Течлиқ — униңға қандақ еришәләймиз?
БУ қийинчилиққа толған дунияда течлиққа еришиш наһайити тәс. Һәтта биздә течлиқ болсиму, течлиғимиз узунға давамлашмайду. Бирақ Муқәддәс китапта һәқиқий вә мәңгү давамлишидиған течлиққа еришишкә немә ярдәм беридиғанлиғи һәққидә йезилған. Башқиларниңму течлиққа еришишигә қандақ ярдәм бәрсәк болиду?
ТЕЧЛИҚҚА ЕРИШИШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШИМИЗ ЛАЗИМ?
Һәқиқий течлиққа егә болуш үчүн өзүмизни хәвп-хәтәрсиз вә һимайигә еришкәндәк һис қилишимиз муһим. Биз яхши достларға муһтаҗ, бирақ әң муһими Худа билән зич мунасивәттә болушимиз керәк. Ундақта, буниң үчүн немә қилишимиз лазим?
Йәһваниң қанунлири вә принциплири биз үчүн һәрдайим пайда әкелиду. Шуңа биз уларға риайә қилсақ, Йәһваға таянғанлиғимизни вә Униң билән дост болушни халайдиғанлиғимизни көрситимиз (Йәрәмия 17:7, 8; Яқуп 2:22, 23). Шу чағда Йәһва бизгә йеқинлишиду вә көңүл хатирҗәмлигини әта қилиду. Йәшая 32:17дә (ЙД): «Һәқиқий адаләтниң нәтиҗиси течлиқ, һәқиқий адаләтниң мевиси болса теч-хатирҗәмлик вә бехәтәрликтур»,— дәп йезилған. Йәһваға чин жүрәктин итаәт қилсақ, һәқиқий течлиққа еришимиз (Йәшая 48:18, 19)
Йәһва бизгә мәңгү давам қилидиған течлиққа еришишкә ярдәм беридиған қиммәтбаһа соғини бәргән. Бу соға — муқәддәс роһ (Әлчиләр 9:31).
ХУДАНИҢ МУҚӘДДӘС РОҺИ ТЕЧЛИҚҚА ЕРИШИШКӘ ЯРДӘМ БЕРИДУ
Әлчи Паул течлиқ «муқәддәс роһниң мевиси» екәнлигини ейтқан (Галатилиқларға 5:22, 23). Шуңа течлиққа еришишни халисақ, муқәддәс роһниң бизни йетәклишигә йол беришимиз керәк. Буниң үчүн немә қилалаймиз?
Биринчидин, Худа Сөзини оқушни күндилик адитимизгә айландурушимиз лазим (Зәбур 1:2, 3). Биз оқуғанлиримиз һәққидә чоңқур мулаһизә қилғанда, муқәддәс роһ Йәһваниң һәрбир ишқа қандақ көзқарашта болидиғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Мәсилән, Худаниң течлиқни қандақ сақлайдиғанлиғи вә немә үчүн течлиқ Униңға шунчә муһим екәнлигини көрүп йетәләймиз. Муқәддәс китапта йезилғанларни күндилик турмушимизда ишләтсәк, теч-хатирҗәмлигимиз узунға давамлишиду (Пәнд-нәсиһәтләр 3:1, 2).
Иккинчидин, Худадин муқәддәс роһни сорап дуа қилишимиз керәк (Луқа 11:13). Өзидин ярдәм сориғанларға Йәһва мундақ вәдә бәргән: «Һәрқандақ ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи жүрәклириңларни һәм әқиллириңларни Мәсиһ Әйсада сақлайду» (Филипиликләргә 4:6, 7). Йәһва билән зич мунасивәттә болсақ вә Униң роһиға таянсақ, У бизни һәқиқий теч-хатирҗәмликкә ериштүриду (Римлиқларға 15:13).
Муқәддәс китап көплигән адәмләргә һаятини өзгәртишкә ярдәм бәргән. Шуңа улар һазир Йәһва вә башқилар билән течлиққа егә болуп, көңли теч-хатирҗәмликкә еришти. Бу өзгиришләрни улар қандақ қилған?
ҺӘҚИҚИЙ ТЕЧЛИҚҚА ЕРИШКӘН КИШИЛӘР
Бәзи қериндашлар һәқиқәткә келиштин бурун асанла дәрғәзәпкә толуп, һәтта зораванлиқ қилған. Бирақ улар тиришип өзлирини өзгәрткәчкә, һазир меһрибан, сәвир-тақәтлик вә течлиқпәрвәр адәмләргә айланди a (Изаһәткә қараң.) (Пәнд-нәсиһәтләр 29:22). Шундақ өзгиришләрни қилған Дэйвид вә Рэйчел исимлиқ қериндашларниң мисаллирини көрүп чиқайли.
Дэйвид һәқиқәтни тонуштин бурун, дайим башқиларни тәнқит қилған вә аилисидикиләрни қопал сөзләр билән һақарәтлигән. Амма у өзгириши керәклигини тонуп йәткән. У течлиққа қандақ еришти? Дэйвид: «Мән Муқәддәс китаптики принципларни турмушумда ишлитишкә башлидим. Нәтиҗидә аиләмдә бир-биримизни техиму һөрмәтләшкә башлидуқ»,— дәп ейтти.
Рэйчелниң келип чиқиши униңға қаттиқ тәсир қилған. У мундақ дәйду: «Һазирғичә ғәзәплинишни ташлаш үчүн күрәш қиливатимән, сәвәви
мән кичигимдин дәрғәзәпкә толған аилидә чоң болғачқа, шуниңға адәтләнгән едим». Рэйчелниң течлиққа еришишигә немә ярдәм бәргән? Йәһваға тайиниш вә дуа қилиш.Дэйвид вә Рэйчел Муқәддәс китаптики қаидә-принципларни ишлитип вә муқәддәс роһниң ярдимигә тайинип, течлиққа еришкән адәмләрниң арисидики пәқәт иккисила халас. Дәрғәзәпкә толған адәмләр арисида яшисақму, биз көңүл хатирҗәмлигигә еришәләймиз. Йәнә биз аилә вә җамаәт әзалири билән инақ-иттипақ болалаймиз. Йәһва бизни көпчилик билән инақ өтүшкә үндәйду (Римлиқларға 12:18). Теч мунасивәтни қандақ сақлашқа болиду? Биз башқилар билән немә үчүн течлиқ мунасивәттә болушимиз керәк?
БАШҚИЛАР БИЛӘН ТЕЧЛИҚТА БОЛУШҚА ТИРИШИҢ
Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилғанда, адәмләрниң течлиққа еришишигә ярдәм беримиз (Йәшая 9:6, 7; Мәтта 24:14). Көплигән адәмләр бу хәвәргә қулақ селип, уни қобул қилған. Нәтиҗидә улар бу дунияда болуватқан қийинчилиқлар түпәйли ғәзәпләнмәйду вә ярдәмсиз қалғандәк һис қилмайду. Әксичә, улар һазир келәчәккә зор үмүт билән қарайду, вә бу уларни «тинч-аманлиқни издәшкә» дәвәт қилиду (Зәбур 34:14).
Лекин бәзи адәмләр бу хәвәрни биринчи қетим аңлиғанда уни анчә яқтуруп кәтмәйду (Йоһан 3:19). Мәйли адәмләр қандақ инкас қайтурсун, Худа муқәддәс роһни биз үчүн ярдәмгә әвәткәчкә, биз теч-хатирҗәмликни сақлап, һөрмәт билән башқиларға хуш хәвәрни ейтимиз. Шундақ қилип биз Әйсаниң нәсиһитигә мас һәрикәт қилимиз. У: «Өйгә киргәндә, өй ичидикиләргә аманлиқ тиләңлар. Әгәр әшу өй-макан лайиқ болса, силәр униңға тилигән течлиқ-аманлиқ униңға кәлсун, әксичә лайиқ болмиса, тилигән аманлиғиңлар силәргә қайтсун»,— дегән (Мәтта 10:11—13). Бу нәсиһәткә қулақ салсақ, башқилар немә ейтсун яки немә қилсун, течлиқни сақлап, шу адәмләргә кейинирәк йәнә хуш хәвәрни ейтишқа пурсәт қалдуримиз.
Биз һәрдайим течлиқни сақлашқа тиришимиз, һәтта паалийитимизгә қарши болған һөкүмәт әмәлдарлири билән сөзләшкәндә, уларни һөрмәтләймиз. Мәсилән, Африкидики бир дөләттә һөкүмәт Ибадәт өйини селишқа рухсәт бәрмигән. Қериндашлиримиз бу қийинчилиқни теч йол билән һәл қилиш керәклигини билгән. Бир қериндаш Африкидики мошу дөләттә бурун миссионер болуп хизмәт қилған еди. Қериндашлар уни шу дөләтниң Лондондики әлчисигә әвәткән еди. Қериндишимиз әлчигә Йәһва гувачилири өз паалийәтлирини кишиләр арисида течлиқни риваҗландуруш үчүн қиливатқанлиғини чүшәндүргән.
Бу қериндаш мундақ деди: «Қобулханиға киргәндә, шу йәрдә олтарған аялниң кийимигә қарап, униң қайси қәбилидин екәнлигини билдим. Мән уларниң тилини үгәнгән. Шуңа мән униңға ана тилида салам бәрдим. У һәйран болуп: “Сиз немә мәхсәттә кәлдиңиз?”— дәп сориди. Мән униңға силиқ-сипайилиқ билән, әлчи билән көрүшүшкә кәлгәнлигимни ейттим. Бу аял әлчигә телефон қилди. Әлчи мениң алдимға чиқип, өз ана тилида салам бәрди. Шуниңдин кейин, Йәһва гувачилириниң течлиқни алға сүридиған паалийәтлири һәққидә көпирәк мәлумат бәрдим. У мени диққәт билән тиңшиди».
Қериндишимизни аңлиғандин кейин, әлчи паалийәтлиримиз һәққидә сәлбий көзқаришини өзгәртти. Көп өтмәй шу дөләттики һөкүмәт өз қарарини өзгәртип, Ибадәт өйлирини селишқа рухсәт қилди. Қериндашлар шат-хорамлиққа чөмди! Һәқиқәтән, башқиларға һөрмәт көрсәтсәк, течлиқни сақлашқа өз һәссимизни қошалаймиз.
ТЕЧЛИҚТИН МӘҢГҮ ҺУЗУРЛИНИМИЗ
Бүгүнки күндә Йәһваниң хәлқи теч-хатирҗәмликтә Униңға ибадәт қилип, роһий җәннәттин һузурлиниватиду. Бу течлиққа һәссимизни қошуш үчүн, һәрқайсимиз теч-хатирҗәм һаят кәчүрүшкә тиришишимиз керәк. Шундила Худани хурсән қилалаймиз вә кәлгүси йеңи дунияда У бизни мәңгүлүк теч-хатирҗәмликкә ериштүриду (Петрусниң 2-хети 3:13, 14).
a «Муқәддәс роһниң мевиси» бир қатар мақалиләрниң кейинкисидә меһрибанлиқни муһакимә қилимиз.