Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Шәйтан Һава аниға у яхши билән яманни билдүридиған дәрәқниң мевисини йесә, өлмәйдиғанлиғини ейтқанда, бүгүнки күндә кәң тарқалған «роһ өлмәйду», дегән тәлимат тоғрилиқ ейтқанму?

Яқ. Шәйтан Һава аниға йейиш мәнъий қилинған мевини йесә, униң тени өлүп, роһи башқа бир йәрдә яшайду дәп ейтмиған. У илан арқилиқ Һава аниға шу дәрәқниң мевисини йесә, һечқачан өлмәйдиғанлиғини ейтқан. Башқичә ейтқанда, у Һава аниға Худадин мустәқил, “өзи бәк, өзи хан” болуп, шат-хорам яшалайдиғанлиғини йошурун көрсәткән (Ярит. 2:17; 3:3—5).

Өлмәйдиған роһ һәққидики сахта тәлим Ерәм беғида пәйда болмиған болса, ундақта у нәдин келип чиққан? Биз буни ениқ билмәймиз. Биз билгәндәк, Нуһниң заманидики Топан сүйидә ялған ибадәт қилған адәмләрниң һәммиси өлүп кәткән вә сахта тәлимларму йоқ қилинған. Шу чағда пәқәт һәқиқий ибадәт қилған Нуһ вә униң аилисидики кишиләр аман қалған.

Демәк, өлмәйдиған роһ тоғрилиқ һазир мәвҗут болуватқан тәлим Топан сүйидин кейин пәйда болған. Худа Бабилда тилларни қалаймиқанлаштурғанда, адәмләр «пүткүл йәр йүзигә» тарқилип кәткән еди. Шәк-шүбһисизки, улар өзлири билән шу сахта тәлимни елип кәткән (Ярит. 11:8, 9). Өлмәйдиған роһ һәққидики тәлим мәйли қачан пәйда болмисун, униң пәйда болушиға тәсир қилған «ялғанчилиқниң атиси» Иблис Шәйтан болған вә у бу тәлимниң кәң тарқалғанлиғидин бәк хошал болғанлиғи сөзсиз (Йоһ. 8:44).