Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Җәннәттә көрүшимиз!»

«Җәннәттә көрүшимиз!»

«Саңа һәқни бүгүн ейтимәнки, сән мениң билән биллә җәннәттә болусән» (ЛУҚА 23:43).

НАХШИЛАР: 19, 55

1, 2. Адәмләр җәннәт тоғрисида немә ойлайду?

 ҺӘРХИЛ дөләттин кәлгән қериндашлар Кореяниң Сеул шәһиригә конгрессқа җәм болди. Конгрессниң ахирида йәрлик Гувачилар меһманларни қоршавалди. Бу һаяҗанландуридиған вақит еди. Қериндашларниң һәммиси бир-бири билән хошлишип: «Җәннәттә көрүшимиз!»— дейишти. Сизниңчә улар қандақ җәннәт тоғрисида ейтқан?

2 Бүгүнки күндә адәмләрниң җәннәт тоғрисида һәр түрлүк ой-пикирлири бар. Бәзилири җәннәт пәқәт хам хиял дәп һесаплиса, башқилири «бәхит қәйәрдә болса, җәннәт шу йәрдә» дәйду. Йәнә бирлири чирайлиқ дәрәқләр, гөзәл бағ вә жугач һайванатлар бар йәрни җәннәт дәп атайду. Қандақ ойлайсиз, җәннәт дегән немә? Сиз уни күтүватамсиз?

3. Муқәддәс китапта җәннәт тоғрилиқ биринчи қетим қайси айәттә йезилған?

3 Муқәддәс китапта өтмүштә болған вә келәчәктә болидиған җәннәт тилға елинған. Муқәддәс Язмиларда җәннәт тоғрилиқ биринчи қетим Яритилиш 2:8дә йезилған. Ибраний Язмиларда җәннәт «Ерәм» дәп атилиду. «Ерәм» дегән сөз «ләззәтлиниш, раһәтлиниш» дегәнни билдүриду вә Ерәм беғи һәқиқәтән раһәт алидиған җай болған. Бу гөзәл бағда мол озуқ болған вә адәмләр билән һайванатлар инақ яшиған (Яритилиш 1:29—31).

4. Немә үчүн Ерәм беғини җәннәт дәп ейталаймиз?

4 Бағ дегән ибраний сөз грек тилиға пара́дейсос дәп тәрҗимә қилиниду. Бир китапта ейтилғандәк, грек тилида сөзләйдиған адәм пара́дейсос дегән сөзни аңлиғанда, егиз дәрәқлири бар вә әйнәктәк сүзүк дәрия бойида буғилар билән қойлар отлайдиған чоң вә хейим-хәтәрсиз бағни тәсәввур қилатти («Cyclopaedia by M’Clintock and Strong») (Яритилиш 2:15, 16 селиштуруң).

5, 6. Адәм ата билән Һава ана җәннәттә яшаш пурситидин немә үчүн айрилған? Бәзилири немә һәққидә ойлиниду?

5 Йәһва Худа Адәм ата билән Һава анини әҗайип бағ яки җәннәткә орунлаштурған. Амма улар Йәһваға итаәт қилмиғанлиқтин, өзлириму, әвлатлириму җәннәттә яшаш пурситидин айрилип қалған (Яритилиш 3:23, 24). Һәтта шу җәннәттә һечким яшимисиму, у Топан сүйи кәлмигичә шу пети бойичә турған охшайду.

6 Бәзилири: «Йәрдә қайтидин җәннәт боламду?»— дәп ойлинидиғанду. Дәлил-испатлар немини көрситиду? Җәннәттә йеқинлириңиз билән яшашқа үмүт қилсиңиз, үмүтиңизгә қандақ асас бар? Келәчәктә җәннәт болидиғанлиғиға немә үчүн ишинидиғанлиғиңизни чүшәндүрүп берәләмсиз?

ҖӘННӘТ ЙӘРДӘ БОЛИДУ

7, 8. а) Худа Ибраһимға қандақ вәдә бәрди? ә) Худаниң вәдисини аңлиғанда Ибраһим немини чүшәнгән?

7 Җәннәт тоғрисида қоюлған соалларниң җаваплирини Муқәддәс китаптин тепишқа болиду. Чүнки Муқәддәс китап — дәсләпки җәннәтни яратқан Йәһва Худадин кәлгән китап. Йәһва Өз дости Ибраһимға ейтқан сөзләрни көрүп чиқайли. Худа Ибраһимниң әвлатлирини деңиз бойидики қумдәк көп қилимән дәп вәдә қилған. Йәһва йәнә: «Сениң әвладиң арқилиқ, сән Мениң авазимға қулақ салғиниң үчүн, йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр бәрикәтлиниду»,— дәп ейтқан (Яритилиш 22:17, 18). Кейин Йәһва бу вәдини Ибраһимниң оғлиға андин нәврисигә қайтилап ейтқан (Яритилиш 26:4; 28:14ни оқуң).

8 Муқәддәс китапта Ибраһимниң инсанлар асмандики җәннәттә яшайду дәп ойлиғанлиғи йезилмиған. Шуңа Худа «йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр» бәрикәткә еришиду дәп вәдә қилғанда, Ибраһим бу вәдә йәрдә әмәлгә ашидиғанлиғини чүшәнгән. Бу җәннәтниң йәрдә болидиғанлиғиниң Муқәддәс китаптики ялғуз испатиму?

9, 10. Келәчәктә җәннәт болидиғанлиғини қандақ вәдиләр испатлайду?

9 Ибраһимниң әвладидин болған Давут келәчәктә яман адәм һалак болидиғанлиғи һәққидә язған (Зәбур 37:1, 2, 10). Жугач мөмүнләр зәмингә мираслиқ қилиду вә арамбәхшниң чәксизлигидин һузурлиниду. Давут йәнә мундақ дегән: Һәққанийлар йәр-җаһанға егә болиду вә әбәдил-әбәткичә униңда макан тутуп яшайду (Зәбур 37:11, 29; Самуилниң 2-язмиси 23:2). Сизниң оюңизчә, бу вәдиләр Худаниң нийитини орунлиғуси кәлгән адәмләргә қандақ тәсир қилған? Улар кәлгүсидә йәрдә пәқәт һәққаний адәмләр яшайду вә йәр йүзи қайтидин Ерәм беғиға охшаш җәннәткә айлиниду дәп үмүт қилған.

Әмәлгә ашқан пәйғәмбәрлик сөзләр келәчәктә йәрдә җәннәт болидиғанлиғини испатлайду

10 Вақит өтүп, Худаға хизмәт қиливатимиз дегән исраиллиқлар Йәһва Худани вә һәқиқий ибадәтни рәт қилған. Шуниң үчүн Йәһва бабиллиқларниң Өз хәлқини йеңивелишиға, зәминни вәйран қилишиға вә көп исраиллиқларни қуллуққа елип кетишигә йол бәргән (Тарихнамә 2-язма 36:15—21; Йәрәмия 4:22—27). Лекин Худаниң пәйғәмбәрлири Исраил хәлқи 70 жилдин кейин, қуллуқтин қайтип келидиғанлиғини ейтқан. Бу пәйғәмбәрлик сөзләр әмәлгә ашти. Бирақ бу сөзләр биз үчүнму муһим. Келиңлар, җәннәтниң йәрдә болидиғанлиғини испатлайдиған бирнәччә бәшарәтни көрүп чиқайли.

11. Йәшая 11:6—9дики сөзләр биринчи қетим қачан әмәлгә ашти, амма йәнә қандақ соал пәйда болуши мүмкин?

11 Йәшая 11:6—9ни оқуң. Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ исраиллиқлар өз жутиға қайтип кәлгәндә, хатирҗәм яшайдиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Һечким явайи һайванлардин яки адәмләрдин қорқматти. Яшларму, яшанғанларму өзлирини бехәтәр һис қилатти. Бу Ерәм беғида болған теч-арамлиқни әсләтмәмду? (Йәшая 51:3). Шуниң билән Йәшая пәқәт Исраил зәмини әмәс, пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду дәп алдин-ала ейтқан. Бу сөзләр қачан орунлиниду? Буниң кәлгүсидә әмәлгә ашидиғанлиғи ениқ.

12. а) Қуллуқтин қайтип кәлгән исраиллиқлар қандақ бәрикәтләргә еришти? ә) Йәшая 35:5—10дики сөзләр келәчәктә әмәлгә ашидиғанлиғи немидин көрүниду?

12 Йәшая 35:5—10ни оқуң. Йәшая пәйғәмбәр исраиллиқлар Бабилдин қайтқанда, адәмләр яки явайи һайванатлар уларға һуҗум қилмайдиғанлиғини йәнә бир қетим ейтқан. Су мол болғанлиқтин, йәр мол һосул бәргән. Өз вақтида Ерәм беғидиму дәл шундақ болған (Яритилиш 2:10—14; Йәрәмия 31:12). Бу пәйғәмбәрлик сөзләр пәқәт шу чағда әмәлгә ашқанму? Йәшаяниң сөзлиригә бенаән, қарғулар, ақсақ-токулар вә паңлар сақийиши керәк еди. Лекин бу сөзләр Бабилдин қайтип кәлгән исраиллиқларниң күнидә әмәлгә ашмиған. Демәк, Худа кесәлләрни келәчәктә сақайтиду.

13, 14. Исраиллиқлар Бабилдин қайтқанда Йәшая 65:21—23тики сөзләр қандақ әмәлгә ашти? Бу сөзләр келәчәктә қандақ орунлиниду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

13 Йәшая 65:21—23ни оқуң. Йәһудийлар өз жутиға қайтқанда, қолайлиқ өйлири, һайдалған етизлири вә чирайлиқ үзүмзарлиқлири болмиған. Лекин Худа уларға бәрикәт төккәнликтин, вақит өтүп уларниң әһвали яхшиланди. Улар өзлири салған өйләрдә туруп, өзлири өстүргән мевиләрни йегәндә, қанчилик бәхитлик болғанлиғини тәсәввур қилип көрүңа!

14 Пәйғәмбәрлик сөзләргә бенаән, өмрүмиз «дәрәқниң өмридәк болиду». Гайибир дәрәқләр миңлиған жиллар яшайду. Шундақ узақ яшаш үчүн яхши саламәтлик керәк. Адәмләр Йәшая пәйғәмбәр ейтқандәк хейим-хәтәрсиз вә чирайлиқ әтрапта яшиса, бу һәқиқий җәннәт болатти. Бу пәйғәмбәрлик сөзләр чоқум әмәлгә ашиду!

Әйсаниң җәннәт тоғрисида бәргән вәдиси қандақ орунлиниду? (15, 16-абзацларға қараң)

15. Йәшая китавида қандақ бәрикәтләргә еришидиғанлиғимиз ейтилған?

15 Кәлтүрүлгән вәдиләр келәчәктә җәннәт болидиғанлиғини қандақ испатлайдиғанлиғини ойлап беқиң. Пүткүл йәр йүзидики адәмләр Худаниң бәрикитигә еришиду. Һечким явайи һайванатлардин яки зулум адәмләрдин қорқмайду. Қарғу, ақсақ-току вә паңлар сақийип кетиду. Адәмләр өзлири салған өйләрдә туруп, өзлири өстүргән мевиләрни йәп, һалавитини көриду. Улар дәрәқләрдинму узақ яшайду. Һә, Муқәддәс китапта шундақ җәннәт йеқин арида болидиғанлиғиға испатлар көп. Бирақ бәзи адәмләр бу пәйғәмбәрлик сөзләрниң җәннәтниң йәрдә болидиғанлиғини билдүрмәйдиғанлиғини ейтиши мүмкин. Уларға немә ейтсақ болиду? Йәрдики җәннәтни тақәтсизлик билән күтүшкә қандақ асас бар? Тарихтики әң улуқ адәм Әйса бизгә тәврәнмәс асас бәрди.

СӘН ҖӘННӘТТӘ БОЛУСӘН!

16, 17. Әйса җәннәт тоғрисида қачан ейтқан?

16 Әйса әйипсиз болсиму, сотлинип, түврүккә миқланған. Икки тәрипидә йәһудий җинайәтчиләр миқланған еди. Уларниң бири Әйсаниң падиша екәнлигини етирап қилип: «Әйса, өзүңниң Падишалиғиңға кәлгәндә, мени әскә алғина»,— дәп ейтти (Луқа 23:39—42). Әйса шу җинайәтчигә бәргән вәдә сизниң келәчигиңизгиму бағлиқ. Әйсаниң бу вәдиси Луқа 23:43тә кәлтүрүлгән. Бу айәтни қандақ тәрҗимә қилиш керәклиги һәққидә һәр түрлүк ой-пикирләр бар. Муқәддәс китапниң «Һазирқи заман уйғур тили тәрҗимисидә» бу айәт мундақ дәп тәрҗимә қилинған: «Билип қойки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән». Амма Әйса «бүгүн» дегән сөзи билән немә ейтмақчи болған?

17 Көп заманивий тилларда җүмлиниң мәнасини тоғра йәткүзүш яки ениқлаш үчүн, пәшкә охшаш тиниш бәлгүлири қоллинилиду яки җүмлиниң қурулуши өзгәртилиду. Лекин әң қедимий грек қолязмиларда тиниш бәлгүлири дайим қоллинилмиған. Шуниң үчүн мундақ соаллар пәйда болуши мүмкин: «Әйса “Билип қойки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болусән” дәп ейтмақчи болғанму яки “Саңа һәқни бүгүн ейтимәнки, сән мениң билән биллә җәннәттә болусән” дәп ейтмақчи болғанму?» Тәрҗиманлар Әйсаниң «бүгүн» дегән сөзини қандақ чүшәнсә, шуниңға мас җүмлиниң қурулушини өзгәртиду яки тиниш бәлгүлирини қойиду. Шуниң үчүн һәр түрлүк тәрҗимиләр бир-биригә охшимайду.

18, 19. Әйсаниң немә демәкчи болғанлиғини чүшинишкә немә ярдәм бериду?

18 Әйса әгәшкүчилиригә өзиниң өлүми һәққидә немә ейтқанлиғини есимизға алайли. У: «Инсан Оғлиму йәрниң қойнида үч кечә-күндүз болиду»,— дегән. Шуниң билән у: «Инсан Оғли адәмләрниң қолиға берилиши лазим, улар уни өлтүрүветиду, амма үчинчи күни у тирилиду»,— дегән (Мәтта 12:40; 16:21; 17:22, 23; Марк 10:34). Әлчи Петрус буниң йүз бәргәнлигини тәстиқлигән (Әлчиләр 10:39, 40). Шуниң үчүн, Әйса билән қешидики җинайәтчи шу өлгән күни җәннәткә бармиған. Муқәддәс китапта Әйсаниң «қәбирдә» болғанлиғи вә үчинчи күни Худа уни тирилдүргәнлиги йезилған (Әлчиләр 2:31, 32) a (Изаһәткә қараң.).

19 Әйса җинайәтчигә вәдә бәргәндә, «Саңа һәқни бүгүн ейтимәнки» дегән сөзләр билән башлиди. Муса пәйғәмбәрниң күнлиридиму сөзни шундақ башлаш адәттики әһвал болған. Муса бир күни мундақ дегән: «Мән бу күн саңа беридиған буйруқлиримни көңлүңгә елиң» (Қанун шәрһи 6:6; 7:11; 8:1, 19; 30:15).

20. Әйсаниң сөзлирини тоғра чүшәнгәнлигимизгә қандақ дәлилләр бар?

20 Оттура Шәриқтә яшиған Муқәддәс китап тәрҗимани мундақ дегән: «“Бүгүн” дегән сөзгә мәнтиқий урғу қоюлуп: “Саңа һәқни бүгүн ейтимәнки, сән мениң билән биллә җәннәттә болусән”,— дәп оқулуши керәк». Бу вәдә шу күни берилди, кейин орунлиниши керәк еди. Шундақла бу тәрҗиманниң ейтишичә, «бүгүн» дәп сөзләш шу әтрапниң сөзләш алаһидилиги еди һәм «вәдиниң бәлгүлүк күни берилгәнлигини вә җәзмән әмәлгә ашидиғанлиғини» билдүриду. Бәшинчи әсирдики сириялик тәрҗимидә бу айәт мундақ тәрҗимә қилинған: «Амин, бүгүн мән саңа ейтимән, сән мениң билән биллә Ерәм беғида болусән». Бу вәдә һәммимизгә илһам беридиғанлиғи сөзсиз.

21. Җинайәтчи асманда һөкүмранлиқ қилиш үчүн талланмиғанлиғиға қандақ дәлилләр бар?

21 Әйса җинайәтчигә җәннәт тоғрисида ейтқанда, асмандики җәннәт һәққидә ейтмиған. Буни қәйәрдин билимиз? Буниң бир сәвәви, бу җинайәтчи Әйсаниң шагиртлири билән Падишалиқ һәққидә келишим түзгәнлигини билмигән (Луқа 22:29). У һәтта чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмигән еди (Йоһан 3:3—6, 12). Шуңа Әйса вәдә бәргәндә, җинайәтчи пәқәт йәрдики җәннәттин хәвәрдар болған болуши мүмкин. Жиллар өтүпла, әлчи Паул «җәннәткә елип кетиливатқан» бир кишини вәһийдә көргәнлигини ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 12:1—4). Паул вә башқа әлчиләр асманда Әйса билән биллә һөкүмранлиқ қилишқа талланған болсиму, Паул келәчәктики җәннәт һәққидә ейтқан b (Изаһәткә қараң.). Бу җәннәт йәрдә боламду? Сиз униңда яшаламсиз?

КЕЛӘЧӘКТӘ БИЗНИ НЕМӘ КҮТИДУ?

22, 23. Сиздә қандақ үмүт бар?

22 Есиңиздә болса, Давут һәққанийлар земинға егә болидиған вақит һәққидә ейтқан (Зәбур 37:29; Петрусниң 2-хети 3:13). У һәммә адәмләр Худаниң һәққаний принциплириға итаәт қилидиған вақит тоғрилиқ ейтқан. Йәшая 65:22дә: «Хәлқимниң күнлири дәрәқниң өмридәк болиду»,— дегән вәдә берилгән. Демәк, йеңи дунияда Йәһваға хизмәт қилидиған адәмләр миңлиған жиллар яшайду. Бу мүмкинму? Һә, мүмкин, чүнки Вәһий 21:1—4кә бенаән, Худа инсанийәтни бәрикәтләйду. Бу бәрикәтләрниң бири — өлүм болмайдиғанлиғи.

23 Муқәддәс китап җәннәт тоғрилиқ немигә үгитидиғанлиғи ениқ. Адәм ата билән Һава ана җәннәттә мәңгү яшаш пурситини йоқитип қойди, амма келәчәктә қайтидин җәннәт болиду. Худа вәдә бәргәндәк, У һәммә адәмләргә бәрикәт бериду. Давут һәққаний вә мөмүн адәмләр йәргә егә болуп, мәңгү яшайдиғанлиғини ейтқан. Йәшая язған пәйғәмбәрлик сөзләр җәннәттә яшайдиған күнни тақәтсизлик билән күтүшкә ярдәм бериду. Шу вақит қачан келиду? Әйсаниң җинайәтчигә бәргән вәдиси орунланғанда. Сизму шу җәннәттә яшалайсиз. Шу чағда Кореядики конгресста: «Җәннәттә көрүшимиз!» дегән қериндашларниң тилиги орунлиниду.

a Марвин Пейт профессорниң ейтишичә, көплигән алимлар Әйса «бүгүн» дегәндә, өлгән күни яки 24 саатниң ичидә җәннәткә баридиғанлиғини демәкчи болған дәп ишиниду. Пейт профессор улар Муқәддәс китаптики башқа дәлилләр билән келишмәйдиғанлиғини ейтқан. Мәсилән, Муқәддәс китапта Әйса өлгәндин кейин қәбирдә болғини, андин асманға көтирилгәнлиги йезилған (Мәтта 12:40; Әлчиләр 2:31; Римлиқларға 10:7).

b Мошу журналниң рус тилидики саниниң «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.