Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Әқил үчүн күрәштә ғалибийәт қазиниң!

Әқил үчүн күрәштә ғалибийәт қазиниң!

СИЗ һуҗум астида! Дүшминиңиз Шәйтан сизгә қарши наһайити күчлүк қурални қолланмақта. Бу қуралниң нишани бәдиниңиз әмәс, әқлиңиз. Бу қандақ қурал? Тәшвиқат!

Әлчи Паул Шәйтанниң тәшвиқати бәк хәтәрлик екәнлигини билгән. Амма өз вақтида бу хәвп һәққидә мәсиһийләрниң һәммиси дегидәк билмигән. Мәсилән, Қоринт шәһиридики бәзи қериндашлар һәқиқәттә чиң туримиз, Шәйтан бизни һеч алдап кетәлмәйду дәп ойлиғанду (Коринтлиқларға 1-хәт 10:12). Шуниң үчүн Паул уларни агаһландуруп: «Шуниңдин қорқумәнки, илан өз қувлуғи билән Һава анини аздурғандәк, силәрниң әқлиңлар Мәсиһ лайиқ болған паклиқтин һәм сәмимийликтин чәтнәп, бузулуп кәтмисун»,— дегән (Коринтлиқларға 2-хәт 11:3).

Паулниң сөзлири өзүмизгә һәддидин ташқири таянмаслиғимизниң қанчилик муһим екәнлигини көрситиду. Әқил үчүн күрәштә йеңивелишни халисиңиз, Шәйтанниң тәшвиқати қанчилик хәвплик екәнлигини чүшинип, өзүңизни униңдин һимайә қилишиңиз лазим.

ТӘШВИҚАТ ҚАНЧИЛИК ҚОРҚУНУЧЛУҚ?

Бу мақалидики тәшвиқат яки тәрғибат дегән сөз адәмләрни адаштуруш яки ойи билән иш-һәрикитини башқуруш мәхсити билән ейтилидиған ялған яки сахта мәлумат. Бир китапқа бенаән, тәшвиқат «әхлақсиз, зиянлиқ вә қара нийәтлик» болиду («Propaganda and Persuasion»). Адәмләр буни «ялған, һәқиқәтни бурмилаш, алдаш, манипуляция яки бешини айландуруп, аң сезимини башқурушқа» охшаш сөзләр билән чүшәндүриду.

Тәшвиқат интайин хәтәрлик, сәвәви у аста-аста аң сезимимизни чирмавалиду, буни һәтта өзүмизму туймай қелишимиз мүмкин. У худди бир көзгә көрүнмәйдиған зәһәрлик газға охшайду. Адәмниң миҗәз-хулқини тәтқиқ қилидиған мутәхәссис Ванс Пакардниң ейтишичә, тәрғибат бизниң иш-һәрикитимизгә өзүмиз ойлиғандинму көпирәк тәсир қилиду. Башқа бир мутәхәссисниң сөзигә мас, тәшвиқатниң касапитидин адәмләр интайин хәвплик, һәтта әқилгә сиғмайдиған нәрсиләрни қилиду вә бу геноцидқа (бир ирқ яки милләтни тамамән қирип ташлашқа), урушқа, диний көзқараш яки ирқ үчүн тәқипләргә дуч кәлтүргән («Easily Led—A History of Propaganda»).

Әгәр һәтта адәмниң өзи бизни тәшвиқат билән алдайдиған болса, ундақта Шәйтан һәққидә немә ейтишқа болиду? У инсанийәтниң миҗәз-хулқини биринчи адәм яритилғандин тартип үгинип кәлмәктә. Буниңдин ташқири, у һазир «пүткүл дунияни» башқурмақта, шуңа у өз ялғинини тарқитиш үчүн бу дунияниң һәрқандақ қисмини пайдилиналайду (Йоһанниң 1-хети 5:19; Йоһан 8:44). Шәйтан тәрғибати билән адәмләрниң «әқиллирини қарғу» қилип, һазир «пүткүл аһалилиқ йәрни аздуруватиду» (Коринтлиқларға 2-хәт 4:4; Вәһий 12:9). Сиз униң тәшвиқатиға қандақларчә қарши туралайсиз?

ЕТИҚАДИҢИЗНИ МУСТӘҺКӘМЛӘҢ

Әйса тәшвиқатқа қарши турушниң аддий йолини мундақ дәп үгәткән: «Силәр һәқиқәтни тонуп-билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа чиқириду» (Йоһан 8:31, 32). Уруш вақтида әскәр ишәнчлик мәлуматни қәйәрдин елишни билиши муһим, чүнки дүшмәнләр уни чаташтуруш үчүн ялған мәлумат тарқитиду. Ундақта, ишинишкә болидиған мәлуматни нәдин тапалайсиз? Йәһва уни өз Сөзи, Муқәддәс китапта, йезип қойған. У йәрдә Шәйтанниң тәшвиқатиниң түп йилтизи билән йоқ қилиш үчүн һаҗәтлик нәрсиниң һәммиси бар (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17).

Әлвәттә, Шәйтан буни билиду. Шуңа у өз зиммисидики дуния арқилиқ диққитимизни чечип, Муқәддәс китапни оқуп, тәтқиқ қилиш ихласимиздин айришни халайду. «Иблисниң қәстликлиригә» алданмаң! (Әфәсликләргә 6:11). Асасий һәқиқәтләрнила чүшинивелип, тохтимаң. Бизгә йәңни түрүп, көп тәр төкүп әмгәк қилиш һаҗәт (Әфәсликләргә 3:18). Ноам Хомски исимлиқ язғучиниң сөзлиригә бенаән, «һечким һәқиқәтни сизниң мейиңизгә қуймайду. Уни өзүңиз үчүн издәп тепишиңиз керәк». Ундақта, «һәр күни Муқәддәс Язмиларни синчилап тәкшүрүш» арқилиқ һәқиқәткә «көз йәткүзүң» (Әлчиләр 17:11).

Әқил үчүн күрәштә йеңип чиқиш үчүн, сизгә тәшвиқатниң қанчилик хәвплик екәнлигини чүшиниш керәк вә кейин униңдин һимайә қилиниш һаҗәт

Шәйтан бөкиңизни алдиңизға қоюп ойлап, аңлиғанлириңизниң раст-ялғанлиғини ой әглигидин өткүзгәнлигиңизни халимайду. Немишкә? Сәвәви адәмләр «мәлуматни таразиға селип ойланмиғанда», тәшвиқат «наһайити нәтиҗилик болиду» («Media and Society in the Twentieth Century»). Ойланмастин, аңлиғанға көз жумуп ишинивәрмәң (Пәнд-нәсиһәтләр 14:15). Худа бәргән «әқилни» вә «сәзгүрлүкни» ишлитип, ишәнчиңизни мустәһкәмләң (Пәнд-нәсиһәтләр 2:10—15; Римлиқларға 12:1, 2).

ӨМЛҮКНИ САҚЛАҢ

Һәрбий рәһбәрләр әскәрләрниң ғәйрити вә җәң қилиш роһини сундуруш үчүн тәшвиқатни пайдилиниши мүмкин. Тәшвиқат түпәйлидин, улар һәтта өз ара урушуп кетиши яки қалған қошундин бөлүнүп кетиши мүмкин. Бир немис гениралниң ейтишичә, Биринчи дуниявий урушта Германияниң йеңилип қалғининиң бир сәвәвиму тәшвиқат. У адәмләрниң тәрғибатиниң тәсиридә болуши шунчә, улар топ-тоғра гипнозға чүшкәндәк болғанлиғини ейтти. Бүгүнки күндә Шәйтанму мәсиһийләрниң өмлүгини йоқ қилиш үчүн мошундақ усулларни қоллиниду. Мәсилән, қериндашларниң арисида бөлгүнчилик қилғуси келиду. Буниңдин башқа, өзлиригә адаләтсизлик, йә болмиса натоғра нәрсә қилинди дегән ойға илиндүрүп, уларни Йәһваниң тәшкилатидин елип кетишкә тиришиду.

Алдинип қалмаңлар! Худаниң Сөзидики мәслиһәткә қулақ селип, қериндашлириңиз билән бирликтә болуң. Мәсилән, Муқәддәс китап «һиммәтлик кәчүрүшкә» вә һәрқандақ келишмәсликни тез һәл қилишқа дәвәт қилиду (Колосилиқларға 3:13, 14; Мәтта 5:23, 24). Шуниң билән, җамаәттин жирақлишип кетиштин агаһландуриду (Пәнд-нәсиһәтләр 18:1). Шәйтанниң тәшвиқатиға қарши турушқа тәйяр болғанлиғиңизға көз йәткүзүң. Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Ахирқи қетим қериндашлирим рәнҗиткәндә мән Худаға лайиқ һәрикәт қилдимму яки Шәйтанға яқидиғандәк һәрикәт қилдимму?» (Галатилиқларға 5:16—26; Әфәсликләргә 2:2, 3).

ИШӘНЧИҢИЗ ТӘВРӘНМИСУН

Рәһбиригә садиқ болмиған әскәр бар күчини чиқармайду. Шуниң үчүн әскәрләрниң рәһбиригә болған ишәнчини тәвритиш үчүн дүшмән тәшвиқатни қоллиниду. Рәһбәрлири хаталиқ өткүзүп қойсила болди, дүшмән буни бирдин пайдилинип, «Уларға ишинишкә болмайду!» вә «Уларниң сизни өлүмгә елип беришиға йол қоймаң!» дегән нәсиһәт қилиду. Шәйтанниңму усули шундақ. У Йәһва өз хәлқини йетәкләш үчүн тайинлиған кишиләргә болған ишәнчиңизни тәврәткүси келиду.

Буниңдин өзүңизни қандақ һимайә қилсиңиз болиду? Йәһваниң тәшкилатидин айрилмаслиққа бәл бағлаң. Худа хәлқини башқуруп келиватқан әр кишиләргә, мукәммәлсиз болсиму, садақәтмән болуп, уларни қоллашни тохтатмаң (Салоникилиқларға 1-хәт 5:12, 13). Мунапиқлар билән башқа қара нийәтлик адәмләр тәшкилатқа һуҗум қилиши мүмкин (Титқа 1:10). Уларниң сөзлири раст болуп көрүнсиму, «өз мулаһизилириңларда иккилинишкә алдиримаң» (Салоникилиқларға 2-хәт 2:2). Паулниң Тимотийға бәргән мәслиһитигә итаәт қилип, «үгәнгиниңдә... турғин» вә «кимдин тәлим алғиниңизни» унтумаң (Тимотийға 2-хәт 3:14, 15). Йәһва Худа һәқиқәткә үгитиши үчүн тәхминән йүз жил давамида қоллинип келиватқан әқил-парасәтлик қулға немә сәвәптин ишинишкә болидиғанлиғиниң һәммә испатлири һәққидә мулаһизә қилиң (Мәтта 24:45—47; Ибранийларға 13:7, 17).

ҺЕЧ ҚОРҚМАҢ

Шуниң билән, Шәйтан сизгә удул тәсир қилишқа тиришиду. Бәзидә у сизни қорқутмақчи. Қорқутуш — «тәшвиқатниң әң кона усули» («Easily Led—A History of Propaganda»). Бу һәққидә Филипп Тэйлор исимлиқ британиялик профессор ассуриялиқларни мисалға кәлтүриду: улар өз дүшмәнлири үстидин ғалибийәт қазиниш үчүн, қорқутуш билән тәшвиқатни қолланған. Шәйтанму сизниң Йәһваға хизмәт қилишни тохтитишиңиз үчүн, адәмдин, тәқиптин, өлүмдин вә башқа нәрсиләрдин қорқуш һис-туйғусини қоллиниду (Йәшая 8:12; Йәрәмия 42:11; Ибранийларға 2:15).

Шәйтанниң мундақ қилишиға йол қоймаң! Әйса: «Тәнни өлтүрүп, шуниңдин кейин башқа һечнәрсә қилалмайдиғанлардин қорқмаңлар»,— дегән (Луқа 12:4). Йәһваниң сизгә ғәмхорлуқ қилимән, «адәттики күчтин ешип чүшидиған күч» беримән вә Шәйтанниң һуҗумиға қарши турушқа ярдәмлишимән дегән вәдисини орунлайдиғанлиғиға толуқ ишинәләймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7—9; Петрусниң 1-хети 3:14).

Әлвәттә, бәзидә қолумизниң күч-қувити кетип, қорқидиғандимиз. Амма Йәһваниң Йәшуаға ейтқан сөзлирини ядиңизда тутуң: «Җүръәтлик болуп қорқмиғин дәп буйриғандин кейин, қорқмай туруп, җүръәтсиз болмиғин, чүнки мән Тәңриң Худавәндә сән қәйәргә барсаң, сән билән болимән» (Йәшуа 1:9). Әгәр ғәм-әндишә қилсиңиз, дәрру Йәһва Худаға ич-бағриңизни төкүп дуа қилиң. Шу чағда «һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи» жүригиңиз билән әқлиңизни һимайә қилидиғанлиғиға ишәнчлик болалайсиз. Шундақ қилип Шәйтанниң тәшвиқатиға қарши турушқа һаҗәт болған күчиңиз болиду (Филипиликләргә 4:6, 7, 13).

Ассуриялиқларниң хәвәрчиси рабшақәниң Худа хәлқини қорқутмақчи болуп ейтқан тәшвиқати есиңиздиму? У һечким, һәтта Йәһва Худаму уларни Ассуриядин қутқузалмайду дегәнгә ишәндүрмәкчи болған. Андин Йәһваниң өзи ассуриялиқларға Йерусалимни вәйран қилишқа буйриған дәп ялған ейтти. Шу чағда Йәһва немә деди? «Ассур падишасиниң ғуламлири маңа күпүрлүк қилмақ үчүн ейтқан сөзләрдин қорқмай туруп, сән аңлиған бу сөзләрдин дәһшәт йемигин»,— деди (Падишалар 2-язма 18:22—25; 19:6). Йәһва Худа бир пәриштисини әвәтип, у бир кәчтә 185000 ассуриялиқни қирип ташлиди! (Падишалар 2-язма 19:35).

ДАНА БОЛУП, ҺӘРҚАЧАН ЙӘҺВАҒА ҚУЛАҚ СЕЛИҢ

Қандақту бир фильмда бирсиниң алдинип қалғанлиғини чүшәнмәй турғанлиғини көргән чеғиңиз болғанму? Шу чағда сиз: «Униңға ишәнмәң! У сизни алдаватиду!»— дейишни халиғансиз. Ундақта пәриштиләрму сизгә: «Шәйтанға алдинип қалмаң!»— дәп ейтиватқанлиғини тәсәввур қилип көрүң.

Шәйтанниң тәшвиқатиға қулақ салмаң. (Пәнд-нәсиһәтләр 26:24, 25). Әксичә, Йәһвани тиңшап, һәрқандақ ишта униңға тайиниң (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5—7). У сизни яхши көриду, шуңа сизни: «Әй оғул, дана бол, көңлүмни хуш қил, ундақ қилғиниңда мени мәсхирә қилидиғанларға җавап берәләймән»,— дәп үндәйду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11). Бу мәслиһәткә қулақ салидиған болсиңиз, аң сезимиңиз үчүн күрәштә ғалибийәт қазиналайсиз!