Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Есиңиздә барму?

Есиңиздә барму?

Сиз мошу жилниң «Күзитиш мунари» журналлирини көңүл қоюп оқудиңизму? Төвәндики соалларға җавап берәләмсиз?

Майланғанларға қандақ муамилә қилишимиз керәк?

Уларни ишәнчиси үчүн қәдирләймиз. Уларға һәддидин зиядә көңүл бөлмәслигимиз керәк. Адәмләрни улуқлаштин нери турушимиз лазим (Йәһ. 16). Улардин қандақ майланғанлиғи тоғрилиқ соримаслиғимиз керәк. Бу уларниң шәхсий иши (w20.01 29-б.).

Йәһва Худа сизгә көңүл бөләмду?

Сиз туғулмастин авал Йәһва Худа сизгә көңүл бөлгән. У жүригиңиздә немә барлиғини вә немә һәққидә ойлайдиғанлиғиңизни билиду. Жүрүш-турушиңиз Уни хошал қилиду яки рәнҗитиду (Тар. 1-яз. 28:9; Пәнд н. 27:11). У сизни Өзигә җәлип қилиду (w20.02 12-б.).

Сөз қилиш вақти вә сүкүт қилиш вақтиниң қандақ мисаллири бар?

Йәһва Худа тоғрисида хошаллиқ билән ейтимиз. Әгәр кишиниң йолдин чиқип кетиватқанлиғини көрсәк, агаһландурушимиз керәк. Ақсақаллар зөрүр болғанда, нәсиһәтләрни бериду. Паалийитимиз мәнъий қилинған дөләттә қандақ вәз қилидиғанлиғимиз тоғрилиқ һечқандақ тәпсилатларни ейтмаймиз. Мәхпий мәлуматларни һечкимгә ейтмаслиғимиз керәк (w20.03 20, 21-б.).

Вәһий вә Йоел китаплиридики чекәткиләр һәққидә пәйғәмбәрлик сөзләрниң арисида қандақ пәриқләр бар?

Йоел 2:20—29 айәтләрдә, Худа чекәткиләрни һайдаветишкә вә улар вәйран қилғанни «қайтуруп беришкә» вәдә қилған дәп йезилған. Буниңдин кейин Худа муқәддәс роһини төкиду. Бу пәйғәмбәрлик сөзләр Бабил Исраилға һуҗум қилғанда вә кейинирәк орунланған. Вәһий 9:1—11 айәтләрдә Йәһва Худаниң майланған хизмәтчилири тәсвирләнгән. Улар бу рәзил дуния түзүми һәққидә Худаниң сот хәвирини җасарәт билән җакалап, бу дунияни қоллайдиған кишиләрни азаплиғандәк болиду (w20.04 3—6 б.).

Бүгүнки күндә «шималий падиша» ким?

Россия вә униң иттипақдашлири. Улар вәз ишини мәнъий қилиш вә Йәһва гувачилирини өч көрүш арқилиқ Худа хәлқигә һуҗум қилған. Шималий вә җәнубий падишалар өз ара күрәш қилишни давамлаштуриватиду (w20.05 13-б.).

«Муқәддәс роһниң мевисигә» пәқәт Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләрдә йезилған хисләтләр кирәмду?

Яқ. Худаниң роһи йәнә башқа есил пәзиләтләрни, шу җүмлидин һәққанийлиқни йетилдүрүшкә ярдәм бериду (Әфәс. 5:8, 9) (w20.06 17-б.).

Немә үчүн өзүңиз һәққидә торларға чиқириватқан материаллар хәтәрлик?

Торларға чиқириватқан изаһәт, рәсим вә видеолар кәмтәр әмәс, махтанчақ екәнлигиңизни көрситиши мүмкин (w20.07 6, 7-б.).

Мәсиһийләр маһир белиқ тутқучидин қандақ үлгә алалайду?

Белиқ тутқучилар белиқлар көп болидиған вақитни вә җайни вә тоғра қурал-сайманларни таллайду. Улар вәзийәтниң өзгиришигә қаримастин җасурлуқ билән ишләйду. Бизму вәз қилғанда шундақ қилалаймиз (w20.09 5-б.).

Биз үгәнгүчиләрниң Худани техиму бәкирәк яхши көрүшигә қандақ ярдәм беримиз?

Үгәнгүчиләрни Муқәддәс китапни һәр күни оқушқа вә оқуғанлири үстидә чоңқур ойлинип мулаһизә қилишқа дәвәт қилиң. Йәнә уларға дуа қилишни үгитиң (w20.11 4-б.).

Паулниң «Мәсиһ билән бирликтә болғанларниң һәммиси һаят болиду» дегинигә кимләр кириду? (Кор. 1-х. 15:22)

Әлчи Паул һәрбир адәм тирилиду, дәп ейтмиған. У «Мәсиһ билән бирликтә», йәни майланғанларму асманда яшаш үчүн роһ сүпитидә тирилдүрилиду, дәп ейтқан (Кор. 1-х. 1:2; 15:18) (w20.12 5, 6-б).

«Бир дәқиқидә, көзни бир жумуп ачқичә, ахирқи карнәй челинғанда» майланғанларға немә болиду? (Кор. 1-х. 15:51—53)

Уларму Әйса Мәсиһ бирликтә «төмүр калтәк билән хәлиқләрни башқуриду» (Вәһ. 2:26, 27) (w20.12 12, 13-б.).