Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Әйса қачан Баш роһаний болған?

Әйса милади 29-жили чөмдүрүлүштин өткәндә, у Баш роһаний болған. Буниңға қандақ испатлар бар? Әйса чөмдүрүлүштин өткәндә, Худаниң ирадисини орунлаш үчүн өзини тәғдим қилған. У өз җенини пида қилишқа тәйяр екәнлигини көрсәткән (Гал. 1:4; Ибр. 10:5—10). Худаниң ирадисини қурбангаһ билән селиштурушқа болиду. Әйса өз җенини бәргәндә, у худди символлуқ қурбангаһта қурбанлиқ қилғандәк болди. Бу символлуқ қурбангаһ Әйсаниң чөмдүрүлүшидин тартип мәвҗут болған. Йәһва Худа қедимий исраиллар үчүн пак ибадәтни орунлаштурғандәк, биринчи әсирдиму төләм қурбанлиққа асасланған роһий пак ибадәтни орунлаштурған. Шундақла қурбангаһ қедимдә Ибадәтханида муһим орун алғандәк, Йәһваниң ирадисиму улуқ роһий ибадәтханида муһим орун алиду (Мәт. 3:16, 17; Ибр. 5:4—6).

Улуқ роһий ибадәтхана пәйда болғачқа, Баш роһанийму керәк еди. Шуңа Худаниң «муқәддәс роһи һәм қудрити» билән Әйса Баш роһаний сүпитидә майланған (Әлч. 10:37, 38; Марк 1:9—11). Әйса өлүми вә тирилишидин илгири, Баш роһаний болуп тәйинләнгәнлигигә қандақ ишәнч қилалаймиз? Бу соалға җавап елиш үчүн, Һарун вә униңдин кейин болған баш роһанийларниң мисаллирини көрүп чиқимиз.

Муса қануниң тәливи бойичә, пәқәт баш роһанийлар чедиридики Әң муқәддәс җайиға кирәлигән. Әң муқәддәс җай билән Муқәддәс җай пәрдә арқилиқ бөлүнгән. Баш роһаний шу Әң муқәддәс җайға пәқәт гуналарниң кәчүрүлүш күни пәрдиниң у четигә өтәләтти (Ибр. 9:1—3, 6, 7). Һарун вә униңдин кейинки баш диний хизмәтчиләр Әң муқәддәс җайға, йәни пәрдиниң у четигә өтүштин авал, улар баш роһаний сүпитидә тәйинлиниши керәк еди. Шуниңға охшаш, Әйса әрштики Әң муқәддәс җайға пәрдиниң у четигә өтүштин авал, у роһий ибадәтханида Баш роһаний сүпитидә өлүмидин илгири тәйинләнгән. Шуниңдин кейинла, у асмандики һаятиға «пәрдә, йәни өз тени» арқилиқ өтти (Ибр. 10:20). Шу сәвәптин, әлчи Паул Әйсани «Баш роһаний» сүпитидә кәлгәнлигини вә «асманниң өзигә» киргәнлигини ейтқан (Ибр. 9:11, 24).

Йеңи әһдиниң қачан күчкә егә болуши билән қачан иҗра қилинишқа башлиниши арисида қандақ пәриқ бар?

Йеңи әһдиниң қачан күчкә егә болуши билән қачан иҗра қилинишқа башлиниши арисида һеч бир пәриқ йоқ. Буни биз нәдин билимиз? Чүнки йеңи әһдә яки келишим күчкә егә болуши яки иҗра қилинишқа башлиниши үчүн үч шәрт қилиниши керәк еди. 1) Әйса Йәһва Худаниң алдиға келиши керәк еди, 2) Әйса қурбанлиғиниң һәққини Йәһва Худаға сунуши керәк еди вә 3) Йәһва Худа униң төлигән қурбанлиқ һәққини қобул қилиши керәк еди.

Әйса асманға көтирилгәндә, Йәһва Худаниң алдиға келип вә қурбанлиғиниң һәққини сунуп, биринчи икки қәдәмни қилған. Лекин йеңи әһдә түзүлүши һәм күчкә егә болуши үчүн үчинчи қәдәм қилиниши керәк еди.

Муқәддәс китапта, Мәсиһниң қурбанлиғини Йәһва Худа қачан қобул қилғанлиғи ениқ йезилмиған. Буниңға асасән Йеңи әһдиниң қачан түзүлгәнлиги вә күчкә егә қилинғанлиғиниң ениқ вақтини билмәймиз. Лекин биз Әйсаниң Әллигинчи күн, йәни Һосул жиғиш мәйримидин он күн авал асманға көтирилгәнлигини билимиз (Әлч. 1:3). Шу күнләрниң арилиғида қандақту бир пәйттә, Худа Әйсаниң қурбанлиғиниң һәққини қобул қилған (Ибр. 9:12). Мошу Йеңи әһдиниң күчкә егә болғанлиғи Әллигинчи күн мәйримидә әнди ениқ испатланған (Әлч. 2:1—4, 32, 33). Шу вақиттин тартип, Йеңи әһдә түзүлгән вә күчкә егә қилинишқа башлиған.

Хуласә қилғанда, Йәһва Худа Әйсаниң төләм қурванлиғиниң һәққини қобул қилған вә майланғанлар билән Йеңи әһдини түзгәндин кейин, шу Әһдә иҗра қилинған вә күчкә егә қилинған һәмдә баш роһаний Әйса Мәсиһ шуниңдин башлап бу әһдиниң васитичиси сүпитидә хизмәт қилишни башлиған (Ибр. 7:25; 8:1—3, 6; 9:13—15).