Һәққанийлар Йәһвани ойлап хошаллиқ тапиду
СӘКСӘНДИН ашқан Диана исимлиқ қериндаш ахирқи бирнәччә жил давамида қайғудин бешини көтәрмигән. Альцгеймер кесилигә гириптар болған йолдиши Қериларниң өйидә көз жумди. Униң икки оғлиму өлүп кәткән, өзи болса, сүт бези рак кесилигә гириптар болған. Лекин қериндашлар уни җамаәттә яки вәз хизмитидә көргәндә, униң дайим хошал болғанлиғини байқайду.
Джон 43 жилдин ошуқ вақит наһийилик назарәтчи болуп хизмәт қилған. У бу хизмәтни яхши көргәнлиги шунчә, башқа иш билән шуғуллинишни һәтта көз алдиға кәлтүрәлмәтти. Амма, униңға ағриқчан туққиниға қараш үчүн хизмитини тохтитишқа тоғра кәлди. Джон бурадәрни тонуған қериндашлар уни конгрессларда көргәндә, униң мошу кәмгичә хошал-хорам екәнлигини байқайду.
Диана вә Джонға хошаллиқни йоқатмаслиққа немә ярдәм бериватиду? Адәм немә сәвәптин хошаллиғидин айрилиши мүмкин? Қериндашқа яхши көргән вәзиписини қалдурушқа тоғра кәлсә, униң хошал болуп қелишиға немә ярдәм берәләйду? Муқәддәс китап буниңға җавап бериду: «Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошаллиниду» (Зәбур 64:10). Буни чүшиниш үчүн дайим хошал болушқа неминиң ярдәм беридиғанлиғини вә вақитлиқ хошаллиқниң немә екәнлигини биливалайли.
ВАҚИТЛИҚ ХОШАЛЛИҚ
Бәзи нәрсиләр һәрдайим хошаллиқ елип келиду. Мәсилән, бир-бирини сөйгән әр-аял, бала тапқан ата-ана яки Йәһваниң тәшкилатида йеңи вәзипә алған адәм хошал болиду. Бу нәрсиләр көп хошаллиқ әкелиду, чүнки нека, балилар вә Яратқучимизға хизмәт қилиш шан-шәрипи — Йәһва бәргән соғилар (Яритилиш 2:18, 22; Зәбур 127:3; Тимотийға 1-хәт 3:1).
Амма бу хошаллиқ һәрқачан узаққа созулмайду. Әпсуски, бирсиниң өмүрлүк җүпти вапасизлиқ қилиши яки өлүп кетиши мүмкин (Әзәкиял 24:18; Һошия 3:1). Балилар ата-анисини тиңшимай, һәтта җамаәттин чиқирилиши еһтимал. Мәсилән, Самуилниң оғуллири Йәһваға итаәтсизлик қилған вә Давут Батшеба билән гуна қилғанлиқтин, аилисидә нурғун қийинчилиқлар пәйда болған (Самуилниң 1-язмиси 8:1—3; Самуилниң 2-язмиси 12:11). Шундақ вәзийәтләр уларға хошаллиқ әмәс, дәрт-аләм әкәлгән.
Бәзидә тәшкилаттики вәзипимизни қалдурушқа тоғра келиду. Буниңға саламәтлигимизниң начарлиши, аилимизгә ғәмхорлуқ қилишимиз, вәзийитимизниң өзгириши яки тәшкилаттики өзгиришләр сәвәп болуши мүмкин. Вәзиписини қалдурған қериндашлар шу бәхитлик күнләрни сеғинидиғанлиғини ейтишиду.
Көргинимиздәк, буларниң һәммиси вақитлиқ хошаллиқ әкелиду. Һаятимиздики қийинчилиқларға қаримастин, хурсән болуп қелишимиз мүмкинму? Әлвәттә, мүмкин! Мәсилән, Самуил, Давут вә башқа адәмләр қийин вәзийәттә болсиму, хурсәнлигини йоқатмиған.
ДАЙИМ ХУРСӘН БОЛУШ
Әйса һәқиқий хошаллиқниң немә екәнлигини билгән. Йәргә кәлмәстин авал, у «һәрдайим [Йәһваниң] алдида шатланди» (Пәнд-нәсиһәтләр 8:30). Бирақ йәргә кәлгәндә, у шиддәтлик қийинчилиқларға дучар болған. Шуниңға қаримастин, Әйса Атисиниң ирадисини әмәлгә ашурушта хошаллиқ тапқан (Йоһан 4:34). Азап түврүгидә қийналғандиму, «У өзини күтүватқан хошаллиқ үчүн шәрмәндичиликкә писәң қилмай», азапқа бәрдашлиқ бәрди (Ибранийларға 12:2). Ундақта, Әйса һәқиқий хурсәнлик һәққидә ейтқан икки вәзийәтни көрүп чиқайли.
Бир күни 70 шагирти вәз хизмитидин кейин Әйсаниң алдиға кәлди. Улар атқурған хизмәтлири вә һәтта җинларни қоғлиғанлиғи үчүн наһайити хошал болди. Лекин Әйса уларға: «Роһларниң силәргә бойсунғанлиғиға хошал болмаңлар, бәлки исмиңлар асманда йезилишиға хошал болуңлар»,— деди (Луқа 10:1—9, 17, 20). Һә, Йәһваниң қәлбини хурсән қилиш қандақту бир алаһидә вәзипидин көпирәк хошаллиққа ериштүриду.
Башқа бир вәзийәттә Әйса хәлиқкә сөз қилғанда, униң тәлими бир йәһудий аялға тәсир қилғанлиғи шуки, у: «Сизни туғуп, беқип чоң қилған аял нәқәдәр бәхитлик һә!»— дәп Луқа 11:27, 28). Әлвәттә, пәрзәнтлири билән пәхирләнгән ата-ана бәхитлик болиду. Лекин Йәһваға итаәт қилиштин вә Униң билән яхши мунасивәттә болуштин артуқ хошаллиқ йоқ!
ейтқан. Бирақ Әйса җававән: «Яқ, Тәңриниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур»— деди (Йәһваниң қәлбини хурсән қилғанлиғимизни билгәндә, һәқиқий хошаллиққа еришимиз. Синақлар бизни хуш қилмисиму, бизни хошаллиғимиздин айралмайду. Синақларда садақәтмән болуп қалсақ, бизниң хошаллиғимизға хошаллиқ қошулиду (Римлиқларға 5:3—5). Йәһва Униңға таянған хизмәтчилиригә муқәддәс роһ бериду. Хошаллиқ — муқәддәс роһниң мевисидур (Галатилиқларға 5:22). Бу бизгә Зәбур 64:10дики: «Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошаллиниду»,— дегән сөзләрни чүшинишкә ярдәм бериду.
Диана вә Джон қийинчилиқларға дуч кәлсиму, хошаллиғини йоқатмиған. Диана мундақ дәйду: «Кичик бала ата-анисидин пана издигәндәк, мәнму Йәһвадин пана издәймән». У: «Йәһва мени бәрикәткә ериштүрүп, көңлүмни йерим қилмай, хошаллиқ билән вәз қилишқа ярдәм бериду». Вәзиписини қалдурсиму, Джонға хошаллиғини йоқатмай, хизмәттә паал болуп қелишиға немә ярдәм бәрди? У мундақ дәйду: «1998-жили Хизмәт маһаритини ашуруш мәктивидә дәрис беришни башлидим вә шуниңдин бери шәхсий үгинишкә буниңдинму көпирәк вақит бөлдүм». Униң ейтишичә, аяли иккисигә өзгиришләрни қобул қилиш қийин болмиған, чүнки улар Йәһва немини тапшурмисун, шуни қилишқа тәйяр болған. У йәнә: «Шундақ қилғинимизға қилчиму пушайман қилмаймиз»,— дегән.
Зәбур 64:10дики сөзләрниң растлиғини көп қериндашлар өз тәҗрибисидин өткүзди. АҚШтики Бәйтәлдә 30 жилдин ошуқ хизмәт қилған әр-аялниң мисалини көрәйли. Бу әр-аял мәхсус пионерлар болуп тәйинләнди. Улар: «Яхши көргән бир нәрсидин айрилғанда, қайғуруш адәттики нәрсә, бирақ бу қайғу мәңгү давамлашмайду»,— дәйду. Улар бирдин җамаәт билән вәз қилишқа башлиди. Бу әр-аял йәнә мундақ дәйду: «Биз ениқ нәрсиләр тоғрилиқ дуа қилдуқ. Дуалиримизға җавап алғанда, биз илһам елип, интайин хошал болдуқ. Биз кәлгәндин көп өтмәй, җамаәттики бәзи қериндашлар пионер болуп хизмәт қилишни башлиди вә биз икки адәм билән үгинишни башлидуқ. Иккилиси роһий җәһәттин өсүватиду».
«МӘҢГҮ ШАТ-ХОРАМЛИҚ»
Әлвәттә, дайим хошал болуш асан әмәс. Көңлүмиз чүшидиған вақтимиз болиду. Амма Йәһва Худа бизгә Зәбур 64:10дики сөзләр арқилиқ илһам бериду. Көңлүмиз чүшкәндиму садақәтмән болуп қалсақ, һәрқандақ вәзийәттә Пәрвәрдигарда хошал болумиз. Йәһваниң «йеңи асманлар вә йеңи зәмин» тоғрисида ейтқан вәдиси әмәлгә ешишини тақәтсизлик билән күтимиз. Шу чағда адәмләрниң һәммиси мукәммәл болуп, Худаниң ишлиридин мәңгүгә шат-хорамлиқта болиду (Йәшая 65:17, 18).
Мошундақ һаятни тәсәввур қилип көрүң: төрт мүчимиз сақ, һәр күни ойғанғанда күчимиз урғуп туриду. Өтмүштә көңлүмизни чүшәргән нәрсиләр әскә кәлмәйду. Йәһва: «Илгирики ишлар һеч әсләнмәйду, һәтта әскә кәлмәйду»,— дәп вәдә қилиду. Әйса 12 яштики қизни тирилдүргәндә, ата-аниси «әҗайип хошаллиққа» еришкәндәк, қайтиш болған йеқинлиримизни қарши алғанда, бизму шундақ хошаллиққа бөлинимиз (Марк 5:42). Нәтиҗидә йәр йүзидә һәрбир адәм һәққаний болуп, мәңгү бойи «Пәрвәрдигарда хошаллиниду».