Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Нуруңлар чақнап, Йәһвани мәдһийилисун

Нуруңлар чақнап, Йәһвани мәдһийилисун

«Силәрниң йоруғуңларму адәмләр алдида шундақ йорусунки, улар силәрниң яхши ишлириңларни көрүп, асмандики Атаңларни мәдһийилисун» (МӘТТА 5:16).

НАХШИЛАР: 143, 9

1. Хошал болушимизға қандақ алаһидә сәвәп бар?

 ХУДА ХИЗМӘТЧИЛИРИ өз нурини чақнитиватқанлиғи һәққидики хәвәрләрни аңлаш бизни нәқәдәр һаяҗанландуриду-һә! Өткән жили Йәһва гувачилири 10000000дин көпирәк адәм билән Муқәддәс китапни үгәнгән. Униңдин башқа, миллионлиған қизиққучилар Хатириләш кечисигә келип, Йәһваниң меһир-муһәббәт билән бәргән соғиси, йәни төләм қурбанлиғи һәққидә биливалған (Йоһанниң 1-хети 4:9).

2, 3. а) Немиләр бизни «дунияда нурдәк» чақнаштин тосуп қалалмайду? ә) Бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?

2 Дунияниң җай-җайлиридики Йәһва гувачилири һәрхил тилларда сөзләйду. Лекин бу бизни Йәһвани бирликтә мәдһийиләштин тосуп қоймайду (Вәһий 7:9). Қайси тилда сөзлишимиздин вә қәйәрдә яшишимиздин қәтъийнәзәр, «дунияда нурдәк» чақналаймиз (Филипиликләргә 2:15).

3 Вәз хизмитимиз, етиқатчилар арисидики бирлигимиз вә һошиярлиғимизни сақлишимиз Йәһваға шан-шәрәп әкелиду. Бу үч саһада нурумизни чақнитиш үчүн немә қилсақ болиду? (Мәтта 5:14—16ни оқуң).

БАШҚИЛАРНИҢ ЙӘҺВАҒА ИБАДӘТ ҚИЛИШИҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ

4, 5. а) Вәз қилиштин башқа, йәнә қандақ усулда нурумизни чақниталаймиз? ә) Меһрибанлиқ қандақ яхши нәтиҗә әкелиду?

4 Биз вәз қилип, шагиртларни тәйярлиғанда, нурумиз чақнайду (Мәтта 28:19, 20). «Күзитиш мунари» журналиниң 1925-жил, 1-июнь санидики (ингл.) «Зулмәттики парлақ нур» дегән мақалидә ахирқи күнләрдә нурумизниң чақнишиға тосалғулуқ қилсақ, Пәрвәрдигарға садақәтмәнликни сақлалмайдиғанлиғимиз ейтилған. Бу мақалидә йәнә мундақ йезилған: «Нурумизни чақнитиш үчүн адәмләргә хуш хәвәрни җакалап, Худаниң һәққаний өлчәмлири бойичә яшишимиз керәк». Вәз қилиштин башқа, жүрүш-турушимиз билән Йәһваға шан-шәрәп кәлтүримиз. Биз вәз қилғанда, көплигән адәмләр бизгә диққәт қилиду. Иллиқ чирай билән саламлишип күлүмсирисәк, адәмләргә биз вә биз ибадәт қилидиған Худа һәққидә яхши гувалиқ беримиз.

5 Әйса шагиртлириға: «Өйгә киргәндә, өй ичидикиләргә аманлиқ тиләңлар»,— дәп ейтқан (Мәтта 10:12). Әйса вәз қилған районда, натонуш кишиләрни өйигә тәклип қилиш адити кәң тарқалған еди. Һазир адәмләрдә мундақ урп-адәт йоқ. Адәмләр ишиги алдида натонуш кишини көрсә, җиддийлишиши яки хапа болуши мүмкин. Амма әгәр биз достанә вә меһрибан муамилидә болсақ, адәмләр өзини әркин-азадә һис қилиду. Сиз аммивий орунларда вәз қилғанда, өтүп кетиватқан адәмләргә күлүмсирәп, очуқ чирай билән салам қилсиңиз, улар әркин-азадә әдәбиятлиримизни алидиғанлиғини байқидиңизму? Бундақ қилсақ, адәмләр биз билән әркин сөһбәтлишиду.

6. Яшанған бир җүп әр-аялниң вәз хизмәтни қизғинлиқ билән қилишиға немә ярдәм бәргән?

6 Англиядә яшайдиған йеши чоң бир җүп әр-аял саламәтлиги начар болғанлиқтин, бурунқидәк өйму өй вәз қилалмиған. Шуңа улар өйигә йеқин җайдики мәктәпкә балилирини әкелип-әкетишкә келидиған ата-анилар үчүн пайдилиқ мәслиһәт беридиған әдәбиятларни өйиниң алдидики үстәлгә тизип қойған еди. Бәзи ата-анилар әдәбиятларни, йәни «Яшларниң соаллири. Әмәлий мәслиһәтләр» китавиниң 1 вә 2-томини алған еди. Улар билән бир пионер пат-пат хизмәткә чиқатти. Адәмләр бу қериндашниң очуқ чирайини вә яшанған әр-аялниң башқиларға һәқиқәтән ярдәм беришни халайдиғанлиғиға диққәт қилған еди. Һәтта ата-аниларниң бири Муқәддәс китапни үгинишкә башлиған.

7. Өз жутидин қечип кәлгән мусапирларға қандақ ярдәм берәләйсиз?

7 Йеқинқи жилларда бәзи адәмләр өз жутидин қечип, башқа дөләтләрдә яшашқа мәҗбур болуватиду. Сиз туриватқан җайда мусапирлар болса, уларниң Йәһва һәққидә билим елишиға қандақ ярдәм берәләйсиз? Авал уларниң тилида саламлишишни үгинивелиң. Андин кейин «JW Language» [джей дабл-ю лэнгуидж] программисидин бирнәччә җүмлини ядлавелиң. Уларни учратқанда саламлишип, гәп қилсиңиз, улар тохтап, сиз билән сөһбәтлишиши мүмкин. Шундақ вақитларда jw.org торбетидин уларниң ана тилидики видеоларни вә әдәбиятларни көрсәтсиңиз болиду (Қанун шәрһи 10:19).

8, 9. а) «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» учришиши бизгә қандақ ярдәм бериду? ә) Ата-анилар балилириниң өзи тәйяр қилған җававини чин жүрәктин ейтип беришигә қандақ ярдәм берәләйду?

8 Йәһва вәз хизмитимиздә биз муһтаҗ болидиған, йәни хизмитимизниң үнүмлүк болушиға ярдәм беридиған һәммә нәрсини бериду. Мәсилән, биз «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» учришишида алған билим, адәмләрни қайта йоқлап барғанда яки уларға Муқәддәс китаптин тәлим бәргәндә, өзүмизни әркин тутушқа ярдәм бериду.

9 Биринчи қетим учришишимизға кәлгән адәмләргә балилиримизниң бәргән җаваплири қаттиқ тәсир қилиду. Шуңа сиз балиңизға җавапни өз сөзигә айландуруп, ейтип беришни үгитиң. Бәзи адәмләр балиларниң чин жүрәктин аддий сөзләр билән өз етиқади һәққидә ейтип бәргинини аңлап, һәқиқәтни тапқанлиғини чүшәнгән (Коринтлиқларға 1-хәт 14:25).

БИРЛИККӘ ҺӘССИҢИЗНИ ҚОШУҢ

10. Аиләвий ибадәт аилиниң инақ-иттипақ болушиға қандақ ярдәм бериду?

10 Аилимизни инақ-иттипақлиқ вә хатирҗәмликни сақлашқа үгитишкә тиришсақ, Йәһваға шан-шәрәп кәлтүримиз. Мәсилән, ата-ана болсиңиз, пәрзәнтлириңиз билән аиләвий ибадәтниң һәр һәптә өткүзүлүшини орунлаштуруң. Көп аилиләр JW интернет-телевизиясини көрүп, кейин билгәнлирини әмәлийәттә қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини муһакимә қилиду. Кичик балилар билән өсмүрләрни тәрбийиләштә зөрүр болидиған тәлим-тәрбийәниң пәрқи барлиғини ядиңизда сақлаң. Аиләвий ибадәттә аилә әзалириниң һәммиси пайда-мәнпәәткә еришиши үчүн бар күчиңизни селиң (Зәбур 148:12, 13).

Яшанған қериндашлар билән яхши мунасивәттә болуш биз үчүн пайдилиқ (11-абзацқа қараң)

11—13. Җамаәтниң бирлигигә қандақ һәссә қошалаймиз?

11 Һәтта яшларму һәммә қериндашларниң җамаәттә өзиниң муһим орни барлиғини һис қилишиға ярдәм берәләйду. Буниң бир усули — йеши чоң қериндашлар билән дост болуш. Улардин шунчә узун жил Йәһваға давамлиқ садиқ хизмәт қилишқа немә ярдәм бәргәнлигини сорап көрүң. Улар бизгә топлиған қиммәтлик тәҗрибә-савақлирини үгитиду. Чоңлар билән йеқин мунасивәттә болуш һәм бизгә, һәм уларға илһам бериду! Мәйли чоң яки кичик болайли, Ибадәт өйигә кәлгән меһманларни қучақ йейип қарши алалаймиз. Сиз күлүмсирәп саламлишип, уларға орун тепишқа ярдәм бәрсиңиз вә уларни башқилар билән тонуштурсиңиз болиду. Улар өзини әркин-азадә һис қилиши үчүн ярдәм бериң.

12 Әгәр сиз вәз учришишини өткүзүш вәзиписини алсиңиз, яшанған қериндашларға вәз хизмитигә қатнишип, нурини чақнитишқа ярдәм берәләйсиз. Уларға қолайлиқ участкини бөлүп бериң. Уларни яшлар билән хизмәткә әвәтиң. Яшанған яки саламәтлиги начар қериндашлар бурунқидәк көп вәз қилалмиғачқа, көңли йерим болиду. Амма уларниң ғемини йәп, әһвалини чүшинидиғанлиғиңизни көрсәтсиңиз, бу уларға илһам болиду. Мәйли улар нәччә яшта болсун яки һәқиқәтни тонуғиниға қанчә узун болсун, сизниң меһрибанлиғиңиз уларни вәз хизмәтни қизғин давамлаштурушқа үндиши мүмкин (Лавийлар 19:32).

13 Исраиллиқлар җәм болуп, бирликтә Йәһваға ибадәт қилиштин хошаллиқ тапқан. Зәбур язғучиси: «Қериндашлар бирликтә туруш немә дегән яхши, немә дегән шериндур!»— дәп ейтқан (Зәбур 133:1, 2ни оқуң). У бирликни вәзипигә тайинланғанларни майлаш үчүн ишлитилгән май билән селиштурған. Бу теригә раһәт беридиған хуш пурақлиқ май болған. Шуниңға охшаш, биз очуқ чирай вә меһрибан болуш арқилиқ қериндашларни илһамландуралаймиз. Шундила биз җамаәтниң бирлигигә һәссимизни қошалаймиз. Җамаәттики қериндашлар билән йеқинирақ тонушушқа һәрикәт қилаламсиз? (Коринтлиқларға 2-хәт 6:11—13).

14. Мәйли қәйәрдә яшишиңиздин қәтъийнәзәр, нуруңизни қандақ чақниталайсиз?

14 Қәйәрдә яшишимиздин қәтъийнәзәр, нурумизни чақниталаймиз. Хошнилириңиз меһрибанлиғиңизни көргәндә, Йәһва һәққидә көпирәк билишни халиши мүмкин. Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Хошнилирим мән тоғрисида немә ойлайду? Һойла-арамим пакиз һәм рәтликму вә мәһәллиниң муһитини гөзәлләштурамду? Мән хошнилиримға ярдәм беримәнму?» Башқа қериндашлардин меһрибанлиғи вә яхши үлгилири уруқ-туққан, холум-хошна, хизмәтдашлири яки савақдашлириға қандақ тәсир қилғанлиғи һәққидә сорап көрүң (Әфәсликләргә 5:9).

ҺОШИЯР БОЛУҢ

15. Немә үчүн һошияр болушимиз керәк?

15 Нурумизни давамлиқ чақнитишни халисақ, қайси заманда яшаватқанлиғимизни унтумаслиғимиз керәк. Әйса шагиртлириға бирнәччә қетим: «Һошияр болуңлар»,— дегән (Мәтта 24:42; 25:13; 26:41). Әгәр «бүйүк апәт» пат арида кәлмәйду дәп ойлисақ, адәмләргә Йәһва һәққидә тәлим беришниң пурсәтлирини қолдин берип қойимиз (Мәтта 24:21). Һәтта нурумиз чақнашниң орниға, бара-бара аҗизлишип, өчүп кетиши мүмкин.

16, 17. Һошияр болуш үчүн немә қилалаймиз?

16 Дунияниң вәзийити барғансири начарлишиватқачқа, биз техиму һошияр болушимиз лазим. Бирақ бу дунияниң ахири дәл Йәһва бәлгүлигән вақит-саатта келидиғанлиғини билимиз (Мәтта 24:42—44). Шу вақит кәлгичә, биз сәвирчанлиқ билән һәммә ой-пикримизни келәчәккә қаритишимиз керәк. Муқәддәс китапни һәр күни оқуң вә Йәһваға давамлиқ дуа қилиң (Петрусниң 1-хети 4:7). Йәһваға узун вақит хизмәт қиливатқан қериндашлардин үлгә елиң. Уларниң һаятта баштин кәчүргәнлири һәққидә оқуп көрүң. Мәсилән, «Йәтмиш жил йәһудийниң тониниң етигини тутуп жүрүватимән» намлиқ тәрҗимиһални оқусиңиз болиду («Күзитиш мунари» (рус), 2012-жил, 15-апрель, 18—21 бәтләр).

17 Йәһваға қизғин хизмәт қилиш билән алдираш болуң. Башқиларға яхшилиқ қилиң вә қериндашлар билән вақит өткүзүң. Шу чағда сиз хошал-хорамлиққа еришисиз вә вақитниң қандақ өтүп кәткәнлигини байқимайсиз (Әфәсликләргә 5:16). Өткән йүз жилда Йәһва гувачилири нурғун ишларни қилған еди. Бүгүнки күндә биз һәрқандақ вақиттикидинму бәк алдираш болуватимиз. Йәһваниң хизмитини шунчилик кәң даиридә қиливатимизки, нурумиз биз тәсәввур қилалмиғидәк дәриҗидә чақнимақта!

Ақсақаллар бизни йоқлап кәлгәндә, биз Худа Сөзидики даналиқниң пайдисини көрәләймиз (18, 19-абзацларға қараң)

18, 19. Ақсақаллар Йәһваға қизғинлиқ билән хизмәт қилишимизға қандақ ярдәм берәләйду? Мисал кәлтүрүң.

18 Гәрчә көп хаталиқ өткүзсәкму, Йәһва бизниң Униңға хизмәт қилишимизға пурсәт бериватиду. Бизгә ярдәм бериш үчүн У ақсақалларни бәргән (Әфәсликләргә 4:8, 11, 12ни оқуң). Шуңа, ақсақаллар сизни йоқлап кәлгәндә, бу пурсәтни чиң тутуп, уларниң даналиғини үгинип, мәслиһәтлиригә қулақ селиң.

19 Мәсилән, Англиядә яшайдиған бир җүп әр-аял некасида қийинчилиқларға дуч кәлгән вә улар икки ақсақалдин ярдәм сориған. Аялиниң дейишичә, ери Йәһваға хизмәт қилишта йетәкчиликни өз қолиға алмиған. Әр қериндаш болса, тәлим бериш қолумдин кәлмәйду дәп ойлап, аиләвий ибадәтни һәр һәптидә өткүзмигәнлигини иқрар қилған. Ақсақаллар бу әр-аялға Әйсаниң үлгиси һәққидә ойлинишни ейтқан. Улар әр қериндашни Әйсаниң шагиртлириға қандақ муамилә қилғанлиғидин үлгә елишқа үндигән. Аял қериндашни еригә сәвирчанлиқ билән муамилә қилишқа дәвәт қилған. Ақсақаллар йәнә уларға икки балиси билән аиләвий ибадәтни қандақ өткүзүш һәққидә яхши мәслиһәтләр бәргән (Әфәсликләргә 5:21—29). Әр яхши аилә беши болуш үчүн көп күч чиқарди. Ақсақаллар уни бәл қоювәтмәй, Йәһваниң роһиға тайинишқа дәвәт қилған. Ақсақалларниң меһир-муһәббити вә меһрибанлиғи бу аилигә бәк көп ярдәм бәргән еди.

20. Нурумизни чақнатсақ, буниң нәтиҗиси қандақ болиду?

20 «Йәһва Сәрдардин қорққанлар вә Униң йоли билән жүргәнләр бәхтияр» (Зәбур 128:1). Нуруңизни чақнатсиңиз, шат-хорамлиққа толисиз. Шу сәвәптин Худа һәққидә башқиларға тәлим бериң, җамаитиңизниң вә аилиңизниң бирлигигә һәссә қошуң вә һошияр болуң. Шу чағда башқилар яхши үлгиңизни көрүп, Атимиз Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүшни халайду (Мәтта 5:16).