Униң тирилидиғанлиғини билимән
«Лазар достумиз ухлап қалди, лекин мән уни охитишқа баримән» (ЙОҺАН 11:11).
НАХШИЛАР: 54, 154
1. Марта Лазар билән немә болидиғанлиғиға ишәнгән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
ӘЙСАНИҢ йеқин дости вә әгәшкүчиси болған Марта қайғурди. Униң акиси, Лазар, қайтиш болди. Униңға тәсәлли берәләйдиған нәрсә болдиму? Һә. Әйса униңға: «Сениң қериндишиң туриду»,— дәп вәдә бәрди. Әлвәттә, бу сөзләр униң қайғусини йоқ қилмисиму, Марта Әйсаниң бу вәдисигә ишәнгән вә у: «Билимән, ахирқи күни, тирилиштә, туриду»,— деди (Йоһан 11:20—24). У келәчәктә қайта тирилишниң болидиғанлиғиға ишәнгән. Амма кейин Әйса мөҗүзә қилди. У дәл шу күни Лазарни тирилдүрди.
2. Немишкә сиз Мартиниңкигә охшаш мәһкәм ишәнчкә егә болушни халайсиз?
2 Әйса яки униң Атиси өлүп кәткән йеқинлиримизни дәл һазир тирилдүриду дәп күтмәймиз. Лекин келәчәктә йеқинлириңиз чоқум тирилишигә ишәнчиңиз Мартаниңкигә охшаш мәһкәмму? Бәлким, сиз яриңиз, апиңиз, дадиңиз, момиңиз, бовиңиз, йә һәтта сөйүмлүк балиңиздин айрилғансиз. Шу сөйүмлүк адимиңизни бағриңизға
бесип, униң билән сөзлишип, биллә хошал болалайдиған вақитни тәшналиқ билән күтидиғансиз. Бәхиткә яриша, Мартаға охшаш сиздиму «Ахирқи күни болидиған тирилиштә йеқинимниң тирилидиғанлиғини билимән»,— дәп ейтишқа сәвәп бар. Шундақ болсиму, һәрбиримиз буниңға немишкә ишинидиғанлиғимиз һәққидә мулаһизә қилишимиз лазим.3, 4. Әйса немә қилди вә бу қандақ қилип Мартаниң етиқадини мустәһкәмлиди?
3 Марта Йерусалимниң әтрапида яшиғанлиқтин, Әйсаниң Җәлилийәдики Наин шәһиридә тул аялниң оғлини тирилдүргәнлигини көрмигәнду. Амма у бу вақиә һәққидә аңлиғанду. Шундақла у Әйсаниң Яир дегән кишиниң қизини тирилдүргәнлигиниму аңлиши мүмкин еди. Шу өйдики һәммиси қизниң «җан үзгәнлигини билгән». Буниңға қаримастин, Әйса униң қолини тутуп: «Һәй қизчақ, орнуңдин тур!»— деди. У дәрһал орнидин туруп кәтти (Луқа 7:11—17; 8:41, 42, 49—55). Мартаму, униң сиңли Мәрийәмму Әйсаниң ағриқларни сақайталайдиғанлиғини биләтти. Шуңа улар, Әйса йенида болған һалда, Лазар өлмәтти дәп ойлиған. Лекин һазир у көз жумғанда, Марта немигә үмүтләнгән? Байқисиңиз, у Лазарниң келәчәктә, «ахирқи күни» тирилидиғанлиғини ейтқан. Немишкә униң етиқади камил болған? Шундақла келәчәктә адәмләрниң, шуниң ичидә йеқинлириңизниңму, тирилидиғанлиғиға немә сәвәптин ишинәләйсиз?
4 Тирилиш болушиға ишиниш үчүн сиздә асаслиқ сәвәпләр бар. Һазир уларниң бирнәччисини қараштурайли. Худа Сөзидин бурун анчә диққәт ағдурмиған, бирақ сөйүмлүк адәмлириңиз билән қайта көрүшүшкә болған ишәнчиңизни мустәһкәмләйдиған бәзи ойларни тапалайсиз.
ҮМҮТ ӘТА ҚИЛИДИҒАН ВАҚИӘЛӘР
5. Марта немә сәвәптин Лазарниң тирилидиғанлиғиға мәһкәм ишәнгән?
5 Байқисиңиз, Марта «акамниң тирилидиғанлиғиға үмүт қилимән»,— дәп ейтмастин, «униң тирилидиғанлиғини билимән»,— дегән. Немишкә у шунчилик ишәнчлик сөзлигән? Чүнки у өтмүштә йүз бәргән тирилиш һәққидики вақиәләрни билгән. Бәлким, у кичик чеғида өйидә яки ибадәтханида бу тоғрилиқ аңлиғанду. Келиң, Язмиларда тилға елинған шундақ үч вақиәни қараштурайли.
6. Марта қайси мөҗүзини сөзсиз билгән?
6 Әң биринчи тирилиш Худа Илияс (Елия дәпму атилиду) пәйғәмбәргә мөҗүзә қилишқа күч бәргәндә йүз бәрди. Исраилниң шималидики Финикийәдики Зәрәпәт шәһиридә яшиған бир кәмбәғәл тул аял пәйғәмбәргә меһмандостлуқ көрсәткән. Андин Йәһва Худа мөҗүзә қилип, шу аялниң өйидики ун билән майни түгимәйдиған қилди. Шундақ қилип бу тул аял билән униң оғли аман қалди (Падишалар 1-язма 17:8—16). Кейинирәк униң оғли ағрип, өлүп кәтти. Амма Илияс униңға ярдәм бәрди. У Йәһваға дуа қилип, балиниң һаятини қайтурушқа өтүнди. Худа униң дуасиға җавап берип, балини тирилдүрди! Бу Муқәддәс китапта йезилған биринчи тирилдүрүш болди (Падишалар 1-язма 17:17—24ни оқуң). Мартаниң бу әҗайип вақиәни билгини сөзсиз.
7, 8. а) Елиша қайғурған аялға қандақ тәсәлли бәргән? ә) Елиша қилған мөҗүзә Йәһва һәққидә немини испатлайду?
Падишалар 2-язма 4:8—31).
7 Муқәддәс китапта йезилған иккинчи тирилиш вақиәси Елиша пәйғәмбәр билән болған. Шунәм шәһиридә балилири йоқ бир исраиллиқ аял яшиған. У Елишаға меһмандостлуқ көрсәткәнликтин, Йәһва уни вә яшанған йолдишини бәрикәтләп, уларға оғул соға қилди. Амма бирнәччә жилдин кейин бу оғул өлүп қалди. Анисиниң өзини қандақ һис қилғинини тәсәввур қилип көрүң. Дәрди еғир болғини шуки, у Елишани тепиш үчүн, Кармил теғиға 30 километр йол маңди. Пәйғәмбәр хизмәтчиси Гехазини балини тирилдүрүш үчүн Шунәмгә әвәткән. Амма Гехази уни тирилдүрәлмиди. Шуңа қайғуға патқан ана Елиша пәйғәмбәр билән өйигә барди (Худа өлгәнләрни тирилдүрүшкә қудрәтлик екәнлигини испатлиди
8 Елиша өлүп қалған оғул бала ятқан бөлмигә чиқип, дуа қилди. Йәһва униң дуасиға җавап берип, балини мөҗүзәвий һалда һаятқа қайтурди. Бу аял балисиниң тирик екәнлигини көргәндә, хошаллиғи қин қиниға патмиди! (Падишалар 2-язма 4:32—37ни оқуң). У Һаннаниң дуада ейтқан сөзлирини әслигәнду. Йәһва Худа уни бәрикәтләп, Самуил исимлиқ оғулни соға қилмиғичә, Һанна пәрзәнт сөйәлмигән. Һанна Йәһвани «өзи гөргә чүшүрүп, йәнә қопуридиғанлиғи» үчүн мәдһийилиди (Самуилниң 1-язмиси 2:6). Шунәмдә оғулни удул мәнада қопурғанлиғи арқилиқ Худа өлгәнләрни тирилдүрүшкә қудрәтлик екәнлигини испатлиди.
9. Муқәддәс китапта тәсвирләнгән тирилиш һәққидики үчинчи вақиәни ейтип бериң.
9 Йәнә бир мөҗүзә Елиша көз жумғандин кейин болған. У 50 жилдин ошуқ вақит пәйғәмбәр болуп хизмәт қилғандин кейин, ағриққа гириптар болуп, вапат болди. Вақит өтүп, униңдин пәқәт сүйәкләр қалди. Бир күни, бәзи исраиллиқлар бир адәмни дәпн қиливатқанда, күтмигән йәрдин дүшмәнләрниң келиватқанлиғини көрүп қалди. Улар тезирақ қечип кетиш үчүн өлүкни Елишаниң гөригә ташлиди. Муқәддәс китапта: «Өлүк Елишаниң устихиниға тәккәндә тирилип қопуп, путлирида турди»,— дәп йезилған (Падишалар 2-язма 13:14, 20, 21). Бу вақиәләр Мартани Худаниң өлүмни йеңишкә күчи барлиғиға ишәндүрди. Улар бизниму Худаниң күч-қудрити чәксиз екәнлигигә ишәндүриду.
ӘЛЧИЛӘРНИҢ ВАҚТИДА БОЛҒАН ВАҚИӘЛӘР
10. Петрус өлүп кәткән қериндашни қандақ тирилдүрди?
10 Инҗилдиму Худаниң садиқ хизмәтчилириниң адәмләрни тирилдүргәнлиги тәсвирләнгән. Биз Әйсаниң Наинда вә Яирниң өйидә қилған мөҗүзилирини тилға алдуқ. Буниңдин бираз вақит өткәндин кейин әлчи Петрус Дорка яки Тавитани тирилдүрди. Петрус униң җәсити ятқан бөлмигә Әлчиләр 9:36—42).
кирип, дуа қилғандин кейин: «Тавита, тур!»— деди. У дәрһал туруп, Петрус у йәрдә болғанларниң һәммисигә «Тавитаниң тирилгәнлигини көрсәтти». Бу вақиә һәммисиниң етиқадини мустәһкәмләп, көп адәмләр «Һакимдаримизға ишәнди». Бу йеңи шагиртлар башқиларға Әйса һәққидики хуш хәвәрни вә Йәһваниң өлгәнләрни тирилдүрүш қабилийити тоғрисида ейталиған (11. Дохтур Луқа яш жигит һәққидә немә дегән вә бу вақиә башқиларға қандақ тәсир қилди?
11 Кейинирәк хәлиқ башқа бир тирилдүрүшкә гувачи болди. Бир қетим әлчи Паул һазир Түркияниң ғәрбий-шималида җайлашқан Троас шәһиридики жуқуридики бөлмидә өткән бир учришишта болған. У йерим түнгичә нутуқ ейтти. Евтих исимлиқ яш жигит деризидә тиңшап олтарған. Лекин у ухлап қелип, үчинчи қәвәттин йәргә чүшүп кетиду. Бәлким, униңға әң биринчи болуп Луқа жүгригәнду. Дохтур сүпитидә, у яш жигитниң җараһәт алғанлиқтин һошини йоқатмиғанлиғини чүшәнди. Һә, у вапат болған! Әлчи Паулму төвәнгә чүшти. У Евтихни қучақлап, һәммини униң «җени бар» дегән сөзлири билән һәйран қалдурди. Бу мөҗүзини өз көзи билән көргәнләрниң барлиғи чоңқур тәсирләнди. Яш жигитниң өлгәнлигини, лекин кейин тирилдүрүлгәнлигини билиштин «һәммиси тәсәлли алди» (Әлчиләр 20:7—12).
ТӘВРӘНМӘС ҮМҮТ
12, 13. Биз қараштурған тирилишниң мисаллири түпәйлидин биздә қандақ соаллар пәйда болуши мүмкин?
12 Биз қараштурған вақиәләр Мартани ишәндүргәндәк, сизниму ишәндүридиғанлиғи сөзсиз. Бизгә һаятни соға қилған Худайимиз адәмниң һаятини қайтуралайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Қизиқарлиғи, Йәһва Худа бу мөҗүзиләрни Илияс, Әйса вә Петрусқа охшаш садиқ хизмәтчилири яшиған пәйттә қилған. Буларниң һәммиси Йәһва мөҗүзиләрни қилған вақитта йүз бәргән. Ундақта, мөҗүзиләр қилинмиған
вақитта көз жумған адәмләр билән немә болиду? Садиқ әрләр вә аяллар Худа кәлгүсидә өлгәнләрни тирилдүриду дәп үмүт қилалиғанму? Улар қериндиши һәққидә «Билимән, ахирқи күни, тирилиштә, туриду» дегән Мартаға охшаш ишәнчлик болаламду? Немишкә кәлгүсидә тирилишниң болидиғанлиғиға Мартаниң етиқади камил болған вә сизниму буниңға немә ишәндүриду?13 Худа Сөзидики бирнәччә мисал Йәһваниң садиқ хизмәтчилириниң келәчәктә тирилдүрүш болидиғанлиғиға ишәнгәнлигини көрситиду. Һазир уларниң бәзилирини қараштуримиз.
14. Ибраһимниң вақиәси бизни тирилдүрүш һәққидә немигә үгитиду?
14 Йәһва Худаниң Ибраһимни Исһақ билән, шунчилик узақ күткән оғли билән, немә қилишни сориғанлиғи һәққидә ойлап көрүң. Йәһва униңға: «Илтимас, оғлуңни, өзүңниң ялғуз оғлини, сән сөйидиған оғлуңни — Исһақни елип, Мория йеригә барғин вә шу җайда уни Мән саңа көрситип беридиған тағда көйдүрмә қурбанлиқ қилғин»,— деди (Яритилиш 22:2). Қандақ ойлайсиз, Ибраһим буни аңлиғанда немини һис қилди? Йәһва Ибраһимниң әвлади арқилиқ хәлиқләрниң һәммиси бәрикәткә еришиду дәп вәдә қилған (Яритилиш 13:14—16; 18:18; Римлиқларға 4:17, 18). Шундақла Худа бу бәрикәтләр «Исһақ арқилиқ» келидиғанлиғини ейтқан (Яритилиш 21:12). Амма Ибраһим оғлини қурбанлиқ қилса, бу қандақ йүз бериду? Паул Ибраһимниң Худа Исһақни тирилдүрүшкә қудрәтлик екәнлигигә ишәнгәнлигини чүшәндүрүшкә роһландурулған (Ибранийларға 11:17—19ни оқуң). Бирақ Муқәддәс китапта Ибраһимниң Исһақ һазирла, бәлким бирнәччә саатниң, күнниң яки һәтта бир һәптиниң ичидә тирилиду дәп ойлиғанлиғи ейтилмиған. Ибраһим оғлиниң қачан тирилдүрилидиғанлиғини билмигән болсиму, у Йәһваниң Исһақни һаятқа қайтуридиғанлиғиға ишәнгән.
15. Худаниң садиқ хизмәтчиси Аюпта қандақ үмүт болған?
Аюп 14:7—12; 19:25—27). Адәм өлсә, өзини һаятқа қайта кәлтүрәлмәйду (Самуилниң 2-язмиси 12:23; Зәбур 89:48). Әлвәттә, бу Худаниң адәмни тирилдүрәлмәйдиғанлиғини билдүрмәйду. Әмәлийәттә, Аюп Йәһваниң уни есида сақлайдиғанлиғиға ишәнгән (Аюп 14:13—15ни оқуң). Аюп буниң қачан болидиғанлиғини билмисиму, адәмгә һаятни бәргән Яратқучиниң уни әстә сақлашқа вә тирилдүрүшкә күчи йетидиғанлиғини вә сөзсиз шундақ қилидиғанлиғиға ишәнгән.
15 Худаниң садиқ хизмәтчиси Аюпму келәчәктә тирилдүрүш болидиғанлиғиға ишәнгән. У дәрәқ кесиветилгәндин кейин, қайта өсүп, йеңи дәрәқ болуп чиқишниң үмүти бар екәнлигини билгән. Лекин адәм билән мундақ болмайду (16. Пәриштә Даниялға қандақ тәсәлли бәргән?
16 Әнди йәнә бир Худаниң хизмәтчиси, Даниял һәққидә ойлап көрүң. У пүткүл һаяти давамида Худаға садиқ болуп, Йәһва уни қоллап-қувәтлигән. Бир қетим, пәриштә Даниялни «интайин сөйүмлүк» адәм дәп атиди вә униңға «теч-аманлиқни» тиләп, «ғәйрәтлик болушқа» дәвәт қилди (Даниял 9:22, 23; 10:11, 18, 19).
17, 18. Йәһва Худа Даниялға қандақ вәдә бәрди?
17 Даниял тәхминән 100 яшқа толғанда, һаятиниң ахирида мән билән немә болиду дәп ойлиғанду. Даниял қайта яшашқа үмүтләнгәнму? Әлвәттә! Даниял китавиниң ахирида йезилғинидәк, Худа униңға: «Амма сән болсаң, ахирғичә йолуңда меңивәргин. Сән арам таписән»,— дәп вәдә бәргән (Даниял 12:13). Даниял өлгәнләрниң арам еливатқанлиғини вә өзи йеқинда баридиған «тәһтисарада һеч хизмәт, мәхсәт-план, билим яки даналиқ болмайдиғанлиғини» билгән (Вәз 9:10). Лекин Даниял үчүн бу ахир болмиған. Йәһва Худа униңға келәчәккә тегишлик гөзәл үмүт бәргән.
18 Йәһваниң пәриштиси Даниялға: «Күнләрниң ахирида несивәңгә муйәссәр болушқа қайта тирилисән»,— дәп ейтқан. Даниял буниң нәқ қачан болидиғанлиғини билмигән. У өзиниң өлидиғанлиғини вә арам алидиғанлиғини чүшәнгән. Амма у бу вәдини аңлиғанда, у келәчәктә тирилдүрүлидиғанлиғини чүшәнди.
19, 20. а) Биз қараштурған вақиәләр Мартаниң Әйсаға ейтқан сөзлири билән қандақ бағлиқ? ә) Келәрки мақалидә немини қараштуримиз?
19 Ениқки, Лазарниң «ахирқи күни, тирилиштә, туридиғанлиғиға» ишинишкә Мартаниң асаслиқ сәвәплири болған. Йәһваниң Даниялға бәргән вәдиси вә Мартаниң тирилишкә болған мәһкәм ишәнчи бизгиму үмүт бериду. Һә, келәчәктә тирилдүрүш чоқум болиду.
20 Биз бурун тирилиш һәққидә йүз бәргән вақиәләрни қараштурдуқ. Бу вақиәләр өлгәнләр қайтидин яшалайдиғанлиғини дәлилләйду. Шундақла биз Худаға садиқ хизмәт қилған әр вә аялларниң келәчәктә тирилиш болиду дәп күткәнлигиниму көрдуқ. Амма тирилиш вәдә қилинғандин көп вақит өткәндин кейин болидиғанлиғиға испат барму? Шундақ болса, бу бизгә келәчәктики тирилишни тақәтсизлик билән күтүшкә техиму көп сәвәп бериду. Лекин бу вақит қачан келиду? Келәрки мақалидә буни қараштуримиз.