Пүтүн вуҗудиңиз билән вәзипиңизни орунлаң!
ҖАН-ҖИГӘР достуңиздин илһам беридиған хәтни алғанда өзүңизни қандақ һис қилисиз? Мәсиһниң шагирти Тимотий әлчи Паулдин кәлгән шундақ хәтни алған, һазир биз уни Тимотийға йезилған 2-хәт, дәп билимиз. Шәк-шүбһисизки, Тимотий җан достиниң язған хетини оқуш үчүн тинч бир җайни издигән. Бәлким, Тимотий: «Паулниң ишлири қандақ болуватқанду? Мениң вәзипилиримни орунлашқа ярдәм беридиған нәсиһәтләрни йезип қойғанмиду? Бу хәт башқиларға ярдәм бериш хизмитимдә мувәппәқийәт қазинишқа ярдәм берәләмду?»— дәп ойлиған болуши мүмкин. Көргинимиздәк, Тимотий бу хәттә мошу соалларниң җаваплирини вә униңдинму муһим нәрсиләрни тапқан. Һазир мошу хәттә тапқили болидиған бирнәччә пайдилиқ мәслиһәтләргә диққәтни қаритайли.
«ҺӘР ҚАНДАҚ АЗАП-ОҚУБӘТЛӘРГӘ БӘРДАШЛИҚ БЕРИВАТИМИЗ»
Тимотий бу хәтни оқушқа башлиғандила, Паул билән болған йеқин мунасивити есигә чүшкән. Паул уни иллиқ сөз билән «сөйүмлүк оғлум» дәп атиған (Тим. 2-х. 1:2). Тимотий бу хәтни милади 65-жили алғанда, у тәхминән 30 яшта болған. Шу чағларда у тәҗрибилик ақсақал болуп хизмәт қиливататти. У Паул билән биргә он нәччә жил һәмкарлишип, көп нәрсиләргә үгәнгән.
Тимотий Паулниң синақларға садақәтмәнлик билән бәрдашлиқ бериватқанлиғини билгәндә илһам алған. Паул Римда мәһбус болуп, пат арида өлтүрүләтти (Тим. 2-х. 1:15, 16; 4:6—8). Паулниң «һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән» дегән сөзлиридә, Тимотий униң җасурлуғини көргән (Тим. 2-х. 2:8—13). Тимотийға охшаш, бизму Паулниң әҗайип чидамчанлиқ үлгисидин өзүмизгә күч алимиз.
«ХУДАНИҢ СОҒИСИНИ ОТТӘК» ЯЛҚУНЛИТИҢ
Паул Тимотийни Худа бәргән вәзипини бәк қәдирлишигә дәвәт қилған. Паул Тимотийниң өзидә болған «Худаниң соғисини оттәк» ялқунлап туришини халиған (Тим. 2-х. 1:6). Паул «соға» дегән сөз үчүн харесма дегән грекчә сөзни қолланған. Бу грекчә сөз асасән бирәр нәрсигә һәқсиз еришиш яки соғиға лайиқ болмисиму бекардин еришиш дегәнни билдүриду. Тимотий җамаәткә алаһидә хизмәт билән әвәтилгәндә, бу соғиға еришкән (Тим. 1-х. 4:14).
Тимотий бу соға билән немә қилған? Тимотий «оттәк ялқунлитип» дегән сөз-ибарини оқуғанда,
өйидики очақта лавулдап көйүватқан көмүрниң чоғқа айланғанлиғини тәсәввур қилған болуши мүмкин. Мошу көмүр чоғи давамлиқ көйүши вә иссиқ бериши үчүн уларни арилаштуруп туруши керәк. Бир луғәттә аназоперео грекчә пеил, «отни қайта яқмақ, әслигә кәлтүрмәк, отқа пүвдәш», йәни башқичә ейтқанда «қандақту бир ишини һаяҗанлинип, қизғинлиқ билән қилиш» дегәнни билдүриду. Демәк әлчи Паул Тимотийға: «Пүтүн вуҗудум билән хизмәтни орунлашқа өзүңни беғишлаң»,— дәп мәслиһәт бәргән. Бәлким, бизму Тимотийға охшаш бар күчимизни чиқирип қизғинлиқ билән хизмитимизни орунлаш керәклигини чүшинимиз.«САҢА АМАНӘТ ҚИЛИНҒАН БУ ҚИММӘТЛИК ҺӘҚИҚӘТНИ САҚЛА»
Тимотий әлчи Паулниң хетини давамлиқ оқуватқанда, хизмитидә утуқлуқ болушқа ярдәм беридиған йәнә бир нәрсини байқиған. Паул мундақ язған: «Саңа аманәт қилинған шу әҗайип яхшилиқни, биздә яшаватқан муқәддәс роһниң ярдими билән сақлиғин» (Тим. 2-х. 1:14). Аманәт дегинимиз немә? Тимотийға немә тапшурулған? Алдинқи айәттә Паул «сағлам сөзләр», йәни Язмилар арқилиқ берилгән һәқиқәт һәққидә ейтқан (Тим. 2-х. 1:13). Тимотий Әйсаниң шагирти болуш сүпитидә, җамаәтниң ичи вә сиртида һәқиқәтни ейтиши керәк еди (Тим. 2-х. 4:1—5). Униңдин башқа, Тимотий Худаниң қойлирини беқиш үчүн ақсақал болуп тәйинләнгән (Пет. 1-х. 5:2). Тимотий Йәһваниң муқәддәс роһиға вә Униң Сөзигә тайинип, өзи үгәткән һәқиқәтни қоғдиған (Тим. 2-х. 3:14—17).
Бүгүн бизгә ишәнч қилип, тапшурулған һәқиқәтни башқиларға ейтимиз (Мәт. 28:19, 20). Әҗайип һәқиқәтләргә миннәтдарлиқ билдүрүш үчүн дайим дуа қилиң вә Униң Сөзини тәтқиқ қилишни адәткә айландуруң (Рим. 12:11, 12; Тим. 1-х. 4:13, 15, 16). Шундақла биз йәнә қошумчә вәзипигә егә болушимиз мүмкин. Мәсилән, мәйли толуқ вақитлиқ хизмәт яки ақсақал болуп хизмәт қилайли, шундақ қиммәтлик вәзипиләр кәмтәр болушқа вә буларни Худасиз қилалмайдиғанлиғини чүшинишкә ярдәм бериду. Шуңа «соғини» қәдирлисәк вә Йәһва Худаниң ярдимигә таянсақ, уни қоғдалаймиз.
«ЯРАМЛИҚ БОЛУДИҒАН САДИҚ АДӘМЛӘРГӘ ЙӘТКҮЗ»
Тимотий башқиларни у қилған ишқа үгитиши керәк еди. Бу униң муһим бир вәзиписи болған. Шу сәвәптин Паул мундақ язған: «Мениңдин аңлиғанлириңни, башқилирини шундақла үгитишкә ярамлиқ болудиған садиқ [ишәнчлик] адәмләргә йәткүз» (Тим. 2-х. 2:2). Тимотий бурадәрләрдин алған билимләрни башқиларға үгәткән. Бүгүнки җамаәтләрдики һәрбир ақсақал буни қилишқа интилиши керәк. Бу бәк муһим. Яхши ақсақал өз вәзиписигә мунасивәтлик билимләрни башқилардин қизғинип йошурмайду. Әксинчә, униң орниға башқиларни өз вәзипилирини орунлашқа үгитиду. У адәмләр униңдин көпирәк биливалиду яки униңдин бу ишни яхширақ қилиду, дәп қорқмайду. Шуңа ақсақал вәзипини орунлашниң пәқәт асасий қәдәм басқучлиринила әмәс, толуқ тәпсилий қилишни үгитиду. У үгитиватқан бурадәрләрниң роһий җәһәттин өсүшини, шу җүмлидин ишлар үстидин тоғра һөкүм қилиш вә чүшиниш қабилийәтлирини йетилдүрүшини халайду. Шундақ қилип, у үгәткән ишәнчлик адәмләр җамаәткә техиму көп пайда елип келиду.
Шәк-шүбһисизки, Тимотий Паулниң униңға әвәткән хетини бәк қәдирлигән. Биз Тимотий Паулниң хетидики қиммәтлик нәсиһәтни қайта-қайта оқуп өз вәзиписини яхширақ орунлаш үчүн уни қандақ әмәлий қоллинишқа болидиғанлиғи һәққидә ойлиғанлиғини асанла тәсәввур қилалаймиз.
Бизму бу мәслиһәткә пүтүн вуҗудимиз билән әмәл қилишни халаймиз. Буни қандақ қилалаймиз? Һәқиқәтни қоғдаш вә биз алған билимләрни башқиларни үгитиш үчүн алған соғимизни «оттәк ялқунлитишқа» бар күчимизни чиқиришимиз керәк. Шундақ қилғинимизда, Паулниң Тимотийға ейтқинидәк, бизму тапшурулған вәзипини ада қилалаймиз (Тим. 2-х. 4:5).