Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Миннәтдар болуңлар

Миннәтдар болуңлар

ӨЗҮҢИЗНИ миннәтдар адәм дәп һесапламсиз? Һәрбиримиз бу тоғрилиқ ойлишимиз керәк. Муқәддәс китапта бизниң заманимизда нурғун адәмләрниң «миннәтдарсиз» болидиғанлиғи алдин-ала ейтилған (Тим. 2-х. 3:2). Бәлким, сиз миннәтдарлиқни билмәйдиған адәмләрни учратқансиз. Уларниң ойичә, һәммиси уларға бирнәрсә қилиши яки бериши керәк вә улар шу нәрсиләрни елишқа лайиқ. Улар рәхмәт ейтишниң һаҗити йоқ дәп қарайду. Шундақ адәмләрниң қешида болушни яқтурмайдиғансиз.

Лекин Йәһва Худа Өз хизмәтчилирини: «Миннәтдар болуңлар»,— дәп чақириду. Шуңа биз «һәммә нәрсә үчүн шүкүр ейтишимиз» лазим (Кол. 3:15; Сал. 1-х. 5:18). Әмәлийәттә, миннәтдарлиқ роһини йетилдүрүш өзүмизгә пайда елип келиду. Һазир буниң бирнәччә сәвәвини көрүп чиқимиз.

МИННӘТДАРЛИҚ ВӘ ӨЗҮМИЗГӘ БОЛҒАН ИҖАБИЙ КӨЗҚАРАШ

Дайим миннәтдарлиқ билдүрүшниң бир муһим сәвәви — бу өзүмизгә иҗабий яки тоғра көзқарашта болушқа ярдәм бериду. Башқиларға рәхмәт ейтидиған киши өзини яхши һис қилиду вә миннәтдарлиқ сөзлирини аңлиған кишиниңму көңли көтирилип қалиду. Немә үчүн миннәтдарлиқни билдүрүш бизниму, башқиларниму хошаллиққа ериштүриду? Бир мисални көрүп чиқайли. Бирси сиз үчүн бир нәрсини қилиш үчүн вақит чиқарса, демәк сизни лайиқ дәп қариғанлиғи сәвәпликтур. Шу киши сизгә көңүл бөлиду. Сиз униң ғәмхорлуғини көргәндә, өзүңизни бәхитлик һис қилисиз. Рутму шундақ вәзийәткә дуч кәлгән. Боаз Рутқа мәртлик көрсәткән. Шәк-шүбһисизки, Боазниң шундақ ғәмхорлуғидин Рут өзини интайин бәхитлик сәзгән (Рут 2:10—13).

Худаға миннәтдар болуш яки шүкүр ейтиш алаһидә муһим. Худа бәргән вә бериватқан роһий вә җисманий соғилар һәққидә ойлайдиғанлиғиңиз сөзсиз (Қ. шәр. 8:17, 18; Әлч. 14:17). Лекин Худаниң қилған яхшилиқлири тоғрилиқ үзәки ойлапла қоймай, йеқинлириңизға вә сизгә бәргән көп бәрикәтләр үстидин чоңқур ойлашқа вақит бөлүң. Йәһва Худаниң мәртлиги һәққидә ойлисақ, Униңға болған миннәтдарлиғимиз техиму күчийип, У бизни қанчилик яхши көридиғанлиғи вә қәдирләйдиғанлиғини һис қилимиз (Йоһ. 1-х. 4:9).

Лекин Йәһваниң мәртлиги вә бәрикәтлири тоғрилиқ ойлинипла қоймай, Йәһваниң яхшилиғи үчүн Униңға миннәтдарлиғиңизни көрситиң (Зәб. 100:4, 5). Миннәтдарлиқни изһар қилидиған адәмләр өзлирини хошал һис қилиду.

МИННӘТДАРЛИҚ ДОСТЛУҚ РИШТИЛИРИНИ МУСТӘҺКӘМЛӘЙДУ

Миннәтдарлиқ билдүрүшниң йәнә бир сәвәви — бу достлуқ мунасивәтни күчәйтиду. Һәммимиз башқиларниң бизни қәдирлишини халаймиз. Сиз бирсигә чин жүрәктин рәхмәт ейтқанда, шу адәм билән техиму йеқин достлишип кетисиз (Рим. 16:3, 4). Шундақла миннәтдар адәмләр башқиларға дайим ярдәм беришкә тәйяр. Башқилар сизниң уларға меһрибан екәнлигиңизни байқиғанда, уларму сизгә меһрибанлиқ көрситишни халайду. Дәрһәқиқәт, башқиларға ярдәм бериш шат-хорамлиққа ериштүриду. Әйса дегәндәк, «елиштин көрә бериш бәхитлигирәк» (Әлч. 20:35).

Калифорния университетиниң профессори Роберт Эммонсниң ейтишичә, миннәтдар болуш үчүн, биз бир-биримизгә муһтаҗ екәнлигимизни чүшинишимиз керәк. Бәзидә биз беримиз, башқа чағларда болса бизгә берилиду. Раст, һаятимиз башқиларниң бизни қоллап-қувәтлишигә вә ғәмхорлуқ қилишиға бағлиқ. Мәсилән, улар бизни керәклик озуқ-түлүк билән тәминләйду яки тиббий ярдәм көрситиду (Кор. 1-х. 12:21). Миннәтдар киши башқиларниң униң үчүн қилған яхшилиғини қәдирләйду. Сиздә башқиларға миннәтдарлиқ билдүридиған адитиңиз барму?

МИННӘТДАРЛИҚ ВӘ ҺАЯТҚА БОЛҒАН КӨЗҚАРАШ

Миннәтдарлиқ көрситишниң йәнә бир муһим сәвәви — бу сәлбий әмәс, иҗабий нәрсиләргә диққәт ағдурушиңизға ярдәм бериду. Адәмниң әқлини сүзгүч билән селиштурушқа болиду. У бизгә өп-чөримиздики бәзи нәрсиләргә диққәтни мәркәзләштүрүп, башқилириға ерән қилмаслиққа ярдәм бериду. Миннәтдар болсиңиз, қийинчилиқларға әмәс, яхши нәрсиләргә көпирәк диққәт ағдуралайсиз. Қанчә миннәтдар болғансири, шунчә яхши тәрәпни көридиған болисиз. Шундақ қилип, техиму миннәтдар болалайсиз. Бар диққитиңизни миннәтдар болушқа ярдәм беридиған нәрсиләргә қаратсиңиз, әлчи Паулниң «Рәббимиз йолида дайим шатлиниңлар» дегән сөзлиригә қулақ салалайсиз (Флп. 4:4).

Миннәтдарлиқ сәлбий ой-пикирләрдин нери болушқа ярдәм бериду. Охшаш вақитниң өзидә һәм миннәтдар болуш, һәм көрәлмәслик қилиш, хапа болуш яки аччиқлиниш мүмкин әмәс. Буниңдин башқа, қәлбидә миннәтдарлиқ бар адәмләр мал-дунияға анчә қизиқмайду. Улар көпирәк мал-дунияға еришишкә тиришмай, әксичә қолда бариға миннәтдар болиду (Флп. 4:12).

БӘРИКӘТЛИРИҢИЗ ТОҒРИЛИҚ ОЙЛАҢ

Биз Худаниң хизмәтчилири болғачқа, Шәйтан бизниң дуч келиватқан қийинчилиқлар түпәйли қайғуруп, чүшкүнлүккә чүшүшимизни халайдиғанлиғини чүшинимиз. У сизниң наразилиқ роһини көрситишиңизни халайду. Шундақ яман роһий кәйпиятта болсиңиз, адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүш қийин болиду. Әмәлийәттә, миннәтдарлиқ билән муқәддәс роһниң мевиси арисида зич бағлиниш бар. Мәсилән, Йәһва бизгә қилған яхшилиғини көрүп вә Униң келәчәк тоғрилиқ вәдилиригә ишәнгәндә, қәлбимиз шат-хорамлиққа толиду (Гал. 5:22, 23).

Йәһва гувачилириниң бири болғанлиқтин, сиз бәлким бу мақалидә миннәтдарлиқ тоғрисида йезилғанларға қошулисиз. Лекин һемишәм миннәтдар болуш вә иҗабий көзқарашни сақлаш асан әмәслигини чүшинисиз. Шундақ болсиму, миннәтдар болуш қолуңиздин келиду. Буниң үчүн, немиләр үчүн миннәтдар екәнлигиңиз тоғрилиқ ойлашқа һәр күни вақит чиқириң. Шундақ қилсиңиз, техиму миннәтдар болушни үгинисиз. Шу чағда пәқәт өз қийинчилиқлири һәққидә ойлайдиған кишиләргә қариғанда, өзүңизни бәхитлигирәк һис қилалайсиз. Худаниң вә башқиларниң сизни хошал қилидиған вә роһуңизни көтириш үчүн қилған ишлири тоғрилиқ ойлиниң. Бәлким, сиз һәр күни миннәтдар болушниң икки-үч сәвәвини йезип қойсиңиз болиду.

Тәтқиқатчиларниң байқишичә, адәмләр башқиларға пат-пат миннәтдарлиқ билдүрсә, мейисиниң ишләш иқтидарини ашуриду вә шу арқилиқ һаятқа иҗабий көзқараш билән қарашқа башлайду. Миннәтдар адәм — бәхитлик адәм. Шуңа Йәһва сизгә төккән бәрикәтләр тоғрилиқ ойлинип, яхши вақиәләрни әстә сақлап қоюң вә һәрқачан миннәтдар болуң. Яхши ишларға пәрва қилмай жүрмәстин, Йәһваға «һәммә нәрсә үчүн шүкүр ейтиңлар» (Тар. 1-яз. 16:34; Сал. 1-х. 5:18).