Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллаң!
«Йәһва, бизниң Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қудрәткә лайиқсән, чүнки Сән барлиқ нәрсини яраттиң вә барлиқ нәрсә Сениң ирадәң бойичә моҗут һәм яритилғандур» (ВӘҺИЙ 4:11).
НАХШИЛАР: 2, 49
1, 2. Һәрбиримиз немигә көз йәткүзүшимиз керәк? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
ӨТКӘН мақалидә муһакимә қилғинимиздәк, Шәйтанниң ейтишичә, Йәһва Худа адәмләр үстидин һөкүмранлиқ қилишқа лайиқ әмәс. У Йәһва Худаниң һөкүмранлиғи адаләтсиз вә инсанлар өзлирини башқурса, нәқәдәр бәхитлик болатти дәп ейтиду. Шәйтанниң дегини тоғриму? Адәмләрниң өз-өзини башқуруп, мәңгү яшалайдиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Улар бәхитлигирәк болаттиму? Сизчу? Худаниң һөкүмранлиғисиз дунияда яшашни халаттиңизму?
2 Бу соалларға сиз үчүн һечким җавап берәлмәйду. Һәрбиримиз бу мәсилә һәққидә пухта ойлинишимиз керәк. Шу чағдила Йәһваниң һөкүмранлиғи әң яхши екәнлигигә вә толуқ қоллишимизға лайиқ екәнлигигә көз йәткүзимиз. Буниң раст екәнлигини Муқәддәс китаптин билимиз. Һазир, келиңлар, Йәһваниң аләмни башқуруш һоқуқи һәққидә Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғини көрүп чиқайли.
ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ҺӨКҮМРАНЛИҚ ҚИЛИШ ҺОҚУҚИ БАР
3. Немишкә Йәһваниң Аләм Егиси болуш һоқуқи бар?
3 Йәһва Һәммигә қадир Худа вә Яратқучи болғанлиқтин, ялғуз у Аләмниң Егиси (Тарихнамә 1-язма 29:11; Әлчиләр 4:24). Асман һәққидики аламәтлик көрүнүштә Мәсиһ билән һөкүмранлиқ қилидиған 144000 падиша мундақ деди: «Йәһва, бизниң Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қудрәткә лайиқсән, чүнки Сән барлиқ нәрсини яраттиң вә барлиқ нәрсә Сениң ирадәң бойичә моҗут һәм яритилғандур» (Вәһий 4:11). Йәһва һәммә мәвҗудатни яратқачқа, униң асмандики вә йәрдики һәммисиниң үстидин һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи бар.
4. Немишкә таллаш әркинлиги Йәһваға қарши исиян көтириш һоқуқини бәрмәйду?
4 Шәйтан һечнәрсә яратмиған. Шу сәвәптин униң аләмни башқуруш һоқуқи йоқ. Шәйтанму, биринчи инсан җүпиму Йәһваниң һөкүмранлиғиға қарши исиян көтәргәндә итаәтсизлигини көрсәткән (Йәрәмия 10:23). Уларниң таллаш әркинлиги Йәһваниң һөкүмранлиғиға қарши чиқиш һоқуқини бәрдиму? Әлвәттә, яқ. Таллаш әркинлиги адәмләргә Яратқучиси Йәһваға қарши турушқа әмәс, таллашқа вә қарар қилишқа һоқуқ бериду. Бәк ениқки, Худаға қарши чиқсақ, таллаш әркинлигимизни натоғра қоллинаттуқ. Биз адәм болғанлиқтин, бизгә Йәһваниң һөкүмранлиғи вә рәһбәрлиги керәк.
5. Немишкә Йәһваниң қарарлири һәрқачан тоғра дейәләймиз?
5 Йәһваниң һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи бар екәнлигиниң йәнә бир сәвәви бар. У өз һоқуқини әң мукәммәл вә адил йолда қоллиниду. Йәһва өзи мундақ дәйду: «Йәр йүзидә меһир-муһәббәт, адаләт вә һәққанийлиқни жүргүзгүчи Мән Пәрвәрдигар [Йәһва, ЙД]... Мениң хурсәнлигим дәл мошу ишлардиндур» (Йәрәмия 9:24). Йәһва Худаға неминиң тоғра екәнлигини қарар қилиш үчүн инсаний қанунлар керәк әмәс. Әксичә, яхши билән яманниң өлчәмлирини У орнитиду. Йәһва адәмләргә өзиниң мукәммәл адалитигә асасланған қанунларни бәрди. Зәбур язғучиси: «Тәхтиңниң һули һәққанийлиқ һәм адаләттур»,— дегән. Шуңа Йәһвадин кәлгән һәрбир қанун, принцип яки қарар тоғра екәнлигигә гуман қилмисақ болиду (Зәбур 89:14; 119:128). Шәйтан бизни Йәһваниң адаләтсиз һөкүмран екәнлигигә ишәндүргүси келиду. Лекин дунияға адаләтни әкелиш Шәйтанниң қолидин кәлмәйду.
6. Немишкә Йәһва Худаниң һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи бар?
6 Йәһваниң һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи бар екәнлигиниң йәнә бир сәвәви — униң каинатқа ғәмхорлуқ қилиш үчүн билими вә даналиғи йетәрлик. Буни Оғлиға һечбир дохтур сақайталмиған ағриқларни сақайтиш қабилийитини бәргәнлигидин көрәләймиз (Мәтта 4:23, 24; Марк 5:25—29). Бу биз үчүн мөҗүзә болсиму, Йәһва Худа үчүн мөҗүзә әмәс. У адәмниң тени қандақ ишләйдиғанлиғини яхши билип, униңға кәлтүрүлгән зиянниң ақиветини қандақ йоқ қилишқа болидиғанлиғини билиду. Шундақла У өлгәнләрни тирилдүрүп, тәбиий апәтләрни йоқ қилалайду.
7. Қандақларчә Йәһва Худа Шәйтан дуниясидики һәммидин дана?
Йәшая 2:3, 4; 54:13). Бизму өзүмизни «Аһ, Худа байлиғиниң һәм даналиғиниң, һәм илиминиң чәксиз чоңқурлуғи! Униң һөкүмлиригә әқил йәтмәслик һәм Униң йоллирини тәтқиқ қилалмаслиқ нәқәдәрдур!»— дәп язған әлчи Паулдәк һис қилимиз (Римлиқларға 11:33).
7 Шәйтанниң қол астидики дунияда йә дөләтләр арисида, йә дөләт ичидә болсун, течлиқниң болуши мүмкин әмәс. Дунияға течлиқ әкелиш үчүн пәқәт Йәһва Худада даналиқ бар (ЙӘҺВАНИҢ ҺӨКҮМРАНЛИҒИ ӘҢ ЯХШИ
8. Йәһваниң қандақ һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини ойлиғанда өзүңизни қандақ һис қилисиз?
8 Биз көргинимиздәк, Муқәддәс китапта Йәһваниң һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи бар екәнлиги ениқ йезилған. Шундақла Униң әң яхши Һөкүмран екәнлигиму ейтилған. Буниң бир сәвәви — Йәһва меһир-муһәббәт билән башқуриду. Худаниң «рәһимлик һәм һиммәтлик», «ғәзәплинишкә алдиримайдиған һәм сөйгү меһрибанлиққа вә һәқиқәткә толғанлиғи» һәққидә мулаһизә қилғанда, өзүмизни Униңға йеқин һис қилимиз (Чиқиш 34:6). Худа бизгә иззәт-һөрмәт билән муамилә қилиду. У бизгә һәтта өзүмиздинму яхши ғәмхорлуқ қилиду. Шәйтан Йәһва Худа өз хизмәтчилиридин яхши нәрсиләрни йошуриду десиму, биз буниң ялған екәнлигини билимиз. Худа бизниң мәңгү яшаш үмүтимиз болуши үчүн сөйүмлүк Оғлини қурбан қилди (Зәбур 84:11; Римлиқларға 8:32ни оқуң).
9. Худаниң айрим адәмләргә көңүл бөлидиғанлиғини нәдин билимиз?
9 Йәһва һәммә хизмәтчилирини топ сүпитидә яхши көриду. Амма У һәрбир адәмгә шәхсий көңүл бөлиду. Қедимда немә йүз бәргәнлиги һәққидә ойлап көрүң. Тәхминән үч йүз жил җәриянида Йәһва хәлқигә рәһбәрлик бериш вә дүшмәнлирини йеңиш үчүн һакимларни қолланған. Шундақтиму, Йәһва айрим адәмләргә диққәт бөлгән. Мундақ адәмләрниң бири Рут исимлиқ аял болған. У исраиллиқ болмисиму, Йәһваға хизмәт қилиш үчүн көп нәрсиләрдин ваз кәчти. Худа униңға ярни вә оғулни соға қилип, бәрикәтлиди. Буниңдин ташқири, Рутниң оғли Мәсиһниң әҗдатлириниң бири болди. Шундақла Йәһва Худа Рутниң һаяти һәққидә униң нами билән атилидиған китапта йезилип, Муқәддәс китапқа киргүзүлүшигә ғәмхорлуқ қилди. Сизниңчә Рут тирилип, буларниң һәммисини билгәндә, өзини қандақ һис қилиду? (Рут 4:13; Мәтта 1:5, 16).
10. Немишкә Йәһваниң һөкүмранлиғи рәһимсиз әмәс дәп ейтишқа болиду?
10 Йәһваниң һөкүмранлиғи рәһимсиз әмәс. Әксичә, униңға бойсунғанлар өзини әркин-азадә вә хошал һис қилиду (Коринтлиқларға 2-хәт 3:17). Давут падиша Йәһва Худа һәққидә мундақ дегән: «Шан-шәрәп билән иззәт униң алдида болуп, қудрәт билән хушлуқ униң маканидидур» (Тарихнамә 1-язма 16:7, 27). Зәбур язғучиси Етан болса: «Тәнтәнилик нидани билгән хәлиқ бәхитликтур, улар Сениң җамалиңниң нурида маңиду, әй Пәрвәрдигар! Улар намиңда күн бойи шат болар, һәққанийлиғиңда улар көтирилди»,— дәп язған (Зәбур 89:15, 16).
11. Йәһваниң һөкүмранлиғи әң яхши екәнлигигә болған ишәнчимизни қандақ ашуралаймиз?
11 Биз Худаниң меһрибанлиғи тоғрисида мулаһизә қилғансири, униң һөкүмранлиғи әң әҗайип екәнлигигә көз йәткүзимиз. Биз Худа һәққидә: «Чүнки Сениң һойлилириңда өткән бир күн башқа йәрдә өткән миң күндин әладур»,— дәп ейтқан зәбур язғучисиға охшаш һис-туйғуда болимиз (Зәбур 84:10). Йәһва Худа бизни яратқанлиқтин, бизни немә бәхитлик қилидиғанлиғини яхши билиду. У сехийлиқ билән бизгә һаҗәт болғандинму көпирәк нәрсиләрни бериду. Йәһва биздин неминила соримисун, һәммиси өз пайдимиз үчүн. Һәтта бәзидә айрим нәрсиләрдин ваз кечишкә тоғра кәлсиму, Йәһваға қулақ салсақ, дайим бәхитлик болимиз (Йәшая 48:17ни оқуң).
12. Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллишимизниң асасий сәвәви немә?
12 Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, Мәсиһниң миң жиллиқ Падишалиғидин кейин, Йәһваниң һөкүмранлиғиға қарши чиққучилар пәйда болиду (Вәһий 20:7, 8). Немишкә? Шу чағда Шәйтан адәмләрни шәхсийәтләрчә һәрикәт қилишқа дәвәт қилиду. У буни бурунму қилған. У адәмләрни улар Худаға қулақ салмисиму, мәңгү яшалайду дегәнгә ишәндүрмәкчи болуши мүмкин. Амма бу ялған гәп! Биз өзүмиздин: «Мән бу ялған сөзләргә ишинимәнму?» дәп соришимиз керәк. Биз Йәһвани һәқиқәтән сөйсәк вә униң яхшилиғиға, һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи барлиғиға көзүмиз йәткән болса, мундақ ялған гәпләрдин нәпрәтлинимиз. Биз Йәһваниң меһир-муһәббәтлик һөкүмранлиғи астида яшашни халайдиған болимиз.
ХУДАНИҢ ҺӨКҮМРАНЛИҒИНИ САДИҚ ҚОЛЛАҢ
13. Биз Йәһваға тәқлит қилғанда, қандақларчә униң һөкүмранлиғини қоллаймиз?
13 Көрүп өткинимиздәк, Йәһваниң һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи бар вә у буни әң яхши усулда қилиду. Униң һөкүмранлиғи бизниң толуқ қоллишимизға лайиқ. Қоллишимизни Йәһваға садақәтмән болуш вә униңға тәқлит қилиш арқилиқ көрситәләймиз. Йәһва қандақ һәрикәт қилатти дәп ойлап, шундақ қилишқа бар күчимизни чиқарсақ, униң һөкүмранлиғи бизгә яқидиғанлиғини вә уни қоллайдиғанлиғимизни көрситимиз (Әфәсликләргә 5:1, 2ни оқуң).
14. Аилә башлири вә ақсақаллар қандақ қилип Йәһваға тәқлит қилалайду?
14 Муқәддәс китапта Йәһва өз күчини һәрқачан меһир-муһәббәт билән қоллинидиғанлиғи йезилған. Йәһваниң һөкүмранлиғини яхши көридиған аилә башлири вә ақсақаллар Худаға тәқлит қилип, рәһим-шәпқәтсиз вә тәләпчан болмайду. Әлчи Паул Йәһваға вә униң Оғлиға тәқлит қилишқа тиришқан (Коринтлиқларға 1-хәт 11:1). У башқиларни хиҗаләт қилмастин вә мәҗбурлимастин, уларни тоғра иш қилишқа меһрибанлиқ билән дәвәт қилған (Римлиқларға 12:1; Әфәсликләргә 4:1; Филимунға 8—10). Шундақ қилип Паул Йәһвадин үлгә алған. Биз башқиларға меһир-муһәббәт билән муамилә қилғанда, Йәһва Худаниң һөкүмранлиғини қоллаймиз.
15. Тайинланған бурадәрләрни һөрмәтләш арқилиқ Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллайдиғанлиғимизни қандақ көрситимиз?
Әфәсликләргә 5:22, 23; 6:1—3; Ибранийларға 13:17). Мундақ қилиш өзүмизгә яхши, чүнки Худа бизниң пайдимизни ойлайду.
15 Шундақла биз Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллайдиғанлиғимизни тайинланған бурадәрләрни һөрмәтләп, улар билән һәмкарлишиш арқилиқ көрситимиз. Бәзи қарарларни толуқ чүшәнмисәк яки улар билән келишмисәкму, бәри бир уларни қоллишимиз керәк. Бу дуниядики адәмләр тамамән башқичә һәрикәт қилиду, лекин Йәһвани Һөкүмрани сүпитидә қобул қилғанлар шундақ қилиду (16. Қилған қарарлиримиз Худаниң һөкүмранлиғини қоллайдиғанлиғимизни қандақ көрситиду?
16 Биз қарар қобул қилғандиму, Худаниң һөкүмранлиғини қоллалаймиз. Йәһва Худа бизгә һаятимиздики һәрбир вәзийәткә тегишлик тәпсилий, жипидин жиңнисиғичә көрсәтмиләрни бәрмәйду. Униң орниға, У бизгә пикир қилиш тәрзини билдүриду. Бу немә қилиш керәклигимизни чүшинишкә ярдәм бериду. Мәсилән, Йәһва хизмәтчилиригә кийишкә болидиған кийим тизимини бәрмигән. Әксичә, Худаниң Гувачилири дегән исмимизға лайиқ вә кичик пеил кийиниш керәклигимизни чүшәндүриду (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10). Йәһва бизниң қарарлиримиз башқиларға қандақ тәсир қилидиғанлиғини ойлишимизни халайду (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31—33). Биз Йәһва Худаниң көзқаришиға мас қарар чиқарғанда, униң һөкүмранлиғини яхши көридиғанлиғимиз вә уни қоллайдиғанлиғимизни көрситимиз.
17, 18. Әр-аял Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллайдиғанлиғини қандақ көрситәләйду?
17 Нека қурған мәсиһийләр Йәһваниң һөкүмранлиғини қандақ қоллалайдиғанлиғини қараштурайли. Уларниң некаси ойлиғинидәк болмаслиғи мүмкин. Улар һәтта җиддий қийинчилиқларға дуч келидиғанду. Шундақ болса, улар Йәһваниң қедимий Исраил хәлқигә қандақ муамилә қилғанлиғидин савақ алалайду. У өзини өз хәлқиниң ери сүпитидә тәсвирлигән (Йәшая 54:5; 62:4). Исраиллиқлар қайта-қайта Йәһваниң көңлини қалдурған. Бу мунасивәт худди қийинчилиқларға толған некаға охшаш еди. Амма Йәһва улардин ваз кәчмәй, зор меһир-шәпқәт билән кәчүрүп, өз вәдисидә турди (Зәбур 106:43—45 ни оқуң).
18 Йәһвани яхши көридиған әр-аяллар униңға тәқлит қилишқа тиришиду. Некасида қийинчилиқлар пәйда болғандиму, улар Язмиларға асасланмиған сәвәп билән аҗришишни көзлимәйду. Улар некалиқ қәсәмниң Худаниң алдида бәк җиддий екәнлигини вә Йәһва әр-аялниң бир-биригә «чаплишишини» халайдиғанлиғини билиду. Язмиларға бенаән, яриниң көзигә чөп селиш — бириниң аҗришип, қайтидин нека қурушиға асас беридиған ялғуз сәвәп (Мәтта 19:5, 6, 9). Мәсиһий әр-аял некасиниң утуқлуқ болушиға бар күчини салса, Йәһваниң һәққаний һөкүмранлиғини қоллайдиғанлиғини көрситиду.
19. Хаталиқ өткүзүп қойсақ, немә қилишимиз керәк?
19 Һәммимиз намукәммәл, шуңа бәзидә Йәһвани рәнҗитидиған ишларни қилип қойимиз. У буни чүшинип, Мәсиһниң төләм қурбанлиғини бәрди. Биз хаталиқ өткүзгәндә, Йәһвадин кәчүрүм соришимиз лазим (Йоһанниң 1-хети 2:1, 2). Өз гөшимизни йегичә, бу хаталиқтин савақ елишқа тиришайли. Биз Йәһваға йеқин болушни халаймиз. У бизни кәчүрүп, вәзийәтни түзитишкә вә униңға хизмәт қилишни давамлаштурушқа ярдәм бериду (Зәбур 103:3).
20. Немишкә Йәһваниң һөкүмранлиғини һазир қоллишимиз керәк?
20 Йеңи дунияда һәммиси Йәһваниң һөкүмранлиғиға беқинип, униң адил йоллирини үгиниду (Йәшая 11:9). Лекин биз бу билимниң бир қисмини һазирниң өзидә еливатимиз. Һөкүмранлиғиға тегишлик мәсилиниң һәл қилинишиға аз қалди. Ундақта, дәл һазир әйипсизликни сақлаш, садиқ хизмәт қилиш вә Худаға тәқлит қилиш арқилиқ униң һөкүмранлиғини қоллайдиған вақит!