Биз Йәһва Худаға мәнсүп
«Йәһва Илаһниң хәлқи бәхитликтур вә У Өзигә мирасқа таллиған қәбилә нәқәдәр тәләйлик!» (ЗӘБУР 33:12)
НАХШИЛАР: 31, 48
1. Немә үчүн һәммә нәрсә Йәһваға мәнсүп дәп ейтишқа болиду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
ҺӘММӘ нәрсә Йәһваға мәнсүп! «Яратқучиң Йәһваниң асман вә асманлар асмини бардур, йәр вә униңдики барлиқ нәрсә Униңкидур» (Қанун шәрһи 10:14; Вәһий 4:11). Йәһва адәмләрни яратқачқа, биз һәммимиз Униңға мәнсүп (Зәбур 100:3). Худа инсанийәт тарихида һаят кәчүргән пүткүл хәлиқләр арисидин Өзигә алаһидә мәнсүп кишиләрни таллавалған.
2. Муқәддәс китапқа асасланғанда кимләр Йәһваға алаһидә мәнсүп?
2 Мәсилән, Зәбурниң 135-бабида Йәһваниң қедимки замандики садиқ хизмәтчилири Худаниң «мираси» яки алаһидә мүлки дәп аталған (Зәбур 135:4). Һошия пәйғәмбәр бәшарәт қилғандәк, исраиллар әмәс бәзи адәмләр Йәһваниң хәлқи қатариға кирәлигән (Һошия 2:23). Бу пәйғәмбәрлик сөзләр, Худа исраиллар әмәс кишиләрни Мәсиһ билән асманда һөкүмранлиқ қилиш үчүн таллашқа башлиғанда орунланған (Әлчиләр 10:45; Римлиқларға 9:23—26). Муқәддәс роһ билән мәсиһ қилинған адәмләр «муқәддәс хәлиқ» дәп аталған. Улар Йәһваниң «алаһидә мүлки» (Петрусниң 1-хети 2:9, 10). Йәрдә мәңгү яшаш үмүти бар садиқ етиқатчилар һәққидә немә ейтилған? Йәһва уларни «хәлқим» дәп атиған (Йәшая 65:22).
3. а) Бүгүнки күндә кимләр Йәһва билән алаһидә мунасивәткә егә? ә) Бу мақалидә биз немини муһакимә қилимиз?
3 Бүгүнки күндә асманда яшаш үмүти бар «кичик пада», йәрдә яшаш үмүти бар «башқа қойлар» билән Йәһваға биллә «бир пада» болуп хизмәт қилмақта (Луқа 12:32; Йоһан 10:16). Биз Йәһва билән алаһидә мунасивәттә болғанлиғимиз үчүн чәксиз миннәтдар екәнлигимизни көрситишни халаймиз. Бу мақалидә Йәһва бизгә бәргән бу алаһидә имтияз үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ көрситишкә болидиғанлиғини муһакимә қилимиз.
ҺАЯТИМИЗНИ ЙӘҺВАҒА БЕҒИШЛАШ
4. Йәһваға миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз вә Әйса уни қандақ көрсәткән?
4 Һаятимизни Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә, Униңға болған миннәтдарлиғимизни билдүримиз. Шу чағдила, Йәһваға мәнсүп екәнлигимизни вә Униңға бойсунушни халайдиғанлиғимизни һәммиси көрәләйду (Ибранийларға 12:9). Әйсаму чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә шундақ қилған. Әйса Йәһваға мәнсүп хәлиқтин чиққан болсиму, у өзини Йәһваға беғишлиған еди. Әмәлийәттә у мундақ ейтқандәк болған: «Яратқучим, Сениң ирадәңни орунлашни мән халаймән» (Зәбур 40:7, 8).
5, 6. а) Әйса чөмдүрүлгәндә Йәһва немә дегән? ә) Биз өзүмизни Йәһваға беғишлиғанда Униң хошал болидиғанлиғини қандақ мисал арқилиқ чүшәндүрүшкә болиду?
5 Әйса чөмдүрүлүштин өткәндә Йәһва қандақ һиссиятта болған? Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Әйса чөмдүрүлгәндин кейин дәрһал судин чиқти. Шу мәзгилдә асман ечилип, Әйсаға кәптәр қияпитидә чүшүп келиватқан Худаниң роһини Йәһия көрди. Һәм асмандин бир аваз: “Бу Мән мақуллайдиған Мениң сөйүмлүк Оғлум”,— деди» (Мәтта 3:16, 17). Әйса аллиқачан Йәһваға мәнсүп болған. Лекин Йәһва Өзигә хизмәт қилишқа Әйсаниң өз һаятини беғишлашқа тәйяр екәнлигини көрүп, бәк хошал болған еди. Бизму өзүмизни Йәһваға беғишлиғанда, У наһайити хурсән болиду вә бизгә бәрикәт бериду (Зәбур 149:4).
6 Һәммә нәрсә аллиқачан Йәһваға мәнсүп болса, биз Униңға йәнә немә берәләймиз? Мәсилән, бир киши беғида чирайлиқ гүлләрни өстүрди дәйли. Бир күни униң кичик қизи шу гүлләр арисидин бирини үзүп, дадисиға соға қилиду. Бағдики гүлләрниң һәммиси өзиниңки болсиму, көйүмчан ата қизиниң шу соғисидин хурсән болиду. Буниңдин қизниң өз атисини яхши көридиғанлиғи көрүниду. Атиси үчүн әнди бу гүл бағдики башқа гүлләрдин қиммәтлик. Худди шуниңға охшаш, бизму һаятимизни өз ихтияримиз билән Йәһваға беғишлиғанда, Униң көңли хошал болиду (Чиқиш 34:14).
7. Йәһваниң Өзигә хизмәт қилидиғанларға нисбәтән һис-туйғулирини Малаки қандақ тәсвирлигән?
7 Малаки 3:16ни оқуң. Өзүмизни Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш немә үчүн шунчилик муһим? Биз анимизниң қосиғида төрәлгәндин башлап Яратқучимиз Йәһваға мәнсүп екәнлигимиз раст. Амма Йәһва сизниң Уни Һөкүмран сүпитидә қобул қилип, һаятиңизни Униңға беғишлашқа тәйяр екәнлигиңизни көргәндә, қәлби қанчилик хошал болидиғанлиғини тәсәввур қилип беқиңа! (Пәнд-нәсиһәтләр 23:15). Йәһва Өзигә пүтүн қәлби билән хизмәт қилидиғанларни яхши билиду вә уларниң исимлирини «һаятлиқ китавиға» йезип қойиду.
8, 9. Исимлири «һаятлиқ китавида» йезилған адәмләрдин Йәһва немини тәләп қилиду?
8 Биз исмимизниң давамлиқ Йәһваниң «һаятлиқ китавида» болушини халисақ, бәзи тәләпләрни орунлишимиз лазим. Малаки бизниң Йәһвадин әйминип, Униң исми һәққидә мулаһизә қилишимиз керәклигини ейтқан. Әгәр биз Йәһвадин башқа биригә яки бирәр нәрсигә чоқунсақ, исмимиз Йәһваниң китавидин өчүриду! (Чиқиш 32:33; Вәһий 3:5).
Биз һәр күни Йәһваға итаәт қилидиғанлиғимизни иш-һәрикитимиз билән испатлишимиз керәк
9 Демәк, Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн вәдә берип, чөмдүрүлүштин өтүш йетәрлик әмәс. Бу ишларни һаятимизда пәқәт бирла қетим қилимиз. Бирақ Йәһваға ибадәт қилиш — бизниң һаят тәрзимиз. Биз һәр күни Йәһваға итаәт қилидиғанлиғимизни иш-һәрикитимиз билән испатлишимиз керәк (Петрусниң 1-хети 4:1, 2).
БУ ДУНИЯҒА ХАС ҺӘВӘСЛӘРНИ РӘТ ҚИЛИШ
10. Худаниң хизмитидә болғанлар билән болмиғанлар арисида қандақ пәриқ ениқ көрүнүши керәк?
10 Алдинқи мақалидә үгәнгинимиздәк, Қабил, Сулайман вә Исраил хәлқи Йәһваға ибадәт қиливатимиз дегән болсиму, амма Униңға садиқ болмиған. Бу мисаллардин Йәһваға ибадәт қилимән дәп қоюшниңла йетәрлик әмәслигини көрүвалалаймиз. Биз рәзилликни өч көрүп, яхшилиқни сөйүшимиз керәк (Римлиқларға 12:9). Йәһва һәққанийлар билән рәзилләрни, Худаниң хизмитидә болғанлар билән болмиғанларни пәриқ етиш асан болиду дәп ейтқан (Малаки 3:18).
11. Бизниң пәқәт Йәһвағила ибадәт қилидиғанлиғимиз немә үчүн рошән көрүнүши керәк?
11 Йәһва бизни Өз хәлқи сүпитидә таллиғанлиғи үчүн чәксиз миннәтдармиз! Шуниң үчүн Йәһва тәрәптә туридиғанлиғимизни һәммиси рошән көрәлиши зөрүр (Мәтта 5:16; Тимотийға 1-хәт 4:15). Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Башқилар мениң Йәһваға пүтүнләй садиқ екәнлигимни көрәләмду? Йәһва гувачиси болғанлиғимдин пәхирлинимәнму?» Биз өзүмизниң Йәһваға мәнсүп екәнлигимизни башқиларға ейтиштин уялсақ, Йәһваниң көңли қанчилик йерим болидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүңа! (Зәбур 119:46; Марк 8:38ни оқуң).
12, 13. Немә үчүн бәзиләрниң Йәһва гувачиси яки әмәслигини пәриқ етиш қийин?
12 Бәк әпсуски, бәзи Йәһва гувачилири бу «дунияниң роһини» үлгә қилиду. Шу сәвәптин, улар Йәһваға ибадәт қилмайдиған адәмләрдин анчә пәриқләнмәйду (Коринтлиқларға 1-хәт 2:12). «Дунияниң роһи» адәмләрни өзиниң шәхсий арзу-һәвәслиринила ойлашқа дәвәт қилиду (Әфәсликләргә 2:3). Мәсилән, мувапиқ кийиниш һәққидә қайта-қайта мәслиһәт берилсиму, бәзиләр бу мәслиһәткә пәрва қилмайду. Улар бәдәнгә чаплишип туридиған, йерим очуқ кийимләрни кийиду, һәтта җамаәт учришишлириғиму шундақ кийинип келиду. Яки болмиса кишиләрниң диққитини тезла өзигә җәлип қилидиған чач фасонини таллайду (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10). Нәтиҗидә, уларниң Йәһва гувачиси яки әмәслигини башқиларниң пәриқ етиши қийин болиду (Яқуп 4:4).
13 Бәзи Гувачиларниң бу дуниядики адәмләрдин анчә чоң пәриқ қилмайдиғанлиғи йәнә башқа тәрәпләрдә ипадилиниду. Мәсилән, олтиришларда бәзиләрниң ойниған уссуллири яки қилған қилиқлири Худа хизмәтчилиригә мас кәлмәйду. Йәнә бәзиләрниң иҗтимаий алақә торлириға чиқарған сүрәтлири яки язған изаһәтлири уларниң җисманий көзқарашлирини ашкарилайду. Улар еғир гуна өткүзмигәнликтин, йәнила җамаәтниң әзаси болуши мүмкин. Амма улар бу дуния кишилиридин пәриқлинип яшаш үчүн тиришиватқан башқа етиқатчиларға яман тәсир қилалайду (Петрусниң 1-хети 2:11, 12ни оқуң).
14. Йәһва билән болған алаһидә мунасивәтни сақлап қелиш үчүн немә қилишимиз лазим?
14 Бу «дуниядики һәммә бар нәрсә» тәнниң һәвәслири вә көзниң һәвәслирини күчәйтип, мал-дуния билән махтинишқа дәвәт қилиду (Йоһанниң 1-хети 2:16). Биз Йәһваға мәнсүп болғанлиқтин, бу дуниядики адәмләрдин пәриқлинимиз. Биз «рәзилликни вә бу дунияниң һәвәслирини рәт қилип», «сағлам пикирликни, һәққанийлиқни һәм вападарлиқни сақлап яшаймиз» (Титқа 2:12). Бизниң гәп-сөзлиримиз, йәп-ичиш адәтлиримиз, кийиниш вә ясинишимиз һәм ишлигән ишимиз қатарлиқ һаятниң һәрбир саһасида Йәһваға мәнсүп екәнлигимизни башқиларға ениқ көрситишимиз керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31, 32ни оқуң).
БИР-БИРИМИЗНИ ҚИЗҒИН СӨЙҮШ
15. Биз қериндашларға немә үчүн меһрибанлиқ вә меһир-муһәббәт билән муамилә қилишимиз керәк?
15 Қериндашларға қилған муамилимиздин Йәһва билән болған мунасивитимизни қанчилик қәдирләйдиғанлиғимиз көрүниду. Уларму бизгә охшаш Йәһваниң мүлки. Әгәр буни әстә тутсақ, биз һәрдайим уларға меһрибанлиқ вә меһир-муһәббәт билән муамилә қилимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:15). Бу немә үчүн муһим? Әйса өз шагиртлириға мундақ дегән: «Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (Йоһан 13:35).
16. Тәврат қанунидин Йәһваниң хәлқигә болған меһир-муһәббити һәққидә немини биливалимиз?
16 Тәврат қанунидики бир мисал җамаәттики қериндашларға қандақ муамилидә болуш керәклигини чүшинишкә ярдәм бериду. Йәһваниң мәркизий ибадәтханисида пәқәт ибадәт қилиш үчүн ишлитилгән әсваплар болған. Қанунда лавийлар бу әсвапларни қандақ ишлитиши керәклиги ениқ чүшәндүрүлгән. Уларни бу көрсәтмиләр бойичә ишләтмигән кишиләр өлүмгә һөкүм қилинған (Санлар 1:50, 51). Әгәр Йәһва ибадәттә ишлитилидиған җансиз әсвапларға шунчилик көңүл бөлсә, ундақта Өзигә беғишланған садиқ хизмәтчилиригә башқиларниң қандақ муамилидә болуватқанлиғиға У техиму көңүл бөлмәмду? Биз төвәндики сөзләрдин өзүмизниң Йәһваниң көз алдида қанчилик қәдирлик екәнлигимизни биливалимиз: «Ким силәргә қол тәккүзсә, Мениң көз қаричуғумға тегиду» (Зәкәрия 2:8, ЙД).
17. Йәһва немини нәзәригә алиду?
17 Малаки пәйғәмбәр ейтқандәк, Йәһва Өз хизмәтчилириниң бир-биригә қандақ мунасивәттә болидиғанлиғини «нәзәригә алди, сөзлирини аңлиди» (Малаки 3:16). «Йәһва Униңға мәнсүпләрни билиду» (Тимотийға 2-хәт 2:19). У бизниң немә ейтқан вә қилғанлиғимизниң һәммисини билиду (Ибранийларға 4:13). Биз қериндашларға меһрибанлиқ көрсәтмисәк, Йәһва буниңға диққәт қилиду. Амма биз меһмандост, мәрт, меһрибан вә кәчүрүмчан болсақ, Йәһва буниму көрүп туриду (Ибранийларға 13:16; Петрусниң 1-хети 4:8, 9).
ПӘРВӘРДИГАР ӨЗ ХӘЛҚИНИ ТАШЛИМАЙДУ
18. Бизни Өзиниң хәлқи қилғанлиғи үчүн Йәһваға миннәтдарлиғимизни қандақ билдүрәләймиз?
18 Биз Йәһваға Униң хәлқи сүпитидә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн миннәтдар екәнлигимизни көрситишни халаймиз. Өз һаятимизни Униңға беғишлиғанлиғимизниң әң дана қарар болғанлиғини билимиз. Бу бузулуп, рәзиллишип кәткән инсанлар арисида яшисақму, камчилиқсиз болуп, дунияда худди чақнап туридиған юлтузларға охшаш чақнап парлалаймиз (Филипиликләргә 2:15). Шуңа биз Йәһва өч көридиған ишлардин нери турушқа бәл бағлидуқ (Яқуп 4:7). Биз қериндашлиримизни яхши көрүмиз вә һөрмәтләймиз, уларниңму Худаға мәнсүп екәнлигини унтумаймиз (Римлиқларға 12:10).
19. Йәһва өз хәлқини қандақ мукапатлайду?
19 Муқәддәс китапта: «Йәһва Өз хәлқини ташлимайду»,— дегән вәдә бар (Зәбур 94:14, ЙД). Немә йүз беришидин қәтъийнәзәр, бу сөзләр Йәһва биз билән биргә болидиғанлиғиға капаләт бериду. Шуңа һаятимиздин айрилсақму, У бизни унтумайду (Римлиқларға 8:38, 39). «Әгәр яшисақ, Йәһва үчүн яшаймиз һәм әгәр өлсәк, Йәһва үчүн өлимиз» (Римлиқларға 14:8). Йәһваниң өлүп кәткән һәммә садиқ достлирини тирилдүридиған вақит-саатини тақәтсизлик билән күтимиз (Мәтта 22:32). Һәтта һазир биздә Атимиз бәргән әҗайип соғилар аз әмәс. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Пәрвәрдигар Өзигә тәвә қилип таллиған хәлиқ бәхитликтур (Зәбур 33:12).