Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Худа Падишалиғи дегән немә?

Худа Падишалиғи дегән немә?

Сиз илгири Худа Падишалиғи һәққидә аңлап баққанму? Бу Падишалиқ һәққидә билим елиш һәрбиримиз үчүн бәк муһим.

МУҚӘДДӘС КИТАП НЕМӘ ДӘЙДУ?

  • Худа Падишалиғи дегән немә?

    Бу Худа асманда қурған бир һөкүмәт вә Әйса Мәсиһ Падиша сүпитидә һөкүмранлиқ қилиду (Йәшая 9:6, 7; Мәтта 5:3; Луқа 1:31—33).

  • Худа Падишалиғи қандақ ишларни қилиду?

    У барчә яманлиқларни йоқ қилиду вә йәр йүзидики инсанларни мәңгүлүк тинч-хатирҗәмликкә ериштүриду (Даниял 2:44; Мәтта 6:10).

  • Биз немә иш қилишимиз керәк?

    Худа Падишалиғини һаятимизда биринчи орунға қоюшимиз лазим вә пәқәт бу Падишалиқ йәр йүзидә Худа халиғандәк гөзәл шараитларни барлиққа кәлтүридиғанлиғиға ишинишимиз керәк (Мәтта 6:33; 13:44).