Шәхсий үгиниш техиму үнүмлүк һәм қизиқарлиқ болуши үчүн немә қилалайсиз?
ЙӘШУА Исраил хәлқини Вәдә қилинған зәмингә башлап кириши керәк еди. Бу вәзипә асан болмиған. Амма Йәһва униңға: «Җүръәтлик болуп, қорқма»,— дәп күч-мәдәт бәргән. Андин Худа Йәшуаға әгәр у Қанунни оқуп, униңға әмәл қилса, Йәшуаниң дана қарарларни чиқирип, утуққа еришидиғанлиғини ейтқан еди (Йәшуа 1:7, 8).
Биз «адәттин ташқири қийин вақитларда» яшиватқачқа, бизниңму турмушимиз қийин болуши мүмкин (Тимотийға 2-хәт 3:1). Әгәр бизму Йәшуаға охшаш утуққа еришишни халисақ, Йәһваниң униңға бәргән мәслиһитигә қулақ селишимиз керәк. Биз Муқәддәс китапни оқушни адәткә айландуруп, үгәнгәнлиримизни әмәлийәттә ишлитиш арқилиқ дана қарар чиқиришимиз керәк.
Бәлким, бәзилиримиз қандақ тәтқиқ қилишни билмәслигимиз яки издинишни анчә яхши көрмәслигимиз мүмкин. Лекин шәхсий үгиниш наһайити муһим. Сизниң издинишиңизни үнүмлүк һәм қизиқарлиқ қилишиңизға « Пайдилиқ мәслиһәтләр» дегән рамка ярдәм бериду.
Зәбур язғучиси мундақ дегән: «Мени вәсийәтлириң йолида жүргүзгинә, сәвәви, бу маңа хошаллиқ һәдийә қилиду» (Зәбур 119:35). Сизму Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип хошаллиққа еришәләйсиз вә чоңқур издинип, нурғун роһий ғәзниләрни топлалайсиз.
Гәрчә сиз Йәшуаға охшаш хәлиқкә йолбашчилиқ қилмисиңизму, амма өзүңиз дуч келидиған қийинчилиқлар бар. Шуңа Йәшуаға охшаш Худа Сөзини оқуп, униңға бойсунуң. Шундақ қилсиңиз, дана қарарларни чиқирип, утуққа еришисиз.