Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһва Худа планлириңизни бәрикәтлисун

Йәһва Худа планлириңизни бәрикәтлисун

«Пәрвәрдигарни хурсәнлигиң дәп билгин вә У арзу-тиләклириңни саңа беғишлайду» (ЗӘБУР 37:4).

НАХШИЛАР: 11, 140

1. Яшлар келәчәккә тегишлик немини қарар қилиши керәк? Қаттиқ ғәм қилмаслиққа немә ярдәм бериду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

ЯШЛАР, келишидиғансиләр, адәм сәяһәткә бармастин авал қәйәргә баридиғанлиғини даналиқ билән планлиши керәк. Һаятни сәяһәт билән селиштурушқа болиду, мошу һаят йолида болса, қәйәргә барғуңиз келидиғанлиғини планлап қойидиған вақит — яшлиқ чеғиңиз. Әлвәттә, мошундақ план түзүш оңай болмаслиғи мүмкин. Мәсилән, Хетер исимлиқ қиз мундақ дәйду: «Пүтүн һаятиңизни немигә беғишлайдиғанлиғиңизни һазир қарар қилиш керәклигини ойлиғанда, қорқуп кетисиз». Сизму мошундақ һис-туйғида болсиңиз, Йәһваниң келәрки сөзлирини есиңизда сақлаң: «Қорқма, чүнки Мән сениң билән биллидурмән, у ян, бу ян қарап һодуқмаңлар, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән. Мән йәнә сени күчәйтимән, шундақ, Мән саңа ярдәмдә болимән!» (Йәшая 41:10).

2. Йәһва Худаниң сиз келәчигиңизни планлап, бәхитлик болушиңизни халайдиғанлиғини қәйәрдин билишкә болиду?

2 Йәһва сизни келәчигиңизни даналиқ билән планлашқа дәвәт қилиду (Вәз 12:1; Мәтта 6:20). У сизниң бәхитлик болушиңизни халайду. Яратмиларға көз селип, уларниң авазлирини аңлап, Худа яратқан нәрсиләрниң демини тетиш арқилиқ буниңға көз йәткүзисиз. Амма Йәһваниң ғәмхорлуғи башқиму усулларда көрүнмәктә. У бизгә мәслиһәтләрни берип, әң яхши һаят йолини таллашқа үгитиду. Шуңа адәмләр Худаниң мәслиһитини рәт қилғанда, бу униңға яқмайду. Йәһва рәһбәрлигигә бойсунмайдиғанларға мундақ дәйду: «Мән яқтурмайдиған ишни таллиғансиләр... Мана, Мениң қуллирим шатлиниду, силәр шәрмәндә қалисиләр. Мана, көңлидики шат-хорамлиқтин қуллирим нахша ейтиду» (Йәшая 65:12—14). Һаятта дана қарарлар чиқарсақ, бу Йәһваға шан-шәрәп елип келиду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11).

СИЗНИ БӘХИТЛИК ҚИЛИДИҒАН ПЛАНЛАР

3. Йәһва сизгә немә тәғдим қилиду?

3 Йәһва сизгә келәчәккә тегишлик қандақ планларни тәғдим қилиду? Бәхитлик болуш үчүн, Йәһвани тонуп-билип, униңға хизмәт қилиш һаҗәт. Йәһва инсан балисини шундақ қилип яратқан (Зәбур 128:1; Мәтта 5:3). Һайванатлар пәқәт йәп-ичишни вә көпийишни билиду. Йәһва келәчигиңизни планлап, һаятиңизниң бәхитлик вә мәналиқ болушини халайду. Инсанни «өзигә охшитип яратқан» Яратқучимиз — «меһир-муһәббәтликниң Худаси» вә «бәхитлик Худа» (Коринтлиқларға 2-хәт 13:11; Тимотийға 1-хәт 1:11; Яритилиш 1:27). Меһир-муһәббәткә толған Худаға тәқлит қилсиңиз, сизму бәхитлик болалайсиз. Муқәддәс китапта: «Елиштин көрә бериш бәхитлигирәк»,— дәп йезилған (Әлчиләр 20:35). Мошуни өзүңиз һис қилип көргәнму? Бу — инсан һаяти тоғрисидики муһим һәқиқәттур. Шуниң үчүн Йәһва сизниң келәчәккә болған планлириңизниң униңға вә башқиларға болған меһир-муһәббәткә асасланғанлиғини халайду (Мәтта 22:36—39ни оқуң).

4, 5. Әйсани немә бәхитлик қилди?

4 Яшлар, Әйса Мәсиһ силәр үчүн әҗайип үлгә қалдурди. Бала чеғида уму ойнап-күлүп жүргәнду. Худа Сөзидә ейтилғандәк, «күлүш вақти бар» вә «уссул ойнаш вақти бар» (Вәз 3:4). Шундақла Әйса Язмиларни тәтқиқ қилиш арқилиқ Йәһваға йеқинлашқан. У 12 яшта болғанда мәркизий ибадәтханидики диний устазлар униң «әқлигә вә җаваплириға» һәйран қалған (Луқа 2:42, 46, 47).

5 Чоң болғанда Әйса Худаниң ейтқанлирини орунлаш арқилиқ бәхиткә еришкән. Мәсилән, Худа униң «хуш хәвәрни гадайларға җакалишини» вә «қарғуларниң көзи ечилишини» вәз қилишини халиған (Луқа 4:18). Зәбур 40:8дә Әйсаниң һис-туйғулири мундақ тәсвирләнгән: «Худайим, Сениң көңлүңдики болса, өзүмниң хурсәнлигимдур». Әйса адәмләргә Атиси һәққидә тәлим бериштә қанаәт тапқан (Луқа 10:21ни оқуң). Бир аял билән һәқиқий ибадәт һәққидә сөзләшкәндин кейин у шагиртлириға мундақ дегән: «Мениң тамиғим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң маңа тапшурған ишини тамамлаш» (Йоһан 4:31—34). Әйса Мәсиһ Худаға вә адәмләргә болған меһир-муһәббитини көрсәткәнликтин, бәхитлик болди. Әгәр шундақ меһир-муһәббәтни көрсәтсиңиз, сизму бәхитлик болалайсиз.

6. Башқилар билән келәчәккә тегишлик планлириңиз һәққидә сөзләшкәнниң қандақ пайдиси бар?

6 Көплигән қериндашлар яш вақтида пешқәдәм болуп хизмәт қилишни башлиған, шундақ қилип бәхитлик болалиған. Уларниң бәзилири билән планлириңиз һәққидә сөзлишип көрәләмсиз? «Мәслиһәт болмиған җайда ишлар алға басмас, мәслиһәтчи көп болса, иш мувәппәқийәтлик болиду» (Пәнд-нәсиһәтләр 15:22). Еһтимал, улар сизгә толуқ вақитлиқ хизмәтниң пүтүн һаятиңизға ярдәм беридиған тәлим елишиңиз мүмкинлиги һәққидә ейтип бериду. Әйса асманда болғанда Атисидин көп нәрсигә үгәнгән. Йәрдики хизмәт вақтида үгинишини давамлаштуривәрди. Хуш хәвәрни ейтиш вә қийин вәзийәтләрдә нуқсансизлиғини сақлаш арқилиқ зор бәхиткә еришти (Йәшая 50:4ни оқуң; Ибранийларға 5:8; 12:2). Һазир толуқ вақитлиқ хизмәт сизни қандақларчә бәхитлик қилалайдиғанлиғи һәққидә сөз қилайли.

ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШ ИШИ — ӘҢ ӘҖАЙИП ИШ

7. Немишкә көп яшлар шагирт тәйярлаш ишидин хошаллиққа чөмиду?

7 Әйса бизгә адәмләргә тәлим берип, «шагиртларни тәйярлашни» буйриған (Мәтта 28:19, 20). Әгәр сиз мошу ишқа һаятиңизни беғишлимақчи болсиңиз, Йәһвани мәдһийиләйдиған мәналиқ һаят кәчүрисиз. Әлвәттә, һәрқандақ ишқа охшаш бу ишта маһир болуш үчүнму вақит керәк. Яш чеғида пешқәдәм болуп хизмәт қилишни башлиған Тимоти исимлиқ бурадәр мундақ деди: «Йәһваға толуқ вақитлиқ хизмәт қилиш маңа бәк яқиду, чүнки шундақ қилип мән униңға болған меһир-муһәббитимни көрситәләймән. Әң авал һечким билән тәтқиқ дәрисини башлалмидим. Лекин кейинирәк башқа бир территориягә көчтүм. Арида бир ай өтә-өтмәйла, мән бирнәччә тәтқиқ дәрисини башлидим. Уларниң бирси Ибадәт өйигә келишни башлиди. Кейинирәк икки айлиқ Бойдақ бурадәрләргә арналған Муқәддәс китап мәктивидә билим алдим. Андин йеңидин тайинланған җайимда төрт тәтқиқ қилғучини таптим. Адәмләргә тәлим бериш маңа интайин яқиду, сәвәви муқәддәс роһ адәмләрниң һаятини өзгәртиватқанлиғини өз көзүм билән көрәләймән» * (Изаһәткә қараң.). (Салоникилиқларға 1-хәт 2:19).

8. Көпирәк адәмләргә вәз қилиш үчүн бәзи яшлар немә қилиду?

8 Бәзи яшлар башқа тилни үгинивалған. Мәсилән, Шималий Америкидики Джейкоб мундақ дәп язди: «Мән йәттә яшта болғанда, синипдашлиримниң көпинчиси вьетнамлиқлар еди. Мән уларға Йәһва Худа тоғрисида ейтип беришни халаттим. Шуңа көп өтмәй уларниң тилини үгинивелишқа мәхсәт қойдум. Бу тилни үгиниш үчүн көпинчисидә инглиз тилидики «Күзитиш мунарини» вьетнам тилидики нәшир билән селиштураттим. Шуниң билән хошна вьетнам тилидики җамаәттики қериндашлар билән дост болдум. Он сәккизгә толғанда пешқәдәм болдум. Кейинирәк Бойдақ бурадәрләргә арналған Муқәддәс китап мәктивидә тәлим алдим. Бу тәлим маңа һазир пешқәдәм сүпитидә тайинланған җайимда зор ярдәм бериду. Мән хизмәт қилип жүргән вьетнам тилидики топта ялғуз ақсақалмән. Көп вьетнамлиқлар уларниң тилини үгинивалғанлиғимни көрүп, һәйран қалиду. Улар мени өйигә тәклип қилиду вә адәттә улар билән тәтқиқ қилишни башлаймән. Уларниң бәзилири роһий җәһәттин өсүп, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти» (Әлчиләр 2:7, 8ни селиштуруң).

9. Шагирт тәйярлаш иши билән шуғуллиниш арқилиқ немигә үгинәләйсиз?

9 Шагирт тәйярлаш иши арқилиқ сиз тәлим елип, пайдилиқ адәтләргә егә болуп, башқилар билән тил тепишишқа, өзүңизни ишәнчлик тутушқа вә силиқ-сипайә болушқа үгинисиз (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5; Тимотийға 2-хәт 2:24). Әң муһими болса, бу иш түпәйлидин сиз өз етиқадиңизни Язмиларға асаслап испатлашни үгинип, зор хошаллиққа еришисиз. Шундақла Йәһва Худа билән зич һәмкарлишишни үгинисиз (Коринтлиқларға 1-хәт 3:9).

10. Қийин территориядә хизмәт қилсиңизму, шагирт тәйярлаш ишидин қандақларчә хошаллиқ тапалайсиз?

10 Территорияңиздә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни халиғанлар бәк аз болсиму, сиз шагирт тәйярлаш ишидин хурсән болалайсиз. Шагиртларни тәйярлаш җамаәтниң умумий иши. Кейинирәк чөмдүрүлүштин өткән кишини бир җакалиғучи тапсиму, уни издәшкә һәммиси қатнашқачқа, һәммимиз хошаллиққа ортақлишимиз. Мәсилән, адәмләр Муқәддәс китапқа анчә қизиқмайдиған территориядә тоққуз жил пешқәдәм болуп хизмәт қилған Брэндон мундақ деди: «Мән хуш хәвәрни җакалашни яхши көримән, сәвәви мошу ишни бизгә Йәһва тапшурған. Мән пешқәдәм болуп хизмәт қилишни мәктәпни пүтүргәндин кейин башлидим. Җамаитимиздики яш бурадәрләргә тәсәлли берәләйдиғанлиғимға вә уларниң роһий җәһәттин йетилгәнлигигә хурсән болимән. Бойдақ бурадәрләргә арналған Муқәддәс китап мәктивигә барғандин кейин, мени йеңи йәргә пешқәдәм сүпитидә тайинлиди. Территориямдә чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән тәтқиқ қилғучини тапалмиғанлиғим раст, лекин башқилар таптиғу. Шагирт тәйярлаш ишиға пүтүнләй қатнишишни мәхсәт қилғинимға бәк хошалмән» (Вәз 11:6).

ПЛАНЛИРИҢИЗ СИЗНИ ҚӘЙӘРГӘ ЙЕТӘКЛӘЙДУ?

11. Көп яшлар йәнә қандақ йоллар билән Йәһваға хизмәт қиливатиду?

11 Йәһваға хизмәт қилишниң нурғун йоллири бар. Мәсилән, көп яшлар қурулуш ишида ярдәм бериватиду. Һазир йүзлигән Ибадәт өйини қуруш һаҗәт. Бу ибадәт орунлири Йәһвани мәдһийиләйду, шуңа уларни қурушқа қатнишиш сизни хошал қилидиғанлиғи сөзсиз. Буниңдин башқа, қериндашлириңиз билән хизмәт қилишму хурсәнликкә чөмдүриду. Шундақла ишни маһирлиқ билән қилишни, бехәтәрлик чарилирини қоллинишни вә назарәтчиләр билән һәмкарлишишни үгинәләйсиз.

Толуқ вақитлиқ хизмәт қилғанларни көплигән бәрикәт күтмәктә (11—13 абзацларға қараң)

12. Пешқәдәм болуп хизмәт қилиш қандақларчә башқиму мүмкинчиликләргә ишик ачиду?

12 Кевин исимлиқ бурадәр мундақ деди: «Йәһваға толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни кичик чеғимдин арман қилаттим. Ахири, 19 йешимда пешқәдәм болдум. Бир қурулушчи бурадәргә толуқ әмәс ишқа туруп, өз-өзүмни асридим. Чедир, деризә, ишикләрни орнитишни үгинивалдим. Кейинирәк мән икки жил давамида қуюндин азап чәккәнләргә ярдәм бериш групписида болуп, Ибадәт өйи билән қериндашларниң өйлирини әксигә кәлтүрүшкә ярдәмләштим. Җәнубий Африкида қурулуш тәрәптин һаҗәтлик бар екәнлигини билгәндә, илтимас хәт тоштуруп, шу йәргә чақирилдим. Африкида мән бирнәччә һәптидә бир Ибадәт өйиниң қурулуп болғинидин кейин башқисиға баримән. Қурулуш группидикилиримиз бир аилә әзалириға охшаш. Биз бир йәрдә туримиз, Муқәддәс китапни биллә оқуймиз, ишниму биллә қилимиз. Йәрлик қериндашлар биләнму һәр һәптидә вәз ишиға қатнишиш маңа яқиду. Бала чеғимда қойған мәхсәтлирим һазир мени зор хошаллиққа ериштүрмәктә. Шундақ болиду дәп ойлимиған едим».

13. Немишкә Бәйтәлдики хизмәт көп яшларға хошаллиқ әкелиду?

13 Өз вақтида пешқәдәм болған яшларниң бәзилири һазир Бәйтәлдә хизмәт қиливатиду. Бәйтәл хизмити бәхитлик һаятқа йолдур, чүнки сиз у йәрдә немә қилмисиңизму, Йәһва үчүн қилисиз. Бәйтәл аилиси адәмләрниң һәқиқәтни билиши үчүн Муқәддәс китап билән әдәбиятларни чиқиришқа һәссә қошиду. Бәйтәлдә хизмәт қилидиған Дастин мундақ дәйду: «Тоққуз йешимда толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни мәхсәт қойдум вә мәктәпни пүтүргәндин кейин пешқәдәм сүпитидә хизмәт қилишни башлидим. Бир йерим жилдин кейин мени Бәйтәлгә тәклип қилди. У йәрдә басма машинилири билән ишләшни, андин компьютер программилирини йезишни үгәндим. Бәйтәлдә мән дуниявий шагирт тәйярлаш ишиниң өсүмини өз көзүм билән көрәләймән. Бу йәрдики хизмәт маңа интайин яқиду, чүнки бизниң ишимиз адәмләрниң Йәһваға йеқинлишишиға ярдәмлишиду».

КЕЛӘЧӘККӘ ҚАНДАҚ ПЛАН ТҮЗИСИЗ?

14. Толуқ вақитлиқ хизмәткә һазирдин башлап тәйярлиниш үчүн немә қилсиңиз болиду?

14 Толуқ вақитлиқ хизмәт қилишқа қандақ тәйярлансиңиз болиду? Йәһваға әң яхши йол билән хизмәт қилиш үчүн сиз мәсиһийләргә хас хисләтләрни риваҗландурушиңиз һаҗәт. Худа Сөзини турақлиқ һалда тәтқиқ қилип, мәнаси һәққидә чоңқур мулаһизә қилиң вә җамаәт учришишлирида өз ишәнчиңиз билән бөлүшүшкә тиришиң. Мәктәптә оқуп жүргәндә, башқиларға хуш хәвәрни ейтиш қабилийитиңизни риваҗландуралайсиз. Адәмләрниң пикирлирини силиқ-сипайилик билән сорап, җававини тиңшаш арқилиқ уларға көңүл бөлүшни үгинивериң. Шуниң билән, җамаәттә тазилиқ иши яки Ибадәт өйини күтүшкә охшаш ишларға ярдимиңизни тәғдим қилсиңиз болиду. Йәһва кичик пеил вә ишқа тәйяр адәмләрни хошаллиқ билән қобул қилиду (Зәбур 110:3ни оқуң; Әлчиләр 6:1—3). Әлчи Паул Тимотийни миссионерлиқ хизмәткә тәклип қилған, сәвәви «у тоғрисида... бурадәрләр яхши инкасларни бәрди» (Әлчиләр 16:1—5).

15. Пешқәдәм болушқа мүмкинчилик беридиған ишни қандақ тепишқа болиду?

15 Толуқ вақитлиқ хизмәтчиләрниң көпинчиси җенини беқиш үчүн ишләйду (Әлчиләр 18:2, 3). Бәлким, мәктәптә оқуп жүргәндә, Йәһваға көпирәк хизмәт қилишқа мүмкинчилик беридиған кәсипни үгинивалсиңиз болиду. Планиңиз һәққидә наһийилик назарәтчи вә башқа пешқәдәмләр билән мәслиһәтлишип, ой-пикирлирини сорап көрүң. Андин Муқәддәс китапта ейтилғандәк «қилмақчи болған ишиңни Пәрвәрдигарға тапшурғин, ундақ қилғанда планлириң пишип чиқар» (Пәнд-нәсиһәтләр 16:3; 20:18).

16. Толуқ вақитлиқ хизмәт қандақларчә сизни келәчәктики вәзипиләргә тәйярлайду?

16 Йәһва сизниң бәхитлик келәчәкни «мәһкәм тутушиңизни» халайду (Тимотийға 1-хәт 6:18, 19ни оқуң). Толуқ вақитлиқ хизмәт қилғанда, сиз башқа толуқ вақитлиқ хизмәтчиләр билән зич һәмкарлишип, роһий җәһәттин йетилгән болалайсиз. Шуниң билән яш чеғидин башлап, толуқ вақитлиқ хизмәт қилған көплигән қериндашлар аилә қурғандиму, буниң пайдисини көргән. Той қилмай туруп, пешқәдәм болған қериндашларниң көпинчиси аилә қурғандин кейинму пешқәдәм хизмитини биллә давамлаштуриду (Римлиқларға 16:3, 4).

17, 18. План түзүшниң жүрәк билән қандақ бағлиниши бар?

17 Зәбур 20:4тә Йәһва һәққидә мундақ ейтилған: «Саңа көңлүңдики тәшналарни әта қилғай, барлиқ пүккәнлириңни әмәлгә ашурғай». Келәчигиңизни планлиғанда, һаятиңизни һәқиқәтән немигә беғишлиғиңиз келидиғанлиғини ойлап көрүң. Йәһваниң бүгүнки күндә немиләрни қиливатқанлиғи вә униң ишиға қандақ һәссә қошалайдиғанлиғиңиз һәққидә ойлиниң. Андин униңға яқидиған иш билән шуғуллинишни план қилиң.

18 Һаятиңизни пүтүнләй Йәһваға хизмәт қилишқа вә уни мәдһийиләшкә беғишлисиңиз, бәк хошал болисиз. Шу чағда Йәһвани «хурсәнлигиңиз дәп билип», у «арзу-тиләклириңизни» орунлайду (Зәбур 37:4).

^ 7-абзац Бу мәктәп Падишалиқ вәзчилиригә арналған мәктәп билән алмаштурулди.