Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Әлчи Паулниң Коринтлиқларға 1-хәт 15:29-айәттики сөзлири бәзи етиқатчиларниң өлгәнләр үчүн чөмдүрүлүштин өтүши керәклигини билдүрәмду?

Муқәддәс китап яки тарихий китапларниң биридиму мәсиһийләрниң өлгәнләр үчүн чөмдүрүлүштин өтүши керәк, дәп йезилмиған.

Бу айәтниң көплигән Муқәддәс китап тәрҗимилиридә, қандақ тәрҗимә қилинғанлиғи бәзи адәмләрни өлгәнләр үчүн чөмдүрүлүш мәрасими биринчи әсирдики етиқатчиларниң арисида кәң тарқалған, дегән ойға кәлтүргән. Бундақ тәрҗимиләрниң биридә йезилған: «Әгәр өлгәнләр һәргиз тирилмисә, у чағда уларға өлүш үчүн чөмдүрүлүшниң немә кериги бар?»

Лекин һазир икки Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң изаһәтлирини көрүп чиқайли. Грегори Локвуд исимлиқ алимниң ейтишичә, бирси өлгәнләр үчүн чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши керәк дегән көзқарашниң тарихта яки Муқәддәс китапта барлиғиға һеч қандақ дәлил-испатлар йоқ. Гордон Д Фри исимлиқ профессор охшаш көзқарашта, у мундақ дегән: «Бундақ чөмдүрүлүш мәрасиминиң мисаллири тарихта яки Язмиларда йоқ. Инҗилдиму бу тилға елинмиған. Дәсләпки мәсиһийләрниң һечбириниң яки әлчиләрниң өлүмидин кейин узун өтмәй пәйда болған һечбир чирколарниңму бундақ қилғанлиғиға һеч испатлар йоқ».

Муқәддәс китапта Әйсаниң әгәшкүчилиригә: «Һәммә хәлиқләрдин шагиртларни тәйярлаңлар. Уларни... суға чөмдүрүңлар... буйриған һәммә нәрсиләргә әмәл қилишни уларға үгитиңлар»,— дегән буйруғи йезилған (Мәт. 28:19, 20, ЙД). Адәм чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүштин авал Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ тоғрисида билим елиши вә Уларға ишинип, бойсунуши керәк еди. Гөрдә ятқан өлүкләр буларни қилалмиған, бирму тирик етиқатчи улар үчүн буни қилалматти (Вәз 9:5, 10; Йоһ. 4:1; Кор. 1-х. 1:14—16).

Паул немә демәкчи болған еди?

Бәзи коринтлиқлар өлгән адәмләрниң тирилидиғанлиғини рәт қилған (Кор. 1-х. 15:12). Паул шу коринтлиқларға уларниң көзқариши натоғра екәнлигини көрсәткән. Қандақ? У өзи «һәр күни өлүмгә дуч келиватқиним раст», дәп ейтқан. Әлвәттә, у техи һаят еди. Бирақ, у өлүм хәтирини баштин өткүзгәнлигигә қаримай, Әйса Мәсиһкә охшаш өлүмидин кейин асманда яшаш үчүн күчлүк роһ сүпитидә тирилдүрүлидиғанлиғиға ишәнгән (Кор. 1-х. 15:30—32, 42—44).

Коринтлиқлар буни чүшиниши керәкки, майланған мәсиһий болуш, улар һәр күни қийинчилиқларға дуч келиду вә асманда яшашқа тирилдүрүлүштин авал өлиду дегәнни билдүриду. Шуңа улар Әйса Мәсиһ билән биллә болуш үчүн чөмдүрүлгәндә, униң өлүмигә ортақ болуш үчүн чөмдүрүлгән (Рим. 6:3). Улар бу символлуқ чөмдүрүлүши сәвәплик удул мәнадики өлүмни вә асманда яшаш үчүн тирилдүрүлүшни баштин өткүзиду.

Әйса униң суға чөмдүрүлүш мәрасимидин икки жилдин көпирәк өткәндә, у икки әлчисигә: «Мән өтидиған чөмдүрүлүштин өтисиләр»,— дәп ейтқан (Марк 10:38, 39). Әйса Мәсиһ суға чөмдүрүлүш мәрасими тоғрисида демигән. У Худаға болған садақәтмәнлиги өлүмгә елип келидиғанлиғи һәққидә демәкчи болған. Паул майланғанларға улар тоғрилиқ «Мәсиһ билән шан-шәрәпкә йетишимиз үчүн, униң билән биллә азап» чекимиз дәп язған (Рим. 8:16, 17; Кор. 2-х. 4:17). Шуңа улар асманда яшаш үчүн өлүп кетишкә тоғра келиду.

Хуласиләп, әлчи Паулниң сөзлирини мундақ тәрҗимә қилишқа болиду: «Болмиса, өлүп кетиш үчүн чөмдүрүлгәнләргә немә қилиш керәк? Әгәр өлгәнләр һәргиз тирилмисә, у чағда уларға өлүш үчүн чөмдүрүлүшниң немә кериги бар?»