Оқурмәнләрниң соаллири
Мәсиһий әр-аял һамилдарлиқтин сақлиниш үчүн туғут чәкләш үзүгини (ТЧҮ) қолланса боламду?
Бу мәсилидә Худаниң һәрбир хизмәтчиси өз вижданини пак сақлашқа йол беридиған қарар қилиши керәк. Мундақ қилиш үчүн, улар ТЧҮниң («спираль» дәпму атилиду) қандақ ишләйдиғанлиғи вә Муқәддәс китапниң қандақ принциплирини қоллинидиғанлиғи һәққидә пухта ойлиниши керәк.
Йәһва Худа Адәм ата билән Һава аниға вә кейинирәк Нуһ пәйғәмбәр билән униң аилисигә: «Әвлат көрүп көпийиңлар»,— дәп буйриған (Яритилиш 1:28; 9:1). Амма Муқәддәс китапта мәсиһийләрниң бу буйруққа бойсунуши лазим екәнлиги йезилмиған. Шуниң үчүн, һәрбир әр-аял бала-чақисиниң санини чәкләш үчүн яки қачан балилиқ болушни өзлири таллиши үчүн туғут чәкләш үзүгиниң қандақту бир түрини қоллиниш-қолланмаслиқни қарар қилиши керәк. Улар қайси амилларни қараштуруши керәк?
Һамилдарлиқтин сақлинишқа тегишлик һәрқандақ қарарни мәсиһийләр Муқәддәс китап принциплириға асаслиши керәк. Шуңа улар туғут чәкләш үчүн һечқачан бала чүшәрмәйду. Аял өз ихтияри билән бала чүшәрсә, һамилдарлиқ үзүлиду. Амма у үзүлмигән болса, вақит өтүп, бала туғулатти. Бала чүшириш Муқәддәс китапта һаятлиқни һөрмәтләш һәққидә йезилғанларға зит келиду (Чиқиш 20:13; 21:22, 23; Зәбур 139:16; Йәрәмия 1:5). Ундақта, ТЧҮни қоллиниш һәққидә немә ейтишқа болиду?
Бу мәсилә «Күзитиш мунариниң» (ингл.) 1979-жил, 15-май санида (30, 31-б.) қараштурулған. Шу чағда туғут чәкләш үчүн көпинчә балиятқуға орунлаштурулған сүнъий җисимлар қоллинилған. Мәзкүр мақалидә мундақ ТЧҮниң қандақ ишлигәнлиги пүтүнләй ениқ әмәслиги йезилған. Көп алимлар ТЧҮ әркәк уруғиниң тухум һүҗәйрисигә йетишигә тосалғу қилип, уруқландурушниң алдини алиду дәп чүшәндүриду. Тухум һүҗәйриси уруқландурулмиса, йеңи һаят пәйда болмайду.
Лекин бәзидә тухум һүҗәйриси уруқландурулғанлиғиға испат бар. Төрәлмә балиятқу нәйчисидә тәрәққий етиши (балиятқудин сирт һамилдарлиқ) яки балиятқуға өтүп кетиши мүмкин. Балиятқуға йәткән һалда, ТЧҮ төрәлминиң балиятқу темида орунлинишиға тосалғу қилип, һамилдарлиқ үзүлиду. Бу бала чүшүрүшкә баравәр. Мақалиниң ахирида: «ТЧҮни қоллиниш һәққидә ойлинип жүргән сәмимий мәсиһий Муқәддәс китапта һаятниң муқәддәслигини һөрмәтләшкә тегишлик йезилғанларни әстә тутуп, жуқуридики мәлуматни ой әглигидин өткүзүши керәк»,— дәп йезилған (Зәбур 36:9).
Бирақ 1979-жилда шу мақалә чиққандин бери тибабәт вә илим-пән саһасида көп утуқларға қол йәткүзүлди.
Бүгүнки таңда ТЧҮниң йәнә икки түри бар. Тәркивидә мис бар түри онлиған жил кейин пәйда болуп, кәң тарқалған. Иккинчи түри болса буниңдин бираз вақит кейин сетилишқа башлап, айрим гормонларни чиқириду. ТЧҮниң бу икки түри һәққидә немә мәлум?
Тәркивидә мис бар ТЧҮ. Жуқурида тилға елинғандәк, ТЧҮ уруқниң балиятқу арқилиқ өтүп, тухум һүҗәйрисигә йетишигә тосалғу болиду. Буниңдин ташқири, мис уруқни зәһәрләндүриду, йәни спермицид ролини атқуриду * (Изаһәткә қараң). Шундақла ТЧҮниң бу түри балиятқу темини өзгәртиду.
Гормон чиқиридиған ТЧҮ. ТЧҮниң йәнә бир түридә һамилдарлиқтин сақлиниш дорилириниң тәркивидә болидиған гормонға охшаш гормон бар. Бу ТЧҮ бурун қоллинилған ТЧҮларға охшаш ишләйду, амма улар балиятқуға бир гормон чиқириду. Нәтиҗидә бәзи аялларда овуляция, йәни тухум ишләп * (Изаһәткә қараң). Шуниң билән, бу васитә балиятқу бойнидики шилимшиқ суюқлиғи қоюқлишип, уруқниң җинсий йолдин балиятқуға өтүшигә йол бәрмәйду.
чиқириш җәрияни, тохтайду. Тухум ишләп чиқирилмиса, униң уруқлиниши мүмкин әмәс. ТЧҮниң бу түри балиятқу темини непизлаштуридуКөргинимиздәк, ТЧҮниң бу икки түриму балиятқуниң темини өзгәртиду. Демәк, әгәр аялниң бәдини бәри бир тухум ишләп чиқирип, тухум һүҗәйриси уруқланса, төрәлмә балиятқуға чүшиши мүмкин. Лекин у балиятқуда тәбиий һалда орунлишалмиғанлиқтин, төрәлмә башланма мәзгилидә өлүп қалиду. Болсиму, алимларниң ейтишичә, мундақ вәзийәт бәк аз учрайду вә һамилдарлиқтин сақлиниш дорилирини ичкән чағдиму бәзидә мундақ вақиә йүз бериши мүмкин.
Шуңа һечким тәркивидә мис бар яки гормон чиқиридиған ТЧҮлар тухум һүҗәйриниң уруқлинишиға һечқачан йол бәрмәйду дәп нәқ ейталмайду. Амма илмий тәтқиқатларға бенаән, ТЧҮ жуқурида тәсвирләнгәндәк ишлигәнликтин, йәни тухумниң уруқлинишиға тосалғу болғанлиқтин, аялниң һамилдар болуп қелиши натайин.
ТЧҮни қолланмақчи болған мәсиһий әр-аял бу мәсилини дохтурлар билән муһакимә қилса болиду. Дохтур улар турған йәрдә ТЧҮниң қайси түри бар екәнлигини вә униң аялға қандақ пайда яки зиян кәлтүрүши мүмкинлигини ейтип берәләйду. Әр-аял һечкимниң, һәтта дохтурниң, өзлири үчүн қарар қобул қилишини күтмәслиги вә буниңға йол бәрмәслиги керәк (Римлиқларға 14:12; Галатилиқларға 6:4, 5). Бу иккисиниң әр-аял сүпитидә қилидиған шәхсий қарари. Уларниң мәхсити Худаниң мақуллишиға еришиш вә пак виждан сақлап қелиш болуши керәк (Тимотийға 1-хәт 1:18, 19; Тимотийға 2-хәт 1:3 селиштуруң).
^ 8-абзац Англияниң Миллий саламәт сақлаш хизмити мундақ дәйду: «ТЧҮниң тәркивидә мис көпирәк болса, үнүмлүги 99 проценттин жуқури. Бу — бир жилниң ичидә ТЧҮни қоллинидиған йүздин биридинму аз аял һамилдар болиду дегән гәп. ТЧҮниң тәркивидә мис азирақ болса, үнүмлигиму азирақ болиду».
^ 9-абзац Гормон чиқиридиған ТЧҮ балиятқу темини непизлаштуридиғанлиқтин, бәзидә дохтурлар уни етәк кири вақтида бәк көп қан йоқитидиған аяллар вә турмушқа чиқмиған қизларни давалаш үчүн қоллиниду.