Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Әгәр етиқатчи өзиниң некалиқ җориси әмәс ят җинислиқ киши билән зөрүр әмәс әһвалда кечидә биргә қонуп қалса, бу улар гуна қилғанлиқ һесаплинип, сот комитетини тәшкилләш керәкму?

Һә. Зөрүр әмәс әһвалда пәқәт шу иккиси биргә қонуп қалғанлиғи уларниң җинсий әхлақсизлиқ қилғанлиғиға күчлүк испат болалайду. Шу сәвәптин, әгәр һечқандақ бир муһим сәвәви болмиса, сот комитетини тәшкилләш лазим (Коринтлиқларға 1-хәт 6:18).

Ақсақаллар кеңиши сот комитетини тәшкилләшниң зөрүр яки зөрүр әмәслигини қарар қилиш үчүн һәрбир вәзийәтни әстаидил қарап чиқиду. Мәсилән, улар төвәндики вәзийәтләрни ениқлайду: Улар муһәббәтлишип жүргәнму? Ақсақаллар бурун иккисиниң мунасивити һәққидә уларға мәслиһәт бәргәнму? Улар немә сәвәптин кечидә биргә қонуп қалған? Шундақ қилишни алдин-ала план қилғанму? Уларниң биргә қонуп қалмаслиғи үчүн башқа амаллар тепилаттиму? Йә болмиса күтүлмигән вақиә яки җиддий әһвал түпәйлидин биргә қонуп қелиштин башқа амаллири йоқ болғанму? (Вәз 9:11). Улар қәйәрдә ухлиди? Һәрбир вәзийәт бир-биригә охшимайду, шуңа ақсақалларниң қарариға тәсир қилидиған башқа сәвәпләрму болуши мүмкин.

Ақсақаллар кеңиши һәммә тәпсилатларни муһакимә қилғандин кейин, сот комитетини тәшкилләшниң зөрүр яки әмәслигини қарар қилиду.