Меһрибанлиқ сөздә һәм ишта көрүниду
БАШҚИЛАР бизгә меһрибанлиқ көрсәткәндә, қәлбимиз хошаллиққа толиду. Уларниң ғәмхорлуғини һис қилғанда, тәсәлли алимиз. Бизгә башқиларниң меһрибанлиқ билән муамилә қилиши яқиду. Ундақта бу гөзәл пәзиләтни өзүмиз қандақ риваҗландуралаймиз?
Меһрибан киши башқиларға чин жүрәктин ғәмхорлуқ қилиду вә буни сөзлири һәм ишлири билән көрситиду. У пәқәт силиқ-сипайилик көрситипла қоймайду. Әксичә, у башқиларни яхши көргәнликтин вә һис-туйғулирини чүшәнгәнликтин, уларға юмшақ муамилә қилиду. Әң муһими, меһрибанлиқ — муқәддәс роһниң мевисидур (Галатилиқларға 5:22, 23). Йәһва бизниң меһрибан болушимизни халайду. Келиңлар, һазир Йәһва Худаниң вә Әйса Мәсиһниң үлгисини көрүп, улардин үлгә алайли.
ЙӘҺВА ҺӘММИГӘ МЕҺРИБАН
Йәһва һәтта яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду (Луқа 6:35). Мәсилән, «У қуяшқа зулум һәм меһрибанлар үстидин чиқишқа әмир қиливатиду вә һәққанийлар билән адаләтсизләргиму ямғурни яғдуриватиду» (Мәтта 5:45). Һәтта Йәһваниң Яратқучи екәнлигигә ишәнмәйдиған адәмләрму, Униң меһрибанлиғидин пайда елип, қандақту бир дәриҗидә һаяттин һузурлиниду.
Йәһваниң Адәм ата билән Һава аниға қилған яхшилиғидин Униң зор меһрибанлиғини көрүмиз. Гуна қилғандин көп өтмәй, «улар әнҗир йопурмақлирини тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти». Амма йәр ләнәткә учрап, униңда «тикән билән һарам чөп» өскән. Шу сәвәптин, Йәһва Ерәм беғиниң сиртида яшаш үчүн, улар лайиқ кийимгә муһтаҗ болидиғанлиғини билгән. Йәһва уларға меһрибанлиқ билән «териләрдин узун кийим қилип, уларни кийдүрди» (Яритилиш 3:7, 17, 18, 21).
Йәһва «һәққанийлар билән адаләтсизләргиму» яхшилиқ қилсиму, садиқ хизмәтчилиригә алаһидә меһрибанлиқ көрситиду. Мәсилән, Зәкәрия пәйғәмбәрниң заманида исраиллиқлар Йерусалимдики ибадәтханиниң қурулушини тохтитип қойғанлиқтин, бир пәриштә әнсиригән еди. Йәһва бу пәриштиниң сөзлирини зәң қоюп тиңшап, униңға йеқимлиқ сөзләр, тәсәлли бәргүчи сөзләрни ейтқан (Зәкәрия 1:12, 13). Йәһва Илияс пәйғәмбәргиму юмшақ муамилә қилған. Бир вақитларда пәйғәмбәр қаттиқ чүшкүнлүккә чүшүп, өзини ялғуз һис қилған вә һәтта Йәһвадин җенини елишини сориған. Йәһва уни мустәһкәмләш үчүн пәриштисини әвәтип, Илиясниң һис-туйғулирини чүшәнгәнлигини көрсәткән. Шуниң билән Йәһва садиқ хизмәтчисини у ялғуз әмәс екәнлигигә ишәндүргән. Бу Илиясқа хизмитини давамлиқ атқурушқа күч бәргән (Падишалар 1-язма 19:1—18). Сизниңчә, Йәһваниң хизмәтчилири арисида меһрибанлиқниң әң яхши үлгисини ким көрсәткән?
ӘЙСА ИНТАЙИН МЕҺРИБАН БОЛҒАН
Әйса йәрдә болғанда, адәмләр униң меһрибан екәнлигини көргән. У һечқачан қопал болмиған яки башқиларни өз дегинини қилишқа мәҗбурлимиған. Әксинчә, у башқиларниң ғемини йәп: «Һәй, әмгәкчиләр һәм җапакәшләр һәммиңлар маңа келиңлар һәм мән силәрниң һадуғуңларни Мәтта 11:28—30). У бәк меһрибан болғанлиқтин, у қәйәргә бармисун, адәмләр кәйнидин қалматти. Әйсаниң уларға ичи ағриғанлиқтин, у уларни озуқландурған, сақайтқан вә Атиси тоғрисида көп нәрсиләрни үгәткән (Марк 6:34; Мәтта 14:14; 15:32—38).
чиқирай»,— дегән (Әйса адәмләрниң һис-туйғулирини чүшинип, көйүмчан вә ғәмхорчан болған. Адәмләр униңға қолайсиз вақитта кәлгәндиму, Әйса уларни хурсән қарши алған (Луқа 9:10, 11). Хун еқишидин азап чәккән аял билән болған вақиәни әскә алайли. У сақийишни халиғанлиқтин, Әйсаниң ташқи кийимигә қол тәккүзгән. Лекин бу һәрикити Тәврат қануниға қарши болған, чүнки Қанун бойичә у напак еди (Ләвийләр 15:25—28). Шу чағда Әйса немә қилған? У аччиқланмай, шу аял билән қопал сөзлимигән. Әйса униң қорқуп турғанлиғини көрүп, 12 жил бойи азап чәккәнлигигә ичи ағрип, мундақ деди: «Қизим, етиқадиңиз сизни сақайтти. Теч-аманлиқта қайтиң һәм еғир ағриғиңиздин сағлам болуң» (Марк 5:25—34). Һә, Әйса растинла меһрибан болған!
МЕҺРИБАН КИШИ ЯРДӘМ БЕРИШКӘ ТӘЙЯР
Бу мисаллардин көргинимиздәк, меһрибан болсақ, башқиларға ярдәм беришкә тәйяр болимиз. Буниң муһимлиғини тәкитләш үчүн Әйса самарийәлик киши һәққидә мисал кәлтүргән. Бир йәһудий кишини қарақчилар уруп, чала өлүк һалда йолниң четигә ташлап кетипту. Йәһудийлар билән самарийәликләр бир-биригә өч болсиму, йенидин өтүп кетиватқан самарийәлик кишиниң униңға ичи ағрипту. Шуңа у униң ярилирини теңип, меһманханиға елип берипту. Самарийәлик киши меһманханиниң ғоҗайиниға пул төләп, һәтта артуқ чиқимини төләшкә келишипту (Луқа 10:29—37).
Меһрибанлиқ пәқәт ишлардин әмәс, яхши ойлап ейтилған вә күч-қувәт беридиған сөзләрдинму көрүнүп туруши керәк. Муқәддәс китапта: «Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр; Лекин бир яхши сөз кишини роһландурар»,— дәп ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25). Меһрибанлиқ көрситип, башқиларниң көңлини көтиридиған сөзләрни ейтқанда, уларни бәхитлигирәк қилалаймиз a (Изаһәткә қараң.). Биз иллиқ сөзлиримиз арқилиқ уларға дегән ғәмхорлуғимизни көрситимиз. Ғәмхорлуғимиз улар дуч келиватқан қийинчилиқлири билән күришишкә күч бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 16:24).
МЕҺРИБАНЛИҚНИ ҚАНДАҚ РИВАҖЛАНДУРАЛАЙМИЗ?
Худа адәмләрни өзигә охшаш қилип яратқанлиқтин, һәммимиз меһрибан болалаймиз (Яритилиш 1:27). Мәсилән, Рим йүзбеши Юлийға әлчи Паулни Римға елип бериш тапшурулған. Уни Сидон шәһиригә елип кетиватқанда, у Паулға «меһрибанларчә қарап, достлириниң униңға ғәмхорлуқ көрситиши үчүн, уларниң йениға беришни рухсәт қилди» (Әлчиләр 27:3). Паул вә башқа адәмләр кемә апитигә учриған чағда, Малтидики адәмләр уларға «әҗайип меһрибанлиқ көрситип», иссиниши үчүн һәтта гүлхан йеқип бәргән (Әлчиләр 28:1, 2). Бу адәмләр һәқиқәтән яхшилиқ қилған. Демәк, Йәһвани хошал қилиш үчүн, анда-санда әмәс, дайим меһрибанлиқ көрситишимиз керәк.
Худаға толуғи билән йеқиш үчүн, меһрибанлиқни ишлиримиз билән көрситишимиз керәк. Шу сәвәптин, Йәһва бизгә меһрибанлиқ пәзилитигә «пүркүниңлар» дәп нәсиһәт бәргән (Колосилиқларға 3:12). Амма һәммә вақитта меһрибан болуш асан әмәс. Немишкә? Уялчақ, өзигә ишәнчлик әмәс яки мәнмәнчи болғанлиқтин, меһрибанлиқ көрситиш қийин болуши мүмкин. Бизни рәнҗиткән адәмгә меһрибанлиқ көрситиш асан әмәс. Лекин дуада Йәһвадин муқәддәс роһ сорап, Униңдин үлгә елишқа тиришсақ, У бизгә меһрибан адәм болушқа ярдәм бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 2:12).
Бизгә меһрибанлиқ йетишмәйдиғанлиғини қандақ ениқлашқа болиду? Өзүмиздин мундақ дәп сорашқа болиду: «Башқиларни диққәт билән тиңшап, уларниң һис-туйғулирини Мәтта 7:12). Йәһвадин ярдәм сорисиңиз, У меһрибан адәм болуш үчүн қилған һәрикәтлириңизгә бәрикитини бериду (Луқа 11:13).
чүшинишкә тиришимәнму? Уларниң еһтияҗлириға көңүл бөлүмәнму? Қачан ахирқи қетим қериндишим яки достум болмиған адәмгә меһрибанлиқ көрсәттим?» Өп-чөримиздики адәмләр, болупму җамаәттики қериндашлар, билән йеқинирақ тонушушқа мәхсәт қойсақ болиду. Шундақ қилсақ, уларниң еһтияҗлирини вә қандақ қийинчилиқларға дуч келиватқанлиғини биләләймиз. Башқилар сизгә қандақ муамилә қилишини халисиңиз, сизму уларға шундақ муамилә қилишқа тиришиң (МЕҺРИБАНЛИҚ БАШҚИЛАРНИ ҖӘЛИП ҚИЛИДУ
Әлчи Паул Худаниң яхши хизмәтчиси болушқа ярдәм бәргән хисләтләрниң арисида меһрибанлиқни тилға алған (Коринтлиқларға 2-хәт 6:3—6). Паул сөзлири һәм иш-һәрикәтлири билән меһрибанлиқ көрситип, ғәмхорчан болғачқа, адәмләр уни яхши көргән (Әлчиләр 28:30, 31). Шуниңға охшаш, бизниң меһрибанлиғимизму адәмләрни һәқиқәткә җәлип қилиши мүмкин. Һәммисигә, һәтта көңлүмизни ағритқан адәмләргиму меһрибан болсақ, бу уларниң жүрәклиригә тәсир қилип, улар көзқаришини өзгәртиши мүмкин (Римлиқларға 12:20). Бәлким, вақит өтүп, улар Муқәддәс китап тоғрилиқ көпирәк билишни халайдиғанду.
Җәннәттә һәммә адәмләр бир-биригә меһрибан болиду. Тирилгән адәмләрниң бәзилири һаятида биринчи қетим меһрибанлиқниң нуриға чөмиду. Бу уларни башқиларға меһрибанлиқ көрситишкә дәвәт қилиду. Меһирсиз вә башқиларға ярдәм бәргүси кәлмәйдиған адәмләр үчүн Худа Падишалиғида орун йоқ. Җәннәттә пәқәт башқиларни яхши көридиған вә меһрибан адәмләр яшайду (Зәбур 37:9—11). Шу вақитта бехәтәр вә хатирҗәм һаят кәчүридиған заман келиду. Амма шу әҗайип вақит кәлмигичә, қандақ қилип меһрибанлиқни көрситип, һазирниң өзидә пайда елишимиз мүмкин?
МЕҺРИБАНЛИҚНИҢ ПАЙДИСИ
Муқәддәс китапта: «Меһрибан инсан өз җениниң ғәмхорчиси»,— дәп ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 11:17). Меһрибан адәм башқиларни өзигә җәлип қилиду һәм кишиләр униңғиму меһрибан муамилә қилиду. Әйса: «Қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчиниду»,— дегән (Луқа 6:38). Шуниң үчүн меһрибан адәмләргә дост тепиш вә уларни сақлап қелиш асан болиду.
Паул Әфестики җамаәткә: «Бир-бириңларға меһрибан, чоңқур һәмдәртмән болуңлар... Бир-бириңларни шундақ һиммәтлик кәчүрүңлар»,— дәп язған (Әфәсликләргә 4:32). Җамаәттикиләрниң һәммиси бир-биригә рәһимдил болуп, меһрибанлиқ билән ярдәм беришкә тиришса, җамаәт мустәһкәмлинип, инақ-иттипақ болиду. Биз қериндашларға һечқачан жүригини ағритидиған чақ-чақларни, рәнҗитидиған сөзләрни ейтмаймиз, уларни тәнқит қилмаймиз вә сөз-чөчәк тарқатмаймиз. Униң орниға дәрткә дәрман болидиған сөзләрни ейтимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 12:18). Нәтиҗидә җамаәт Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилиду.
Һә, меһрибанлиқ — сөзлиримиз вә иш-һәрикәтлиримиздин көрүниду. Меһрибан болсақ, көйүмчан вә мәрт Худайимиз Йәһвадин үлгә алимиз (Әфәсликләргә 5:1). Бу җамаитимизни мустәһкәмләйду вә башқиларни Йәһваға хизмәт қилишқа дәвәт қилиду. Шуниң үчүн Йәһваниң хәлқи меһрибан екәнлигини һәммиси билиш үчүн қолумиздин кәлгинини қилайли!
a «Муқәддәс роһниң мевиси» намлиқ бир қатар мақалиләрниң келәркисидә һиммәтликни қараштуримиз.