27-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Өзүңиз һәққидә зиядә көп ойланмаң
«Һәрбириңларға шундақ ейтимән: “Өзүңлар һәққидә зиядә артуқчә ойлимаңлар,... сағлам ой-пикирдә болушни ойлаңлар”» (РИМ. 12:3, ЙД).
35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Филипиликләргә 2:3-айәткә асасән, кәмтәрлигимиз башқилар билән яхши мунасивәттә болушқа қандақ ярдәм бериду?
ЙӘҺВА ХУДА биз үчүн неминиң әң яхши екәнлигини биздин яхширақ билидиғанлиғини чүшәнгәчкә, Униңға кәмтәрлик билән бойсунимиз (Әфәс. 4:22—24). Кәмтәрлик Йәһва Худаниң ирадисини биринчи орунға қоюшқа вә башқиларни өзүмиздин муһимирақ көрүшкә дәвәт қилиду. Нәтиҗидә, Атимиз Йәһва вә җамаәттики қериндашлар билән яхши мунасивәттә болалаймиз (Филипиликләргә 2:3ни оқуң).
2. Әлчи Паул немини чүшәнгән вә бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
2 Пәхәс болмисақ, мошу Шәйтанниң дуниясидики тәкәббур вә шәхсийәтчи b адәмләрниң тәсиригә учрап кетишимиз мүмкин. Наһайити ениқки, биринчи әсирдә бу хәтәрлик йолға чүшкән мәсиһийләргә әлчи Паул мундақ дәп язған: «Һәрбириңларға шундақ ейтимән: “Өзүңлар һәққидә зиядә артуқчә ойлимаңлар,... сағлам ой-пикирдә болушни ойлаңлар”» (Рим. 12:3, ЙД). Әлвәттә, Паул өз-өзүмизни һөрмәтлишимиз керәклигини чүшәнгән. Лекин кәмтәрлик өз-өзүмизгә тәңпуң қөзқарашта болушимизға ярдәм бериду. Бу мақалидә кәмтәрлик қандақ үч саһада өзүмиз һәққидә зиядә артуқчә ойлаштин сақлинишқа ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз. Булар: 1) некалиқ турмуш, 2) Йәһваниң тәшкилатида җавапкарлиққа егә болуш вә 3) иҗтимаий алақә торлирини ишлитиш.
НЕКАЛИҚ ТУРМУШТА КӘМТӘР БОЛУҢ
3. Немә үчүн әр-аял арисида чүшәнмәсликләр пәйда болуши мүмкин вә уларни қандақ һәл қилиши керәк?
3 Яратқучимиз Йәһва әр-аялниң нека турмушида бәхитлик болушини халайду. Бирақ улар намукәммәл болғачқа, уларниң арисида чүшәнмәсликләр пәйда болуши мүмкин. Әлчи Паул дегәндәк, әр-аял некада бәзи қийинчилиқларға дуч келиду (Кор. 1-х. 7:28). Бәзи әр-аяллар дайим такалишиду вә улар бир-биригә лайиқ әмәс дәп хуласигә келиши мүмкин. Әгәр улар мошу дунияниң көзқаришини қобул қилса, дәрһал аҗришип кетишимиз керәк дәп ойлайду. Әгәр мән аҗришип кәтсәм, бәхитлик болимән дегәнләр пәқәт өз-өзинила ойлайду.
4. Қандақ көзқараштин нери болушимиз керәк?
4 «Сениң билән турмуш қурғуним чоң хаталиқ» дегән көзқараштин нери болушимиз керәк. Муқәддәс китапниң асасида аҗришишниң бирла сәвәви — җинсий әхлақсизлиқ екәнлигини билимиз (Мәт. 5:32). Шуңа Паул ейтқандәк, некада қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, тәкәббурлуқ қилип: «Бу нека еһтияҗимни қандуриватамду? Мән сөйгү-муһәббәткә еришиватимәнму? Әгәр башқа адәм билән болған болсам, бәхитлигирәк болаттиму?»— дәп ойлишимиз мүмкин. Әгәр шундақ ойлисақ, өмүрлүк җүптүмизни әмәс, өзүмизнила ойлаймиз. Мошу дунияниң даналиғи, һәтта неканиң бузулушиға аз қалғандиму, «Өз жүригиңни тиңша, өз бәхтиң үчүн халиғиниңни қил»,— дәп үгитиду. Амма Муқәддәс китапта: «Пәқәт өз мәнпийәтлириңларға ғәмхорлуқ қилмай, башқиларниңму мәнпийәтлирини ойлаңлар»,— дәп йезилған (Флп. 2:4). Йәһва Худа сизниң аҗришишиңизни әмәс, некайиңизни сақлап қелишиңизни халайду (Мәт. 19:6). Йәһва Худа биринчи новәттә өзүңизни әмәс, Уни ойлишиңизни халайду.
5. Әфәсликләргә 5:33-айәткә асасән, әр-аял бир-биригә қандақ муамилә қилиши керәк?
5 Әр-аял бир-бирини яхши көрүп, һөрмәтлиши керәк (Әфәсликләргә 5:33ни оқуң). Муқәддәс китап елиштин көрә бериштин бәхитлигирәк дәп үгитиду (Әлч. 20:35). Әр-аялниң бир-бирини яхши көрүшигә вә һөрмәтлишигә қандақ пәзиләт ярдәм бериду? Кәмтәрлик. Кәмтәр әр-аял өз пайдисини әмәс, башқиларниң пайдисини издәйду (Кор. 1-х. 10:24).
6. Стивен билән Стефаниниң сөзлиридин қандақ савақ алисиз?
6 Кәмтәрлик әр-аялниң бәхитлик болушиға ярдәм бериду. Мәсилән, Стивен исимлиқ әр мундақ дәйду: «Әгәр әр-аял болупму қийинчилиқлар пәйда болғанда, “бир яққидин баш чиқиридиған” болса, улар бир-бири билән һәмкарлишиду. “Мениң үчүн әң яхшиси немә?”— дегән соалниң орниға, “Биз үчүн әң яхшиси немә?”— дегәнни ойлаш әвзәлирәк». Униң аяли Стефани охшаш ой-пикирдә. У мундақ дәйду: «Дайим такалишидиған адәм билән һечким яшашни халимайду. Келишмәслик пәйда болғанда, буниң сәвәви немә екәнлигини чүшинишкә тиришимиз. Кейин биз дуа қилимиз, әдәбиятлиримизни тәтқиқ қилимиз вә бу қийинчилиқни қандақ һәл қилиш керәклигини ойлаймиз. Шундақ қилип, биз бир-биримиз билән уруш-җедәл қилмай, бу қийинчилиққа қарши күрәш қилимиз». Әгәр әр яки аял өз пайдисинила издимисә, улар хошал-хорамлиқ турмуш кәчүриду.
ЙӘҺВА ХУДАҒА КӘМТӘРЛИК БИЛӘН ХИЗМӘТ ҚИЛИҢ
7. Әгәр бурадәр вәзипигә тәйинләнсә, у өз-өзигә қандақ көзқарашта болуши керәк?
7 Йәһва Худаға қолумиздин кәлгиничә хизмәт қилиш биз үчүн шан-шәрәп (Зәб. 27:4; 84:10). Әгәр бурадәр Униң тәшкилатида көпирәк вәзипини бойниға елишни халиса, бу махташқа сазавәр. Муқәддәс китапта: «Кимду-ким назарәтчи вәзипилирини елишқа интилса, яхши ишни халайду» (Тим. 1-х. 3:1). Лекин у вәзипини өз қолиға алғанда, өзини башқилардин муһимирақ дәп ойлимаслиғи керәк (Луқа 17:7—10). Униң мәхсити — башқиларға кәмтәрлик билән хизмәт қилиштур (Кор. 2-х. 12:15).
8. Диотреп, Уззия вә Абшаломниң мисаллиридин немини үгәнсәк болиду?
8 Муқәддәс китапта өзини көпирәк ойлайдиған кишиләрниң мисаллири йезилған. Диотреп кичик пеил болмай, җамаәттә биринчи болушни халиған (Йоһ. 3-х. 9). Уззия падиша тәкәббур болуп, Йәһва Худа униңға тапшурмиған вәзипини орунлашқа урунған (Тар. 2-яз. 26:16—21). Абшалом қувлуқ билән хәлиқниң көңлини өзигә қаритивелип, падиша болған еди (Сам. 2-яз. 15:2—6). Бу мисаллар өзигә шан-шәрәп издигән адәмләрдин Йәһва Худа хурсән болмайдиғанлиғини көрситиду (Пәнд н. 25:27). Көргинимиздәк, тәкәббурлуқ вә шөһрәтпәрәслик бара-бара һалакәткә елип келиду (Пәнд н. 16:18).
9. Әйса қандақ үлгә қалдурған?
9 Әйса мошу тәкәббур адәмләргә охшимиған. Муқәддәс китапта: «Гәрчә Униңда илаһий хусусийәтләр болсиму, у Худа билән тәң болушни қолға кәлтүрүшни, йәни өзини Униң билән тәң орунға қоюшни хиялиға кәлтүрмигән» (Флп. 2:6, ЙД). Әйса Йәһва Худадин кейин иккинчи шәхс болсиму, у өзи тоғрилиқ көпирәк ойлимиған. У шагиртлириға: «Араңларда ким өзини әң кичиктәк тутса, шу улуқтур»,— дегән (Луқа 9:48). Әйсаниң кәмтәрлигидин үлгә елип, пионерлар, хизмәт ярдәмчиләр, ақсақаллар вә наһийилик назарәтчиләр билән хизмәт қилиш немә дегән бәрикәт-һә! Әгәр биз кәмтәр болсақ, башқиларға техиму көп меһир-муһәббәт көрситимиз. Әйса дегәндәк, Худаниң хизмәтчилири бир-бирини яхши көриду (Йоһ. 13:35).
10. Әгәр җамаәттики ақсақаллар қийинчилиқларни һәл қилмайватқандәк көрүнсә, немә қилсиңиз болиду?
10 Әгәр җамаәттики ақсақаллар қийинчилиқларни һәл қилмайватқандәк көрүнсә, немә қилишиңиз керәк? Шикайәт қилишниң орниға, йетәкчиликни өз қолиға алғанларни қоллаш арқилиқ кәмтәрликни көрситәләйсиз (Ибр. 13:17). Өзүңиздин сораң: «Бу мәсилини бир тәрәп қилиш шунчилик муһимму? Шу мәсилини һәл қилишниң вақти кәлдиму? Мениң шуниңға һоқуқум барму? Растни ейтқанда, мән көпирәк җамаәтниң инақлиғи тоғрилиқ ойлаватимәнму яки өзүмниму?»
11. Әфәсликләргә 4:2, 3-айәтләргә асасән, Йәһва Худаға кәмтәрлик билән хизмәт қилғанда, қандақ нәтиҗигә еришисиз?
11 Йәһва Худа қабилийәткә қариғанда, кәмтәрликни, нәтиҗигә қариғанда, инақлиқни бәкирәк қәдирләйду. Шуңа Атимиз Йәһваға кәмтәрлик билән хизмәт қилиш үчүн күч чиқириң. Шундақ қилсиңиз, җамаәтниң инақ-иттипақлиғини сақлашқа өз һәссиңизни қошисиз (Әфәсликләргә 4:2, 3ни оқуң). Вәз қилиш ишида қизғин болуң. Башқиларға хизмәт қилишниң йоллирини издәп, уларға яхшилиқ қилиң. Җамаәтниң һәммисигә, болупму вәзипиләргә егә болмиғанларғиму меһмандостлуқни көрситиң (Мәт. 6:1—4; Луқа 14:12—14). Сиз кәмтәрлик болуп қериндашлар билән һәмкарлашқанда, башқилар сизниң пәқәт қабилийәтлириңизни әмәс, әң муһими кәмтәрлигиңизни байқайду.
ИҖТИМАИЙ АЛАҚӘ ТОРЛИРИНИ ИШЛӘТКӘНДӘ КӘМТӘР БОЛУҢ
12. Муқәддәс китап бизни достларни тепишқа дәвәт қиламду? Чүшәндүрүп бериң.
12 Йәһва Худа бизниң достлиримиз вә аилимиз билән вақит өткүзүп, шат-хорам болушимизни халайду (Зәб. 133:1). Әйсаниң достлири болған (Йоһ. 15:15). Муқәддәс китап чин достларға егә болушниң бәрикитини көрситиду (Пәнд н. 17:17; 18:24). Жуқурида ейтилғандәк, өзүмизни көпчиликтин айрим ялғуз тутушниң орниға, башқилар билән вақит өткүзүшимиз муһим (Ибр. 10:24, 25). Бәзи адәмләрниң ой-пикричә, иҗтимаий торлар көп достларни тепишқа вә өзини ялғуз һис қилмаслиққа яхши имканийәт яритиду. Бирақ иҗтимаий торларни ишләткәндә еһтиятчан болушимиз керәк.
13. Көп вақтини иҗтимаий алақә торларда өткүзидиған адәмләр немә үчүн чүшкүнлүккә чүшүп өзини ялғуз сезиду?
13 Тәтқиқатчиларниң ейтишичә, көп вақитни иҗтимаий алақә торлирини арилап өткүзиватқан адәмләр, растини ейтқанда чүшкүнлүккә чүшүп өзини ялғуз сезиду. Униң бир сәвәви — адәмләр һаятидики әң яхши өткүзгән пәйтләрни көрситидиған өзлириниң, достлириниң вә барған җайлириниң сүрәтлирини таллап иҗтимаий торларға чиқириду. Бу сүрәтләрни көргән адәм өзиниң һаятини селиштуруп: «Мениң һаятим зерикишлик»,— дәп ойлиши мүмкин. «Өйдә зерикип олтарғинимда, башқилар дәм елиш күнини хошаллиқ билән өткүзүватқанлиғини көргәндә, һәсәт қилип өзүмни бәхитсиздәк һис қилдим»,— дәйду 19 яшлиқ қериндишимиз.
14. Петрусниң 1-хети 3:8-айәт иҗтимаий торларни даналиқ билән қоллинишқа қандақ ярдәм бериду?
14 Әлвәттә, иҗтимаий торларниң яхши тәрәплири бар. Мәсилән, аилә әзалиримиз вә достлиримиз билән алақә қилип туралаймиз. Амма байқиған болсиңиз, адәмләр изаһәтләрни, сүрәтләрни вә видеоларни бәзи иҗтимаий торларға чиқириш арқилиқ өз-өзини көз-көз қилишиду. Қаримаққа улар «маңа қараңлара» демәкчи. Һәтта бәзиләр өзиниң яки башқиларниң чиқарған сүрәтлириниң астиға қопал вә уятсиз изаһәт сөзләрни язиду. Худа хизмәтчилири кәмтәр вә һисдаш киши болуши керәк, шуңа улар дана болуп иҗтимаий алақә торлирини шундақ налайиқ йоллар билән қолланмаслиғи керәк (Петрусниң 1-хети 3:8ни оқуң).
15. Муқәддәс китап бизгә өзүмизни бәк муһим дәп қараштин нери болушқа қандақ ярдәм бериду?
15 Иҗтимаий торларни ишләтсиңиз өзүңиздин мундақ сораң: «Мән торларға чиқириватқан изаһәтләр, рәсимләр вә видеолар махтанчақ екәнлигимни көрситиватамду? Башқилар уни көргәндә көрәлмәслик қиламду?» Муқәддәс китапта: «Дуниядики һәммә бар нәрсә: тәнниң һәвәслири, көзниң һәвәслири вә өзиниң мал-мүлки билән махтиниш — Атидин әмәс, бәлки бу дуниядиндур»,— дәп йезилған (Йоһ. 1-х. 2:16). Худа хизмәтчилири өзини муһим дәп ойлимаслиғи керәк яки башқиларниң униңға зоқлинишини күтмәйду. Улар Муқәддәс китапниң нәсиһитигә қулақ салиду: «Шөһрәтпәрәс болмайли, бир-биримизни риқабәтчиликкә иштәрмәйли [үндимәйли] вә бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли» (Гал. 5:26). Әгәр биз кәмтәр болсақ, мошу дуниядики адәмләргә охшап кәтмәймиз вә башқиларниң көз алдида өзүмизни бәк муһим дәп ойлашни халимаймиз.
«ӨЗҮҢЛАР ҺӘҚҚИДӘ АРТУҚЧӘ ОЙЛИМАҢЛАР»
16. Немә үчүн биз тәкәббур адәм болмаслиғимиз керәк?
16 Тәкәббур адәмләр сағлам ой-пикирлик болалмайду (Рим. 12:3). Улар адәттә шәхсийәтчи болиду вә талаш-тартиш қилиду. Уларниң ой-пикирлири вә иш-һәрикәтлири пат-пат өзиниң вә башқиларниң көңлини рәнҗитиду. Әгәр улар көзқаришини өзгәртмисә, Шәйтан уларниң әқиллирини булғап, қәлб көзлирини көрмәс қилиду (Кор. 2-х. 4:4; 11:3). Кәмтәр адәм болса, сағлам пикирлик болиду. У өзигә тәңпуң көзқарашта болуп, башқилар униңдин артуғирақ екәнлигини чүшиниду (Флп. 2:3). Муқәддәс китапта: «Худа чоңчиларға қаршилиқ көрситиду, мөмүнләргә болса, мол меһрини намайән қилиду»,— дәп йезилған (Пет. 1-х. 5:5). Демәк, биз Йәһва Худаға дүшмән болмай, кәмтәр болушни халаймиз.
17. Кәмтәрликни сақлап қелиш үчүн немә қилишимиз керәк?
17 Кәмтәрликни сақлап қелиш үчүн Муқәддәс китапниң «өзүңлардин кона шәхсни униң ишлири билән йешип,... йеңи шәхскә кийиниңлар», дегән нәсиһитигә әмәл қилишимиз керәк. Буни қилиш үчүн күч чиқириш муһим. Биз Әйсаниң үлгисини тәтқиқ қилип, мүмкинқәдәр уни үлгә қилишимиз зөрүр (Кол. 3:9, 10; Пет. 1-х. 2:21). Шундақ қилип, зор бәрикәткә еришимиз. Кәмтәрликни йетилдүрсәк, аилимиз бәхитлигирәк болиду, җамаәттә инақ-иттипақлиқни сақлаймиз вә иҗтимаий торларниң яман тәсиридин нери болалаймиз. Әң муһими, биз Йәһва Худаниң бәрикитигә вә разилиғиға еришимиз.
19-НАХША Худа вәдә қилған җәннәт
a Бүгүнки күндә биз тәкәббур вә шәхсийәтчи адәмләргә толған дунияда яшаватимиз. Уларниң көзқаришини қобул қилиштин пәхәс болушимиз керәк. Бу мақалидә қандақ үч саһада өзүмиз һәққидә артуқчә ойлимаслиғимиз керәклигини көрүп чиқимиз.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Тәкәббур адәм башқиларға қариғанда өзини көп ойлайду. Демәк тәкәббур киши шәхсийәтчи келиду. Амма кәмтәрлик шәхсийәтчи болуп кетиштин сақлинишқа ярдәм бериду. Әгәр адәм кәмтәр болса, тәкәббур болмайду вә өзигә әң муһим адәм дәп қаримайду.
c СҮРӘТТӘ: Конгресста нутуқ ейтиш вә башқа қериндашларға көрсәтмиләрни бериш қабилийити бар ақсақал вәз учришишни өткүзүшкә вә Ибадәт өйини тазилашқа охшаш ишларниму хошаллиқ билән қилиду.