Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Вижданиңизни Худаниң қанунлири вә принциплириға мас тәрбийиләң

Вижданиңизни Худаниң қанунлири вә принциплириға мас тәрбийиләң

«Мән Сениң Қануниңни қанчилик яхши көримән! Күн бойи у тоғрилиқ ойлаймән» (ЗӘБУР 119:97).

НАХШИЛАР: 29, 11

1. Немә сәвәптин биз һайванатлардин жуқури туримиз?

 ЙӘҺВА ХУДА адәмләргә алаһидә бир соға бәргән. Бу — бизниң вижданимиз. Шуңа бу алаһидә қабилийәт түпәйлидин биз һайванатлардин жуқури туримиз. Адәм ата билән Һава аниниң виждани болғанлиғини нәдин билимиз? Улар Худаға итаәтсизлик қилғанда, Униңдин өзлирини йошурған, сәвәви уларни виждани азаплиған еди.

2. Вижданимизни қайси мәнада компасқа охшитишқа болиду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

2 Виждан — тоғра билән натоғрини пәриқләндүрүш қабилийти. Виждани яхши тәрбийиләнмигән кишини компаси бузулған кемигә охшитишқа болиду. Шамал вә океан еқимлири мундақ кемини натоғра йөнилишкә елип кетиши мүмкин. Тоғра ишләйдиған компас деңизчиниң тоғра йөнилиштә сәпәр қилишиға ярдәм бериду. Дәл шуниңға охшаш, вижданимизни яхши тәрбийилисәк, у бизни тоғра йолға йетәкләйду.

3. Вижданимизни тоғра тәрбийилимисәк, нәтиҗиси қандақ болуши мүмкин?

3 Әгәр вижданимизни тоғра тәрбийилимисәк, у бизни натоғра иш қилишқа қарши агаһландурмайду (Тимотийға 1-хәт 4:1, 2). Һәтта вижданимиз яманни яхши дәп бизни ишәндүрүши мүмкин (Йәшая 5:20). Әйса шагиртлириға: «Шундақ бир вақит-саатлар келидуки, силәрни өлтүрүватқан һәрқандақ киши Худаға муқәддәс хизмәт қиливатимән дәп ойлайду»,— дәп ейтқан (Йоһан 16:2). Истипан дегән шагиртни өлтүргән кишиләрму шундақ ойлиған (Әлчиләр 6:8, 12; 7:54—60). Тарихқа нәзәр ташлисақ, көплигән диндар адәмләр Худа үчүн қиливатимиз дәп, адәм өлтүрүштәк еғир җинайәтләрни өткүзгән. Амма уларниң ишлири әмәлийәттә Худаниң қануниға зит болған еди (Чиқиш 20:13). Ениқки, уларниң виждани уларни тоғра йолға йетәклимигән!

4. Вижданимиз тоғра йолға йетәклиши үчүн немә қилишимиз керәк?

4 Вижданимиз тоғра йолға йетәклиши үчүн немә қилишимиз керәк? Муқәддәс китаптики қанунлар вә принциплар «тәлим бериш үчүн, ашкарилаш үчүн, түзитиш үчүн, һәққанийлиқта тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур» (Тимотийға 2-хәт 3:16). Демәк, биз Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни адәткә айландурушимиз, оқуғанлиримиз һәққидә мулаһизә қилишимиз вә әмәлийәттә қоллинишимиз керәк. Шундақ қилсақ, Йәһваға охшаш ой-пикир қилишқа адәтлинәләймиз. Шу чағда вижданимиз бизгә тоғра йол көрситидиғанлиғиға ишәнчимиз камил болиду. Келиңлар, вижданимизни тәрбийиләш үчүн Йәһваниң қанунлири вә принциплирини қандақ қоллансақ болидиғанлиғини муһакимә қилайли.

ВИЖДАНИМИЗНИ ХУДАНИҢ ҚАНУНЛИРИ ТӘРБИЙИЛИСУН

5, 6. Худаниң қанунлири бизгә қандақ ярдәм бериду?

5 Худа қанунлириниң бизгә ярдәм беришини халисақ, уларни пәқәт оқуп яки билипла қоймай, шу қанунларни сөйүшимиз вә һөрмәтлишимиз керәк. Муқәддәс китапта: «Яманлиқтин нәпрәтлиниңлар, меһрибанлиқ-яхшилиқни сөйүңлар»,— дәп йезилған (Амос 5:15). Буни қандақ қилалаймиз? Биз Йәһваниң көзқаришиға охшаш көзқарашни йетилдүрүшимиз керәк. Бир мисал кәлтүрәйли. Сиз уйқусизлиқ кесилигә гириптар болдиңиз дәйли. Дохтур сизгә пайдилиқ таамларни йейиш, көпирәк бәдән чиниқтуруш вә турмуш адитиңизни өзгәртиш һәққидә көрсәтмә бериду. Униң ейтқанлири бойичә қилип, пайдисини көргәндә, дохтурниң бәргән көрсәтмилири һәққидә немә ойлайсиз?

6 Шуниңға охшаш, Яратқучимиз бизни гунаниң яман ақиветидин һимайә қилип, турмушимизни техиму яхшилаш үчүн қанунларни бәргән. Мәсилән, Худа Сөзидин биз ялғанчилиқ, алдамчилиқ, оғрилиқ, зина, зораванлиқ қилмаслиғимиз вә җинлар билән алақидә болмаслиғимиз керәклигини үгинимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16—19ни оқуң; Вәһий 21:8). Йәһваға итаәтчан болушниң қандақ яхши нәтиҗә елип келидиғанлиғини көргәндә, Униңға вә Униң қанунлириға болған меһир-муһәббитимиз ашиду.

7. Муқәддәс китапта йезилған мисаллар бизгә қандақ ярдәм бериду?

7 Немә тоғра, немә натоғра екәнлигини билиш үчүн Худа қанунини бузуп, азап чекишимиз шәрт әмәс. Биз өтмүштә башқиларниң өткүзгән хаталиқлиридин савақ алалаймиз. Бу мисаллар Муқәддәс китапта йезилған. Пәнд-нәсиһәтләр 9:9да мундақ ейтилған: «Дана адәмгә дәвәт қилсаң, униң әқли техиму толуқ болиду. Һәққаний адәмгә дурус йол көрсәтсәң, униң билими техиму ашиду». Бу билим Йәһвадин кәлгән болуп, буниңдин яхширақ билим йоқ! Мәсилән, Давут Йәһваға итаәтсизлик қилип, Батшеба билән җинсий әхлақсизлиқ қилғанда, буниң ақивети еғир болған (Самуилниң 2-язмиси 12:7—14). Бу вақиәни оқуғанда, өзүңиздин мундақ соал сорап көрүң: «Давут өзини бу еғир ақивәтләрдин қандақ сақлалатти? Мән шуниңға охшаш вәзийәттә болсам, немә қилаттим? Әхлақсизлиқ қилишқа аздурулсам, Давуттәк һәрикәт қилимәнму яки Йүсүптәкму?» (Яритилиш 39:11—15). Гунаниң ақивети қанчилик еғир болидиғанлиғи һәққидә ойлансақ, яманлиққа техиму нәпрәтлинидиған болимиз.

8, 9. а) Вижданимиз бизгә немә қилишқа ярдәм бериду? ә)  Йәһваниң принциплири һәққидә мулаһизә қилиш вижданимизға қандақ тәсир қилиду?

8 Биз Худа өч көридиған нәрсиләрдин нери туримиз. Әгәр Муқәддәс китапта вәзийитимизгә мас келидиған ениқ бир қанун йоқ болсичу? Худа бизниң немә қилишимизни халайдиғанлиғини нәдин билимиз? Әгәр вижданимизни Худаниң Сөзигә мас тәрбийилисәк, мундақ вәзийәттә дана қарар чиқиримиз.

9 Йәһва бизни яхши көргәнликтин, вижданимизни тәрбийиләш үчүн принципларни бәргән. У: «Өзүңгә пайда болсун дәп саңа үгәткүчи, саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи Мән болсам Пәрвәрдигар [Йәһва, ЙД] Худайиңдурмән»,— дәйду (Йәшая 48:17, 18). Муқәддәс китаптики принциплар һәққидә чоңқур мулаһизә қилип, уларниң қәлбимизгә тәсир қилишиға йол бәрсәк, вижданимизни тәрбийиләп түзитимиз вә тегишлик өзгәртишләрни қилимиз. Бу бизгә дана қарарларни чиқиришқа ярдәм бериду.

ХУДАНИҢ ПРИНЦИПЛИРИ СИЗГӘ ЙОЛ-ЙОРУҚ КӨРСӘТСУН

10. Принцип дегинимиз немә? Әйса тәлим бәргәндә, принципларни қандақ ишләткән?

10 Принцип — ой-пикримизгә тәсир қилидиған вә тоғра қарар чиқиришимизға ярдәм беридиған асасий һәқиқәт. Йәһваниң принциплирини билсәк, Униң көзқаришини вә немә үчүн бәзи қанунларни бәргәнлигини чүшинәләймиз. Әйса принципларни ишлитип, шагиртлириниң һәрқандақ ишқа тутқан муамилиси вә қилған иш-һәрикәтлириниң бир ақивәтни кәлтүрүп чиқиридиғанлиғини үгәткән. Мәсилән, Әйса ғәзәпниң зораванлиққа вә әхлақсиз ой-пикирләрниң зинаға башлайдиғанлиғини ейтқан еди (Мәтта 5:21, 22, 27, 28). Әгәр Йәһваниң принциплириниң бизни йетәклишигә йол бәрсәк, биз вижданимизни яхши тәрбийиләп, Худаға шан-шәрәп әкелидиған қарарларни чиқиримиз (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31).

Йетилгән мәсиһий башқиларниң вижданиға һөрмәт көрситиду (11, 12-абзацларға қараң)

11. Бир адәмниң виждани башқа бирсиниң вижданидин қандақ пәриқлиниши мүмкин?

11 Мәсиһийләр вижданини Муқәддәс китапқа мас тәрбийилисиму, бәзи мәсилиләрдә һәр түрлүк қарар чиқириши мүмкин. Мәсилән, спиртлиқ ичимлик ичиш мәсилисини алайли. Муқәддәс китапта спиртлиқ ичимлик ичиш мәнъий қилинмиған. Амма униңда һәддидин зиядә көп ичмәслигимиз яки мәс болмаслиғимиз керәклиги йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 20:1; Тимотийға 1-хәт 3:8). Ундақта мәсиһий спиртлиқ ичимликни ичишни яки ичмәсликни қарар қилғанда, «көп ичмисәмла болди, башқиси муһим әмәс» дәп ойлиши тоғриму? Яқ. Гәрчә униң виждани спиртлиқ ичимликни ичишкә йол қойсиму, Худаниң хизмәтчиси башқиларниңму вижданини нәзәрдә тутуши керәк.

12. Римлиқларға 14:21дики сөзләр башқиларниң вижданини һөрмәтлишимизгә қандақ ярдәм бериду?

12 Әлчи Паул башқиларниң вижданини һөрмәтлишимиз керәклигини көрситип: «Униңдин көрә қериндишиңни путликашаңлиққа дучар қилғузмай, гөшму йемә вә шарапму ичмәяқ қой»,— дегән (Римлиқларға 14:21). Гәрчә спиртлиқ ичимликләрни ичиш һоқуқимиз болсиму, шундақ қилиш қериндишимизниң гуна өткүзүшигә сәвәпчи болса, бу һоқуқимиздин ваз кечишкә тәйяр болушимиз лазим. Бир қериндишимиз һәқиқәтни билмигәндә һарақ ичишкә хумар болуп, һазир тамамән ичмәсликни қарар қилған болуши мүмкин. Биз униң бурунқи начар адитини қайтилишиға сәвәпчи болушни халимаймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10). Шу қериндишимиз өйүмизгә меһман болуп кәлгәндә, һарақ-шарап ичишни рәт қилса, уни мәҗбурлаймизму? Әлвәттә, яқ!

13. Башқиларниң хуш хәвәрни қобул қилишиға ярдәм бериш үчүн, Тимотий уларниң вижданини қандақ һөрмәтлигән?

13 Тимотий жигирмә яшларға киргәндә, хәтнә қилиш қаттиқ ағритидиған болсиму, у шуниңға келишкән. Сәвәви у өзи вәз қилмақчи болған йәһудийлар үчүн хәтнә қилиш мәсилиси муһим бир иш екәнлигини билгән еди. Тимотийму Паулға охшаш, башқиларниң вижданини һөрмәтлигән (Әлчиләр 16:3; Коринтлиқларға 1-хәт 9:19—23). Башқиларға ярдәм бериш үчүн сизму қурбанлиқ беришкә тәйярму?

РОҺИЙ ҖӘҺӘТТИН ЙЕТИЛИШ

14, 15. а) Роһий җәһәттин йетилиш үчүн немә қилишимиз керәк? ә) Йетилгән мәсиһийләр башқиларға қандақ муамилә қилиду?

14 Һәммимиз Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә интилишимиз керәк (Ибранийларға 6:1). Һәқиқәтни билгинимизгә узун жил болғанлиғи үчүнла, биз йетилгән мәсиһий болуп қалмаймиз. Роһий җәһәттин йетилиш үчүн көп күч чиқиришимиз керәк. Биз билимимизни вә чүшәнчимизни давамлиқ ашурушимиз керәк. Буниң үчүн Муқәддәс китапни һәр күни оқушимиз лазим (Зәбур 1:1—3). Муқәддәс китапни күндә оқуғансири, Йәһваниң қанунлири билән принциплирини техиму яхши чүшинимиз.

15 Мәсиһийләр үчүн әң муһим қанун — меһир-муһәббәт көрситиш. Әйса шагиртлириға: «Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду»,— дегән (Йоһан 13:35). Худа Сөзидә меһир-муһәббәт «Падишаниң қануни» вә «Тәврат қанунини орунлаштур» дәп аталған (Яқуп 2:8; Римлиқларға 13:10). Меһир-муһәббәтниң наһайити муһим екәнлиги бизни һәйран қалдурмайду, чүнки Муқәддәс китапта: «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»,— дәп йезилған (Йоһанниң 1-хети 4:8). Худа үчүн меһир-муһәббәт пәқәт һис-туйғу әмәс. У Өз меһир-муһәббитини иш-һәрикәтлири арқилиқ испатлайду. Әлчи Йоһан мундақ язған: «Тәңриниң меһир-муһәббити бизгә шуниңда көрүндики, Худа Оғли арқилиқ биз һаятлиққа еришишимиз үчүн, Өзиниң ялғуз Оғлини дунияға әвәтти» (Йоһанниң 1-хети 4:9). Биз Йәһваға, Әйсаға, қериндашларға вә башқа адәмләргә меһир-муһәббәт көрсәткәндә, өзүмизниң йетилгән мәсиһий екәнлигимизни испатлаймиз (Мәтта 22:37—39).

Муқәддәс китап принциплири һәққидә мулаһизә қилсақ, вижданимиз бара-бара ишәнчлик көрсәтмиләрни бериду (16-абзацқа қараң)

16. Роһий җәһәттин йетилгәнсири, немә үчүн принципларниң һаятимизда муһим екәнлигини чүшинип йетәләймиз?

16 Роһий җәһәттин йетилгәнсири, биз принципларниң һаятимизда бәкму муһим екәнлигини чүшинип йетәләймиз. Адәттә қанунлар бәлгүлүк бир вәзийәттә ишлитилиду, амма принципларни һәрқандақ вәзийәттә қоллинишқа болиду. Мәсилән, кичик бала яман кишиләр билән дост болушниң қанчилик хәтәрлик екәнлигини чүшәнмәйду. Шуңа, ата-аниси уни қоғдаш үчүн қаидә-түзүмләрни орнитиду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:33). Лекин бала өсүп-йетилгәнсири, Муқәддәс китап принциплири һәққидә ойлинишни үгиниду. Бу принциплар униңға яхши достларни таллашқа ярдәм бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 13:11; 14:20ни оқуң). Муқәддәс китап принциплири һәққидә көпирәк мулаһизә қилғансири, вижданимиз бара-бара ишәнчлик көрсәтмиләрни бериду. Шу чағда һәрбир вәзийәттә Худа қандақ һәрикәт қилишимизни халайдиғанлиғини яхши чүшинимиз.

17. Немә үчүн биздә дана қарар чиқиришқа ярдәм беридиған керәклик қуралларниң һәммиси толуқ дейишкә болиду?

17 Биздә Йәһвани хурсән қилидиған қарарларни чиқиришқа ярдәм беридиған керәклик қуралларниң һәммиси бар. Муқәддәс китаптики қанунлар билән принциплар бизгә «һәммидин хәвәрдар болуп, һәрқандақ яхши ишқа толуғи билән тәйяр болушқа» ярдәм бериду (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Муқәддәс китап принциплиридин Худаниң ой-пикир қилиш усулини чүшинәләймиз. Бирақ принципларни тепиш үчүн тиришишимиз керәк (Әфәсликләргә 5:17). Бизгә ярдәм беридиған қураллар: «Күзитиш мунари әдәбиятлириниң көрсәткүчи» (рус), «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчи» (рус), «Күзитиш мунариниң китапханиси» (рус), «Күзитиш мунариниң онлайн китапханиси» вә «JW Library» программиси. Бу қуралларни ишлитип, шәхсий үгиниш вә аиләвий ибадәттин көп пайда-мәнпәәткә еришимиз.

МУҚӘДДӘС КИТАПҚА МАС ТӘРБИЙИЛӘНГӘН ВИЖДАН БӘРИКӘТЛӘРГӘ ЕРИШТҮРИДУ

18. Худаниң қанунлири билән принциплирини турмушимизда қоллансақ, нәтиҗиси қандақ болиду?

18 Йәһваниң қанунлири билән принциплирини қолланғанда, турмушимиз яхшилиниду. Зәбур 119:97—100 айәтләрдә мундақ йезилған: «Аһ, мениң Тәврат қануниңға болған муһәббитим нәқәдәр чоңқурдур! У мениң күн бойи сеғинип ойлайдиғинимдур. Әмирлириң һәрдайим мән билән биллә турғачқа, мени дүшмәнлиримдин дана қилиду, мән барлиқ устазлиримдин көп йорутулғанмән, чүнки агаһ-гуваһлириң сеғишимдур. Мән қерилардин көпирәк чүшинимән, чүнки мән Сениң көрсәтмилириңгә итаәт қилип кәлдим». Әгәр Худаниң қанунлири билән принциплири һәққидә мулаһизә қилишқа вақит чиқарсақ, әқил вә даналиқ билән һәрикәт қилидиған болумиз. Биз йәнә вижданимизни Худаниң қанунлири һәм принциплириға мас тәрбийилигәнсири, етиқат җәһәттә өсүп йетилип, Әйса Мәсиһкә охшаш болумиз (Әфәсликләргә 4:13).