болған?
12 «Язмиларни чүшиниш» китавиниң 2-томида йезилғандәк, Муқәддәс китаптики даналиқ сөзиниң мәнасиға «билимимиз вә чүшиниш қабилийитимизни қийинчилиқларни һәл қилиш, хәвпниң алдини елип, униңдин нери турушқа вә бәлгүлүк мәхсәтләргә қол йәткүзүш үчүн қоллиниш кириду. У ахмақлиққа қариму-қарши хисләт». Муқәддәс китапта: «Наданлиқ сәби балиларниң қәлбигә бағлағлиқтур»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 22:15). Даналиқ ахмақлиққа зит хисләт болғанлиқтин, у йетилишниң бир бәлгүси. Роһий җәһәттин йетилгән адәм — Йәһвадин қорқидиған вә униңға қулақ салидиған адәм. Йетилиш адәмниң йешиғила бағлиқ әмәс (Зәбур 111:10ни оқуң).
13. Қутқузулушқа йәткүзидиған даналиққа егә екәнлигини яшлар қандақ көрситәләйду?
13 Қандақту бир дәриҗидә роһий йетилгән яшлар «һәрқандақ тәлиматниң шамили билән сәнтүрүлүп» жүрмәйду. Улар өз һәвәслиригә яки башқа яшларниң тәсиригә берилмәйду (Әфәсликләргә 4:14). Әксичә, «уқумини» «яхши билән яманни пәриқләндүрүшкә» үгитиду (Ибранийларға 5:14). Шуңа улар ата-аниси яки башқа чоң кишиләр көрмигән чағдиму дана қарарларни қилиду (Филипиликләргә 2:12). Мундақ даналиқ қутқузулуш үчүн һаҗәт (Пәнд-нәсиһәтләр 24:14ни оқуң). Балилириңизниң даналиққа егә болушиға қандақ ярдәм берәләйсиз? Сөзүңиз биләнму, ишиңиз биләнму Муқәддәс китаптики өлчәмләргә риайә қилидиғанлиғиңизни көрситиң. Худа Сөзидики принципларға мас яшашқа тиришқанлиғиңиз балилириңизға ениқ көрүнүши керәк (Римлиқларға 2:21—23).
14, 15. а) Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмәкчи болған яшлар немә һәққидә ойлиниши керәк? ә) Балиңизға Худа қанунлири әкелидиған бәрикәтләр һәққидә мулаһизә қилишқа қандақ ярдәм берәләйсиз?
14 Амма балилириңизға етиқатни риваҗландурушқа ярдәм бериш үчүн, уларға неминиң тоғра, неминиң натоғра екәнлигини ейтипла қоюш йетәрлик әмәс. Улар билән мону һәққидә мулаһизә қилиң: «Немишкә Муқәддәс китап йеқимлиқ болуп көрүнидиған нәрсиләрни мәнъий қилиду? Муқәддәс китаптики тәләпләр мениң үчүн дайим пайдилиқ екәнлигигә немишкә ишәнчим камил болуши керәк?» (Йәшая 48:17, 18).
15 Балиңиз чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халиса, бу қәдәмниң қанчилик мәсъулийәтлик екәнлиги һәққидә ойлашқа дәвәт қилиң. У бу җавапкарлиққа қандақ қарайду? Бу қәдәм қандақ бәрикәтләрни әкелиду? Қандақ қийинчилиқлар пәйда болуши мүмкин? Немишкә бәрикәтлири қийинчилиқлардин көпирәк болиду дәп ейталаймиз? Марк 10:29, 30). Бу мәсилиләр тоғрисида чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүштин авал ойлиниш бәк муһим. Балиңизға итаәтчанлиқ әкелидиған бәрикәтләр билән итаәтсизликниң ақивети тоғрилиқ мулаһизә қилишқа ярдәм бериң. Шу чағда униң Муқәддәс китапниң тәләплиригә мас яшашниң һәрқачан пайдилиқ екәнлигигә көз йәткүзәләйду (Қанун шәрһи 30:19, 20).
(ЧӨМДҮРҮЛҮШТИН КЕЙИН ПӘЙДА БОЛҒАН ГУМАНЛАР
16. Чөмдүрүлүштин өткән балисиниң етиқади аҗизлашқа башлиған ата-анилар немә қилиши керәк?
16 Балиңиз чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүп, һәқиқәткә гуманлинишқа башлиса, немә қилалайсиз? Бәлким, оғлуңиз яки қизиңиз бу дуниядики нәрсиләргә қизиқидиғанду. Йә болмиса, Муқәддәс китаптики принципларға мас һәрикәт қилишниң әң тоғра һаят йоли екәнлигигә гумани пәйда болғанду (Зәбур 73:1—3, 12, 13). Мундақ чағда сизниң қандақ һәрикәт қилғанлиғиңиз балиңизниң давамлиқ Йәһваға хизмәт қилидиған-қилмайдиғанлиғиға тәсир қилиши мүмкин. Балиңиз кичик йә өсмүр болсун, бу мәсилигә тегишлик талашмаслиққа тиришиң. Әксичә, уни қаттиқ яхши көридиғанлиғиңизни вә ярдәм беридиғанлиғиңизни билдүрүң.
17, 18. Яш мәсиһийниң гумани болса, ата-аниси униңға қандақ ярдәм берәләйду?
17 Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән Марк 12:30ни оқуң). Йәһва Худа беғишлинишни наһайити җиддий вәдә дәп һесаплайду, бизму униңға шундақ көзқарашта болушимиз керәк (Вәз 5:4, 5). Буни балиңизниң есиға селиң. Лекин авал Йәһваниң тәшкилати ата-анилар үчүн нәшир қилған әдәбиятларни оқуп, тәтқиқ қилиң. Кейин меһрибанлиқ билән вә қолайлиқ вақитни таллап, балиңизға Йәһваға беғишлинип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши билән, у бәк муһим қәдәм қилидиғанлиғини, амма сан-санақсиз бәрикәтләргә еришидиғанлиғини ейтиң.
яшлар өзини Йәһваға беғишлиди. Йәһваға беғишланғанда, уни һәммидин әла яхши көрүшкә вә униңға хизмәт қилишни һәммидин артуқ көрүшкә вәдә бәрди (18 Мәсилән, «Яшларниң соаллири. Әмәлий мәслиһәтләр» китавиниң 1-томиниң (рус) ахирқи бәтлиридики «Ата-аниларниң соаллири» қошумчисидин яхши мәслиһәтләрни тапалайсиз. Униңда ата-анилар өсмүр балилири һәқиқәттин ваз кәчти дегән хуласигә келишкә алдиримай, әксичә мәсилиниң маһийитини чүшинишкә тиришиши керәклиги йезилған. Бәлким, бала тәңдашлириниң бесимиға дуч келип яки ялғузлуқ сезими билән күришиватқанду. Йә болмиса, башқа яшларға қарап, уларға охшаш Йәһваға көп хизмәт қилмаслиқ һәққидә ойлинип жүргәнду. Мәзкүр кошумчидә йезилғандәк, балиниң шундақ қийинчилиқлири болса, у чоқум көзқаришиңизға қарши екәнлигини билдүрмәйду. Адәттә мундақ қийинчилиқларға дуч кәлгәнлиги башқа бир вәзийәтниң ақивети болуши мүмкин. Шундақла бу қошумчидә ата-аниниң һәқиқәткә гуманлиниватқан балисиға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғиға тегишлик мәслиһәтләр бар.
19. Ата-анилар балилириға «қутқузуш үчүн дана болушқа» қандақ ярдәм берәләйду?
19 Ата-ана сүпитидә, сиз балилириңизни «Йәһва буйриғандәк тәрбийилишиңиз һәм нәсиһәт беришиңиз» һаҗәт. Бу — чоң мәсъулийәт һәм имтияз (Әфәсликләргә 6:4). Билгинимиздәк, ата-ана балилириға Муқәддәс китапта йезилғанларни үгитиши вә билгәнлириниң раст екәнлигигә көз йәткүзүшкә ярдәм бериши керәк. Етиқади мустәһкәм болғанда, улар өзлирини Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә интилиду. Ундақта, Йәһваниң Сөзи билән роһи вә әмгигиңиз түпәйлидин балилириңиз «қутқузуш үчүн дана болсун»!
^ 9-абзац «Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?» китавиға арналған тәтқиқ қилиш қураллири яшларғиму, чоңларғиму Муқәддәс китап һәқиқәтлирини һәм өзи яхши чүшинип, һәм башқиларға чүшәндүрүшкә ярдәм бериду. Сиз уларни jw.org торбетидин көплигән тилларда тапалайсиз. БИБЛЕЙСКИЕ УЧЕНИЯ > ПОСОБИЯ ДЛЯ ИЗУЧЕНИЯ БИБЛИИ дегән йәргә қараң.