Көзлириңизни қәйәргә тиктиңиз?
«Саңа көзлиримни көтиримән, Cаңа, әрш-асманда Яшиғучиға!» (ЗӘБУР 123:1).
НАХШИЛАР: 32, 18
1, 2. Көзни Йәһваға тикиш дегинимиз немини билдүриду?
БИЗ «адәттин ташқири қийин вақитларда» яшаватимиз (Тимотийға 2-хәт 3:1). Йәһва бу рәзил дунияни йоқ қилип, йәрдә течлиқ орнатқичә, турмушимиз барғансири қийинлишиду. Шу сәвәптин өз-өзүмиздин: «Кимдин ярдәм вә йетәкчилик сораймән?»— дәп соришимиз зөрүр. Бәлким, биз дәрһал: «Йәһвадин»,— дәп җавап беридиғандимиз. Бу — бәк яхши җавап.
2 Көзни Йәһваға тикиш дегинимиз немини билдүриду? Қийинчилиққа дуч кәлгәндә, көзүмизни Йәһваға тикиш үчүн немә қилишимиз керәк? Қедимда зәбур язғучиси ярдәмгә муһтаҗ болғинимизда көзлиримизни Йәһваға тикишниң наһайити муһим екәнлигини чүшәндүргән (Зәбур 123:1—4ни оқуң). У көзини Йәһваға тикидиған адәмни ғоҗайиниға көз тикидиған қулға охшатқан. Буни қандақ чүшинишкә болиду? Қул пәқәт йемәк-ичмәккә вә қоғдашқа муһтаҗ болғандила өз ғоҗайиниға көз тикмәстин, бәлки һәрдайим ғоҗайининиң өзидин немә қилишини халиғанлиғини чүшиниш вә шу буйруқларни орунлаш үчүн униңдин көзини үзмәслиги керәк. Шуниңға охшаш, бизму Йәһва немә қилишимизни халайдиғанлиғини чүшиниш үчүн Худа Сөзини һәр күни пухта үгинип, билгәнлиримизни турмушимизда ишлитишимиз лазим. Шундила биз ярдәмгә муһтаҗ болғанда Йәһваниң ярдәм беридиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз (Әфәсликләргә 5:17).
3. Көзүмизни давамлиқ Йәһваға тикишимизгә немә тосқунлуқ қилиши мүмкин?
3 Биз давамлиқ Йәһваға көз үзмәй қаришимиз керәклигини билсәкму, бәзидә диққитимиз чечилип кетиши мүмкин. Әйсаниң йеқин дости Мартаму шундақ әһвалға дуч кәлгән. У көп ишлар билән пайпетәк болуп жүргән еди (Луқа 10:40—42). Әйса йенида болғанда Мартадәк садиқ етиқатчиниң диққити чечилип кәткән болса, бизниң һәм шундақ әһвалға чүшүп қелишимиз һәйран қаларлиқ әмәс. Йәһваға қаратқан диққитимизни немә бөлүветиши мүмкин? Бу мақалидә диққитимизни мәркәзләштүрүшкә тосқунлуқ қилидиған иш-һәрикәтләрни көрүп чиқимиз. Йәнә биз көзүмизни Йәһвадин үзмәслик үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни үгинимиз.
ИМТИЯЗДИН АЙРИЛҒАН САДАҚӘТМӘН КИШИ
4. Мусаниң Вәдә қилинған зәмингә кирәлмигәнлиги немә үчүн бизни һәйран қалдуруши мүмкин?
4 Муса пәйғәмбәр йолбашчилиқ сорап, көзини Йәһваға тиккән. Муқәддәс китапта у «көрүнмәйдиғанни көргәндәк мәһкәм еди» дәп ейтилған (Ибранийларға 11:24—27ни оқуң). Униңда йәнә «Мусадәк Худавәндә билән үзму үз сөзләшкән бир пәйғәмбәр Исраилниң ичидә иккинчи қопмиғанлиғи» йезилған (Қанун шәрһи 34:10). Муса Йәһва Худаниң йеқин дости болсиму, Вәдә қилинған зәмингә кириш имтиязидин айрилип қалған (Санлар 20:12). Нәмә үчүн?
5—7. Исраиллиқлар Мисирдин чиққандин кейин қандақ қийинчилиққа дуч кәлгән вә Муса немә қилған?
5 Исраиллиқларниң Мисирдин чиққиниға техи икки ай болмай, Синай теғиға йетишкә аз қалғанда бир қийинчилиқ пәйда болған еди. Хәлиқ ичидиған су болмиғачқа, наразилиқ билдүрүшкә башлиди. Улар Мусаға қарши чиқип, ғәзәпләнгәндә, Муса Йәһваға налә-пәряд қилип: «Бу хәлиқ билән немә қилай? Бираздин кейин улар мени чалма-кесәк қиливетиду!»— дәп ейтти (Чиқиш 17:4). Йәһва Мусаға ениқ көрсәтмә бәргән еди. У Мусаға һасисини елип, Хорибтики қорам ташқа урушни буйруқ қилған. Муқәддәс китапта: «Муса Исраил ақсақаллириниң алдида дәл шундақ қилди»,— дәп йезилған. Шу чағда қорам таштин су чиқип, уссап кәткән хәлиқ қанғичә су ичкән. Шундақ қилип хәлиқниң қийинчилиғи һәл қилинған еди (Чиқиш 17:5, 6).
6 Муқәддәс китапта Муса шу йәрни Масса һәм Мәриба дәп атиғанлиғи ейтилған. Масса дегән «синаш» дегәнни, Мәриба болса «җедәл-маҗира» дегәнни билдүриду. Немә үчүн у шу җайни Масса һәм Мәриба дәп атиған? Чүнки шу җайға кәлгәндә исраиллиқлар җедәллишип: «“Аримизда зади Йәһва барму яки йоқму?”— дәп Йәһвани синиған еди» (Чиқиш 17:7).
7 Йәһва Мәрибада пәйда болған қийинчилиққа қандақ қариған? Йәһва буни исраиллиқларниң пәқәт Мусаға әмәс, Өзигә вә Өзиниң һөкүмранлиғиға қарши чиққанлиғи дәп һесаплиған (Зәбур 95:8, 9ни оқуң). Хәлиқ чоң бир хаталиқ өткүзгән, амма Муса бу вәзийәттә тоғра иш қилған еди. У көзини Йәһваға тикип, әстаидиллиқ билән Униң көрсәтмилирини орунлиған.
8. Исраиллиқлар чөлдики сәпирини ахирлаштурушқа аз қалғанда қандақ вақиә йүз бәргән?
8 Тәхминән 40 жилдин кейин илгирикигә охшап кетидиған қандақ вақиә йүз бәргән? Бу вақитта исраиллиқлар чөлдики сәпирини ахирлаштурушқа азла қалған еди. Улар Вәдә қилинған зәминниң чегарисиға йеқин Қадеш дегән йәргә йетип кәлгән. Бу йәр һәм Мәриба дәп аталған еди a (Изаһәткә қараң.) Немә үчүн? Чүнки ичидиғанға су болмиғанлиқтин, исраиллиқлар йәнә наразилиқ билдүргән (Санлар 20:1—5). Лекин Муса бу қетим чоң бир хаталиқ өткүзгән.
9. Йәһва Мусаға немә иш қилишни буйриған, бирақ Муса немә иш қилған? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
9 Хәлиқ исиян көтәргәндә Муса немә иш қилған? У йәнә Йәһвадин йолбашчилиқ сориған. Лекин бу қетим Йәһва Мусани қорам ташни урушқа буйримиған еди. Худа Мусаға қолиға һасини елип, адәмләрни қорам ташниң алдиға жиғишни, андин кейин қорам ташқа қарап сөзләшни буйриған (Санлар 20:6—8). Муса Йәһва ейтқандәк қилдиму? Яқ, Муса қаттиқ ғәзәпләнди, һәтта хәлиқкә вақирап: «Әй асийлар, аңлаңлар. Бу қорам таштин силәргә су чиқиримизму?»— дегән. Кейин у қорам ташни бир әмәс, икки қетим урған (Санлар 20:10, 11).
10. Мусаниң қилған ишиға Худа қандақ инкас қайтурған?
10 Йәһва Мусаға қаттиқ аччиқлинип, ғәзәпкә толған еди (Қанун шәрһи 1:37; 3:26). Немә үчүн? Буниң бирқанчә сәвәви болуши мүмкин. Жуқурида тилға елинғандәк, Муса Йәһваниң йеңи көрсәтмилиригә қулақ салмиған еди.
11. Муса қорам ташни урғанда, исраиллиқлар немә үчүн бу мөҗүзини Йәһва қилмиған дәп ойлап қелиши мүмкин еди?
11 Йәһваниң Мусаға ғәзәплинишиниң йәнә бир сәвәви болуши мүмкин. Биринчи Мәрибадики қорам ташниң тәркиви қаттиқ гранит болған. Гранит ташни қанчә қаттиқ урған биләнму, униңдин су чиқиду дәп һечким күтмәйду. Иккинчи Мәриба дәп аталған җайдики ташларниң тәркиви биринчисигә қариғанда тамамән башқичә болған. Бу җайдики ташларниң тәркиви юмшақ һак таш болған еди. Һак таш адәттә өзигә суни сиңдүрүвалиду. Әгәр адәмләр қорам ташни тәшсә, су чиқиралатти. Шуңа Муса қорам ташқа қарап сөзләшниң орниға, уни урғанда, хәлиқ немә дәп ойлиған болуши мүмкин? Улар су Йәһва мөҗүзә көрсәткәнлиги сәвәплик әмәс, өзлигидин тәбиий пәйда болди дәп ойлап қелиши мүмкинму? b (Изаһәткә қараң.) Биз буни ениқ билмәймиз.
МУСА ХУДАҒА БОЙСУНМИҒАН
12. Йәһваниң Муса билән Һарунға ғәзәпләнгәнлигиниң йәнә қандақ сәвәви болған болуши мүмкин?
12 Йәһваниң Муса билән Һарунға ғәзәпләнгәнлигиниң башқиму сәвәви болуши мүмкин. Муса хәлиқкә: «Бу қорам таштин силәргә су чиқиримизму?»— дегән. Бәлким, у «чиқиримизму» дегән сөзни өзи вә Һарунни көздә тутуп ейтқан. Униң бу сөзлиридин Йәһваға һөрмәтсизлик қилғанлиғи көрүнгән еди, чүнки у шу мөҗүзини Йәһваниң қилғанлиғини ейтмиған. Зәбур 106:32, 33тә: «Улар йәнә Мәриба сулири бойида Пәрвәрдигарни ғәзәпкә кәлтүрди, һәм уларниң сәвәвидин Мусаға яман болди. Чүнки улар униң роһини аччиқландурди, униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди»,— дәп йезилған c (Изаһәткә қараң.) (Санлар 27:14). Муса Йәһваға лайиқ шан-шәрәпни көрсәтмигән. Шуңа, Йәһва Муса билән Һарунға: «Мениң буйруғумни тутмидиңлар»,— дәп ейтқан еди (Санлар 20:24). Бу һәқиқәтән бәк еғир гуна!
13. Йәһваниң Мусани җазалиғанлиғи немә үчүн тоғра вә адил болған?
13 Муса билән Һарунниң Йәһваниң алдидики җавапкарлиғи еғир еди, чүнки улар хәлиқниң йетәкчилири болған еди (Луқа 12:48). Өтмүштә, Йәһва Өзигә қарши чиққан бир әвлат исраиллиқларниң Вәдә қилинған зәмингә киришигә рухсәт қилмиған (Санлар 14:26—30, 34). Шу сәвәптин, Йәһваға бойсунмиғанлиғи үчүн Мусаниңму охшашла җазаланғанлиғи тоғра вә адил болған. Мусаму башқа исиянчиларға охшаш Вәдә қилинған зәмингә кирәлмигән еди.
БОЙСУНМАСЛИҒИНИҢ СӘВӘВИ
14, 15. Немә үчүн Муса Йәһваға бойсунмиған?
14 Муса немә сәвәптин Йәһваға бойсунмиған? Йәнә бир қетим Зәбур 106:32, 33тики сөзләргә диққитимизни ағдурайли: «Улар йәнә Мәриба сулири бойида Пәрвәрдигарни ғәзәпкә кәлтүрди, һәм уларниң сәвәвидин Мусаға яман болди. Чүнки улар униң роһини аччиқландурди, униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди». Исраиллиқларниң исиян көтирип, қарши чиққини Йәһва Худа болған болсиму, амма Муса буниң үчүн қаттиқ аччиқланған еди. У өзини тутувалалмиғачқа, ақиветини ойлимайла сөзлигән еди.
15 Муса диққитини башқиларниң иш-һәрикитигә қаритип, көзини Йәһваға тикмигән еди. Хәлиқ ичишкә су йоқ болғини үчүн биринчи қетим наразилиқ билдүргәндә, Муса тоғра иш қилған еди (Чиқиш 7:6). Амма хәлиқ нурғун жил давамлиқ қайта-қайта исиян көтәргәнликтин, Муса чарчиған вә хәлиқниң иш-һәрикити түпәйлидин териккән болуши мүмкин. Шуңа у бәлким Йәһваға шан-шәрәп көрситиш һәққидә ойлашниң орниға, пәқәт өз һис-туйғулири һәққидә ойлиған.
16. Немә үчүн Мусаниң иш-һәрикити һәққидә ойлинишимиз керәк?
16 Һәтта Мусадәк садиқ пәйғәмбәрниң диққити чечилип, гуна қилған болса, бизму һәм шундақ әһвалға дучар болушимиз мүмкин. Муса Вәдә қилинған зәминниң босуғисиға кәлгән еди. Бизму бүгүнки күндә йеңи дунияниң босуғисида туруватимиз (Петрусниң 2-хети 3:13). Әлвәттә, бу имтияздин айрилип қелишни халимаймиз. Шуңа биз босуғидин атлап, йеңи дунияға қәдәм қоюш үчүн, көзүмизни Йәһваға тикип, дайим Униң сөзигә қулақ селишимиз керәк (Йоһанниң 1-хети 2:17). Биз Мусаниң хаталиғидин қандақ савақ алалаймиз?
БАШҚИЛАРНИҢ ИШ-ҺӘРИКИТИ ДИҚҚИТИҢИЗНИ ЧАЧМИСУН
17. Башқилар бизни териктүргәндә, өзүмизни қандақ тутувалалаймиз?
17 Башқилар сизни териктүргәндә, өзүңизни тутувелиң. Бәзидә биз бир қийинчилиққа қайта-қайта дуч келишимиз мүмкин. Бирақ Муқәддәс китапта: «Яхшилиқ қилип һармайли, чүнки әгәр аҗизлишип қалмисақ, өз вақтида һосул алимиз»,— дәп йезилған (Галатилиқларға 6:9; Салоникилиқларға 2-хәт 3:13). Әгәр бир киши яки бир иш бизни қайта-қайта териктүрсә, сөзләштин авал ойлинимизму? Биз өзүмизни тутувалалаймизму? (Пәнд-нәсиһәтләр 10:19; 17:27; Мәтта 5:22). Башқилар аччиғимизни кәлтүргәндә, «Худаниң ғәзивигә» йол беришни үгинишимиз лазим (Римлиқларға 12:17—21ни оқуң). Бу немини билдүриду? Биз көзүмизни Йәһваға тиксәк, Униң ғәзивигә йол бериш арқилиқ һөрмитимизни көрситимиз вә сәвирчанлиқ билән Униң қийинчилиғимизни биртәрәп қилишини күтүп туримиз. Әгәр биз көзүмизни Йәһваға тикмәй, өзүмиз өч елиш үчүн һәрикәт қилсақ, бу Йәһваға һөрмәтсизлик қилғанлиқ болиду.
18. Көрсәтмиләргә әгишиш һәққидә немини есимиздә сақлишимиз керәк?
18 Әң йеңи көрсәтмиләр бойичә һәрикәт қилиң. Йәһва бәргән йеңи көрсәтмиләргә мас садиқ йол тутуватимизму? Биз көрсәтмиләр бойичә йол тутушқа тоғра кәлгәндә илгири өзүмиз адәтләнгәндәк иш қилмаслиғимиз керәк. Әксичә, Йәһваниң өз тәшкилати арқилиқ бәргән йеңи көрсәтмилири бойичә дәрһал һәрикәт қилишқа тәйяр турушимиз керәк (Ибранийларға 13:17). Шундақла биз еһтиятчан болуп, «йезилғанниң чекидин чиқмаслиғимиз» зөрүр (Коринтлиқларға 1-хәт 4:6). Биз Йәһваниң көрсәтмилиригә әгәшсәк, көзүмизни давамлиқ Униңға тикимиз.
19. Башқиларниң хаталиғи Йәһва билән достлуғимизни бузмаслиғи үчүн немә қилалаймиз?
19 Башқиларниң хаталиғи Йәһва билән достлуғиңизни бузушиға йол бәрмәң. Көзүмизни дайим Йәһваға тикидиған болсақ, башқиларниң иш-һәрикити түпәйли Униң билән болған достлуқ мунасивитимизни бузмаймиз вә аччиқланмаймиз. Әгәр биз Худа тәшкилатида Мусаға охшаш муһим бир вәзипигә егә болған болсақ, мошундақ қилиш техиму муһим. Әлвәттә, қутқузулуш үчүн һәрбиримиз тиришип, Йәһваға қулақ селишимиз керәк (Филипиликләргә 2:12). Амма Йәһваниң алдида мәсъулийитимиз қанчә көп болса, Униң биздин тәләп қилидиғини шунчә көп болиду (Луқа 12:48). Әгәр Йәһвани һәқиқәтән яхши көрсәк, һечнәрсә бизгә путликашаң болмайду вә һечнәрсә бизни Униң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду (Зәбур 119:165; Римлиқларға 8:37—39).
20. Биз немә қилишқа бәл бағлишимиз керәк?
20 Биз наһайити қийин бир пәйттә яшаватимиз. Шуңа һәрдайим «әрштики тәхттә олтурғучи» Йәһваға көз тикишимиз бәк муһим. Шу чағдила У бизниң немә қилишимизни халайдиғанлиғини чүшинип йетимиз. Биз башқиларниң иш-һәрикити Йәһва билән болған достлуғимизни бузушиға һәргиз йол бәрмәслигимиз лазим. Мусаниң мисалидин қандақ муһим савақ алалаймиз? Башқиларниң хаталиқлириға аччиқлинишниң орниға, Йәһва бизгә шәпқитини көрсәткичә, Униңға көз тикишкә бәл бағлайли (Зәбур 123:1, 2).
a Мәриба дегән икки җай болған. Биринчи Мәриба дегән җай Масса дәпму аталған болуп, Рәфидимға йеқин җайлашқан. Иккинчи Мәриба дәп аталған җай Қадеш дегән җайға йеқин болған. Гәрчә бу икки җай охшаш бир йәрни көрсәтмисиму, бирақ һәр иккила җай Мәриба дәп аталған. Сәвәви исраиллиқлар иккила җайда җедәл-маҗира чиқарған («Муқәддәс китап. Мәдһийә тәрҗимисиниң» 7-қошумчисидики хәритини қараң).
b Бир Муқәддәс китап тәтқиқатчисиниң ейтишичә, йәһудийларниң еғиздин еғизға көчүп жүргән һекайисигә асасланғанда, исиянчилар буни мөҗүзә дәп қаримиған, сәвәви улар Муса бу қорам ташта су барлиғини биләтти дәп ойлиған. Шуңа улар Мусаниң башқа қорам ташни уруп, йәнә бир қетим мөҗүзә қилишини сориған. Әлвәттә, бу пәқәт еғиздин еғизға көчүп жүридиған ривайәт.
c 1989-жил, 1-январь саниниң «Күзитиш мунаридики» (рус) «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән сәһипигә қараң.