Һәқиқий байлиққа интилайли
«Наһәқ байлиқ билән өзүңларға достларни тепиңлар» (ЛУҚА 16:9).
НАХШИЛАР: 32, 154
1, 2. Немишкә бу дунияда гадайлар һәрқачан болиду?
БҮГҮНКИ заманниң ихтисадий түзүми рәһимсиз вә адаләтсиз. Мәсилән, көп яшлар үчүн иш тепиш наһайити қийин. Бәзилири бай дөләтләргә йетиш үчүн һәтта һаятини тәвәккәлгә тикиду. Лекин шу бай дөләтләрниң өзидиму кәмбәғәлләр аз әмәс. Байлар билән гадайларниң пәрқи барғансири ениқ көрүнмәктә. Пат аридики бир тәтқиқатниң нәтиҗисигә бенаән, йәр турғунлириниң 1 процентини түзгән әң бай кишиләрниң байлиғи дуния йүзидики 99 процент адәмниң умумий байлиғиға тәң екән. Буниңдин көргинимиздәк, бәзиләр бирнәччә адәмниң һаятиға йетидиғандәк байлиққа егә болса, миллиардлиған адәм наһайити кәмбәғәл. Әйса пәйғәмбәр бу аччиқ һәқиқәтни етирап қилип: «Гадайлар дайим силәр билән болиду»,— дегән (Марк 14:7). Дунияда немә үчүн шундақ адаләтсизлик йүз бәрмәктә?
2 Әйса Мәсиһ дунияниң ихтисадий түзүми Худа Падишалиғи кәлмигичә өзгәрмәйдиғанлиғини билгән. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, һәм «сәяһәтчи содигәрләр», йәни дунияниң сода-сетиқ түзүми, һәм сәясий вә диний түзүмләр — Шәйтан дуниясиниң бир қисми (Вәһий 18:3). Худаниң хәлқи өзини сәясәт билән ялған диндин нери тутқанлиғи билән, уларниң көпинчиси Шәйтан дуниясиниң сода-сетиқ түзүмидин пүтүнләй бөлүнүп кетәлмәйду.
3. Қандақ соалларни муһакимә қилимиз?
3 Худа хизмәтчилири сүпитидә биз мошу дунияниң сода-сетиқ түзүмигә болған көзқаришимизни тәкшүрүшимиз лазим. Буниң үчүн келәрки соалларни ой әглигидин өткүзәйли: «Дуния-мүлкүмни Худаға болған вападарлиғимни көрситиш үчүн қандақ қоллансам болиду? Сода-сетиқ дунияси билән болған алақәмни азайтиш үчүн немә қилишим керәк? Худаниң хәлқи Униңға пүтүнләй тайинидиғанлиғи қандақ вақиәләрдин көрүниду?»
ҺӘҚҚАНИЙСИЗ БАШҚУРҒУЧИ ҺӘҚҚИДИКИ ТӘМСИЛ
4, 5. а) Әйсаниң тәмсилидики башқурғучи қандақ вәзийәткә дуч болған? ә) Әйса әгәшкүчилиригә қандақ мәслиһәт бәрди?
4 Луқа 16:1—9ни оқуң. Әйсаниң һәққанийсиз башқурғучи һәққидики тәмсили һәммимизни ойлинишқа дәвәт қилиду. У ғоҗайинниң мүлкини исрап қилди дәп әйиплинип, ғоҗайин уни иштин чиқармақчи болди * (Изаһәткә қараң.). Бирақ башқурғучи «әмәлий данишмәнлик» билән һәрикәт қилди: у иштин айрилмай туруп, кейинирәк өзигә ярдәм берәләйдиған адәмләр билән достлишиду. Әлвәттә, бу сөзлири арқилиқ Әйса шагиртлирини күн көрүш үчүн һәққанийсиз һәрикәт қилишқа үндимигән. Мундақ қилиш бу дунияниң адәмлиригә хас. Әксичә, Әйса бу тәмсил арқилиқ муһим бир нәрсигә үгәтмәкчи болған.
5 Башқурғучи қийинчилиққа дучар болғинидәк, Әйса әгәшкүчилириниң көпинчисигиму бу адаләтсиз дунияда пул тепиш асан болмайдиғанлиғини билгән. Шу сәвәптин уларға: «Байлиғиңлар түгигәндә, улар [Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ] силәрни әбәдий маканлириға елиши үчүн наһәқ байлиқ билән өзүңларға достларни тепиңлар»,— деди. Әйсаниң мәслиһитидин қандақ савақ алимиз?
6. Бүгүнки сода-сетиқ түзүми Худаниң нийитигә кирмигәнлигини нәдин билимиз?
6 Әйса мал-мүлүкни немә үчүн «наһәқ» дәп ейтқанлиғиниң сәвәвини чүшәндүрмисиму, Муқәддәс китаптин сода-сетиқ Худаниң нийитигә кирмигәнлиги ениқ көрүниду. Мәсилән, Йәһва Худа Ерәм бағда Адәм ата билән Һава аниға керәк нәрсиниң һәммисини мол бәргән (Яритилиш 2:15, 16). Кейинирәк болса, Худа майланғанларға муқәддәс роһни бәргәндә, «һечким өзиниң мүлкини мениңки демәстин, әксичә һәммә нәрсини умумий һесаплашти» (Әлчиләр 4:32). Йәшая пәйғәмбәр пүткүл инсанийәт йәр байлиқлиридин мол һузурлинидиған вақит келидиғанлиғи һәққидә ейтқан (Йәшая 25:6—9; 65:21, 22). Лекин бу вақит кәлгичә, Әйсаниң әгәшкүчилири «әмәлий данишмәнлик» билән һәрикәт қилиши керәк еди: уларға мошу дунияниң «наһәқ байлиғини» ишлитип күн көргини билән, Худаниң мақуллишиға еришиш үчүн күч чиқириш һаҗәт еди.
НАҺӘҚ БАЙЛИҚНИ ДАНАЛИҚ БИЛӘН ҚОЛЛИНИШ
7. Луқа 16:10—13тики айәтләрдә Әйса қандақ мәслиһәт бәргән?
7 Луқа 16:10—13ни оқуң. Әйса ейтип бәргән һекайидики башқурғучи өз пайдисини көзләп достларни тапти. Амма Әйса әгәшкүчилириниң ғәрәзсиз нийәт билән асмандин дост тапқанлиғини халиған. У қолумиздики «наһәқ байлиқни» қандақ қоллинишимиз Худаға садақәтмән болған-болмиғанлиғимизни көрситидиғанлиғини чүшәндүрмәкчи болған. Қандақларчә?
8, 9. Бәзилири наһәқ байлиқни ишлитиштә ишәнчлик екәнлигини қандақ көрситиду?
8 Дуния-мүлкүмизни ишлитиштә ишәнчлик екәнлигимизни көрситишниң бир йоли — Әйса бәшарәт қилған дуниявий вәз паалийитини қоллаш үчүн халисанә ианә қилиш (Мәтта 24:14). Һиндистанда яшайдиған бир кичик қиз пул жиғидиған сандуқчисиға бир таллап тийин селип жүрди. У һәтта өзигә оюнчуқму сетивалмиған. Сандуқчиси тошқанда, пулиниң һәммисини вәз ишиға ианә қилди. Шуниң билән шу дөләттә кокос өстүридиған бир бурадәримиз бар. У малаялам тилидики жирақлаштурулған тәрҗимә идарисигә көп кокос соға қилған. Адәттә улар бәри бир кокос сетивалғанлиқтин, бурадәр пулниң орниға, кокосларни ианә қилиштин көпирәк пайда болидиғанду дегән пикиргә кәлди. Буни һәқиқий «әмәлий данишмәнлик» дәңа! Грециядики қериндашларму Бәйтәл аилисигә зәйтун мейини, иримчик билән башқиму озуқ-түлүкни соға қилип туриду.
9 Башқа бир бурадәр Шри-Ланкидики шәхсий өй вә йерини җамаәт учришишлири билән чоң жиғилишларниң өткүзүлүши үчүн һәм толуқ вақитлиқ хизмәтчиләрниң яшиши үчүн тәғдим қилди. Бурадиримиз үчүн бу маддий тәрәптин қурбанлиқ болсиму, кәмбәғәл йәрлик җакалиғучилар үчүн зор бир ярдәм. Паалийитимиз мәнъий қилинған дөләтләрдә болса, қериндашлиримиз өйини Ибадәт өйи сүпитидә қоллиниду. Шундақ қилип, аддий турмуш кәчүридиған пешқәдәмләр билән башқа қериндашларниң иҗарә үчүн пул төлимәй учришиш пурсити бар.
10. Кәң қосақ болсақ, қандақ бәрикәтләргә егә болимиз?
10 Мошу мисаллардин Худа хәлқиниң «кичиккинә нәрсидә садиқ» екәнлиги көрүниду (Луқа 16:10). Улар қолда бар дуниясини башқиларниң мәнпәити үчүн қоллиниду. Шундақ қурбанлиқ қилғанлири үчүн Йәһваниң достлири қандақ һис-туйғуда болиду? Улар сехийлиқ көрситиш «һәқиқий» байлиққа еришишниң йоли екәнлигини чүшиниду (Луқа 16:11). Падишалиқ ишиға дайим ианә қилип туридиған бир аял қериндишимиз мундақ дегән: «Маддий тәрәптин сехий болғиним үчүн, жиллар давамида қәлбимдики бир өзгиришни байқидим: қолумдикини айимай бәргәнсири, адәмләргиму кәң қосақлиқ билән қарайдиған болдум. Кәчүрүшкә, чидамлиқ болушқа, башқилар көңлүмни қалдурғанда тоғра көзқарашта болуп, мәслиһәтни оңай қобул қилидиған болдум». Растинла, көплири мәртлик кишини роһий җәһәттин бай қилидиғанлиғини чүшәнди (Зәбур 112:5; Пәнд-нәсиһәтләр 22:9).
11. а) Қандақларчә мәрт болғанлиғимиз «әмәлий данишмәнлик» билән һәрикәт қилидиғанлиғимизни көрситиду? ә) Худа хәлқи қандақ қилип бүгүнму мәбләғни тәң бөлүшмәктә? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
11 Мал-мүлкүмизни башқиларниң хизмитини қоллаш үчүн пайдилинишимиз арқилиқму «әмәлий данишмәнлик» билән һәрикәт қилидиғанлиғимизни көрситимиз. Һәтта толуқ вақит хизмәт қилалмайдиған яки җакалиғучилар аз йәргә көчүп баралмайдиған болсақму, башқиларға ярдәм берәләймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 19:17). Мәсилән, халисанә ианимиз билән роһий өсүм зор болуватқан гадай дөләтләрдики вәз ишини қоллап, әдәбият билән тәминләшкә һәссә қошалаймиз. Конго, Мадагаскар вә Руандидәк дөләтләрдә Муқәддәс китап интайин қиммәт. Гайида униң баһаси бир һәптилик яки бир айлиқ маашқа тәң келиду. Қериндашларға йә аилисигә тамақ елиш, йә Муқәддәс китап сетивелишни таллашқа тоғра кәлгән. Бу вәзийәт көп жил өзгәрмиди. Һазир болса, башқиларниң ианилири вә мәбләғниң тәң бөлүнгәнлиги түпәйлидин, Йәһваниң тәшкилати Муқәддәс китапни тәрҗимә қилип, уни һәрбир аилә әзасиға вә тәтқиқ қилғучиға һәқсиз бәрмәктә (Коринтлиқларға 2-хәт 8:13—15ни оқуң). Нәтиҗидә, бәргәнләрму, алғанларму Йәһва билән дост болалайду.
ТУРМУШИҢИЗНИ АДДИЙЛАШТУРУҢ
12. Ибраһим пәйғәмбәр Худаға тайинидиғанлиғини қандақ көрсәткән?
12 Йәһва билән дост болушниң йәнә бир йоли — сода-сетиқ дунияси билән алақини азайтип, «һәқиқий» байлиққа интилиш. Қедимда яшиған садақәтмән Ибраһим пәйғәмбәр шундақ қилған. У Йәһва Худа билән дост болушни халиғанлиқтин, униңға итаәт қилип, Ур дегән бай шәһәрни ташлап чедирда яшиған (Ибранийларға 11:8—10). У дуния-мүлүккә әмәс, һәқиқий байлиқниң мәнбәси болған Худаға таянған (Яритилиш 14:22, 23). Әйса Мәсиһ шундақ ишәнчкә егә болушқа чақирип, бир бай жигиткә: «Әгәр мукәммәл болғуң кәлсә, барғин, өз мал-мүлкүңни сатқин вә пулини гадайларға тарқитивәткин, шунда сениң ғәзнәң асманда болиду, андин келип, мениң кәйнимдин жүргин»,— деди (Мәтта 19:21). Бу жигитниң ишәнчи Ибраһимниңкидәк болмиған. Амма Йәһва Худаға пүтүнләй таянған адәмләрму болған.
13. а) Әлчи Паул Тимотийға қандақ мәслиһәт бәргән? ә) Паулниң мәслиһитини қандақ қоллансақ болиду?
13 Тимотийниң ишәнчиси мәһкәм болған. Паул уни «Мәсиһ Әйсаниң шанлиқ әскири» дәп атиғандин кейин, униңға: «Һечқандақ әскәр уни һәрбий хизмәткә алғанниң мақуллишиға еришиш үчүн, кирим әкелидиған күндилик тирикчилик ишларға арилашмайду»,— дегән (Тимотийға 2-хәт 2:3, 4). Бүгүнму Әйсаниң әгәшкүчилири, шу җүмлидин бир миллиондин ошуқ толуқ вақитлиқ хизмәтчиләр, Паулниң мәслиһитини әмәлийәттә қолланмақта. Улар «қәриздар қәриз егисиниң қулидур» дегән принципни нәзәрдә тутуп, еланниң езиқишиға вә бу ачкөз дунияниң бесимиға қарши турмақта (Пәнд-нәсиһәтләр 22:7). Шәйтан бар күчимиз билән вақтимизни мошу дунияниң сода-сетиғиға сәрип қилишимизни халайду. Бәзилири өй, машина яки билим елиш үчүн, һәтта той қилиш үчүн чоң қәризгә патиду. Пәхәс болмисақ, буниң касапитидин жиллар давамида шу қәризниң қули болуп жүримиз. Әксичә, аддий турмуш кәчүрүп, қәризгә патмай, йотқанға қарап пут сунсақ, даналиқ билән һәрикәт қилған болимиз. Шу чағда бүгүнки сода-сетиқ түзүмигә қул болмай, Худаға әркин-азадә хизмәт қилалаймиз (Тимотийға 1-хәт 6:10).
14. Биз немә қилишқа бәл бағлишимиз керәк? Мисал кәлтүрүң.
14 Аддий һаят кәчүрүш үчүн Худа Падишалиғини биринчи орунға қоюшимиз лазим. Бир әр-аялниң көп пул әкелидиған шәхсий тиҗарити болған. Лекин улар қайтидин толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни халиған. Шундақ қилип, улар тиҗарити, моторлуқ қейиғини вә башқа мүлкини сетиветиду. Кейин Уорвиктики (Нью-Йорк) дуниявий баш идариниң қурулушиға пидаий хизмәтчи сүпитидә бариду. Улар үчүн бу алаһидә бир вақиә болди. Сәвәви Бәйтәлдә хизмәт қилған қизи билән күйоғли вә бирнәччә һәптә җәриянида Уорвиктики лайиһигә қатнашқан күйоғлиниң ата-аниси билән биллә хизмәт қилалиди. Колорадо штатида (АҚШ) яшайдиған бир пешқәдәм болса, банкқа толуқ әмәс вақитқа ишқа кириду. Униң әмгигигә рази болған башлиқлири бу аял қериндашқа толуқ вақит ишләшкә тәғдим қилип, маашини үч һәссә көпәйтмәкчи болған. Бу хизмитигә тосалғу болидиғанлиқтин, қериндишимиз бу қизиқтуридиған тәғдимни рәт қилди. Бу Йәһваниң хизмәтчилири қиливатқан сан-санақсиз қурбанлиқларниң пәқәт бир мисали. Падишалиқни биринчи орунға қоюшқа бәл бағлиғанлиғимиз Худа билән болған достлуғимизни вә һәқиқий байлиқни дуния-мүлүктинму үстүн қойидиғанлиғимизни рошән қилиду.
БАЙЛИҚ ТҮГИГӘНДӘ
15. Қандақ байлиқ әң зор қанаәт әта қилиду?
15 Байлиққа егә болғанлиғимиз чоқум Йәһваниң мақуллишиға еришкәнлигимизни билдүрмәйду. Йәһва Худа «хәйрихаһлиқ ишлар билән байиған» кишиләргә мол бәрикәт төкиду (Тимотийға 1-хәт 6:17—19ни оқуң). Мәсилән, Лючия исимлиқ қериндаш Албаниядә җакалиғучиларниң аз екәнлигини билип, 1993-жили Италиядин шу йәргә көчүп бариду * (Изаһәткә қараң.). Униң иши болмисиму, у Йәһваға пүтүнләй таянған. У албан тилини үгинип, 60тин ошуқ адәмниң Худаға беғишлинишиға ярдәм бәрди. Бәлким, һәммимизму вәз қилидиған территориямиздә мундақ нәтиҗә көрмәйдиғандимиз. Шундақ һалдиму, адәмләргә Йәһва Худа һәққидә тәлим елип, униң билән дост болушқа ярдәм бериш үчүн қилған һәрқандақ һәрикитимиз өзүмизгиму, уларғиму мәңгү пайда елип келидиған байлиқ болиду (Мәтта 6:20).
16. а) Мошу дунияниң сода-сетиқ түзүми билән немә болиду? ә) Бу бизниң дуния-мүлүккә болған көзқаришимизға қандақ тәсир қилиши керәк?
16 Әйса бүгүнки сода-сетиқ түзүминиң вәйран болидиғанлиғини ениқ көрсәткән. У наһәқ байлиқ «түгисә» әмәс, «түгигәндә» дегән (Луқа 16:9). Бу ахирқи күнләрдә, көплигән банклар вә бәзи дөләтләрниң экономикиси вәйран болуватиду. Лекин пат арида әһвал техиму мүшкүл болиду. Шәйтан дуниясиниң бир қисми болған сәясий, диний вә сода-сетиқ түзүми сөзсиз йоқ қилиниду. Әзәкиял билән Зәфания пәйғәмбәрләр сода-сетиқ дуниясиниң асаси болуп кәлгән алтун билән күмүчниң бир тийинға әрзимәйдиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Әзәкиял 7:19; Зәфания 1:18). Һаятимизниң ахирида мошу ялған дунияниң наһәқ байлиғиға бола һәқиқий байлиқни қурбан қилғанлиғимизни чүшәнсәк, өзүмизни қандақ һис қилаттуқ? Еһтимал, пул жиғиш үчүн тәр төкүп ишлигән, амма ахирида жиққанниң һәммиси сахта пул екәнлигини чүшәнгән адәмгә охшаш һис қилидиғандимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 18:11). Һә, бу дунияниң байлиғи һәқиқәтән түгәйду. Шу сәвәптин уни әриштә достларни тепиш үчүн пайдилинайли. Йәһва Худа билән униң Падишалиғи үчүн қилғанлиримиз бизни һәқиқәтән бәхитлик қилиду.
17, 18. Худаниң достлири немини тақәтсизлик билән күтмәктә?
17 Худа Падишалиғи кәлгәндә, иҗарә пули вә қәриз дегәнләр болмайду. Озуқ-түлүк һәқсиз вә мол болиду. Дохтурлар билән тибабәтниң һаҗәтлиги болмайду. Йәһваниң достлири йәр байлиғиниң раһитини көриду. Алтун-күмүч билән есил ташлар бай болуш үчүн әмәс, инсанларниң зенәт буюми сүпитидә ишлитилиду. Сапаси жуқури яғачлар, ташлар билән металлар чирайлиқ өйләрни селиш үчүн пайдилинилиду. Достлиримиз пул үчүн әмәс, чин жүрәктин халиғанлиқтин ярдәм бериду. Биз йәр байлиқлиридин һәммимиз бирдәк пайдилинимиз.
18 Бу — әрштин достлар тапқанлар еришидиған бебаһа соғилириниң бир қисми халас. Йәһваниң йәр йүзидики хизмәтчилири Әйсаниң: «Келиңлар, Атам бәрикәтлигәнләр, адәмзат төрәлгәндин башлап силәр үчүн тәйярланған Падишалиқниң мирасхорлири болуңлар»,— дегән сөзлирини аңлиғанда, хошаллиғи қин-қиниға патмайду (Мәтта 25:34).
^ 4-абзац Әйса бу ялиниң раст-ялғанлиғи тоғрисида һечнемә ейтмиған. Әмәлийәттә, Луқа 16:1дики «униңға йәткүзүпту» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи бирси униңға ялған яла чаплиғанлиғиниму билдүрүши мүмкин. Амма Әйса башқурғучиниң ишидин немә сәвәптин айрилип қалғанлиғиға әмәс, бәлки униң қандақ һәрикәт қилғанлиғиға диққәт ағдурған.
^ 15-абзац Лючия Муссанетт қериндашниң тәрҗимиһалини «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 2003-жил, 22-июнь саниниң 18—22 бәтлиридин оқалайсиз.