Немишкә «Яһни мәдһийилишимиз» керәк?
«Яһни мәдһийләңлар!.. Чүнки мундақ қилиш шериндур» (ЗӘБУР 147:1).
НАХШИЛАР: 9, 152
1—3. а) Зәбурниң 147-баби қачан йезилғанға охшайду? ә) Зәбурниң 147-бабини тәтқиқ қилғанда немиләрни билимиз?
КИМДУ БИРСИНИҢ сөзи яки иши бизгә тәсират қалдурғанда, адәттә уни махтап кетимиз. Ундақта, Йәһва Худайимиз буниңдинму зор мәдһийигә лайиқ әмәсму?! Биз Униң яратмилиридин рошән көрүнгән чәксиз қудрити вә өз Оғлиниң төләм қурбанлиғи арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббити үчүн мәдһийиләймиз.
2 Зәбурниң 147-бабини оқуғанда, уни язған адәмниң Йәһвани мәдһийиләшкә чоңқур арзуси болғанлиғини ениқ көримиз. У башқиларниму өзигә қошулуп Худани мәдһийиләшкә чақирған (Зәбур 147:1, 7, 12ни оқуң).
3 Бу бапни ким язғанлиғини билмәймиз. Бирақ униң язғучиси исраиллиқлар Бабилон қуллиғидин азат қилинип, Йерусалимға қайтқан вақитта яшиған охшайду (Зәбур 147:2). Йәһваниң хәлқи қайтидин өз жутида ибадәт қилалайдиғанлиғи үчүн зәбур язғучиси Худани мәдһийилиди. Шуниңдин кейин у Йәһвани мәдһийиләшкә буниңдинму көп сәвәп кәлтүргән. Бу қандақ сәвәпләр? Шуниң билән биздә «Яһни мәдһийләңлар!» дәп ейтиш үчүн қандақ сәвәпләр бар? (Зәбур 147:1).
ЙӘҺВА ҚӘЛБИ ЯРИЛАНҒАНЛАРҒА ШИПА БЕРИДУ
4. Корәш падиша сүргүндә болған исраиллиқларни азат қилғанда, улар өзини қандақ һис қилған вә немишкә?
4 Исраиллиқлар Бабилон сүргүнидә болғанда, өзлирини қандақ һис қилғанлиғини тәсәввур қилиң. Қуллуққа еливалғанлар уларни заңлиқ қилип: «Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтип бериңлар»,— дейишти. Лекин йәһудийлар нахша ейтидиған һалда әмәс еди. Сәвәви уларниң әң зор хошаллиғи болған Йерусалим вәйран болған (Зәбур 137:1—3, 6). Йәһудийларниң қәлби ярилинип, улар тәсәллигә зар болған. Бирақ Худаниң бәшарәтлик сөзидә ейтилғандәк, Йәһва өз хәлқигә ярдәмгә келиду. Қандақларчә? Парсниң падишаси Корәш Бабилонни бесивелип, Йәһва Худа һәққидә мундақ ейтти: «Худавәндә... Йерусалимда бир өйни ясиғили маңа буйриди». Шундақла у исраиллиқларға: «Силәрниң араңларда һәрким униң хәлқидин болса, Тәңриси Худавәндә униң билән болғай. У анда чиқсун»,— деди (Тарихнамә 2-язма 36:23). Бу сөзләр Бабилондики исраиллиқларниң жүригигә қандақ тәсәлли бәрди десиңизчу!
5. Зәбур язғучиси Йәһваниң сақайтиш күчи һәққидә немә ейтқан?
5 Йәһва пәқәт Исраил хәлқигә әмәс, һәрбир исраиллиққиму тәсәлли бәргән. Бүгүнки күндиму У һәққидә: «У көңли сунуқларни теңип қойиду, уларниң ярилирини теңип бериду»,— дегән (Зәбур 147:3). Демәк, саламәтлигимиз начарлашқанда яки чүшкүнлүккә чүшкинимиздә, Йәһва йенимизда болуп, бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишинәләймиз. У көңлүмизгә тәсәлли берип, қәлб яримизни сақайтишқа тәшна (Зәбур 34:18; Йәшая 57:15). Бешимизға күн чүшкәндә қийинчилиқларға қарши турушимиз үчүн у бизгә даналиқ билән күч бериду (Яқуп 1:5).
6. Зәбур 147:4тики сөзләрниң биз үчүн қандақ пайдиси бар? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
6 Андин кейин зәбур язғучиси асманға қарап, Йәһва «юлтузларниң санини санайду, уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду» дегән (Зәбур 147:4). У асмандики юлтузларни көргини билән, уларниң сани һәқиқәтән қанчилик көп екәнлиги тоғрилиқ мутләқ хәвәрсиз болған. Бүгүнки күндә алимларниң ейтишичә, бизниң галактикимизда миллиардлиған юлтузлар бар. Каинатта болса, триллионлиған галактика болуши мүмкин! Адәм балиси юлтузларни һесаплалмиғанлиғи билән, Яратқучимизға бу һеч қийин әмәс. У һәрбир юлтузни шунчилик яхши билидуки, һәтта һәрбиригә исим бәргән (Коринтлиқларға 1-хәт 15:41). Һәрбир юлтузниң қәйәрдә җайлашқанлиғини билидиған Худа сизниму билиду. У сизниң нәқ қәйәрдә вә қандақ кәйпиятта һәм немигә муһтаҗ екәнлигиңизни дайим билиду.
7, 8. а) Йәһва бизни қайси җәһәттин чүшиниду? ә) Йәһваниң рәһимлигини көрситидиған мисал кәлтүрүң.
7 Йәһва сизниң немини баштин кәчүриватқанлиғиңизни Зәбур 147:5ни оқуң). Бәлким, сиз мениң әһвалим бәк қийин, күришишкә күчүм йәтмәйду дәп ойлайдиғансиз. Худа мүмкинчиликлиримизниң чәклик екәнлигини чүшиниду, сәвәви «тупрақтин екәнлигимизни У ядқа алиду» (Зәбур 103:14). Мукәммәлсиз болғанлиқтин, биз бир хаталиқни қайта-қайта қилимиз, бәзидә шуниң үчүн өз гөшимизни өзүмиз йәйдиғандимиз. Бәзидә рәнҗитидиған сөзләрни ейтқинимиз, яман хаһишларға яки ич тарлиққа берилгәнлигимиз үчүн бәк пушайман қилимиз! Йәһва Худада мошундақ камчилиқлар болмисиму, у бизниң һис-туйғулиримизни яхши чүшиниду (Йәшая 40:28).
чүшиниду вә сизгә ярдәм беришкә қудрити йетиду (8 Сиз еғир әһвалда болғиниңизда Йәһва Худаниң қудрәтлик қоли билән сизгә ярдәм бәргәнлигини һис қилған чеғиңиз болғанду? (Йәшая 41:10, 13). Киоко исимлиқ пешқәдәм билән болған вақиәни алайли. Йеңи территориягә тайинланғандин кейин у чүшкүнлүккә чүшүп қалған. Амма Киоко Йәһваниң униң қийинчилиқлирини чүшәнгәнлигини нәдин билди? Киоко йеңи җамаитидә униң һис-туйғулирини чүшинидиған көп етиқатдашлар билән достлашти. Киокоға Йәһва мундақ дәп ейтқандәк билинди: «Мән сизни пәқәт пешқәдәм болғиниңизғила әмәс, мениң қизим болғиниңизға, маңа беғишланғанлиғиңиз үчүн яхши көримән. Мениң Гувачим сүпитидә хурсәнлик билән һаят кәчүришиңизни халаймән!». Сиз болса һаятиңизда Йәһваниң «чүшиниши чәксиз» екәнлигигә қандақ көз йәткүздиңиз?
ЙӘҺВА ЕҺТИЯҖЛИРИМИЗНИ ҚАНАӘТЛӘНДҮРИДУ
9, 10. Йәһва бизгә ярдәм беридиған әң муһим йол қандақ? Мисал кәлтүрүң.
9 Һәммимизгә озуқ, кийим билән пана керәк. Бәлким сиз әтики күндә немә йәймән дәп ғәм қилидиғансиз. Лекин Йәһва йәрниң үнүми һәммисигә йетидиғандәк қилған, у һәтта «зарлиған яш тағ қарғилириға озуқ бериду» (Зәбур 147:8, 9ни оқуң). Әгәр Йәһва қарғиларни озуқландурса, бизниң җисманий еһтияҗлиримизни қандуридиғанлиғиға камил ишәнсәк болиду (Зәбур 37:25).
10 Әң муһими, Йәһва роһий еһтияҗлиримизни қанаәтләндүрүп, бизгә «һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғини» бериду (Филипиликләргә 4:6, 7). Муцуо исимлиқ бурадәр билән униң аяли Йәһваниң қоллап-қувәтлигинини һис қилди. 2011-жили Япониядә деңиз чапқуни йүз бәргәндә, улар өйлириниң өгүзигә өмләп чиқип аран аман қалди. Шу күни һәммә мал-мүлкидин айрилди. Улар кәчни иккинчи қәвәттики қараңғу вә соғ бөлмидә өткүзди. Таң сәһәрдә өзлиригә роһий тәсәлли беридиған бирнәрсә издәшкә башлиди. Улар пәқәт 2006-жилниң «Йәһва гувачилириниң жилнамиси дегән китапни тапти. Китапни варақлап Муцуо «Тарихтики әң дәһшәтлик деңиз чапқуни» дегән мавзуни көрүп қалди. Шу мавзуда 2004-жили Суматрада йәр тәврәшниң кесиридин тарихта болмиған әң дәһшәтлик деңиз чапқуни болғанлиғи ейтилған екән. Шу йәрдики қериндашларниң бешидин өткүзгәнләрни оқуғанда, Муцуо билән аяли өп-өпкисини басалмай жиғлиди. Иккиси Йәһваниң нәқ өзлиригә керәк тәсәллини бериватқанлиғини чүшиниду. Йәһва уларға башқа тәрәптинму ғәмхорлуқ қилди. Японияниң булуң-пушқақлиридин қериндашлар уларға озуқ билән кийим-кечәк әвәткән. Бирақ җамаитигә Худа тәшкилатиниң вәкиллири кәлгини уларға алаһидә мәдәт бәрди. Муцуо мошундақ деди: «Йәһва һәрбиримизниң йенида туруп, бизгә ғәмхорлуқ қиливатқандәк билинди. Бу һәқиқәтән тәсәлли еди!» Худа биринчи новәттә роһий еһтияҗлиримизға ғәм қилип, җисманий еһтияҗлиримизғиму ғәмхорлуқ қилиду.
ХУДАНИҢ ЯРДИМИНИҢ ПАЙДИСИНИ КӨРҮҢ
11. Худаниң ярдиминиң пайдисини көрүш үчүн немә қилишимиз керәк?
11 Йәһва «мөмүнләрни йөләп көтириду». У бизни яхши көриду вә һәрқачан қол учини беришкә тәйяр (Зәбур 147:6а). Униң ярдиминиң пайдисини көрүш үчүн немә қилишимиз керәк? Буниң үчүн биз Йәһва билән зич мунасивәткә егә болуп, мөмүнлүкни риваҗландурушимиз лазим (Зәфания 2:3). Мөмүнләр Худаниң һәрқандақ адаләтсизликни түзитип, һаятидики азапни йоқ қилидиғанлиғиға ишиниду. Йәһва мундақ адәмләрни мақуллайду.
12, 13. а) Худаниң ярдиминиң пайдисини көрүш үчүн немидин нери болушимиз керәк? ә) Йәһва Худаға кимләр яқиду?
12 Амма Йәһва «рәзилләрни йәргичә төвәнлитиду» (Зәбур 147:6ә). Бу бизниң бешимизға чүшкәнлигини халимаймиз! Биз Худаниң меһир-шәпқитидин айрилғумиз кәлмәйду. Шуңа У нәпрәтлинидиған нәрсидин бизму нәпрәтлинишкә тиришишимиз керәк (Зәбур 97:10). Мәсилән, җинсий әхлақсизлиқтин нәпрәтлинишимиз лазим. Бу дегинимиз, бундақ яман ишларға қул болушимизға елип келидиған һәрқандақ нәрсидин, шу җүмлидин порнографиядин, қечишимиз керәк (Зәбур 119:37; Мәтта 5:28). Бу қийин күрәш болуши мүмкин, лекин Йәһваниң бәрикитигә еришиш күч чиқиришқа әрзийду.
13 Бу күрәштә өзүмизгә әмәс, Йәһваға тайинишимиз керәк. Әгәр адәмләр таянған нәрсиләргә таянсақ, бу Худани хуш қиламду? Яқ, Йәһва «ат күчидин.. зоқ алмайду». Биз өз күчимизгә яки башқиларниң күчигә тайинишимиз керәкму? Йәһва «адәмниң чәбдәс путлирини хурсәнлик дәп билмәйду» (Зәбур 147:10). Ундақ болса, биз Йәһваға турақлиқ дуа қилип, аҗизлиқлиримизни йеңишкә ярдәм беришни ялвуруп соришимиз керәк. У мошундақ дуаларни тиңшаштин һечқачан зерикмәйду. «Пәрвәрдигар Өзидин қорқидиғанларни, өз өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларни хурсәнлик дәп билиду» (Зәбур 147:11). Меһир-шәпқити зор Худайимиз бизгә яман һәвәслиримизни йеңишкә ярдәм беридиғанлиғиға тайинайли.
14. Зәбур язғучиси немигә ишәшлик болди?
14 Йәһва қийинчилиққа дуч болғинимизда ярдәм беридиғанлиғиға ишәндүриду. Йерусалимға қайтип кәлгән исраиллиқларға Йәһва қандақ ярдәм бериватқанлиғини ойлиғанда, зәбур язғучиси: «У дәрвазилириниң тақақлирини мәһкәмләндүриду, сениңдә болған өз пәрзәнтлириңгә бәхит мубарәк қилди. Чәт-чегарилириңда арам-тинчлиқ Зәбур 147:13, 14). Йәһваниң шәһәр дәрвазилирини мәһкәм қилидиғанлиғини билгәнлиги зәбур язғучисиниң көңлигә арам бәрди. Бу уни Йәһва өз хәлқини һимайә қилидиғанлиғиға ишәндүргән.
жүргүзиду»,— дәп нахша ейтқан (15—17. а) Қийинчилиқлиримиз бәзидә қандақ тәсир қилиши мүмкин, бирақ Йәһва бизгә ярдәм бериши үчүн өз Сөзини қандақ қоллиниду? ә) Худаниң сөзи бизгә «тез жүгрәп» ярдәмгә келидиғанлиғи тоғрисида мисал кәлтүрүң.
15 Қийинчилиқлириңиз сизни тәшвишкә салидиғанду. Лекин улар билән күришиш үчүн Йәһва сизгә даналиқ бериду. Зәбур язғучиси Худа тоғрисида: «Өз әмир-бәшарәтлирини йәр йүзигә әвәтиду, Униң сөз-калами интайин тез жүгүриду»,— дегән. Кейин у қар, қирав, мөлдүр һәққидә ейтип: «Униң соғиғи алдида ким туралисун?»— дәп сориған. Андин Йәһва «сөзини әвәтип, уларни еритиду»,— дәп ейтқан (Зәбур 147:15—18). Һәммисини билидиған, һәммиси қолидин келидиған, мөлдүр билән қарни башқуридиған Худайимиз сизгә һәрқандақ қийинчилиқни йеңишкә чоқум ярдәм бериду.
16 Бүгүнки таңда Йәһва бизгә өз Сөзи Муқәддәс китап арқилиқ йол көрситиду. Зәбур язғучиси ейтқандәк, Йәһваниң сөзи бизгә «тез жүгрәп» ярдәмгә келиду. Худа бизгә һаҗәтлик башчилиқни керәклик вақтида бериду. Муқәддәс китап, «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» тәғдим қиливатқан әдәбиятлар, JW Broadcasting телевизияси, jw.org торбети, ақсақаллар һәм қериндашлириңизниң қандақ ярдәм қиливатқанлиғи һәққидә ойлап көрүңа! (Мәтта 24:45). Йәһваниң сизгә дәрһал йол-йоруқ беришигә тәйяр екәнлигини өз һаятиңизда көрдиңизму?
17 Симоне исимлиқ қериндишимиз Худа Сөзиниң ярдимини көргән. У өзини һечнемигә яримас һис қилип, Йәһваниң көңлидин чиқмаймән дәп ойлиған. Амма чүшкүнлүккә чүшкән пәйтлиридә Йәһвадин дуада ялвуруп ярдәм сорашни давамлаштурди. Шундақла у Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни тохтатмиған. Симоне мундақ деди: «Мениң Йәһваниң күчи билән рәһбәрлигисиз қалған күнүм болмиған». Бу униңға иҗабий көзқарашни сақлашқа ярдәм бәрди.
18. Немишкә Йәһвани өзүңизгә йеқин һис қилисиз вә «Яһни мәдһийләңлар!» дәп нахша ейтишқа сиздә қандақ сәвәпләр бар?
18 Зәбур язғучиси Йәһваниң йәр йүзидики барлиқ хәлиқләрниң ичидин қедимдики Исраилни өз хәлқи сүпитидә таллавалғанлиғини билгән. Пәқәт шу хәлиққә Худаниң «сөз-калами» билән «бәлгүлимилири» берилгән еди (Зәбур 147:19, 20ни оқуң). Бүгүн бизму Худаниң исми билән атилиш шәрипигә егә болдуқ. Йәһвани билгинимиз, униң билән зич мунасивәттә болғунимиз вә униң Сөзи бизни йетәкләйдиғанлиғи үчүн чәксиз миннәтдармиз. Зәбурниң 147-бабини язған кишигә охшаш, сизни вә башқиларни «Яһни мәдһийләңлар!» дәп нахша ейтишқа дәвәт қилидиған көплигән сәвәп бар.