Немә үчүн биз Худа Падишалиғиға муһтаҗ?
Инсанийәт тарихиниң башлинишида йәр йүзигә һөкүмранлиқ қилған йәккә-йеганә һөкүмран Яратқучимиз Йәһва еди. У сөйгү-муһәббәт билән инсанларға һөкүмранлиқ қилған. У гөзәл Ерәм беғини бәрпа қилип, инсанларни у йәргә маканлаштуруп, мол озуқ-түлүк билән тәминлигән вә кишини сөйүндүридиған мәналиқ ишни тапшурған (Яритилиш 1:28, 29; 2:8, 15). Әгәр инсанлар Худаниң сөйгү-муһәббәт билән толған һөкүмранлиғиға бойсунған болса, улар тинч-хатирҗәм турмуштин бәһримән болған болатти.
Муқәддәс китап шуни ашкарә қилидуки, исиян көтәргән бир пәриштә Худаниң һөкүмранлиқ һоқуқиға қарши чиқип, Униң инсанлар үстидин һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи йоқ дегән. Кейинчә бу пәриштә Иблис Шәйтан дәп аталған. Шәйтан инсанлар Худаниң йол-йоруғи вә һөкүмранлиғиға бойсунмиса, техиму бәхитлик болалайду дегәнни йошурун ишарәт қилған. Әпсуслинарлиғи, тунҗа ата-анимиз Адәм билән Һава Шәйтанниң сөзигә кирип, Худаға қарши исиян көтәргән (Яритилиш 3:1—6; Вәһий 12:9).
Адәм ата билән Һава ана Худаниң өзлиригә һөкүмран болушини рәт қилғачқа, улар гөзәл макани, мукәммәл тән-саламәтлиги вә мәңгү яшаш пурситидин мәһрум қалған (Яритилиш 3:17—19). Уларниң қарари кейинирәк туғулған пәрзәнтлиригиму тәсир қилған. Муқәддәс китап Адәм ата гуна қилғачқа, «гуна арқилиқ өлүм пәйда болди... өлүм һәммә инсанлар арисиға тарқалди» дәйду (Римлиқларға 5:12, ЙД). Гуна башқа ечинарлиқ ақивәтни елип кәлгән: «Инсанниң йәнә бир инсан үстидин һөкүмранлиқ қилиши пәқәт зиян-зәһмәт кәлтүридикән» (Вәз 8:9, ЙД). Демәк, инсанлар өз-өзигә һөкүмранлиқ қилса, чоқум һәртүрлүк қийинчилиқлар пәйда болиду.
ИНСАНЛАРНИҢ ҺӨКҮМРАНЛИҒИНИҢ БАШЛИНИШИ
Муқәддәс китап инсанлар арисида Нимрод исимлиқ кишиниң биринчи һөкүмран болғанлиғини тилға алиду. У Яратқучи Йәһваниң һөкүмранлиғиға қарши исиян көтәргән. Нимродниң заманидин башлап бүгүнки күнгичә һөкүмранлар һоқуқидин қалаймиқан пайдилинип, башқиларға зиян йәткүзүп кәлмәктә. Тәхминән 3000 жил бурун Сулайман падиша мундақ язған: «Езилгәнләрниң көз яшлирини көрдүм, лекин уларға тәсәлли беридиған һечким йоқ еди. Зулум қилғучилар күчлүк» (Вәз 4:1, ЙД).
Бүгүнки күндиму вәзийәт һечқандақ өзгәргини йоқ. 2009-жили Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатини нәшир қилған бир материалда, «бүгүнки күндә җәмийәттә йүз бериватқан барчә яман ишларниң түп йилтизи» яхши һөкүмранлиғиниң болмиғанлиғи көрситилгән.
ХУДА ҺӨКҮМРАНЛИҚНИ ӨЗ ҚОЛИҒА АЛИДУ
Бу дуния яхширақ һөкүмранлар вә яхширақ һөкүмәткә муһтаҗ. Яратқучимизму дәл мошу тоғрилиқ вәдә қилип кәлгән!
Худа аллиқачан бир Падишалиқни, йәни һөкүмәтни тиклиди. Бу һөкүмәт барчә инсаний һөкүмәтләрниң орнини елип, ялғуз өзи мәңгү қалиду (Даниял 2:44). Бу дәл миллионлиған адәмләр дуалирида тилға алған Падишалиқтур (Мәтта 6:9, 10). Бирақ Худа бу Падишалиққа Өзи һөкүмранлиқ қилмайду. У илгири йәр йүзидә инсан болуп яшап баққан бирини бу Падишалиқниң һөкүмрани болушқа таллиди. У киши ким?