Нека риштилирини қәдирләң
«Худа бир боюнтуруқ астиға қошқанларни адәм айримисун» (МАРК 10:9).
НАХШИЛАР: 36, 25
1, 2. Ибранийларға 13:4 бизни немә қилишқа үндәйду?
ҺӘММИМИЗ Йәһва Худаға иззәт-һөрмәт көрситимиз, сәвәви У шан-шөһрәткә лайиқтур. Йәһваму Униңға һөрмәт көрсәткәнләрни һөрмәтләйду (Самуилниң 1-язмиси 2:30; Пәнд-нәсиһәтләр 3:9; Вәһий 4:11). Шуниң билән Йәһва бизниң башқа адәмләрни, мәсилән, һөкүмәт әмәлдарлирини һөрмәтлишимизни халайду (Римлиқларға 12:10; 13:7). Амма һөрмәт билән қаришимиз керәк йәнә бир алаһидә нәрсә бар. Бу — нека риштилири.
2 Әлчи Паул: «Һәммиңларниң некаси һөрмәт қилинсун һәм җинсий алақилириңлар булғанмисун»,— дәп язған (Ибранийларға 13:4). Паул бу сөзләрни буйруқ сүпитидә бәргән. Шуңа мәсиһийләр нека риштилирини һөрмәтлиши яки қәдир тутуши зөрүр. Сизму, болупму той қилған болсиңиз, некаға шундақ қарамсиз?
3. Әйса некаға бағлиқ қандақ муһим нәсиһәт бәргән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
3 Әгәр некаға һөрмәт билән қарисиңиз, сиз махташқа сазавәр. Әйсаму некани һөрмәтлигән вә бизгә яхши үлгә қалдурған. Пәрисийләр Әйсаға аҗришиш тоғрилиқ соал қойғанда, у Худаниң дәсләптә нека тоғрисида ейтқан сөзлирини кәлтүргән: «Шуңлашқа әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға чаплишиду вә улар бир тән болиду». Әйса мундақ дәп қошқан: «Демәк, Худа бир боюнтуруқ астиға қошқанларни адәм айримисун» (Марк 10:2—12ни оқуң; Яритилиш 2:24).
4. Йәһваниң некаға бағлиқ нийити қандақ болған?
4 Әйса некани Худаниң Өзи орунлаштурғанлиғини вә нека риштилири мәңгү болуши керәклигини етирап қилған. Йәһва тунҗа некани орунлаштурғанда, Адәм ата билән Һава ана аҗрашса болидиғанлиғини ейтмиған. Әксичә, Униң нийити бойичә, әр-аял мәңгү биллә болуши керәк еди.
НЕКАҒА БАҒЛИҚ ВАҚИТЛИҚ ӨЗГИРИШЛӘР
5. Өлүмниң пәйда болуши некаға қандақ тәсир қилған?
5 Билгинимиздәк, Адәм ата гуна қилғандин кейин, көп нәрсиләр өзгәргән. Мәсилән, адәмләр өлидиған болди вә бу некағиму тәсир қилған. Әлчи Паул мәсиһийниң ери яки аяли вапат болса, униң қайта нека қуруш һоқуқи бар екәнлигини ейтқан (Римлиқларға 7:1—3).
6. Тәврат қанунида Худаниң некаға болған көзқариши һәққидә немә ейтилған?
6 Тәврат қанунидин Худаниң некаға болған көзқаришини билишкә болиду. Мәсилән, қанун бойичә исраиллиқ әр киши көп аяллиқ болалиған. Бу урп-адәт Муса қануни берилиштин бурунму кәң тарқалған. Амма Қанун аяллар билән балиларниң һоқуқини қоғдиған. Әгәр әр киши қул болған аялға өйлинип, кейин иккинчи аял алған болса, у биринчи аялини озуқ-түлүктин, кийим-кечәктин вә җинсий алақидин мәһрум қилмаслиғи керәк еди. Йәһва әр кишиниң аялини бурунқидәк қоғдишини вә униңға ғәмхорлуқ қилишини тәләп қилған (Чиқиш 21:9, 10). Бүгүнки күндә биз Тәврат қануни бойичә яшимисақму, униңдин Йәһваниң некани қәдирлигәнлигини билимиз. Шундақ қилип, бизму некаға һөрмәт билән қарашни үгинимиз.
7, 8. а) Қанун шәрһи 24:1дә аҗришишқа бағлиқ қандақ қанун йезилған? ә) Йәһва Худа аҗришишқа қандақ қарайду?
7 Тәврат қанунида аҗришиш тоғрилиқ немә ейтилған? Йәһва әр-аялниң аҗришишини халимиған болсиму, Қанун бойичә исраиллиқ әр киши аялидин «әйип тапса», униң билән аҗришалиған (Қанун шәрһи 24:1ни оқуң). Қанунда «әйипниң» немә екәнлиги ейтилмиған. Лекин бу пәқәт әрзимәс сәвәп әмәс, әхлақсиз яки бәк еғир һәрикәт болуши керәк еди (Қанун шәрһи 23:14). Бәк әпсуски, Әйсаниң заманида көплигән йәһудийлар аяли билән «һәрқандақ сәвәп бойичә» аҗрашқан (Мәтта 19:3). Әлвәттә, биз шундақ көзқараштин нери болғумиз келиду.
8 Малаки пәйғәмбәрниң заманида көплигән исраиллиқлар биринчи аяли билән аҗришип, Йәһваға хизмәт қилмайдиған яш аялларға өйләнгән. Бирақ Худа аҗришишқа болған көзқаришини ениқ көрсәткән. У: «Мән талақ қилишқа өчтурмән»,— дәп ейтқан (Малаки 2:14—16). Худа «әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға чаплишиду вә улар бир тән болиду» дегәндин кейин, некаға болған көзқаришини өзгәртмигән (Яритилиш 2:24). Әйсаму: «Худа бир боюнтуруқ билән қошқанни, адәм айримисун» дәп, некаға дәл Атисиға охшаш қариғанлиғини көрсәткән (Мәтта 19:6).
АҖРИШИШ ҮЧҮН БИРДИНБИР СӘВӘП
9. Әйсаниң Марк 10:11, 12дики сөзлири немини билдүриду?
9 Бәзилири: «Мәсиһий қандақ сәвәп билән аҗришип, қайтидин нека қуралайду?»— дәп сориши мүмкин. Әйса мундақ дегән: «Кимду-ким аяли билән аҗришип, башқа биригә өйләнсә, у дәсләпки аялиға қарита нека вапалиғини бузған болиду һәм әгәр аял киши еридин аҗришип, башқа биригә турмушқа чиқса, уму нека вапалиғини бузған болиду» (Марк 10:11, 12; Луқа 16:18). Әйса некани һөрмәтлигән вә башқиларниңму шундақ қилишини халиған. Әгәр әр киши вападар аяли билән аҗришип, башқисиға өйләнсә, у зина қилған болиду. Аял кишиму вападар ери билән аҗришип, қайтидин турмушқа чиқса, уму зина қилиду. Чүнки бирси яри билән аҗрашсиму, бу уларниң нека риштилири үзүлди дегәнни билдүрмәйду. Худаниң көз алдида улар техичә «бир тән» болуп қалиду. Әйса ейтқандәк, әр киши вападар аяли билән аҗрашса, аялиму зина қилиш хәвпи астида болиду. Әйса буниң билән немә ейтмақчи болған? Мәсилән, қедимда аял киши маддий тәрәптин қийналмаслиғим үчүн қайтидин турмушқа чиқишим керәк дәп ойлиған болуши мүмкин. Амма бу зина қилиш билән баравәр болатти.
10. Аҗришишниң вә қайтидин нека қурушниң бирдинбир сәвәви қандақ?
10 Әйса аҗришишниң пәқәт бир сәвәви бар екәнлигини ейтқан. У: «Мән болсам силәргә ейтимәнки: кимду-ким аяли билән униң җинсий әхлақсизлиғидин башқа бир сәвәп бойичә аҗришип, башқа бирсигә өйләнсә, у нека вапалиғини бузуватқан болиду»,— дегән (Мәтта 19:9). Әйса бу ойға Тағдики тәлимидиму диққәт бөлгән (Мәтта 5:31, 32). Икки вәзийәттиму Әйса «җинсий әхлақсизлиқ» тоғрилиқ ейтқан. Җинсий әхлақсизлиқ зинани, паһишилиқ қилишни, некада болмиған адәмләрниң арисидики җинсий мунасивәтни, охшаш җинислиқ киши вә һайван билән җинсий мунасивәттә болушни өз ичигә алиду. Әгәр өйләнгән әр киши җинсий әхлақсизлиқ қилса, аяли униң билән аҗришиш-аҗрашмаслиқни өзи қарар қилиду. Әгәр у аҗришишни қарар қилса, Худаниң көз алдида нека риштилири үзүлиду.
11. Җориси җинсий әхлақсизлиқ қилсиму, немә сәвәптин бәзилири аҗрашмаслиқни қарар қилиши мүмкин?
11 Әйса бир киши җинсий әхлақсизлиқ қилса, вападар җориси униң билән аҗришиши керәк дәп ейтмиған. Мәсилән, бәзидә аял киши зина қилған йолдиши билән давамлиқ яшашқа қарар қилиши мүмкин. Немә сәвәптин? У йолдишини яхши көргәнликтин, уни кәчүрүп, нека риштилирини биллә мустәһкәмләшкә тәйяр болуши мүмкин. Шундақла, у йолдиши билән аҗришип, қайтидин турмушқа чиқмиса, бәзи қийинчилиқларға дуч келиши еһтимал. Мәсилән, у маддий вә җинсий еһтияҗлирини қандақ қанаәтләндүриду? У ялғузсирап қалмамду? Аҗришиш балиларға қандақ тәсир қилиду? Балиларни һәқиқәттә тәрбийиләш қийин болуп кәтмәмду? (Коринтлиқларға 1-хәт 7:14). Ениқки, бегуна тәрәп аҗришишни қарар қилса, еғир қийинчилиқларға дуч келиду.
12, 13. а) Һошияниң некасида қандақ әһвал йүз бәргән? ә) Һошия немә үчүн Гомәрни қайта қобул қилди вә биз униң некасидин немини билимиз?
12 Һошия пәйғәмбәрниң мисалидин Худаниң некаға болған көзқариши тоғрилиқ көп нәрсә билишкә болиду. Худа Һошияға «паһишивазлиққа» берилидиған вә «паһишивазлиқтин» балилири болидиған Гомәр дегән қизға өйлинишни ейтти. Улар өйләнгәндин кейин, у униңдин һамилдар болуп бир оғул туғди (Һошия 1:2, 3). Кейинирәк, Гомәр еһтимал башқа әр кишидин бир қиз вә бир оғул туғиду. Гомәр бирнәччә қетим җинсий әхлақсизлиқ қилсиму, Һошия униң билән аҗрашмиған. Ахири, у Һошияни ташлап, қул болуп қалған. Бирақ Һошия уни қайтурувалған (Һошия 3:1, 2). Йәһва Һошияниң мисали арқилиқ башқа илаһларға сәҗдә қилип, вапасиз болған Исраил хәлқини көп қетим кәчүргәнлигини көрсәтти. Буниңдин қандақ савақ елишқа болиду?
13 Әгәр некалиқ җориси җинсий әхлақсизлиқ қилса, бегуна тәрәп муһим қарар чиқириши керәк. Әйса ейтқандәк, бегуна тәрәптә аҗришиш вә қайтидин нека қуруш һоқуқи бар. Амма у гуна қилған җорисини кәчүрүшкә қарар қилса, бу натоғра болмайду. Һошия Гомәрни қайтурувалғандин кейин, униңдин башқа әр кишиләр билән җинсий алақидә болмаслиқни тәләп қилди. Һошия бираз вақит давамида аялиға йеқинлашмиған (Һошия 3:3). Амма вақит өтүп, Һошия аяли билән җинсий мунасивәттә болған охшайду. Бу мисал билән Йәһва хәлқини қайта қобул қилишқа вә улар билән яхши мунасивәттә болушқа тәйяр екәнлигини көрсәтти (Һошия 1:11; 3:3—5). Бу мисалдин некаға бағлиқ немини билимиз? Әгәр бегуна тәрәп гуна қилған җориси билән җинсий алақидә болса, бу уни кәчүргәнлигиниң бәлгүси (Коринтлиқларға 1-хәт 7:3, 5). Буниңдин кейин аҗришишқа һеч асас болмайду. Кәчүргәндин кейин, некаға Худаниң көзқариши билән қариши үчүн әр-аял биллә күч чиқирип, бир-биригә ярдәм бериши керәк.
ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРҒА ҚАРИМАСТИН, НЕКАНИ ҺӨРМӘТЛӘҢ
14. Коринтлиқларға 1-хәт 7:10, 11гә бенаән, некада қандақ вәзийәт йүз бериши мүмкин?
14 Һәрбир мәсиһий некаға Йәһва билән Әйсаға охшаш көзқарашта болуши керәк. Амма биз намукәммәл болғанлиқтин, бәзидә буни унтуп қалимиз (Римлиқларға 7:18—23). Шу сәвәптин биринчи әсирдики җамаәттә бәзи әр-аялларниң еғир қийинчилиқларға дуч кәлгәнлиги бизни һәйран қалдурмайду. Әлчи Паул «аяли еридин кәтмисун» дәп язсиму, бәзилири шундақ қилған (Коринтлиқларға 1-хәт 7:10, 11ни оқуң).
15, 16. а) Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, әр-аялниң мәхсити немә болуши керәк вә немә үчүн? ә) Некалиқ җориси Йәһваға хизмәт қилмиса, бу нәсиһәтни қандақ қоллинишқа болиду?
15 Паул шу әр-аялларниң айрим яшишиға немә сәвәп болғанлиғини чүшәндүрмигән. Бирақ биз мәсилиниң җинсий әхлақсизлиқта болмиғанлиғини ениқ билимиз. Чүнки әгәр йолдиши вапасиз болса, аяли униң билән аҗришалатти вә қайтидин турмушқа чиқалатти. Лекин бу вәзийәттә Паул еридин айрим яшиған аял киши тоғрисида: «У [аял] турмушқа чиқмисун, яки ери билән яришивалсун»,— дәп ейтқан. Сәвәви Худаниң көз алдида улар техичә әр-аял болған. Паул ейтқандәк, җорисиниң бири җинсий әхлақсизлиқ қилмиса, әр-аял некасида қандақ қийинчилиқларға дуч кәлсиму, яришивелиши, йәни қийинчилиқларни һәл қилип, биллә яшашқа тиришиши керәк. Улар ақсақаллардин ярдәм сориса болиду. Ақсақаллар ери яки аяли тәрәптә турмай, Язмилардин әмәлий нәсиһәт бериду.
16 Мәсиһийниң җориси Йәһваға хизмәт қилмайдиған болсичу? Некасида қийинчилиқлар болса, улар айрим яшаламду? Жуқурида тилға елинғандәк, Муқәддәс китапқа бенаән, аҗришишниң бирдинбир сәвәви — ериниң яки аялиниң зина қилишидур. Амма Язмиларда айрим яшашниң сәвәплири кәлтүрүлмигән. Паул: «Аялниңму ери етиқатсиз болса вә у униң билән яшашқа келишсә, ерини ташлимисун»,— дәп язған (Коринтлиқларға 1-хәт 7:12, 13). Бу нәсиһәт бүгүнки күндиму әһмийәткә егә.
17, 18. Бәзи мәсиһийләр немә үчүн қийин вәзийәттиму җориси билән қелишқа қарар қилиду?
17 Бәзидә Йәһваға хизмәт қилмайдиған ери яшашқа келишмәйдиған вәзийәтләр болиду. Мәсилән, ери зораван болуп, аялиниң саламәтлиги вә һаятиға хәвп туғдуруши мүмкин. Йә болмиса у аяли билән бала-чақисини тәминләштин баш тартиши яки аялиниң Худаға хизмәт қилишиға тосалғу қилиши еһтимал. Шундақ вәзийәттә йолдиши немә ейтишидин қәтъийнәзәр, аяли ериниң униң билән яшашқа келишмәйдиғанлиғини қарар қилип, айрим яшашни тоғра көрүши мүмкин. Бирақ дәл шундақ вәзийәттики башқа мәсиһийләр некалиқ җориси билән қелишқа қарар қилиду. Улар қийинчилиқларға чидап, некалиқ риштисини мустәһкәмләшкә тиришиду. Немә үчүн?
18 Айрим яшиған әр-аял Худаниң көзқаришида техичә «бир тән» болуп қалиду. Шуниң билән айрим яшиса, улар жуқурида ейтилған қийинчилиқларға дуч келиду. Әлчи Паул әр-аялниң биллә қелишиға йәнә бир сәвәп кәлтүргән: «Етиқатсиз әр қериндаш арқилиқ, етиқатсиз аял бурадәр арқилиқ муқәддәслиниду, болмиса силәрниң пәрзәнтлириңлар һәқиқәтән напак болатти, әнди болса, улар муқәддәстур» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:14). Қийин вәзийәт болсиму, бәзи мәсиһийләр Йәһваға хизмәт қилмайдиған некалиқ җориси билән биллә қелишқа қарар қилиду. Кейинирәк некалиқ җориси Йәһва гувачиси болғанда, улар шундақ қурбанлиқларға барғанлиғи үчүн хурсән болиду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:16ни оқуң; Петрусниң 1-хети 3:1, 2).
19. Мәсиһий җамаәттә бәхитлик әр-аяллар немә үчүн көп?
19 Әйса аҗришиш тоғрисида вә Паул айрим туруш тоғрисида нәсиһәт бәргән. Иккилисиму некани һөрмәтлигән. Дуния йүзи бойичә мәсиһий җамаәтләрдә некада бәхитлик һаят кәчүрүватқан көплигән әр-аяллар бар. Бәлким, сизниңму җамаитиңиздә аялини сөйидиған садиқ әр кишиләр вә йолдишини чоңқур һөрмәтләйдиған аял кишиләр бар. Уларниң үлгиси некаға һөрмәт билән қараш мүмкин екәнлигини көрситиду. Худаниң: «Әр киши ата-анисини қалдуруп, өз аялиға чаплишиду һәм иккиси бир тән болиду»,— дегән сөзлирини испатлап жүргән миллионлиған әр-аяллар үчүн бизму хошал болумиз! (Әфәсликләргә 5:31, 33).