Әйса һәқиқәтән мән үчүн өлгәнму?
МУКӘДДӘС КИТАПТА нурғун адәмләрниң бизниңкигә охшаш һис-туйғуларда болғанлиғи йезилған (Яқуп 5:17). Мәсилән, биз Паулниң Римлиқларға 7:21—24тә йезилған: «Тоғра нәрсини қилмақчи болғинимда, мениңда яманлиқ ашкарилиниду.... Немә дегән бәхитсиз адәммән!»— дегән сөзлирини яхши чүшинимиз. Паулниң шундақ сәмимийлик билән ейтқан сөзлири намукәммәллигимиз билән күрәш қилғанда бизгә тәсәлли бериду.
Әлчи Паул башқа һис-туйғулири һәққидиму язған. У Галатилиқларға 2:20дә Әйса тоғрисида: «Маңа меһир-муһәббәт көрсәткән һәм өзини мениң үчүн бәргән»,— дәп ишәнч билән ейтқан. Сизму шундақ һис-туйғуда вә ишәнчтә боламсиз? Бәлким, бәзидә бу қийин болиду.
Өтмүштә өткүзгән хаталиқлар түпәйли, өзүңизни бир тийинға әрзимәйдиғандәк һис қилсиңиз, Йәһва Худаниң сизни яхши көридиғанлиғиға, кәчүрүшкә тәйяр екәнлигигә ишиниш асанға чүшмәйду. Шундақла Әйса һаятини шәхсән сиз үчүн қурбан қилғанлиғиға ишиниш оңай болмайду. Әйса һаятини шәхсән мән үчүн қурбан қилди дәп ойлишиңизни халамду? Әгәр халиса, шундақ көзқарашта болушқа немә ярдәм бериду? Келиң, бу икки соалға җавап тапайли.
ӘЙСАНИҢ КӨЗҚАРИШИ
Әйса төләм қурбанлиғини шәхсән һәрбиримизгә берилгән һәдийә дәп қаришимизни халайду. Немә үчүн буниңға ишәнч қилалаймиз? Луқа 23:39—43тә йезилған вақиәни көз алдиңизға кәлтүрүң. Әйсаниң қешида түврүккә миқланған җинайәтчи өтмүштә қилған қилмишлири үчүн товва қилған. У бәк еғир җинайәт өткүзгән, чүнки адәттә пәқәт қилмиши еғир җинайәтчиләр шундақ җазаға тартилатти. Бу киши шу әһвалда қаттиқ азаплинип: «Өзүңниң Падишалиғиңға кәлгәндә, мени әскә алғина»,— дәп Әйсаға ялвурған еди.
Әйса немә қилған? Әйса үчүн бешини бурап, җинайәтчигә қарашниң өзи қанчилик азап кәлтүргәнлигини тәсәввур қилиң. Җениниң қаттиқ қийналғиниға қаримастин, у күлүмсирәп, йенидики кишигә тәсәлли бәргән. Әйса униңға: «Саңа һәқни бүгүн ейтимәнки, сән мениң билән биллә җәннәттә болусән»,— дегән. Әйса шу кишигә «инсан Оғлиму... көплири үчүн җенини төләмгә пида қилғили кәлди» дәп ейтсиму болатти (Мәтта 20:28). Лекин буниң орниға, у һаятини шәхсән шу адәм үчүн пида қилғанлиғини меһрибанлиқ билән тәкитлигән. Әйса «мениң билән» вә «болусән» дегән иллиқ сөзлири билән шу кишиниң йәрдики җәннәттә яшаш үмити барлиғини ейтқан.
Әйса шу җинайәтчигә у һаятини шәхсән униң үчүнму пида қилғанлиғини көрсәткән. Әгәр Әйса һәтта Худаға хизмәт қилишқа мүмкинчилиги болмиған җинайәтчигә шундақ көзқарашта болса, чөмдүрүлгән Худаниң хизмәтчисини техиму артуғирақ қәдирлимәмду? Ундақта, өтмүштики гуналиримизға қаримастин, Әйсаниң шәхсән биз үчүн өлгәнлигигә ишинишимизгә немә ярдәм берәләйду?
ПАУЛҒА НЕМӘ ЯРДӘМ БӘРГӘН?
Әйса әлчи Паулға вәз қилиш вәзиписини тапшурған. Буниңдин Паул Әйса өз җенини униң үчүнму Тим. 1-х. 1:12—14). Өзигә тапшурулған вәзипидин Паул Әйсаниң униңға меһир-муһәббәт билән меһрибанлиқ көрсәткәнлигини вә ишәнгәнлигини чүшәнгән. Әйса бизгиму хуш хәвәрни вәз қилиш вәзиписини тапшурған (Мәт. 28:19, 20). Бу вәзипә Әйса биз үчүнму өлгәнлигини чүшинишимизгә ярдәм берәләмду?
қурбан қилғанлиғини чүшәнгән еди. У мундақ дәп язған: «Мени хизмәткә бәлгүләп, садиқ дәп һесаплиған һәм күч бәргән Һакимдаримиз Мәсиһ Әйсаға миннәтдармән. Гәрчә бурун мән Худаға күпүрлүк қилғучи, тәқиплигүчи [зиянкәшлик қилғучи] һәм һакавур болсамму, маңа рәһимлик көрситилди» (Җамаәттин чиқирилғанлиғиға 34 жил болған вә йеқинда тәшкилатқа қайтип кәлгән Альберт исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Гунайим һәрдайим көз алдимда туриду. Бирақ мән вәз хизмитигә чиққанда, әлчи Паулға охшаш, маңа бу тапшуруқни Әйса бәргәнлигини чүшинимән. Бу роһумни көтирип, өзүмгә, һаятимға вә келәчигимгә иҗабий көзқарашта болушқа ярдәм бериду» (Зәб. 51:3).
Һәқиқәтни билмигәндә зораван җинайәтчи болған Алан мундақ дәйду: «Адәмләргә қанчә азап кәлтүргәнлигимни унталмаймән. Бәзидә шуни ойлап, чүшкүнлүккә чүшимән. Бирақ Йәһва Худаниң мениңдәк гунакар адәмгә хуш хәвәрни башқиларға йәткүзүш пурситини бәргәнлиги үчүн бәк миннәтдармән. Адәмләрниң хуш хәвәргә қайтурған инкасини көргәндә, Йәһва Худаниң қанчилик меһрибан вә көйүмчан екәнлигини есимгә алимән. Йәһва мени өзүмгә охшаш яман ишларни қилған адәмләргә ярдәм бериш үчүн қоллинидиғанлиғини һис қилимән».
Вәз қилғанда биз яхши ишлар билән мәшғул болимиз вә яхши нәрсиләр һәққидә ойлаймиз. Әйсаниң бизгә вәз қилиш вәзиписини тапшурғанлиғидин униң бизгә болған меһир-муһәббити вә ишәнчисини көрәләймиз.
ЙӘҺВА БИЗНИҢ ЖҮРИГИМИЗДИН УЛУҚТУР
Шәйтанниң дунияси йоқ қилинмиғичә, вижданимиз бизни өтмүштә қилған гуналиримиз үчүн қайта-қайта әйиплиши мүмкин. Шундақ яман һис-туйғулар билән күрәш қилишимизға немә ярдәм бериду?
Джейн исимлиқ қериндаш яш чеғида өйдә вә җамаәттә яхши болуп көрүнгән, амма башқа йәрдә яман ишларни қилип, иккиүзлүк һаят кәчүргини үчүн өзини техиғичә әйипләйду. У: «Худа бизниң жүригимиздин улуқ екәнлигини билиш мән үчүн чоң тәсәлли»,— дәйду (Йоһ. 1-х. 3:19, 20). Джейнға охшаш бизму, Йәһва вә Әйса бизниң гунакар екәнлигимизни чүшинидиғанлиғини билип, көңлүмиз тәсәлли тапиду. Уларниң төләм қурбанлиғини мукәммәл инсанлар үчүн әмәс, товва қилидиған гунакарлар үчүн бәргәнлигини унтумаң (Тим. 1-х. 1:15).
Әйсаниң намукәммәл инсанларға қандақ муамилә қилғанлиғи һәққидә ойлиғанда вә бизгә тапшурулған вәзипини бар күчимиз билән орунлиғанда, төләм қурбанлиғиниң шәхсән биз үчүн берилгәнлигигә көз йәткүзимиз. Шундақла бизму Паулға охшаш мундақ ейталаймиз: «Әйса Мәсиһ “мени сөйгән вә мән үчүн өзини пида қилған”».