ТӘРҖИМИҺАЛ
Ғоҗайинимиз Мәсиһкә әгишиш үчүн көп нәрсидин баш тарттим
16 яшта болғинимда, дадам маңа: «Вәз қилидиған болсаң, өйгә кәлгүчи болма. Қайтип кәлсәң, путуңни чақимән!»— дегән. Шуңа мән өйдин кетишкә қарар қилдим. Шундақ қилип, мән дәсләпки қетим Ғоҗайинимиз Әйсаниң кәйнидин әгишиш үчүн, бираз нәрсидин баш тарттим.
НЕМИШКӘ шу чағда дадамниң шунчилик аччиғи кәлди? Мән 1929-жилниң 29-июль күни туғулуп, Филиппиндики Булакан өлкисидики бир йезида өстүм. Пулумиз аз болғанлиқтин , биз аддий һаят кәчүргән едуқ. Яш чеғимда япон әскири Филиппинға бесип кирип, уруш башланди. Лекин туруватқан йезимиз җирақта орунлашқанлиқтин, уруштин анчә зиян тартмидуқ. Йезида радио, телевизор билән гезит болмиғанлиқтин, уруш һәққидә биз башқилардин аңлаттуқ.
Мән сәккиз балиниң иккинчиси болған едим. Сәккиз йешимда бовам билән момамниң қолиға бардим. Католик болсақму, бовам дин тоғрисида бемалал сөзлишәтти. Достлири бәргән диний әдәбиятларни жиғип жүрәтти. Бовамниң маңа ялған динниң илимлирини паш қилидиған тагаль тилидики китапчиларни вә Муқәддәс китапни көрсәткини техичә есимда. Мән Муқәддәс китапни, асасән Инҗилни қизиқип оқаттим. Оқуғанлирим Әйсаниң үлгисигә әгишишкә болған истигимни ойғатти (Йоһан 10:27).
ҒОҖАЙИНИМИЗ ӘЙСАҒА ӘГИШИШНИ ҮГӘНДИМ
Япон әскири Филиппиндин 1945-жили кетип қалди. Тәхминән шу вақитта ата-анам өйгә қайтишимни сориди. Бовам шундақ қилғиним тоғра болидиғанлиғини ейтти. Шундақ қилип, мән өйүмгә қайттим.
Бу вақиәләрдин көп өтмәй, 1945-жилниң декабрь ейида бизниң йезимизға Ангат шәһиридин бир топ Йәһва гувачилири вәз қилишқа кәлди. Бир йеши чоң Гувачи бизниң өйгә келип, Муқәддәс китаптин «ахирқи күнләр» һәққидә йезилғанларни чүшәндүрүп бәрди (Тимотийға 2-хәт 3:1—5). У бизни хошна йезида өтидиған Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш дәрисигә чақирди. Ата-анам бармисиму, мән шу учришишқа қатнаштим. У йәрдә 20гә йеқин адәм жиғилди, арисида Муқәддәс китап тоғрисида соаллар қойғанларму болған.
Улар немә һәққидә ейтқанлирини чүшәнмигәнликтин кәткүм кәлди. Андин улар Падишалиқ нахшиларни ейтишқа башлиди. Нахша маңа қаттиқ тәсир қилғанлиқтин, қелишқа қарар қилдим. Нахша билән дуадин кейин, кәлгәнләрниң һәммиси Ангат шәһиригә келәрки йәкшәнбә күни өтидиған учришишқа тәклип қилинди.
Учришиш Крус аилисиниң өйидә өтти. Бәзибиримиз бу йәргә 8 километрдәк пиядә кәлдуқ. Учришишқа 50кә йеқин адәм жиғилди. Кичиккинә балиларниң өзи Муқәддәс китаптики мурәккәп мавзуларға қоюлған соалларға җавап беридиғанлиғиға наһайити һәйран қалдим. Андин бирнәччә учришишқа қатнашқандин кейин, яшанған пешқәдәмниң бири, бурун шәһәр һакими болған Дамиан Сантос бурадәримиз мени өйигә қонушқа тәклип қилди. Шу кәчтә Муқәддәс китап һәққидә йерим түнгичә сөзлидуқ.
Шу чағда адәмләр Муқәддәс китапниң асасий тәлимлири билән тонушупла, тез арида чөмдүрүлүштин өткән еди. Мән пәқәт бирнәччә учришишқа қатнашқандин кейин, бурадәрләр мениңдин вә башқилардин: «Чөмдүрүлүштин өтүшни халамсиләр?» дәп сориди. Мән: «Халаймән»,— дедим. Чүнки мән «Ғоҗайинимиз Мәсиһкә қулдәк» болғум кәлгәнлигимни нәқ билдим (Колосилиқларға 3:24). Андин 1946-жилниң 15-февраль күни мән вә йәнә бир киши йеқин җайдики дәрияда чөмдүрүлүштин өттуқ.
Чөмдүрүлүштин өткән мәсиһийләр Әйсаға охшаш дайим вәз қилиш керәклигини чүшәндим. Бирақ дадам башқа ойда болған. У вәз қилишқа техи яш екәнлигимни вә чөмдүрүлүштин өткәнлигим вәз қилиш җавапкарлиғини жүклимәйдиғанлиғини ейтти. Лекин мән униңға Худа Падишалиғи тоғрисида хуш хәвәрни ейтиш Худаниң ирадиси екәнлигини чүшәндүрдүм (Мәтта 24:14). Мән Худаға бәргән вәдәмни орунлишим керәклигиниму ейттим. Шу чағда дадам маңа тәрҗимиһалниң бешида кәлтүрүлгән сөзләрни ейтти. У вәз қилишимға қарши еди. Шуңа, Йәһваға хизмәт қилиш үчүн дәсләпки қетим көп нәрсидин баш тартиш, йәни, қурбанлиққа бериш һаҗәт болди.
Крус аилиси мени Ангат шәһиридә өзлири билән биллә турушқа чақирди. Улар мени вә кәнҗә қизи Норани пешқәдәм хизмитини башлашқа дәвәт қилди. Андин 1947-жили 1-ноябрьда иккимиз пешқәдәм хизмәтни башлидуқ. Нора башқа шәһәрдә пешқәдәм хизмитини башлиди мән болсам Ангатта қалдим.
ҺӘММИНИ ТАШЛАШНИҢ ЙӘНӘ БИР МҮМКИНЧИЛИГИ
Пешқәдәм болғунимға икки жил болғандин кейин Бәйтәлдин кәлгән Эрл Стюарт исимлиқ бурадәр Ангат шәһириниң мәйданида 500дин ошуқ адәмгә нутуқ ейтти. У нутуғини инглиз тилида ейтти, андин мән ейтқанлириниң мәнасини тагаль тилида чүшәндүрүп бәрдим. Бу мениң жиллар бойи тәрҗимә қилип кәлгән көп нутуқлириниң әң биринчиси еди. Тәрҗимә қилишқа маңа немә ярдәм бәрди? Мәктәптә пәқәт 7 жил оқусамму, муәллимләр дайим инглиз тилида сөзлигән. Шундақла, тагаль тилида әдәбиятлар бәк аз болғанлиқтин, уларниң көпинчисини инглиз тилида оқаттим. Бу маңа инглиз тилидин нутуқларни тәрҗимә қилишқа ярдәм бәрди.
Эрл бурадәр йәрлик җамаәткә миссионерларниң «Теократияниң өсүши» дәп атилидиған конгрессқа баридиғанлиғини ейтти. Бу конгресс 1950-жили Нью-Йоркта өткүзүлмәкчи еди. Шуңа филиал бир яки икки пешқәдәмниң Бәйтәлгә ярдәмгә келишини халиған екән. Чақирилған қериндашларниң арисида мәнму болдум. Бәйтәлдә хизмәт қилиш үчүн мән үгинип қалған нәрсиләрниң һәммисини ташлидим.
Мән Бәйтәлгә 1950-жили 19-июньда кәлдим. Бәйтәл бир гектар йәрдә орунлашқан, униңда йоған кона өй болуп, өп-чөриси егиз дәрәқләр билән қоршалған. Бу йәрдә тәхминән он икки бойдақ бурадәр хизмәт қилған. Таң сәһәрдә мән ашхана бөлмисидә ярдәм берәттим. Тоққуздин башлап кир жуюдиған бөлмидә кийимләргә дәзмал салаттим. Чүштин кейин нәқ шу тәртип билән иш қилаттим. Миссионерлар хәлиқара конгресстин қайтқандин кейинму, мән Бәйтәлдә хизмитимни давамлаштурдум. Бурадәр қандақ тапшуруқ бәрмисун, һәммисини орунлаттим. Почта билән әвәтиш үчүн журналларни қаплап, журналға йезилғанларға ғәмхорлуқ қилдим вә қобулханидиму хизмәт қилдим.
ГИЛИАД МӘКТИВИГӘ БЕРИШ ҮЧҮН ФИЛИППИНДИН КӘТТИМ
1952-жили Гилиад мәктивиниң 20-синипиға Филиппиндин мени вә алтә бурадәрни тәклип қилди. Хошаллиғим қин-қинимға патмиди! Қошма Штатларға барғанда, көп нәрсә биз үчүн йеңи вә башқичә болған. Мән өскән кичиккинә йеза билән селиштурғанда, униңдики һаят тамамән башқичә еди.
Мәсилән, бизниң бурун һечқачан көрмигән заманивий қураллар билән әсвапларни пайдилинишни үгинишимизгә тоғра кәлди. Һава райиниң өзи мутләқ башқичә еди! Бир күни әтигәнлиги турсам, талада һәммә йәр аппақ. Қарни биринчи қетим көрүшүм еди. Бу алаһидә чирайлиқ көрүнсиму, лекин яман соғ екәнлигини илдам чүшәндим.
Гилиадтики оқушум шунчилик қизиқ болғанки, бу өзгиришләр маңа һеч қийин болмиди. Оқутқучилиримиз интайин яхши муәллимләр болған, улар бизни тәтқиқ қилиш вә издинишкә үгәтти. Гилиад мәктиви Йәһва билән мунасивитимизниң мустәһкәмлинишигә ярдәм бәргәнлиги сөзсиз.
Мәктәпни аяқлаштурғандин кейин, Нью-Йорк шәһириниң Бронкс наһийисигә мәхсус пешқәдәм сүпитидә вақитлиқ тайинландим. Андин 1953-жилниң июль ейида мошу наһийәдә өткән «Йеңи дуния җәмийити» дәп аталған конгрессқа беришқа мүмкинчилик болди. Конгресстин кейин Филиппинға тайинландим.
ҚОЛАЙЛИҚ ШӘҺӘРНИ ҚАЛДУРУШУМ
Бәйтәлдики бурадәрләр мени наһийилик хизмәткә тайинлиди. Бу хизмәт Әйсаға тәқлит қилишимға көпирәк имканийәт яратти. Сәвәви Әйса Йәһваниң хәлқигә ярдәм бериш үчүн жирақтики шәһәрләр билән йезиларға барған (Петрусниң ). Хизмәт қилиш наһийәмгә Филиппиндики әң йоған Лусон дегән аралниң көпинчә қисми кирәтти. Униңға Булакан, Нуэва-Эсиха, Тарлак вә Самбалес намлиқ өлкиләр кирди. Бәзи шәһәрләргә бериш үчүн ташлиқ Сьерра-Мадре тағлирини атлап өтүш керәк болған. Бу йәрләргә һечқандақ автобус яки поезд барматти, шуңа лим тошуйдиған машина билән беришқа тоғра келәтти. Машина һайдиғучилардин лимларниң үстидә олтирип меңишқа сораттим. Адәттә улар рухсәт қилған, лекин мундақ меңиш наһайити қолайсиз болған. 1-хети 2:21
Җамаәтләрниң көпинчиси йеңидин тәшкил болған вә кичиккинә еди. Шу сәвәптин бурадәрләргә җамаәт учришишлирини вә хизмәтни яхширақ уюштурушқа ярдәм бәргинимдә, улар бәк миннәтдар болди.
Кейинирәк өз ичигә пүткүл Биколни алидиған наһийәгә тайинландим. Бу наһийәдә жирақтики топлар бар еди. Шу топларда хизмәт қилидиған мәхсус пешқәдәмләр Гувачилар аяқ басмиған йәрләрдә вәз қилип жүрди. Бир өйгә барсам, һаҗәтханиси икки тәрипигә яғач ташланған бир кодаң болған. Путумни яғачларға қоюшум биләнла, улар чүшүп кәтти вә мәнму шу кодаңға чүшүп кәттим. Униңдин кейин үсти-бешимни тазилап болғичә, бирталай вақит өтти!
Шу наһийәдә хизмәт қилғанда, мениң билән биллә пешқәдәм хизмитини башлиған Нора тоғрилиқ ойлашқа башлидим. Шу чағларда у Думагете шәһиридә мәхсус пешқәдәм болуп хизмәт қилип жүргән еди. Мән униңға берип келишни қарар қилдим. Буниңдин кейин бираз вақит хәт елишип турдуқ. 1956-жили той қилдуқ. Өйләнгәндин кейинки биринчи һәптимиздә Рапу-Рапу дегән аралдики җамаәтни йоқлидуқ. Бу йәрләрдә тағларға чиқип, узақ йол меңишқа тоғра кәлсиму, биз биллә болғинимизға вә жирақтики қериндашларға ярдәм бериватқинимизға хошал болдуқ.
БӘЙТӘЛГӘ ҚАЙТА ХИЗМӘТ ҚИЛИШҚА ЧАҚИРИЛДУҚ
Тәхминән төрт жил наһийилик хизмәттә болғандин кейин, биз филиалға тәклип қилиндуқ. Бәйтәлдики хизмитимизни 1960-жилниң январь ейида башлидуқ. Шу йәрдә көп жиллар давамида мән Йәһваниң тәшкилатидики мәсъулийәтлик бурадәрләр билән хизмәт қилғанда, улардин көп нәрсигә үгәндим. Аялим Нораму Бәйтәлдә һәрхил тапшурмиларни орунлаштин көп хошаллиқ алди.
Филиппинда Йәһваға хизмәт қилған адәмләрниң сани өсүватқанлиғини көрүш мениң үчүн зор бәрикәт болди. Бәйтәлдә яш вә бойдақ вақтимда хизмитимни башлиғанда, пүтүн дөләт бойичә 10000ға йеқин җакалиғучи бар болған. Һазир болса, Филиппинда 200000дин ошуқ җакалиғучи бар вә йүзлигән қериндаш Бәйтәлдә хизмәт қилип, вәз ишини қоллайду.
Вақит өтүп, Бәйтәлни қәңәйтиш һаҗәт болди. Шу чағда Рәһбәрлик кеңәш биздин йоғанирақ бена қуруш үчүн йәр издишимизни сориди. Андин басмихана назарәтчиси иккимиз кимду бирлири йәрлирини сатамду-сатмамду дәп Бәйтәлгә йеқин өйләргә кирип, сорап чиқтуқ. Һечқайсиси сетишни халимиди. Бир киши бизгә: «Хитайлар сатмайду, пәқәт сетивалиду»,— деди.
Амма бир күни күтмигән вақиәләр йүз беришкә башлиди. Бир хошнимиз Қошма Штатлириға көчмәкчи болуп, йерини сетивелишни тәғдим қилди. Андин башқа бир хошнимизму йерини сетишқа қарар қилди вә өп-чөрисидикиләрниму шундақ қилишқа дәвәт қилди. Һәтта «хитайлар сатмайду» дәп ейтқан кишиниң өзиму бизгә йерини сетип бәрди. Қисқа вақитниң ичидә Бәйтәл үч һәссә чоң болуп қурулди. Мошуниң һәммиси Йәһваниң ирадиси бойичә болғанлиғиға ишинимән.
1950-жили Бәйтәлниң әң яш әзаси едим. Һазир болса, аялим иккимиз әң чоңлири. Ғоҗайинимиз Мәсиһ қайси йәргә әвәтишидин қәтъийнәзәр, мән униң кәйнидин әгишип жүргинимгә өкүнмәймән. Ата-анам өйдин қоғлап чиқсиму, Йәһва маңа чоң аилә һәдийә қилди. Қандақ тапшурма болмисун, У һаҗәт болған һәммини беридиғанлиғиға толуғи билән ишинимән. Нора иккимиз Йәһваниң бизгә меһрибанлиқ көрсәткән һәммә чарилири үчүн чин жүригимиздин миннәтдар вә башқиларниму Йәһвани синап көрүшкә дәвәт қилимиз (Малаки 3:10).
Әйса Лавий дәпму аталған селиқ жиққучи Мәттани өзиниң кәйнидин меңишқа чақирди. Шу чағда Мәтта қандақ инкас қайтурди? У «һәммини ташлап, униң кәйнидин маңди» (Луқа 5:27, 28). Мәнму шундақ имканийәткә ериштим вә башқиларниму шундақ йол тутуп, көп бәрикәтләргә еришишкә дәвәт қилимән.